Иқбал Турсун

Иқбал Турсун

Иқтидарлиқ әдәбийат тәтқиқатчиси шинҗаң педагогика университетиниң профеиссори, филологийә пәнлири доктури Иқбал Турсун 1969- йили 8- сентәбир қәшқәр шәһиридә хәлқ сәнәткари аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч – тулуқсиз вә толуқ оттура мәктәпни бөртала вә қәшқәрдә оқуған. 1986- Йили шинҗаң университети әдәбийат факултетиға толуқ курс оқушиқа қубул қилинған. 1991– Йилдин 1994- йилға қәдәр шумәктәпниң түркий тил-әдәбийати кәспи Уйғур әдәбийат тарихи йөнилиши бойичә магистир аспирантлиқида оқуп әла нәтиҗә билән оқушни тамамлиған, шу йили 7– айдин етибарән шинҗаң педагогика университети филологийә иниститутида ишләп кәлмәктә. Иқбал Турсун хизмәткә қатнашқандин тартип һазирға қәдәр тулуқ курс вә аспирантларға «Уйғур килассик әдәбийат тарихи», «әдәбийат нәзәрийәси», « истетика», « әдәбийат–сәнәт писхологйиси», «нәваишунаслиқ тәтқиқати», «кино–телевизийә сәнитидин зоқлиниш», «әдәбийат тәтқиқат методологийиси», «Уйғур қәдимки әдәбийат нәзәрийиси» қатарлиқ көп хил кәспий дәрисләрни өтүп кәлгән.

2003– Йилдин 2006– йилиғичә шаңхәй шәрқий җуңго педагогика университетида әдәбийатшунаслиқ пәнлири бойичә доктур аспирантлиқида оқуған. У көп йиллардин бери, Уйғур әдәбийат тарихи тәтқиқати, азсанлиқ милләтләр әдәбийат нәзәрийиси вә тәнқидчилики саһәлиридә издинип мол нәтиҗиләргә еришкән.

Һазирғичә униң «Уйғур килассик әдәбийатидин һекмәт үнчилири» (шинҗаң йашлар- өсмүрләр нәшрийати, 1997– йил 2– ай 1– нәшри) намлиқ илмий мақалиләр топлими, «Уйғурларда кино телевизийә мәдәнийити» (Шинҗаң хәлқ нәшрийати, 2005– йил 8– ай 1- нәшри), «Уйғурларда һайат һекмити вә өлүм күлпити» ( Шинҗаң университети нәшрийати, 2005- йили 8– ай 1- нәшри) қатарлиқ илмий тәтқиқат әсәрлири вә «у немә үчүн йиғлайду» (шинҗаң йашлар– өсмүрләр нәшрийати, 2005– йил 10– ай 1– нәшри) намлиқ балилар һекайилири топлими нәшр қилинған. Шинҗаң пәлсәпә иҗтимаий пәнләр тәтқиқат түри «уйғурларда килассик шеирийәт сәнити», дөләтлик иҗтимаий пән саһәсидики чоң тәтқиқат түриниң бир тармиқи «җуңго азсанлиқ милләтлириниң әдәбийат нәзәрийиси вә тәнқидчилик әсәрлири хәзиниси: Уйғур, қазақ, қирғиз әдәбийат нәзәрийиси әсәрлири топлими» дин ибарәт икки тәтқиқат темисиға рийасәтчилик қилған, дөләтлик иҗтимаий пән тәтқиқат түри: «Уйғур килассик әдәбийат нәзәрийиси вә тәнқидчиликиниң һазирқи заманға бурулуши һәққидә тәтқиқат» ни мәсул болуп ишләп пүттүргән.

Маарип министирликиниң ноқтилиқ тәтқиқат түри болған «шинҗаңдики Уйғур, хәнзу, қазақ, моңғул милләтлириниң оттура мәктәп тил– әдәбийат маарипини тәкшүрүш тәтқиқат темиси» қатарлиқ бәш тәтқиқат түригә қатнашқан. Нопузлуқ хәнзучә илмий журналларда сәккиз парчә илмий мақалиси, шинҗаңдики уйғурчә мәтбуатларда 60 парчидин артуқ илмий мақалә вә әдәбий обзорлири елан қилинған. Униң тәтқиқат нәтиҗилири көп қетим һәрхил мукапатларға еришкән.

У һазир шинҗаң педагогика университети Уйғур тил- әдәбийати аспрантлиқ ноқтисиниң мәсули, Уйғур килассик әдәбийати йөнилишиниң магистир аспирант йетәкчиси, шинҗаң педагогика университетиниң ноқтилиқ пән түри- әдәбийатшунаслиқ пән түриниң мәсули болуп ишлимәктә. Шундақла у йәнә җуңго тарих вә мәдәнийәт тәтқиқат җәмийити, җуңго Уйғур килассик әдәбийати вә муқам җәмийити, шинҗаң киночилар җәмийити, җуңго азсанлиқ милләтләр әдәбийат тәтқиқат җәмийити қатарлиқ илмий җәмийәтләрниң әзаси, униң вәкиллик илмий мақалилири төвәндикичә:

