Рәшид Рәһмәти Арат Вә Уйғурлар

Рәшид рәһмәти

Аптори: Йүсүпҗан Йасин (тәрҗимә әсәр)

Рәшид Рәһмәти Арат қазан татарлиридин йетишип чиққан дунйави нопузға игә мәшһур түрколог.

У 1900- йили қазан шәһириниң ғәрбий шималидики кона үҗүмдә туғулған. 1906-1910-Йилларда башланғуч тәрбийисини алған. 1913- Йили қизилйар шәһиридә оттура мәктәпни, 1918- йили лисә(толуқ оттура мәктәп)ни тамамлиған.

1917-Йилидики болшивек инқилабидин кейин түрлүк җәмийәтләр қурулуп, улар қармиқида һәр хил жорналлар чиқирилишқа башлиған. Рәшиди рәһмәти арат достлири билән бирликтә «бирлик» намидики бир җәмийәтни қуруп, «йашлиқ теңи» дегән бир жорнални чиқарған вә дәстләпки қәләм синақлирини мушу журналдин башлиған.

Рәшид Рәһмәти Арат 1918- йили әскәрликкә елинип, алдинқи сәпкә әвәтилгән. 1919-Йили йарлинип сибирийигә йөткивитилгән. У, сибирийидә қазан татарлири топлишип олтурақлашқан йәрләрдики мәдәнийәт һәрикәтлириниң муһим иҗрачилиридин биригә айланған.

1922- Йили германийигә берип пәлсәпә факултетиға оқушқа киргән, оқуш мәзгилидә әдәбийат, пәлсәпә вә түркологийә билән мунасивәтлик дәрс вә семинәрләргә қатнашқан. Бу җәрийанда йәнә һәр қайси йәрләрдин кәлгән түркләрниң қурған җәмийәт вә уйушмилириға қатнишип, жорналларда түрлүк мақалиләрни елан қилған.

1927- Йили селиштурма түрк тили саһәсидә йазған «алтайчида йардәмчи пеиллар вә рәвиш– пеиллар» намлиқ докторлуқ десиртатсийисини йақлиған. Бу әсири йәнә билән лекторлуқ үнваниғиму еришкән. 1931-Йили шәрқ тиллири мәктипидә шималий түркләрниң тили, әдәбийати вә тарихи кәспи бойичә дотсент болған. Бу җәрийанда дәстләпки илмий әсәрлирини оттуриға чиқиришқа башлиған.

Рәшид Рәһмәти Арат 1933-йили маарип министирликиниң тәклипи билән түркийигә келип, истанбул унверсетитиниң әдәбийат факултетида түрк тили вә әдәбийати курсиға профессорлуққа тәйинләнгән. 1958-Йили 4- айниң 26- күни ординарйүс профессор болған.

Түркийә түркологийисиниң қурулуши вә йилтиз тартишида аратниң бүйүк бир әҗри бар. В. Баңкауп тәрипидин қурулған селиштурма түрк тили тәтқиқатини түркийигә елип кирип омумлаштурған вә толуқ бир тәрәққийатқа ириштүргән киши Рәшид Рәһмәти Арат иди. У бу саһәдә шинаси текин, талат текин, саадәт чағатай вә нури йүҗә қатарлиқ тәсири күчлүк нурғун оқуғучиларни йетиштүрүп чиққан. Бүгүнки күндә бу илим тармиқи түркийә түркологийисидә асасий орунда турмақта. Түрк (түркий) тилиниң бир қанчә дәври вә саһәсини йурутуп бәргән бирмунчә әсәрлири билән бирликтә түрк трансикрипсйон йезиқиниму Рәшид Рәһмәти Арат иҗад қилған. Болупму түрк тилиниң тарихий тәрәққийатиниң пасилини сизип бәргән әсири түркологийә тәтқиқатлирида изчил тәтбиқланмақта.

Рәшид Рәһмәти Арат түрк тилиниң омумий тарихий тәрәққийатини вә омумлашқан шивилирини дунйа бойичә әң йахши билидиған алим. У қәдимки түркчиниң, җүмлидин уйғурчиниң әң бүйүк мутәхәссиси, Уйғур йезиқини оқуш вә йезишни дунйа бойичә әң йахши билидиған түрколог. Һәқиқәтән, түркологийә униң үчүн мубарәк вә улуғ бир илим саһәсигә айланған. У йавропалиқ түркологларниң әң бүйүклириниң йүзигә тикилип туруп, «түркологийә силәр үчүн бир кәсп вә түрмуш өткүзүшниң бир вастиси, лекин биз үчүн һәр нәрсидур» дәйтти вә уларниң бу саһәдики йәңгиллик билән қилған һөкүмлиригә әсла йол қоймайтти.

Рәшид Рәһмәти Арат давраңсиз, әмма һәқиқий мәнидики йүксәк вәтәнпәрвәр киши иди. У, түрк(түркий) миллитигә кишиләр асанлиқчә қилалмайдиған катта илмий әмгәклири билән хизмәт қилған. Йавропа илим дунйасиниң христианлиқ вә түрк дүшмәнлики пурап турған тәрәплири билән әң кәскин күрәш қилған. «Ислам енсиклопедийиси»ни мушундақ бир сүзгүчтин өткүзүп, уни түрк тәпәккуриға уйғунлаштурған вә униңға бир түрк енсиклопедийиси роһини ата қилған киши Рәшид Рәһмәти Араттур. Демәк, түркчә «ислам енсиклопедийиси»ниң мәйданға келиши Рәшид Рәһмәти Аратқа тайанған. Арат түркийә илим — пениниң ғурури болған бу әсәргә роһи җәһәттикигә охшаш, шәкил җәһәттинму өлчәм вә мукәммәликни беғишлиған иди. У бу катта қамусқа өз имзаси билән бирмунчә маддиларни йазғандин башқа йәнә сансизлиған әсәрләрни тәрҗимә қилип киргүзгән. Рәшид Рәһмәти Арат толиму күчлүк муһәббәт билән бағланған бу әсәр униң тәтқиқат ишлирида әң муһим орун тутқан иди.

Рәшид Рәһмәти Арат худди катта әсәрләрни оттуриға чиқириш үчүн йаритилған адәмдәк чоңқур бир тәтқиқат иқтидариға игә иди. У қолға алға һәр қандақ бир мәсилә вә темида башқилар қайтидин бир нәрсә дейишкә орун қалмайтти. Түрк һоқуқ пәлсәписиниң әң бүйүк әсири болған «қутадғу билиг» дәл униң әҗри билән дунйаға өзини қайта тунутқинидәк, «қәдимки түрк шеирлири», «әтәбәтул һәқайиқ», «бабурнамә», «турпан текистлири» (6-вә7- томлири)ни йәнә у тәййарлап елан қилған иди.

Шәрқтә сахалиндин тартип ғәрбтә истанбулға қәдәр болған җайларда йашайдиған барлиқ түркләрниң күлтүр вә мәдәнийитини тәтқиқ қилиш вә уни дунйаға тунутушни, бу арқилиқ түрк бирликини йаритишни мәқсәт қилған «түрк күлтүрини тәтқиқ қилиш иниститути»ниң паалийәтлиригә қизғин иштийақ билән иштирак қилған Рәшид Рәһмәти Арат бу иниститутни өзиниң идиалидики муәссисә сүпитидә қарап, униң тәрәққийати үчүн җан – дил билән йардәм қилған. Бу институт қурулған күндин башлап униң идарә ишлири вә илмий җәмийәтлиридә паал вәзипә өтигән вә илмий тәтқиқат ишлириға давамлиқ қатнашқан.

