Күрәш Ибраһим

80- Йилларниң бешида, мәрһум шаир нурмуһәммәд әркийниң «кимниң бар ашундақ алими қени, пәхирлән дунйаға мәһмуд вәтини» дегән икки мисра нәқрат қилинған ғәзили улуғ Уйғур алими Мәһмуд Қәшқирий йазған қамус «дивану луғатит түрк – түркий тиллар дивани» ниң һазирқи заман уйғурчә нәшри билән тәң тәңритеғиниң җәнубий вә шималиға тарқилип кишиләрниң, хусусән алий вә оттура мәктәптә оқуватқан йашларниң қәлбини ләрзигә кәлтургән вә уларниң отлуқ қәлбигә Мәһмуд Қәшқәрийдәк алим болуш истикиниң өчмәс мәшилини йаққаниди. Мәмликитимизниң тунҗи Уйғур доктор ашти (postdoctor博士后) химийә-физика алими күрәш ибраһим мана шу чағларидики дилиға йүксәк ғайини пүккән йашларниң бири һесаблиниду.

У 1978- йили бейҗиң пайтәхт педагогика университетиниң химийә факултитиға қобул қилинди. Шу чағда, пүтүн факултет бойичә бирдинбир Уйғур пәрзәнти болған күрәш ибраһим рәттики дәрсләрни қетирқинип өгәнгәндин башқа, һәр қайси пәнләр, хусусән чәт әл тили үгинишкә алаһидә әһмийәт бәрди. Инглизчә өгиниш биләнла қанаәтлинип қалмай, өзлүкидин франсуз тили өгинишниму мас қәдәм билән елип барди. У 1982-йили мәзкур университетни пүттүрүп, қәшқәр педагогига институти химийә факултетиға тәқсим қилинғанда: «әмди, өгинидиғинимни өгинип болдум, кейинки өмрумни ашу өгәнгәнлиримни тавар қилип сетип йәп-ичип, җан беқиш билән өткүзимән, чүнки мән мәнзилгә йәттим» дегәнләрни хийалиғиму кәлтурмиди. 1- Вә 4- йиллиқ синип оқуғучилириниң икки асаслиқ дәрсиниң оқутуш вәзиписини, оқуғучиларниң тәҗрибә әмәлийитиниң йетәкчиликини, шундақла нәччә йүз миң хәтлик дәрслик материйаллири тәрҗимисини орундиғандин башқа, давамлиқ өгиниш, үзлүксиз издиниш арқилиқ, өзини авутуш, билим хәзинисини бейитишни задила тохтитип қоймиди. Арилиқта, йәнә бейҗиңға берип, пайтәхт педагогика университетиниң аспирантлар курсиниң дәрсликлири бойичә, бир йил билим ашурди.

Һәқиқий илимпәрвәр инсан илим шарабиға һәргиз қанмайду; һәқиқий мәрипәтпәрвәр адәм мәрипәт канидин дур қезип һармайду. Күрәш ибраһим 1987-йили дөләтлик маарип комитети уйуштурған чәт әлгә оқушқа чиқириш алдидики инглиз тили бойичә сәвийә синаш имтиһаниға иккиләнмәйла қатнашти вә имтиһандин өтүп, чәт әлгә чиқип илим тәһсил қилиш, дунйаға йүзлинип илим-пәнниң йүксәк чоққисиға йүрүш қилиш пурситини қолға кәлтүрди. Франсуз тилидиму асасий барлиқини көздә тутуп, дөләт уни 1989-йили 2-айда, франсуз тилини дөләт тили қилип қоллинидиған белгийә дөлити лийәж университетиниң електрон вә фото електрон сипиктроскопи тәҗрибиханисиға бир йиллиқ билим ашурушқа әвәтти. Бу бир йил ичидә, белгийигә келиштин бурун франсуз тили күчәйтмә курсида пәқәт бир йилла оқуған күрәш ибраһим кечини күндүзгә улап өгиниш арқилиқ, франсуз тили сәвийисини лайиқ дәриҗигичә йәткүзгәндин башқа, өзи елип барған тәҗрибилири асасида, инглиз тили билән илмий мақалә йезип, америкида чиқидиған хәлқаралиқ илмий журнал «химийә-физика журнили» (JOURNAL OF CHEMISCAL PHYSIC) да елан қилдурди. Күрәш ибраһимниң анам көрмигән, дадам көрмигән бир йад земинда тамақ етиштин тартип, йетип-қопидиған өй-йатақ тепишқичә болған тирикчиликкә талиқ ушшақ-чүшшәк ишларниң һәммисини өзи қол тәвритип қилишқа тоғра келидиған мусапирчилиқ турмушиниң барлиқ җапасини йәңгәндин башқа, дәм елиш күнлири гүзәл мәнзириләрни көрүвалай, байрамларда көл-дәрйаларда қейиқ үзүвалай демәй, пүтүн ишқи вә етиқади билән берилип өгиниш, тәҗрибиләрни әң кичик ишларғичә сәл қаримай әстайидил ишләш арқилиқ гәвдиләнгән сәмимийәтчанлиқи вә тиришчанлиқидин тәсирләнгән йетәкчи устаз, атақлиқ физика-химийә алими жак е колән вә мари жан убән франскәнләр уни бир йиллиқ билим ашуруш муддити тошқандин кейинму давамлиқ белгийидә қелип, докторлуқ унвани үчүн оқушқа тәвсийә қилиду. Күрәшниң илим йолида бир қәдәмдә бир из қалдуруп маңалайдиған иқтидаридин сөйүнгән белгийә алимлири униңға кетәрлик оқуш йардәм пулини һәл қилишип бериду.

Мәлумки, докторлуқ унвани оқуши илмий һайаттики әң парлақ әмма әң мүшкүл оқуш болуп. Бу оқушни ғәлибилик айағлаштуруп докторлуқ нусрәт бөкини кийиш оқуғучидин йетәрлик җасарәтнила әмәс, бәлки йәнә асасий күчлүк, қатламлири мукәммәл болған кәң билим қурулмисиға игә болушни тәләп қилиду. Һалбуки, бу нуқтини ениқ билгән күрәш ибраһим бу мәзгилдә ғәлибисери илгириләп, инглиз тили вә франсуз тили бойичә атом-молекула физикисиға аит дәрсликләрни пишшиқ өгәнди вә көп тәрәплимилик алий билимләрни игиләп, өз сәвийисини тәләп камалитигә йәткүзди. Докторлуқ унвани тәләп қилидиған мол мәзмунлуқ тәҗрибә түрлирини франсийиниң париж шәһиридики ухсәй дөләтлик мас қәдәмлик радиатсийә тәҗрибиханисида мувәппәқийәтлик ишләп тамамлиди. Бу җәрйанда, у йәнә голландийә вә германийиләрдә өткүзүлгән хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинлириға үч қетим, белгийә ичидә өткүзүлгән мәмликәтлик илмий муһакимә йиғинлириға алтә қетим қатнашти вә мәзкур йиғинларға илмий мақалә тапшуруп вә лексийә сөзләп, алимлар билән илим алмаштурди. Бәш парчә илмий әсәр йезип, америка, германийә вә голландийиләрдә чиқидиған «химйә-физика журнили», «електронлуқ сәкрәштин келип чиққан һадисиләр тоғрисидики 4-қетимлиқ хәлқаралиқ йиғин мақалиләр топлими» вә «хәлқаралиқ мас испиктрометир вә ийон җәрйани журнили» қатарлиқ нопузлуқ илмий журналларда елан қилдурди. Күрәш ибраһим мана мушундақ үч йил он ай вақит җан пидалиқ билән өгиниш вә пүткүл зеһни билән тәҗрибә елип бериш җәрйанида, илим беғидики һәсәл һәриси болуп, еһтийат вә иҗтиһат билән билим ширнилирини йиғқач, 1992-йили12-айда, белгиийидә өткүзүлгән докторлуқ диссертатсийә йақлаш мунбиригә дадил қәдәм билән чиқти. У 20 дин артуқ катта алим қатнашқан бу диссертатсийә йақлаш йиғинида, өзиниң инглизчә йазған «алтә филорлуқ бензинниң йумшақ x нурини қобул қилғандин кейинки фото-химийә хусусийәтлири» мавзулуқ докторлуқ илмий мақалисини оқиди. Икки саәт давамлашқан диссертатсийә йақлаш җәрйанида, алимларниң инглизчә сориған соаллириға инглизчә, франсузчә сориған соаллириға болса, франсузчә қанаәтлинәрлик җаваб бәрди. Ахирида, докторлуқ унван һәйәт рийасити адәттә, «әла, йахши, оттураһал, лайақәтлик» дәп төрт дәриҗигә бөлүнидиған бу диссертатсийә йақлаштин күрәш ибраһимниң әла нәтиҗә билән өтүп, «тәбиий пәнләр доктори» дегән унванға еришкәнликини тәнтәнә билән җакарлиди! Зәпәр билән вәтәнгә қайтип кәлгән доктор күрәш ибраһимниң йетик иқтидари мәмликитимиз алимлириниң диққитини өзигә тартти. 1993-Йили2-айда, җуңго пәнләр академийиси бейҗиң йуқири енергийә физикиси тәтқиқат орниниң мас қәдәмлик радиатсийә тәҗрибиханиси уни доктор ашти тәтқиқат нуқтисиға қобул қилди, у бу йәрдики атақлиқ алимлар билән һәмнәпәс болуп, икки йилға йеқин берилип ишләш арқилиқ, бәлгиләнгән тәтқиқат түри бойичә елип берилған илмий әмгәкләрни мувәппәқийәтлик орундиди. Бу җәрйанда, у өзиниң тәтқиқат нәтиҗисидин икки парчә илмий мақалә йизип, мәмликәтлик вә хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинида лексийә қилди. Җуңго пәнләр академийиси һавалә қилған 3-әвлад мас қәдәмлик радиатсийә фото мәнбәси тәтқиқатини елип беришниң имканийити һәққидики илмий доклатниң атом-молекула физикисиға аит қисмини тәййарлиди. Тәтқиқатлар, ғәлибилик нәтиҗиләр алимларниң йүксәк баһа билән етираб қилишиға муйәссәр болғач, у бултур 12-айда доктор ашти тәтқиқатчилиқиниму тамамлап, мәзкур тәтқиқат орниниң өзигә хизмәткә тәқсим қилинди. У һазир өзиниң бу йеңи хизмәт орнида, йеңидин йеңи илмий мавзулар үстидә әстайидил тәтқиқат елип бармақта.

Илимниң хислити у өзигә муҗәссәм қилған ашу һәр қандақ мөҗизиләрниму йаритишқа қадир қудрәт арқилиқ намайән болуп турғинидәк, алимниң пәзилити униңдики ашу илим арқилиқ әҗдадларға йүз келиш вә әвладларға үлгә болуш ирадиси, шундақла вәтәнниң әртиси вә милләтниң кәлгүсигә болған мәсулийәтчанлиқ туйғун роһи арқилиқ җилвилинип туриду.

Мән әмдила 38 йашқа киргән бу алимдин өзиниң дунйа илим сорунлирида баштин көчүргән өгиниш вә тәтқиқат сәргүзәштилиридин һасил қилған тәсирати һәққидә сориғинимда, у толиму сәмимийлик вә толуп ташқан ишәнч билән мундақ деди: «алий мәктәпкә йеңи киргән чеғимда, қәдимки уйғурлардин чиққан бүйүк алим Мәһмуд Кашғәрийниң илмий әмгәклири һәққидики һекайиләрни аңлап аҗайип һайаҗанлинаттим вә күнләрниң биридә ашу мөһтәрәм бовимизға охшаш алим болуш истики мени илим қайнимиға үндәйтти. Әмәлий пакит шуки, уйғурларниң әқлий иқтидари һечкимдин кәм әмәс, пәқәт бәл қойувәтмәй ахириғичә тиришидиғанла болсақ, башқилар бойсундуралиған һәр қандақ илим чоққисини бизму охшашла бойсундуралаймиз. »