Зулпиқар Барат Өзбаш 1975- йили ақсу учтурпан наһийисидә туғулған. 1992- Йилидин 1996- йилиғичә шинҗаң университетиниң җуңго тиллири факултетида оқуған. Оқуш пүттүргәндин кейин аптоном районлуқ дөләт баҗ идарисиниң тәрҗимә башқармисида тәрҗиман, сабиқ «шинҗаң баҗ ишлири» журнилида тәһрир вә мәзкур идариниң «баҗ кадирлирини тәрбийәләш мәркизи» дә оқутқучи болуп ишлигән. У әдәбий тәрҗимигә 1992- йили алий мәктәптә оқуватқан мәзгилидин башлап киришкән болуп, җуңгу вә чәт әл әдәбийатидики көплигән даңлиқ әсәрләрни тәрҗимә қилип тонуштурған вә әдәбий тәрҗимә маһарити һәққидә чоңқур издәнгән. У тәрҗимә қилған әсәрләрниң тили интайин раван, йеқишлиқ, пасаһәтлик, чүшинишлик болуп, оқуған кишигә ана тилда йезилғандәк туйғу бериду. У әдәбий тәрҗимини дәсләптә хәнзу әдәбийатидин башлиған болуп, «тухумәк дәрихи астида», «сесиқ пайпақ мода болған шәһәр» қатарлиқ сатерик тәрҗимә һекайилири һәр қайси гезит- журналларда елан қилинған. 1998- Йилидин башлап инглиз тилини өзлүкидин өгинишкә башлиған, 2001- йили «сәрхуш инглиз тили» тәрбийәләш мәркизини қуруп, инглиз тили оқутуши билән шуғулланған. «Сәрхуш инглиз тили» дәрслики (төт қисим) вә «җанға әсқатидиған сәрхуш инглиз тили грамматикиси» қатарлиқ бир йүрүш дәрсликләрни түзгән. Өзгичә оқутуш методи, әтраплиқ билим қурулмси вә өзгичә методта түзүлгән «сәрхуш инглиз тили» намлиқ дәрслик китаблири билән кәң тил өгәнгүчиләрниң алқишиға еришкән. 2007- Йили «форд хәлқаралиқ оқуш мукапати» ға еришип һавай университети җәмийәтшунаслиқ кәспигә оқушқа киргән вә 2009- йили 12- айда магстерлиқ унваниға, 2013- йили 5- айда докторлуқ унваниға еришкән. У америкидики оқушини тамамлиғандин кейин үрүмчигә қайтип шинҗаң университетида оқутқучи болуп ишләшкә башлиған.
Зулпиқар баратниң әдәбий тәрҗимә саһәсидә ишлигән әмгәклири
1. «Мусулманларниң ахирәтлики» (2- томи), аптори: хода.
2. «Өлүм көләңгиси», роман, аптори мичил зуһа, «дунйа әдәбийати» журнилида улап елан қилинған.
3. «Вапа вә қисас», роман (балилар үчүн йезилған нусхси), аптори: алесандир дйума (фирансийә), шинҗаң хәлқ нәшрийати тәрипидин 2001- йили нәшр қилинған.
4.«Полковникқа һечким хәт йазмайду», аптори: гарсийа маркуз, «дунйа әдәбийати» журнилида елан қилинған.
5.«Алдинала пур кәткән қатиллиқ вәқәси» аптори: гарсийа маркуз, «дунйа әдәбийати» журнилида елан қилинған, кейин «чәт әл мәшһур повестлири мәҗмуәси» дегән намда шинҗаң хәлқ нәшрийати тәрипидин китаб болуп нәшир қилинған.
6. «Тунҗи муһәббәт»(повест), аптори: тургинеф, «дунйа әдәбийати» журнилида елан қилинған.
7.«Йоқалған арал»(повест), аптори: маргарет мичел, «дунйа әдәбийати» журнилида елан қилинған.
8.«Йәр асти йоли» (повест), аптори: ернист сарвато, «дунйа әдәбийати» журнилида елан қилинған.
9.« Аҗайип мәхпийәт» (повест), аптори: стефан звиг, «дунйа әдәбийати» журнилида елан қилинған, кейин «чәт әл мәшһур повестлири мәҗмуәси» дегән намда шинҗаң хәлқ нәшрийати тәрипидин китаб болуп нәшир қилинған.
10.«Баскал дуарт аилиси» (повест), аптори: села
Йуқиридики әсәрләрдин башқа йәнә: «һавадики йол» (аптори: пастернак), «күз йамғури», (аптори: кавабата йасунари) қатарлиқ көплигән чәт әл һекайилири вә җибран хәлил җибранниң бир қисим нәсирлирини хәнзучидин; «әрәб базири» (аптори: җамес җойс), «муштумзор» (аптори: һемиңвай) қатарлиқ мәшһур һекайиләрни инглизчидин тәрҗимә қилған. «Нетизи» вә «сартери» қатарлиқ пәлсәпиви китабларниң инглизчә- уйғурчә селиштурма нусхисини тәрҗимә қилған (бу китаблар 2000- йили шинҗаң хәлқ нәшрийати тәрипидин нәшр қилинған).
Зулпиқар Барат Өзбаш шинҗаң университетида оқуватқан мәзгилидә «үрүмчи кәчлик гезити», «ишчилар вақит гезити», «иқтисад гезити» дә җуңгуниң нурғун һекайилирини тәрҗимә қилип елан қилған. Шинҗаң университетида оқуватқан мәзгилидә «ишчилар вақит гезити» йәнә уни «бир саәт ичидә болған вәқә» (аптори: кат чопин) намлиқ тәрҗимә һекайиси билән қошуп, әдәбий тәрҗимә җәһәттики талантини муәййәнләштүрүп сүрәтлик тонуштурған.
Зулпиқар Барат Өзбаш әдәбий тәрҗимичиликтин башқа йәнә әдәбий иҗадийәт, Уйғур хәттатлиқи, нутуқшунаслиқ, инглиз тили оқутуши вә тәтқиқати, җәмийәтшунаслиқ қатарлиқ охшимиған саһәләрдә көп қирлиқ иқтидар йетилдүргән болуп, һазирғичә бу саһәләрдә бир мунчилиған нәтҗиләрни қолға кәлтүрди. Буниң ичидә апторниң әдәбий тәрҗимичилик, инглиз тили оқутуши, тәтқиқати һәм җәмийәтшунаслиқ саһәлиридә қолға кәлтүргән нәтиҗилири бир қәдәр гәвдилик. 2007- Йилидин буйан у җәмийәтшунаслиқ нуқтисидин йезилған «йағлиқ қапақ вә булғанған кимлик», «бәдән, мода вә кимлик», «шәһәрлишиш вә кимлик кризиси», «мүҗмәл адәм вә зиддийәтлик кимлик», «уйғурларда иҗтимаийәт, адимийәт пәнлири мәсилилири», «биз қандақ чакинилишимиз» қатарлиқ бир қатар мақалилири билән оқурмәнләр арисида қизиқ нуқтиға айланди.
Уйғур Күтүпханисидики Зулпиқар Барат Өзбаш әсәрлири топлими:
- Өзлүк гирвәклиридә
- Җәмийәтшунаслар немә дәйду
- Җан қозам
- Җанға әсқатидиған сәрхуш инглиз тили грамматикиси
- Сәрхуш ингилизтили (1)
- Сәрхуш ингилизтили (2)