Түркләрниң илми һайати вә миллий шәрипи үчүн бүйүк әҗир сиңдүргән рәшид рәһмити арат 1964- йили аләмдин өткән. Униң маддий һайат дәрихи 64 йил йашап қуруғини билән мәниви һайат дәрихи болса түрк дунйаси ичидә мәңгү йаширип туриду.

Аратниң идиқут уйғурлириниң күлтүр вә мәдәнийити һәққидә қисқичә мәлумат беришни мәқсәт қилған «уйғурлар» намлиқ бу мақалиси 1933-1934- йилларда йезилған. Бу йәрдә шуни әскәртип қойимизки, 19- әсирниң ахирлиридин башлап турпандин тепилған қәдимки уйғурларға мәнсуп түрлүк вәсиқиләр шу чағда техи толуқ рәтлинип вә системилиқ бир тәтқиқ қилидиған басқучқа кирмигәчкә, арат бәзи мәсилиләр һәққидики пикирләрни кейинки тәтқиқатқа қалдурған. Һәқиқәтән, булардин бәзилири кейинки тәтқиқатлар нәтиҗисидә айдиңлашти. Шуңа, бу мақалини оқуғанда, униң йезилған вақтини нәзәрдин сақит қилмаслиқни үмит қилимиз. Йәнә шу бир мәсилини әскәртип қойимизки, бу мақалида тилға елинған түрк дегән нам бизниң мәтбуатлиримиздики түркий милләтләрни көрситиду, биз апторниң пикрини әйнән ипадә қилиш мәқситидә буни әсли шәкли бойичә алдуқ, йәнә бәзи җуғрапийилик намларниму әсли шәкли бойичә елип тирнақ ичигә бизниң мәтбуатлиримиздики атилишини әскәрттуқ. Мақалиниң оқушчанлиқини вә оқурмәнләрниң билим сәвийисиниң һәр хил болушини нәзәргә елип мақалиниң бәзи қисмини вә ахиридики изаһатни қисқартивитишни лайиқ көрдуқ.

Тәрҗимандин

Кириш сөз

Дунйа хәритисигә нәзәр ташланған һаман түрк дөләтлириниң нә қәдәр муһим бир йәрни игилигәнлики дәрһал көзгә челиқиду. Бу кәң земин үстидә түрк миллитиниң йаратқан тарих вә күлтүр мәнқулатлири кейинки дәврләргә қәдәр йат әлләр тәрипидин бу милләтниң мәнпәәтлиригә қарши мәқсәтләр үчүн қоллинилди. Бүгүнки дунйа хәритисиниң биз көриватқан мушу шәкилни елишида түрк миллитиниң ойниған роли һазирға қәдәр йетәрлик дәриҗидә тәтқиқ қилинған әмәс. Йалғуз дунйа хәритисиниң алған шәклидила әмәс, бәлки йәнә түрлүк милләтләрниң шәкиллинишидә вә тарихиниң йаритилишидиму түрк миллитиниң тәсири зор болған. Шәрқ билән ғәрбни, шимал билән җәнупни бир биригә бағлиған вә бу тәрәпләр оттурисида да имлиқ мунасивәт бәлвағлирини йаратқан түрк миллитиниң тарихий вәзиписиниң йалғуз маддий күлтүр саһәси биләнла чәклинип қалмиғанлиқи муһәққәқтур.

Әпсус, йеқинқи тарихимизму һелиғичә толуқ дегидәк йорутилған әмәс. Түрк тарихини вә түрк күлтүрини бу милләтниң пайдилиниши вә идиали(миллий идийиси- т) нуқтисидин өгиниш пикри кейинки вақитларға қәдәр мәвҗуд әмәс иди. Мана шу сәвәблик, талай әсирләр давамида түрк миллитиниң йаратқан күлтүр әсәрлири һәмишә йат намлар астида илим вә мәдәнийәт саһәсигә чиқирилди, күлтүр тарихида даим башқиларниң һесабиға йезип қойулди. Җуңго, тибәт, һиндистандики түрк мәдәнийәт әсәрлиридин башлап кейинки вақитларға қәдәр түрк күлтүри мәһсулатлириниң дунйа тәрипидин қандақ шәкилдә тонулғанлиқини көздин кәчүрүш бу ғәйри тәбиий вәзийәтни чүшүнишкә купайә қилиду. Қандақ әһвалда бир милләтниң өзлүк (миллий хаслиқ) туйғуси вә униң йаратқан күлтүр әсәрлири ашу милләтниң һайатлиқ күришидә пайдиланғили болмайдиған бир һалға келип қалиду? Буниңға техи җавап берилгән әмәс. Ишинишимизчә, түрк күлтүри саһәсидики илмий тәтқиқатлар түрк ишлири нуқтиинәзиридин йүргүзүлгәндә вә бу арқилиқ еришилгән нәтиҗиләр миллий мәвҗутлуқ мәсилиси билән бағланған чағда, йәниму бир һәссә қиммәт вә әһмийәткә иришкән болиду.

Түрк күлтүриниң тәтқиқ қилиниши үчүн лазим болған материйаллар түрк тарихиниң айрим–айрим дәврлиридин бизгә йитип кәлгән әсәрләрдә мәвҗуттур. Аввал буларни тәтқиқ қилиш вә түрк роһиниң иҗадийәт қуввәтлирини вә хусусийәтлирини ениқлап чиқиш лазим. Түрк миллитиниң маддий вә мәнивий күлтүриниң заманимизға қәдәр йитип кәлгән әсәрлири шу қәдәр көп вә молки, тарихта мушундақ бир мирасқа игә милләтләр наһайити аз. Лекин, бу әсәрләрни муәййән бир пилан ичидә өз ишлиримиз үчүн тәтқиқ қилишимиз зөрүр. Һәр вақит ечивитилгән, кеңәйгән вә йүксәлгән бу күлтүрни тепишимиз түрк миллитиниң шанлиқ өтмүши билән парлақ кәлгүсини бир биригә бағлашқа йардәм бириду.

Җумһурийәт түркийисини йаратқан ататүрк әйни вақитта миллитигә өз мәнликиниму тикләп бәргән, тарих вә күлтүр саһәлиридики миллий мәсилиләрни тунҗи қетим түрк мәсилилири үстигә қурғаниди. Түрк миллий мәсилисигә түрк миллитиниң һайатлиқ мәсилиси шәклини бәргән бүйүк қомандан(ататүрк- т)ниң әсирләрдин бери сәл қарилип кәлгән бу муһим саһәгә көрсәткән муһәббити вә тәврәнмәс мәнивий күчи бу саһәниң пат аридики тәрәққийатиниң парлақ болидиғанлиқиға йетәрлик бир дәлилдур. Чүнки, өз идиалиға иришкән вә дунйа күлтүригә өз мәнликиниң тамғисини урған бир милләтниң, аңлиқ бир шәкилдә күрәш қилған вә өз идиалиға қарап аңлиқ һалда илгирилигән милләт икәнлиги сөбһисиздур.

Уйғур мәдәнийитигә қисқичә бир нәзәр

(Шинҗаңда елип берилған екиспедитсийә җәрйанида тепилған материйалларға көрә)

Әсирләр давамида йәр йүзиниң түрлүк мәдәнийәт районлирида әң муһим орунларни игилигән вә бу йәрләрниң күлтүр һайатиниң шәкиллинишидә вә сийасий тәрәққийатида интайин чоң рол ойниған түрк миллитиниң җуғрапийә җәһәттә көпинчә бир биридин айрилип турған қисимлириниң тарихтики мусаписини издәп тепиш вә келичәктики тәқдирини көрүп йетиш унчивала асан иш әмәс. Узун дәврләрни вә кәң районларни өз ичигә алған мәнбәләрни бир йәргә топлаш вә уларни охшаш нуқтиинәзәр билән бир күлтүр һалитидә тәтқиқ қилиш иши, пәқәт мушу районларда елип берилидиған түрлүк издиниш — қидиришларниң толуқлинишиға бағлиқ болмақта.

Түрк қәвмлириниң түрлүк дәвр вә районларда қошна милләтләр билән болған мунасивәтлири бу милләтләрниң тарихида айрим бир епизод һалитидә хатириләнгән. Буларни бир йәргә топлап, бир бири билән селиштуруш лазим, лекин буниңлиқ билән иш пүтмәйду. Бу шәкилдә еришкән нәтиҗиләрни түрк миллитиниң қолида мәвҗуд тарихий материйаллар билән селиштуруп, һәммисини пәқәт бирла нуқтиинәзәр бойичә җиддий бир тасқаштин өткүзүш зөрүр. Пәқәт мушу шәкилдила түрк тарихиниң түрлүк дәврлири һәққидә һәқиқий–тоғра бир нәтиҗигә иришиш мүмкин болиду.

Түрк тарихи тәтқиқатлири үчүн шәрқтә җуңго мәнбәлири хелила кәң вә мол материйал һесаблиниду. Тарихида йат милләтләрни даим өзиниң көз қариши бойичә көзәткән җуңго мәнбәлири илмий вә җиддий тәтқиқатлар үчүн асас болуштин хелила йирақ болсиму, булардин пайдилиниш имканийити һәр вақит мәвҗудтур. Булар хиронологийилик(йилнамә шәклидә –т) җәһәттин рәтлинип, башқа йеқин илим тармақлириниң йардими билән айдиңлаштурулиши керәк. Түрк тарихиға, болупму қәдимки дәврлиригә алақидар болған бу хил мәнбәләрниң һәрким пайдилиналайдиған бир шәкилдә нәшир қилиниши йалғуз тарих тәтқиқатчилири үчүнла әмәс, түрк күлтүриниң башқа саһәлирини тәтқиқ қилидиғанлар үчүнму лазим вә зөрүрдур.

Бу саһәдә бүгүнгә қәдәр елип берилған тәҗирибиләрдин бир нәрсини ениқ көрдуқки, асийада бүгүн түрк мәмликити сүпитидә көрүниватқан йәрләр қәдимки заманларда шәрққә, шималға вә җәнупқа қарап техиму чоң көләмдә созулған болуп, тарих қәйд қилған дәсләпки дәврләрдин етибарән һәр вақит түркләрниң вәтини болуп кәлгән вә бу мәмликәтниң һәр бир нуқтиси түрк миллитиниң тарихтики мусаписи вә тәрәққийатиға шаһид болған.

Бир тәрәптин шималий һиндистандин башлап бүгүнки моңғолистан (моңғолийә – т) ниң шималиға қәдәр созулған, йәнә бир тәрәптин шәрқтә бүгүнки ғәрбий җуңгоға қәдәр болған мәмликәтләрни өз ичигә алған барлиқ зиминлар түрк қәвмлириниң дөләт тәшкилатлириға тәвә болған. Бу земинниң чеграға йеқин болған бәзи қисимлириниң пат – пат сийасий һөрийитидин айрилип қалидиған әһваллириму көрүлгән. Лекин, бу кәң районни бир ноқтиға уйуштурған мәркәзий зимин һәр вақит түрк мәмликити дегән сүпәт билән тонулуп кәлгән. Бу мәркәзниң ичидики сийасий һакимийәт заманниң иһтийаҗи йүзисидин түрлүк дәврләрдә түрлүк түркий қәвмлири арисида алмишип турған. Түрк қәвмлири һайатлиқ күришидә башқа милләтләр билән соқушқинидәк, өз ичидиму урушуп турған. Бу урушларда зәпәр қуши бүгүни бир түрк қәвминиң, әтиси йәнә бир түрк қәвминиң бешиға қонған. Түрк вәтинидики сийасий мәркәзниң исми вә орниниң өзгириши һечқачан у йәрдики түрк миллитиниң өзгиришигә сәвәп болмиған. Наһайити тәбиийки, бу сийасий өзгиришләр җәрийанида бәзи түрк қәвмлириниң бир йәрдин йәнә бир йәргә көчүшигә охшаш вәқәләрму көрүлгән. Болупму булар түрк қәвмлири ичидә көчмәнлик тәшкилатини әң көп муһапизәт қилғанлар ичидин чиққан. Түрк долқунлири (көч һәрикәтлири – т) ниң қәрәлсиз һалда ғәрпкә қарап еқишиғиму бәлким бу хил вәқәләр сәвәп болған болса кирәк. Лекин, түрк тарихидики һәр қандақ бир өзгириштә йеңи тәркипләр мәйданға кәлгән һаман, бу йеңилиқниң асаси даим униңдин бурунқи асас үстигә қурулған иди. Болупму, бу вәзийәт шинҗаңда мушундақ иди. Бу йәрдики түрк долқуниму пат — пат шәрққә, шималға, ғәрпкә вә җәнупқа қарап аққан. Лекин, бу долқунни йасиған түрк деңизи бу мәмликәтниң һечбир йеридә вә һечбир заман қуруп қалмиди. Бу түрк деңизи ичидә түрк ирқиға мәнсуп әмәслики тамамән йаки қисмән мәлум болған вә кичик – кичик араллар һалитидә йашиған қәвмләрниң мәвҗудийити пүтүнләй айрим бир мәсилидур. Бу қәвмләрниң бу йәргә келип, йашап вә ахири йоқилип кәткән, шуниңдәк түрк тарихиниң түрлүк вәзийәтлиридә ойниған ролиға йариша бирмунчә изларни қалдурған болсиму, асасән омумий вәзийәтни өзгәрткидәк бирәр амилға айланмиған.

«Уйғур» сөзи башқа бир мунчә тәңдаш намларға охшаш, һәм бир түрк қәвминиң һәм бир түрк сийасий тәшкилатиниң намидур. Уйғурлар пәқәт тарихниң муәййән бир дәвридә бу йәрләрдә йашиған түрк гуруһлирини өз тәшкилати ичидә топлиған вә бу гуруһларни идарә қилған бир топтур. Биз Уйғур тәшкилати , Уйғур күлтүри вә башқа тәрәплиридин сөз ачқанда, һечқачан башқа түрк қәвмлири билән мунасивити болмиған вә өз алдиға йашап, мәдәнийәт йаратқан бир қәвмни көз алдимизға кәлтүрмәймиз. Әксичә Уйғур вә күлтүрини униңдин бурунқи тәшкилат вә күлтүр йолидики бир басқуч сүпитидә қобул қилимиз. Бу җәһәттин Уйғур мәдәнийитиниң һәрқандақ бир саһәсидики ипадиси үстидә ойланғанда, униң өзидин бурунқи әсәрниң давами вә тәрәққийати икәнликини һәмдә өзидин кейинкилири үчүнму бир асас тәшкил қилғанлиқини нәзәрдә тутишимиз лазим. Бүгүн Уйғур мәдәнийити, Уйғур тили, Уйғур гүзәл сәнити дегинимиздә, биз йалғуз Уйғур дегән исимда аталған бир түрк қәвминила әмәс , бәлки йәнә Уйғур қәвми тәрипидин идарә қилинған ашу дәврдики барлиқ түрк топлириниму көз алдимизға кәлтүримиз. Бу дәврдә йаритилған әсәрләрниму бир қәвмниң әсәрлири сүпитидә әмәс, бәлки түрк миллити тәрипидин муәййән бир дәврдә , муәййән бир тәрәққийат сәвийисигә кإтүрилгән бир байлиқ сүпитидә тонуймиз.

Мәлум болғинидәк, шинҗаңниң вәзийити, аһалиси вә у йәрниң күлтүри һәққидә тарихий мәлуматлар наһайити аз. Хәнзуларниң тарих китаблирини техичила илимниң һәр бир саһәси үчүн гуманланмай вә иккиләнмәй туруп пайдиланғили болидиған бир һалға кәлтүргили болмиди. Бу мәмликәтниң тарихида даим өзгириш болуп туруши, хәнзуларниң йат милләтләргә унчивала әһмийәт берип кәтмәслики, хәнзу йезиқиниң башқа милләтләрниң исмини ениқлаш үчүн әплик болмаслиқи қатарлиқ сәвәбләр у дәврниң тарихи үчүн җуңго мәнбәлиридин пайдилиниш имканийитини азайтиду. Оттура асийа тарихиға аит болған башқа мәлуматларму оттура асийалиқлар билән һәр қандақ бир мунасивәттә болған қошна йаки йат милләтләрниң тасадипий йезип қойған хатерилиридин ибарәттур. Оттура асийада йашиған милләтләрниң, болупму тарихий әһмийити җәһәттин алдинқи орунни игилигән түркләрниң өзидин сақлинип қалған мәлуматлар йоқниң орнида иди.

19- Әсирниң ахирлириға кәлгәндә шинҗаңда пәвқуладдә муһим әсәрләр тепилди. Мәдәний дөләтләр оттурисида әсирләр бойи васитичилик ролини ойниған вә бу дөләтләр оттурисидики мәдәнийәт мунасивәтлиригә өзиниң иҗадий күчи биләнму иштирак қилған бу мәмликәттики дәсләпки тәтқиқатлар нәтиҗисидә кәң көләмлик гүзәл сәнәт әсәрлири билән йазма әсәрләр оттуриға чиқирилди. Бу әсәрләр үстидики дәсләпки тәтқиқатлар нәтиҗисидә бу йәрдә инсанлар зади ойлап бақмиған бүйүк бир мәдәнийәтниң мәвҗутлуқи намайән болди. Дунйада барлиққа кәлгән һәр қандақ бир байқаш бу қәдәр кәң упуқ ечип бақмиғинидәк, дунйаниң һечқандақ бир йеридә бир дөләтниң тарихини көрситип бирәләйдиған бунчилик материйалниң оттуриға чиққанлиқи көрүлгән әмәс. Бу йәрдә тепилған күлтүр әсәрлириниң әһмийити йалғуз шинҗаң биләнла чәклинип қалмай, йәнә пүтүн йирақ шәрқ тарихи үчүнму йеңи йол ечип бәрди. Шинҗаңда тепилған бу әсәрләр бүйүк бир мәдәнийәтниң мәвҗутлиқиға гуваһлиқ биридиған кичик мәшәлләрдур. Буларниң топрақ астида йуруқлиққа чиқишни күтүп йатқан чәксиз күлтүр әсәрлириниң азла бир қисмини тәшкил қилидиғанлиқини хатиридин чиқирип қоймаслиқ кирәк.

Шинҗаңда башланған, бирақ дунйа уруши түпәйлидин тохтитип қойушқа мәҗбур қилинған екиспедитсийини давамлаштуруш кирәк. Йеңи күлтүр әсәрлириниң оттуриға чиқирилиши вә оттуриға чиқирилғанлириниң тәтқиқ қилиниши түрк миллитиниң тарихидики бир дәврни өз материйали арқилиқ көрүшимизгә вә үгинишимизгә йардәм бириду.

Шинҗаңда елип берилған екиспедитсийә нәтиҗисидә тепилған материйаллар илим дунйасиниң һәр бир тармиқиға алақидар болуштәк маһийәткә игә иди. Бу йәрдә көпүнчиси бурханчилар (буддистлар)ға аит болған түрлүк динларниң ибадәтханилири тепилди. Бу ибадәтханиларниң мимарчилиқ шәкиллридә қошнилириниң тәсири көрүлүш билән биргә, оттура асийалиқларға хас хусусийәтләрму бар. Бу ибадәтханиларниң вә раһипларниң хас һоҗрилириниң тамлирида көрүлгән, көпинчиси диний рәсимләрдин ибарәт болған, нәқиш вә башқа йүксәк сәнәт әсәрлириниң толуқ тәтқиқ қилиниши үчүн хели узун вақит китиду. Оттура асийа сәнити мәзмун вә шәкил җәһәттин һиндистанниң тәсиригә әң көп учриған, болупму шималий һиндистанда тәрәққий қилған гандхара сәнити шәрқий шинҗаңда дәсләпки дәврлиридә муһим бир орун игилигән. Шинҗаң пүтүн шәрқий асийа сәнити үчүн бир вастичи болған. Лекин, бу саһәдә техи бирмунчә сәпләр толуқ айдиңлаштурулмиди вә ахириқи йәкүнму сөзләнмиди.

Шинҗаңда тепилған бу гүзәл сәнәт әсәрлириниң қиммитини бикитиш үчүн хели тәтқиқатлар елип берилди. Болупму айрим – айрим хусусийәтләрни бир бири билән селиштуруп, бу йәрдики сәнәтниң тәрәққийат йолини вә дәврлирини ениқлаш тәҗирибиси елип берилди. Сәнәт вә күлтүр пүткүл дунйаниң ортақ мели. Шуниң үчүн бир йәрдә техиму йүксәк тәрәққийат дәриҗисигә иришкән бир дәврниң йәнә биригә бәлгилик тәсир кإрситиши бәкму тәбиидур. Лекин, һәр бир ирқ вә һәр бир милләт бу иҗадийәт ишигә бир мәвҗутлуқ йаки байлиқ сүпитидә иштирак қилған. Бу тәрәққийатта түрк ирқи вә түрк миллитиниңму бир орни барлиқи вә униңму бир тарихий бурчни утуқлуқ орундиғанлиқи шөбһисиздур. Тарихимиздин қалған һәр бир вәсиқә түрк миллитиниң зиммисигә йүкләнгән тарихий вәзипигә зор дәриҗидә җиддий муамилә қилиш арқилиқ утуққа еришкәнлигини көрсәтмәктә.

Лекин, шу йаки бу саһәдә түрк миллитиниң иштирак қилиши билән вуҗудқа кәлгән әсәрләрдә бизниң һәссимиз қанчилик? Биз бу йаки шу әсәрниң әсәр һалитигә килиши үчүн өз алаһидилигимиздин вә өз мәнликимиздин нимиләрни бәрдуқ? Буни ениқлаш дегәнлик дунйа илим–пинигә йеңи бир шәкил бириш бириш, дегәнликтур. Буни ениқлаш дегәнлик өз тарихимизниң вә өз мәвҗутлуқимизниң техиму учуқ кإрүниши үчүн материйал тәййарлаш дегәнликтур.

Тарихтин қалған әсәрләрниң әң муһими шөбһисизки йазма әсәрләрдур. Бу әсәрләрдә һәр бир милләтниң роһиниң вә күлтүриниң йүксәклики намайән болиду. У әсәрләрдә худди милләтниң өзи сөзләвәтқандәк туйулиду, униң һайати, туйғуси, өтмүши вә кәлгүсигә болған қариши ашу әсәрләрдә учрайду. У, бир милләтниң нәччә миң йиллиқ тарихий дәврлирини вә басқучлирини бир биригә бағлап, милләтни заман вә макан пәрқлириниң сиртида бир пүтүн һаләткә кәлтүриду. Бу җәһәттиму шинҗаңда тепилған әсәрләрниң әһмийити наһайити зор. Бу йәрдә тепилған әсәрләр ашу дәврләрдә мәлум болған пүткүл китап шәкиллирини өз ичигә алиду. Һиндистанда қоллинилған йапрақ китап шәкли, шәрқниң томар шәкли, муқавиланған йаки айрим – айрим сәһипиләр һалитидә пәқәт оттурисидин бағланған әсәрләрниң һәр хили бар. Йезиқ материйаллири сүпитидә қоллинилғанлардин йағач, қейин дәрихиниң қовзиқи, палма йаприқи, терә, йипәк рәхт вә қәғәз қатарлиқларниң түрлүк шәкиллири тепилди.Шинҗаңдин тепилған тил вә йезиқларниң сани наһайити көп. Түрк дунйасиниң бу қисминиң тонулиши үчүн унтулмас тиришчанлиқларни көрсәткән а. В. Лекокниң мәлуматиға көрә , бу йәрдә түрлүк дәврләрдин бүгүнгә қәдәр 24 хил йезиқ вә 17 хил тил сақлинип кәлгән. Буларниң ичидә һазир қоллинилмайдиған йезиқлар болғинидәк, ашу вақитқа қәдәр мәвҗудлуқидин хәвиримизму болмиған тил вә шивиләрму бар иди.

Бу әсәрләрни йезиш үчүн қоллинилған қәғәзләрниң әң қәдимкиси 2- әсиргә йитип бариду. Бу, дунйада тепилған қәғәзниң әң қәдимкиси болуп, инсанийәт тарихи үчүн әң чоң кәшпийат һесапланған сәйлунниң кәшпийатидин йигирмә – оттуз йил кейинки тарихқа мәнсуп иди.

Уйғурларму маарипқа болған еһтийаҗға техиму тез вә техиму асан җаваб бериш үчүн, йағач қелип арқилиқ китаб бесиштиму наһайити тәрәққий қилған. Болупму уйғурчә текистләрниң бесилиши үчүн қоллинилған бу усул өзиниң әң йүксәк тәрәққийат сәвийисигә еришкән. Мәтбәәчилик техникисиниң дәсләпки дәврини ачқан бу усул йирақ шәрқтә һелиғичә қоллинилмақта. Йағачтин айрим – айрим йасалған Уйғур һәрплири билән китаб бесишму уйғурлар тәрипидин тәҗирибә қилинған. Дунхуаңдин тепилған йағачтин йасалған уйғурчә мәтбәә һәрплири буни көрситип бириду.

Қидирип тәкшүрүшләр асасән ибадәтханилар вә раһипларниң һоҗрилири әтрапида елип берилғанлиқи үчүн, тепилған әсәрләр көпүнчә диний һөҗҗәтләрдин ибарәт иди. Болупму маний дининиң маһийитини ениқлаш үчүн шинҗаңда тепилған әсәрләр вә буларниң ичидики түркчә қисимлар наһайити муһимдур. Ғәрптә пүтүнләй йоқалған бу динниң һәқиқий әсәрлири һазирға қәдәр пәқәт мушу йәрдин тепилған текистләрдин ибарәттур. Кейинки вақитларда мисирдин тепилған мани кутупханисида қандақ әсәрләрниң барлиқини техичә йахши билмәймиз.

Уйғур ели йуқирида көрүлгинидәк, 13- әсирниң башлирида бүйүк моңғул империйисиниң бир бөликигә тәвә болди вә кейин сийасий һайатини қоғдап қалалиғудәк вәзийәткә қайта еришәлмиди. Шундақ болсиму Уйғур мәдәнийити техиму узун мәзгил давам қилди. Моңғол дөлитиниң идарә тәшкилатини қурған вә бу дөләтниң күлтүр саһәлиридә униңға йол көрсәткәнләрниң зор көп қисми йәнә уйғулар иди. Моңғуллар вә уларниң қериндашлири болған манҗуларниң бүгүнгә қәдәр қисмән өзгәртишләр арқилиқ асасән ашу Уйғур йезиқини қоллинип келиватқанлиқиму буниң бир дәлили һесаплиниду.

13-, 14- Әсирләрдики шинҗаңниң мәдәний һайатида чоң бир өзгириш дәври бар. Оттура асийадин кәлгән йеңи бир күлтүр җәрийани түнҗи болуп ислам сулалиси қурулған қәшқәр арқилиқ шинҗаңға киришкә башлиди. Бу йәрдә әсирләрдин бери биргә давамлишип кәлгән бурқан (будда-т) , мани вә христиан динлири итиқадтин қелип, буларниң орнини ислам дини вә ислам мәдәнийити игилиди. Бу өзгиришниң аста – аста, әмма бәзидә қанлиқ шәкил билән барлиққа кәлгәнлики мәлум. Исламийәтниң нупузи билән әрәп йезиқиму кирип кәлди. Буниң билән диний саһәдә бурқанчилиқниң мелидәк көрүнгән Уйғур йезиқиниң илгирики орни тәврәнгән болсиму, иҗтимаий һайаттики орни пүтүнләй йоқилип кәтмиди. Бу йезиқ узун мәзгил исламийәтни техичила қобул қилмиған бир қисим аһалә ичидә орнини муһапизәт қилип кәлгинидәк (мәсилән, бурқанчиларниң диний тәлиматини өз ичигә алған мәшһур әсәр «алтун йаруқ »ниң ленинград нусхиси 1687 – йили мушу йезиқта көчүрүлгән), моңғул империйисиниң вариси болған түрк ханлиқлиридиму узун мәзгил миллий вә рәсмий йезиқ сүпитидә қоллинилип кәлди. Бу ханлиқлардики йарлиқлар пүтүнләй бу йезиқ билән йезилди. Түркчигә тәрҗимә қилинған парсчә әсәрләрниңму Уйғур йезиқи билән йезилиши бу миллий әнәниниң нә қәдәр күчлүк икәнликини көрситип биришкә купайә қилиду. Исламий дәвргә аит болған вә тил итибари билән уйғурчә йезилған «қутадғу билиг»ниңму Уйғур йезиқи билән йезилиши йаки кейин көчүрүлгән болуши әйни шәкилдә шәрһийлиниду.

«Қутадғу билиг» билән башланған мусулман Уйғур әдәбийати өзиниң җуғрапивий вариси болған вә «чағатай әдәбийати » дегән исим тонулған бир әдәбий дәвргә қәдәр давамлишип кәлди. Исламийәткә аит уйғурчә әсәрләр аз учрайду. Исламийәтниң кеңийиши үчүн қоллинилған усул бәлким шинҗаң муһитида йат диндики аталғуларни ишлитишни лазим тапмиғандур. Һәр һалда қолимизда исламийәтниң бурқанчилиқ билән қарму қарши һаләткә кәлгәнликини көрситип биридиған бирму әсәр йоқ десәк хата қилған болмаймиз. Бу һаләт бурқанчилиқ үчүнму әйнидур.

Пүтүн шәрқ мәмликитиниң тарихи, тили вә мәдәнийити үчүн әң чоң мәнбә тәшкил қилған шинҗаң кәшпийати(тепилмилири – т) бизниң тарихимиз, тилимиз вә мәдәнийитимиз үчүн нимиләрни бәрди вә нимиләрни бириду? Түрк нами билән аталған бу мәмликәтниң қойнида һәммидин бәкрәк түрк дунйаси үчүн материйал сақланған. Бу мәмликәт өзиниң игиси болған түрк миллитиниң тарихи үчүн техиму йеңи бир мунчә әсәрләрни оттуриға чиқирип, түркшунаслиқта йепйеңи бир дәвни ачти. 19 – Әсирниң ахирилирида шималий моңғулистандин тепилған көктүрк абидилириниң оқулиши түрк миллитиниң тарихи вә күлтүри һәққидә еқип йүргән асасиз қарашларни мәдәнийәт дунйасиниң каллисидин чиқирип ташлиди. Шинҗаңда тепилған Уйғур әсәрлири түрк мәдәний һайатиниң упуқлирини чәксиз кеңәйтиш билән бирликтә, түркишунаслиқниң айрим – айрим саһәлирини бүгүнгә қәдәр тәсәввур қилинмиған йеңи материйаллар билән тәминлиди.

"Уйғур" дейилидиған бир түрк қәвминиң йашиғанлиқи, уларниң «Уйғур йезиқи» дегән нам билән мәшһур болған бир йезиқ усулини қолланғанлиқи вә бу йезиқ билән әсәр йазғанлиқи һәққидә хәвәр бар болсиму, лекин булар һәққидә ениқ мәлумат йоқ иди. 1069 – Йили қәшқәрдә йезилған, әпсус бүгүнгә қәдәр һәр киши пайдилиналайдиған бир һаләткә кәлтүрүлмигән «қутадғу билиг» әң қәдимки түркчә әсәр, дәп қарилип кәлгән иди. Кейинки вақитлардики әһвалларға селиштурғанда наһайити аз миқтарда болсиму әрәпчә вә парсчә сإзләрни қолланған вә мәзмун җәһәттин ислам мәдәнийити даирисигә киргән бу әсәр Уйғур әдәбийати , болупму исламийәттин бурунқи түрк әдәбийати һәққидә мәлуматқа иришишимизгә йардәм бәрмигән иди. Шинҗаңдин тепилған Уйғур әсәрлири бизгә түрк күлтүр һайатиниң бир қанчә әсир бурунқи һалитини тонутти.

Күлтүр пүтүн дунйаниң ортақ мелидур. Бәлгилик бир җуғрапиийилик бирлик ичидә йашиған милләтләрниң әсәрлиридә, әйни шараит ичидә вуҗудқа кәлгән йаки бир бири билән болған мунасивәтлири түпәйлидин биридин йәнә биригә өткән әйни шәкилләрни учриталаймиз. Болупму бу әһвал милләтләрниң һайатида айрим орун игилигән йезиқ усулида вә әдәбийатида көрүлмәктә. Бүгүн мәлум болған барлиқ йезиқлар вә әдәбийат түрлири бу хил йүзму йүз учришишниң тәсиридә барлиққа кәлгән. Өзиниң җуғрапийилик орни вә тарихий роли билән милләтләр арисида алаһидә бир орун игилигән түрк топлиридиму бу һаләт йүз бәргән. Уйғур әдәбийати бизгә бир қанчә хил йезиқ арқилиқ мирас қалған. Бу йезиқлардин бирисидин башқилириниң түркләргә қошна болған милләтләрниң васитиси билән мәйданға кәлгәнликини вә түркчиниң хусусийәтлиригә көрә анчә – мунчә өзгәртилгәнликини анчә қейналмайла ениқлийалаймиз.

1- Тарихта тунҗи болуп түрк намини бүгүнки түрк тилида хатирилигән көктүрк йезиқиниң башқа бир йезиқ асасида йаритилғанлиқи һәққидики бир мунчә нәзәрийиләрниң һечқайсиси испатланмиди. Көктүрк йезиқиниң наһайити қәдимки дәврләрдин бери түрк йезиқи сүпитидә қоллинип килингәнликидә шөбһә йоқ. Мәнбәси һәққидики қарши пикир испатланғанға қәдәр, бу йезиқниң түрк миллитигә аит икәнликини байан қилиш үчүн илмий бир тосқунлуқ йоқтур. Кейинки тәтқиқатлар буниң түрк миллитиниң өз мүлки икәнлигини кإрсәтмәктә. Орхун абидилиридә вә униңдинму бурунқи дәвргә аит болуши кирәк болған йенисәй абидилиридә наһайити зор маһарәт билән қоллинилған вә түрк миллитиниң бу дәврләрдә нә қәдәр йүксәк бир күлтүргә игә икәнлигини көрситип биридиған бу йезиқ түрк тили үчүн әң әплик шәкилдә ишләнгән. Бу мукәммәлликниң әсирләрниң мәһсули икәнликини тәсәввур қилсақ, бу йезиқниң қоллинилишқа башлиған дәвриниң тарихини хели көп әсир алдиға сүрүшкә тоғра килиду. Шәрқшунасларниң бир қисми бу йезиқниң пәқәт таш үстигә йезиш үчүн қоллинилғанлиқини тәхмин қилишқаниди. Турпан кәшпийатидин кейин буниң турмуштиму қоллинилғанлиқи вә башқа йезиқларға охшаш истимал қилинғанлиқи мәлум болди. Чүнки, шинҗаңдин тепилған вә бу йезиқ билән йезилған әсәрләр қәғәз үстигә йезилғаниди.

Шинҗаңдин тепилған вә түрк күлтүриниң шаһити болған әсәрләр ичидә бир кичик қәғәз парчиси бар. Кичикликигә қаримай, зор бир мәнани ипадә қилидиған бу қәғәз парчиси турпан әтрапида сақланған вә қурулған вақти 6-, 7 – әсирләргә аит болуш еһтимали болған бир бинадин тепилған. Бу қәғәзниң бир тәрипидә үч қурлуқ бир текист бар. Бу қурларниң үсти тәрипидә орхун абидилиридин бираз пәрқлиқ һалда, көктүрк йезиқиниң 16 һәрпи йезилған. Асти тәрипидә мани йезиқи билән буниң оқулуш усули кإрситилгән. В. Томсенниң әқли орхун абидилириниң сирини йишишниң ачқучини тапмиған болса , у чағда бу түрк күлтүр абидилириниң сири мушу шәкил билән ечилған болатти. Түрк күлтүриниң тәрәққийатида миллий мәвҗутлуқниң қандақ тәврәнмәс бир бағ билән бағланғанлиқини көрситиш үчүн , бу үч қурлуқ қолйазма парчисидин техиму чоң дәлил издәшниң лазими йоқ.

2 – Уйғурчә һөҗҗәтләрдә әң көп қоллинилған йезиқ соғди йезиқи асасида йаритилған Уйғур йезиқидур. Уйғур йезиқи уйғурлар арисида бурқанчиларниң рәсмий йезиқидәк чүшәнчә пәйда қилған. Қоллинилған саһәлириниң кәңлики сәвәбидин кейинчә христианлар вә маничиларниң дини әсәрлириму бу йезиқ билән йезилишқа башлиған. Шинҗаңдики екиспедитсийә давамида қолимизға чүшкән вә мәзмун җәһәттин диний характери болмиған әсәрләрниң һәммиси пүтүнләй мушу йезиқ билән йезилған. Уйғур йезиқи билән йезилған әсәрләр сәнәт ноқтисидин бир қанчә дәвргә айрилиду. Әң қәдимки дәвргә аит болған парчилар һәр вақит гүзәл йезилған вә имласиму тоғра иди.

Түрк тилиниң, болупму Уйғур дәвриниң тәтқиқ қилиниши үчүн наһайити муһим бир мәнбә тәшкил қилған вә 1066 – йили (һиҗрийә466- йили) өпчөрисидә йезилған Мәһмуд Қәшқәриниң «диванү луғәтит түрк» намлиқ әсиридә, Уйғур йезиқи омумий түрк йезиқи сүпитидә қәйт қилинған вә бу йезиқниң бир өрникиму бирилгән. Қәшқәриниң бу хатириси бир җәһәттин Уйғур йезиқиниң, болупму бу әсәр йезилған йилларда түрк топлири ичидә һөкүмран йезиқ икәнлигини көрсәтсиму, йәнә бир җәһәттин қәшқириниң ашу дәврдики күлтүр вәзийитиниң омумий көрүнишини көрәлмигәнлики билән мунасивәтлик иди. Қәшқәри ашу дәврниң пәқәт сөзлиниватқан түрк шивилиригә әһмийәт бирип, түрк тили вә күлтүриниң униңдин бурунқи дәврлири йаки түркләрниң исламийәтниң сиртидики әдәбийати билән учрашмиғанлиқи үчүн, исламийәт сиртидики миллий байлиқимизни тилға елишни лазим көрмигән болса кирәк. Һәрһалда қәшқириниң көктүрк вә мани йезиқлириниң болғанлиқидин хәвәр бәрмәслики диққәтни тартиду.

3- Уйғур йезиқиниң мәнбәси болған соғди йезиқи билән йезилған әсәрләр түркчә әсәрләргә нисбәтән аз учрайду вә мәвҗут һөҗҗәтләрму техичә нәшир қилинмиди.

4 – Мани әдәбийатиниң бир қисми мани йезиқи билән йезилған. Маничилар қолланған бу йезиқ улар билән бирликтә ғәрптин кәлгән. Маничиларниң гүзәл сәнәттә йүксәк маһарәт көрсәткәнлики мәлум. Шу вәҗидин, мәйли мани йезиқи билән болсун, йаки Уйғур йезиқи билән болсун, мани динигә аит уйғурчә йезилған әсәрләр сәнәт ноқтисидин әң гүзәл әсәрләр қатаридин орун алған.

5- Сүрийә йезиқи билән түркчә йезилған әсәрләр нисбәтән аз. Булар көпүнчә христиан динигә аит һإҗҗәтләр болуп, диний маһийити болмиған әсәрләр азла бир қисимни тәшкил қилиду.

6- Браһми йезиқи билән йезилған түркчә әсәрләр техи нәшир қилинмиди. Қолимиздики бу хил һөҗҗәтләрниң бир қисми «сансикритчә – уйғурчә луғәт»тин ибарәт, бирқисми болса тибабәткә аиттур.

Браһми вә сүрийә йезиқлирида тибабәткә аит һإҗҗәтләрниң болуши еһтимал бу йезиқларниң уйғурлар арисида хели кәң бир түркүм кишиләр ичидә қоллинилғанлиқидин болса кирәк.

Шинҗаңдин тепилған вә Уйғур түркчиси дәвригә аит болған әсәрләр кәң Уйғур әдәбийатиниң пәқәт кичиккинә бир қисмини тәшкил қилиду. Чүнки дунйа урушиға қәдәр елип берилған тәкшүрүшләр наһайити әһмийәтлик болсиму, бу мәмликәтниң баштин өткүзгән барлиқ дәврлири вә бу дәврләрниң пүткүл сәплирини өз ичигә алғудәк дәриҗидә әмәс иди. Бүгүнгә қәдәр қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләр, бу саһәдә техи елип берилидиған вә елип берилиши зөрүр болған тәтқиқатлар һәққидә йахши бир пикир бәрди. Бүгүн бир мунчә муһим мәсилиләрниң йоритилиши кәлгүсидә бу йолда қилидиған ишлиримизға бағлиқ болмақта. Шуниң үчүн бизниң бу йәрдә Уйғур дәвриниң әдәбий тәрәққийати һәққидә сөзләйдиғанлиримиз бу әдәбийатниң тамамини өз ичигә елиштин йирақ болуп, мәвҗут материйалларму пәқәт нәшир қилинған қисим әсәрләр биләнла чәклиниду.

1- Қолимиздики уйғурчә һөҗҗәтләрниң көп қисми диний әсәрләрдур. Чүнки, бу әсәрләр бурқан йаки башқа динларға аит ибадәтханилардин тепилған. Уйғур шәһәрлириниң дунйавий мәсилиләр биләнму мәшғул болидиған органлириниң барлиқи ениқ. Харабиләрдә пиланлиқ түрдики тәкшүрүш давамлаштурулса буниңму оттуриға чиқиши шөбһисиздур.

Диний һөҗҗәтләр ичидә, болупму буларниң көпүнчисини тәшкил қилған бурқан һәққидики әсәрләр арисида, әң иптидаий диний чүшәнчиләрдин тартип әң йүксәк пәлсәпивий тәһлилләргә қәдәр түрлүк әсәрләр мәвҗут. У дәврләрдә илимниң бирмунчә тармақлириниң дин чәмбирики ичидә тәтқиқ қилинғанлиқини көз алдимизға кәлтүридиған болсақ, бу әсәрләрдин чиқирилидиған нәтиҗилиримизниң мол вә кәңликини чүшинип йәткили болиду. «Алтун йаруқ» вә «маитири симит» қатарлиқ йүксәк әсәрләр ичидә бизниң тәсәввуримиздинму көпрәк диний вә пәлсәпивий аталғулар бар.

Бу хил әсәрләр йаки хас йаки қошна милләтләрниң тилидин тәрҗимә қилинған. Лекин, түрк тили буларниң һәммисидә өзиниң мәвҗутлуқини вә хусусийәтлирини қоғдиған. Әң қийин болған һиндичә вә хәнзучә диний аталғуларму уйғурчиға тәрҗимә қилинған.

2- Тепилған һөҗҗәтләр арисида әдәбий әсәрләр анчә – мунчә учрайду. Мәвҗут әдәбий парчиларниңму көпчилики диний маһийәттә иди. Лекин, гүзәл түрк шеирийәт сәнитини көрситип биридиған парчиларму йоқ әмәс. Кейинки йилларда бу дәврдин қалған түркчә нәзмиләрни өзичигә алған мәҗмуәләрму тепилди. Булардин икки миң мисраға йеқин бир қисми «қәдимки түрк шеири» дегән нам билән түрк тарих қуруми тәрипидин нәшир қилинди. Бүгүн уйғурчә һөҗҗәтләр сақлиниватқан кутупхана вә мозейларниң жорналлирида Уйғур әдәбийатиниң бу қисмиға мәнсуп материйалларниң барлиқи шөбһисиздур. Уйғурчә әсәрләр пиланлиқ һалда тәтқиқ қилинип нәшир қилинмиғанлиқи үчүн, буларға техичә нөвәт кәлмиди дәймиз.

3- Қошнилириниң тәсири билән болсиму, уйғурларда тебабәтчилик хелила тәрәққий қилған иди. Дәврләрниң тәҗирибиси арқилиқ ениқланған дора тәркиплиридики хам маддилар түрк вәтинидә өсидиған вә түркчә исим билән атилидиған өсүмлүкләр иди. Бу хусуста бир пикир билдүрүшкә йариғудәк һөҗҗәтләрниң бир қисми нәшир қилинди.

4- Уйғурлар астеронумийә илмидинму хәвәрсиз әмәс иди. Қолимиздики һөҗҗәтләрдин йултузларниң һәрикитиниң ениқланғанлиқи мәлум болмақта. Сәййариләрниң һәрикитини ениқлиған бир Уйғур һөҗҗити берлин рәсәтханиси тәрипидин тәтқиқ қилинған вә униңдики мәлуматниң тоғра икәнлиги испатланған. Әпсус, қолимиздики вәсиқиләр бу хусуста көпрәк мәлумат бәргидәк маһийәттә әмәс. Бу хил парчиларға асаслинип уйғурларда рәсәтханиға охшайдиған бир органниң болған йаки болмиғанлиқи һәққидә бир нәрсә дейәлмәймиз. Бу хусуста кәскин бир һөкүм чиқириш үчүн кәлгүсидики тәтқиқатларни күтүш лазим.

5- Уйғур калиндари мәсилисиму техичә һәл болмиған, әмма наһайити муһим болған мәсилиләрниң биридур. Әң муһими шинҗаң кейинки дәврләрдә қошнилириниң тәсири астида қалди. Шуниң үчүн һөкүмәт тәшкилати билән алақидар болған калиндар мәсилисидиму уларниң тәсиригә учриған болиши еһтималға йеқин. Лекин, бу қошна милләтләр билән болған мунасивәтни тәтқиқ қилидиған илим системилири Уйғур калиндариниң биваситә һалда һиндилар, тибәтләр йаки хәнзулардин кәлмигәнликини байан қилмақта. Техиму қәдимки дәврләрдин қалған вәсиқиләр қолимизға чүшмигичә, биз бу хусуста қәтий қилип бир нәрсә дейәлмәймиз. Лекин, бүгүнгә қәдәр түркләрниң бу саһәдики өзигә хас усуллирини башқилардин үгәнгәнликини көрситип биридиған һәр қандақ бир вәсиқә һечкимниң қолиға чүшкини йоқ.

6- Астрологийә (палчилиқ – т) әң қәдимки дәврләрдин бери һәр бир милләт мәшғул болуп кәлгән бир саһә болғанлиқи үчүн, уйғурлардиму бу хил әдәбийатни учритимиз. Уйғурлар бу саһәдә хелила күч чиқирип бир мунчә әсәрләрни йаратқан. Болупму палнамә шинҗаңдики түрлүк йезиқларда йезилған түркчә һөҗҗәтләрниң һәммисидә мәвҗут.

7- Уйғурларда иҗтимаий һайатниң қандақ шәкилдә давамлашқанлиқи һәққидә техичила ениқ бир пикиргә иришәлмидуқ. Лекин, қолимиздики сода вә муамилә һөҗҗәтлириниң йеқиндин тәтқиқ қилиниши билән, бу саһәниңму айдиңлаштурилидиғанлиқи шөбһисиздур. Буларниң тәтқиқ қилиниши йалғуз уйғурларниң иҗтимаий турмуш шәклини ениқлаш үчүнла әмәс, бәлки йәнә униңдин бурунқи вә униңдин кейинки дәврләр һәққидиму бир чүшәнчигә иришишимизгә пайдилиқтур.

8 – Тарих вә сайаһәткә аит әсәрләргә техи иришәлмидуқ. Уйғурчә әсәрләр тепилған мәһәлиләр асасән диний мәзһәпләргә аит болғанлиқтин ашу дәврниң тарихий әһмийәткә игә болған әсәрлириму мушу динларға алақидар қолйазмилардин ибарәт. Бу йәрдә алаһидә тилға елишқа әрзийдиған бир әсәр бар. Җуңгодин һиндистанға сайаһәткә барған вә бу дәврниң наһайити муһим бир шаһити болған хәнзу сәййаһи шүәнзаңниң хәнзучә йезилған бир сайаһәтнамиси бар. Бу сайаһәтнамә шу вақитларда уйғурлар тәрипидин өз тилиға тәрҗимә қилинған. Буниңдин үч йил илгири(1930 – йили) бу әсәрниң бир қисми шинҗаңдин тепилған. Фариз миллий кутупханиси тәрипидин сетивелинған бу әсәрниң бир қисми бүгүн бейҗиң кутупханисида сақланмақта. Кәмтүк болғиниға қаримай, муһим әһмийити болған бу әсәрниң уйғурчә тәрҗимиси әслигә нисбәтән техиму ениқтур. Җуңго йезиқи йат милләтләрниң сөзлирини йезишқа мас кәлмигәнликтин шүәнзаңниң сайаһәтнамисидики қабилә, мәмликәт вә шәһәр намлириниң бир қисми бүгүнгә қәдәр ениқланмиди. Бу әсәрниң уйғурчә тәрҗимиси арқилиқ бу кәмчиликләр бираз болсиму толдурилиду.

Йуқиридики шәрһийдин мәлум болғинидәк, Уйғур әдәбийати түр җәһәттин наһайити бай иди. Бир милләтниң күлтүр һайати билән мунасивәтлик болған барлиқ саһәлиридә бу хусуста бизгә мәлумат бирәләйдиған әсәрләр бар. Әсәрләрниң көплүки вә четилидиған саһәлириниң кәңлики тәбиий һалда Уйғур тилиниң қоллинилиш иқтидарини көрситип биридиған мисалларниму көпәйтмәктә. Уйғур әдәбийати күндилик һайат билән алақиси аздәк көрүнидиған тәрҗимә әсәрләрдиму кейинки дәврләрниң йат күлтүргә бағлиниши билән селиштурғили болмайдиған дәриҗидә йүксәктур.

Бу әсәрләрдин пайдилиниш үчүн, аввал буларни нәшир қилип, зөрүр болған материйаллар бу саһәдә тәтқиқат билән шуғуллинидиғанларға йәткүзүлиши кирәк. Буниңда тунҗи вәзипә тилшунаслар үстигә чүшиду. Түрк тили тәтқиқати җәмийити мәйданға кәлгәнгә қәдәр бу саһәни тәтқиқ қилидиған бир тәшкилатимиз болмиғанлиқтин бу әсәрләрниң нәшри қилиниши пәқәт айрим кишиләрниң сәхсий әмгәклири билән ройапқа чиқти. Шу сәвәплик, мәвҗут уйғурчә әсәрләрниң пәқәт азла бир қисми нәшир қилинди.

Уйғурчә әсәрләрни нәшир қилишта аввал текист тоғра оқулиши вә мәзмуни йахши чүшүнилиши кирәк. Чүнки бүгүнгә қәдәр давамлаштурулған тәтқиқатниң асасий ноқтиси сөзлүкләр вә уларниң ипадә қилған мәнисини ениқлашқила мәркәзлишип қалди. Уйғур йезиқиниң түрк тили тавушлирини ипадә қилиш үчүн йитәрсиз икәнлики вә тилниң әң муһим болған сада — аваз хусусийәтлирини ениқ көрситәлмигәнлики, болупму кейинки дәврләрдә имласиниң қалаймиқанлишип кәткәнлиги мәлум. Бүгүнки түрк шивилири һәққидики селиштурма тәтқиқатниң йардими билән һазир уйғурчиниң тоғра оқулиши қисмән капаләткә иришти. Бу қәдәр қәдимий бир дәвр вә кәң бир саһәдә бу қәдәр көп миқтардики мәвҗут әдәбий материйалларниң тилимиз үчүн зор бир мәнбә тәшкил қилиши шөбһисиздур.

Уйғур түркчиси түрк тилиниң тәрәққийатидики бир бурулуш ноқтиси һесаплиниду. Чүнки, Уйғур түркчиси , йәни Уйғур дәвригә аит түркчә чуваш вә йақут ләһчилиридин башқа , бүгүнки барлиқ түрк шивилири үчүн бир ана тил маһийитидә иди. Бүгүнки шивиләр түрк тилиниң тәрәққийат қанунийити җәһәттин Уйғур дәври түркчисидин айрилип чиққан. Бүгүн айрим – айрим шивиләрниң хусусийәтлиридәк көрүнидиған тәрәпләр Уйғур түркчиси дәвридә бир тил ичидә вә шу тилниң толуқ һоқуқлуқ елементлири һалитидә мәвҗут иди. Бүгүнки шивиләр ичидә уйғурчә билән изаһлинишини қобул қилишқа болмайдиғандәк көринидиған бәзи тәрәпләргиму дуч келимиз. Биз буни Уйғур дәври түркчисигә хас шивә пәрқлири арқилиқ шәрһийләймиз. Буни ениқлаш Уйғур түркчисиниң түрк тилиниң тәрәққийат тарихи вә бу тәрәққийатниң йоли вә қанунини бекитиштә нәқәдәр муһим бир орун игилигәнликини көрситип биришкә йитәрликтур.