1. «Уйғур һазирқи заман әдәбийатида ойғиниш еңи», «милләтләр әдәбийати тәтқиқати» журнили, 2006– йиллиқ 1– сан.
2. «Нәваий тәтқиқатиға даир бәзи мәслиләр», «ғәрбий йурт тәтқиқати» журнили, 2005– йиллиқ 4 – сан.
3. «Мәдәнийәт нисбийлики нәзәрийиси вә җуңго милләтләр мәдәнийитиниң маслишип раваҗлиниш мәслиси», «гәнсу иҗтимаий пән тәтқиқати» журнили, 2005– йиллиқ 3– сан. 4. «Әлшир нәваий шеирлиридики һайат трагедийиси еңи», «булақ» журнили, 2005– йиллиқ 6– сан.
5. «Уйғур килассиклириниң пәлсәпивий дунйа қариши вә иҗадийәт методи», «шинҗаң иҗтимаий пәнләр тәтқиқати» журнили, 2005– йиллиқ 1– сан.
6. «Мәдәнийәт нисбийлики вә шинҗаң милләтләр мәдәнийитиниң тәрәққийати», «шинҗаң университети илмий журнили», 2005– йиллиқ 4– сан.
7. «Шәһәр мәдәнийити вә бүгүнки уйғурларниң мәнивийити», «шинҗаң иҗтимаий пәнләр мунбири» журнили, 2006– йиллиқ 3– сан.
8. «Чағатай төмүрийләр дәвридики Уйғур килассиклириниң иҗадийәт писхикиси вә софизм», «шинҗаң иҗтимаий пәнләр мунбири» журнили, 2006– йиллиқ 1– сан.
9. « Шинҗаңдики Уйғур оттура мәктәп тил – әдәбийат оқутқучилириниң нөвәттики сапаси вә тәрбийилиниши», «миллий маарип тәтқиқати», 2002– йил 2 – сан.
10. « Уйғур кино – телевизийә сәнитидә миллий мәдәнийәт еңи вә униң қиммити», «шинҗаң сәнәт иниститути журнили», 2004– йиллиқ 2– сан .
11. « Уйғур кино – тиелевизийә сәнитиниң тәрәққийат мусаписи вә истетик алаһидилики», «шинҗаң сәнәт иниститоти журнили», 2004– йиллиқ 1– сан.
12. «Җуңго милләтләр әдәбийатидики һайат-өлүм қарашлирини тарихий селиштуруш» , «шинҗаң педагогика университети илмий журнили» 1999– йил 1– сан.
13. «Қарханийлар дәври әдәбийатидики хәлқ мәркәзчилик идийиси», «шинҗаң иҗтимаий пәнләр тәтқиқати» журнили, 1997– йил 1– сан.
14. «Азаб еңи вә Уйғур килассик әдәбийати», «шинҗаң педагогика университети илмий журнили», 1995– йил 4– сан.
15. «Уйғур килассик әдәбийатиниң 40 йили вә униңға баһа», «шинҗаң кутупханичилиқи» журнили, 1994– йил 3– сан.
16. «Уйғур килассик әдәбийат нәзәрийисигә даир бәзи мәслиләр», «шинҗаң университети илмий журнили», 1994– йил 1– сан.
17. «Уйғур әдәбий тәнқидчиликиниң чиқиш йоли һәққидә ойлиниш», «тарим» журнили , 2009– йил 5– сан.
18. «Әдәбийатшунас азад рәһмитулла султан вә униң Уйғур әдәбийат тәтқиқати», «қәшқәр» журнили. 2010- Йил 5– сан.
19. «Абләт Өмәр вә униң әдәбийатшунаслиқимиздики орни», «қәшқәр» журнили, 2011– йил1– сан.
20. «20– Әсирниң 80– йиллиридин кийинки Уйғур әдәбийат тәнқидчилики һәққидә мулаһизә», «шинҗаң иҗтимаий пәнләр тәтқиқати» журнили, 2011- йил 4– сан.
21. «Лутпулла Мутәллипниң әдәбийат – сәнәт қарашлири», «шинҗаң педагогика университети илмий журнили», 2011– йил 4– сан.
22.«20- Әсирниң 90 йиллиридин кейинки Уйғур әдәбий тәнқидчилики», «турпан» 2012 –йил 2 – сан.
23. «Муһәммәт Полат вә бүгүнки дәвр Уйғур әдәбий тәнқидчилики», «шинҗаң гезити», 2010– йил 9– айниң 3– күнидики сани.
24. «Тейипҗан елийофниң әдәбийат – сәнәт қарши», «шинҗаң гезити», 2010– йил 11– айдики сани.
25. «Хантәңри әдәбийат мукапати вә миллий әдәбийатимизниң арзуси», «шинҗаң гезити», 2013– йил12– айдики 07- сани.
26. «Җуңго әдәбийатшунаслиқидики боз йәр --- азсанлиқ милләтләр әдәбийат нәзәрийиси», «шинҗаң гезити», 2014– йил 12– айниң 20- күнидики сани.

UYGUR.COM