Мутәллип Сидиқ Қаһири

Мутәллип Сидиқ Қаһири

Атақлиқ тилшунас, иҗтиһатлиқ журналист, Уйғур киши исимлири тәтқиқатчиси Мутәллип Сидиқ Қаһири әпәнди 1950-йили қәшқәр йеңишәһәр наһийисидә туғулған. 1968-Йилидин 1971-йилиғичә қайта тәрбийәдә болған. 1983-Йили қәшқәр педагогика иниститутини пүттүрүп шу мәктәптә оқутқучилиқ қилған. 1991-Йилидин тартип «қәшқәр педагогика иниститути илмий журнили» да муһәррир болуп ишлигән. «Уйғур киши исимлири вә униң мәниси» намлиқ китаби 1992-йили бесилған. Кейин йәнә «исимни қандақ қойуш керәк», «исим қойуш қолланмиси», «Уйғур киши исимлири» (1998) қатарлиқ китаблири нәшр қилинған. Уйғур киши исимлири һәққидә 30 парчидин артуқ мақала елан қилған, бу мақалиларниң көпи «хәзиниләр ачқучи» (2006) намлиқ китабиға киргүзүлгән. «Әрәб тилидин асас» намлиқ үч қисимлиқ китаби, «әрәбчә сөзлишиш», «әрәб тили елипбәси», «әрәб тили қаидилири», «әрәб тилини муәллимсиз өгиниш» дегән китаблири нәшр қилинған. Тилшунаслиқ нуқтисидин йәнә қәшқәрдики «шәйхләр» ниң тили һәққидә бир қатар тәтқиқатларни елип барған.


Мутәллип Сидиқ Қаһири әпәндиниң «тил вә тәрҗимә» журнилида елан қилинған тәрҗимиһали:
1-Улиниш (сүзүкләштүрүлгән нусхиси-11MB)
2-Улиниш (рәсим һалитидики нусхси-5MB)

Мутәллип Сидиқ Қаһири әпәндиниң «Уйғур Күтүпханиси» дики әсәрлири: