«Қутадғубилик» Кә Кириш

Қутадғубилик

Рәшид Рәһмәти Арат

Түркчидин Йүсүпҗан Йасин уйғурчилаштурған

Рәшид Рәһмәти Арат қазан татарлиридин йитишип чиққан дунйави нопузға игә мәшһур түрколог.

У 1900- йили қазан шәһриниң ғәрбий шималидики кона үҗүмдә туғулған. 1906- 1910- Йилларда башланғуч тәрбийисини алған. 1913- Йили қизилйар шәһридә оттура мәктәпни, 1918- йили лисә(толуқ оттура дәриҗисидики мәктәп)ни тамамлиған.

1917- Йилидики болшивик инқилабидин кейин түрлүк җәмийәтләр қурулуп, уларниң қармиқида һәр хил жорналлар чиқирилишқа башлиған. Рәшид Рәһмәти Арат достлири билән бирликтә «бирлик» намидики бир җәмийәтни қуруп, «йашлиқ теңи» дегән жорнални чиқарған вә дәстләпки қәләм синақлирини мушу жорналдин башлиған.

Рәшид Рәһмәти Арат 1918- йили әскәрликкә елинип, алдинқи сәпкә әвәтилгән. 1919-Йили йарлинип сибирийигә йөткивитилгән. У, сибирийидә қазан татарлири топлишип олтурақлашқан йәрләрдики мәдәнийәт һәрикәтлириниң муһим иҗрачилиридин биригә айланған.

1922- Йили германийигә берип берлин үнверситетиниң пәлсәпә факолтитиға оқушқа киргән, оқуш мәзгилидә әдәбийат, пәлсәпә вә түркологийә билән мунасивәтлик дәрс вә семинәрләргә қатнашқан. Бу җәрийанда йәнә һәр қайси йәрләрдин кәлгән түркләрниң қурған җәмийәт вә уйушмилириға қатнишип, жорналларда түрлүк мақалиларни илан қилған.

1927- Йили селиштурма түрк тили саһәсидә йазған «алтайчида йардәмчи пеиллар вә рәвиш — пеиллар» намлиқ мақалиси билән доктурлуқ десиртатсийисини йақлиған. Униңдин кейин берлин үниверситетигә қарашлиқ шәрқ тиллири мәктипидә шимал түркчиси кәспи бойичә лектор болған. 1928- Йили берлин пәнләр акадимийисигә илмий йардәмчи болуп тәйинләнгән. 1931- Йили шәрқ тиллири мәктипидә шималий түркләрниң тили, әдәбийати вә тарихи кәспи бойичә дотсент болған. Бу җәрийанда дәстләпки илмий әсәрлирини оттуриға чиқиришқа башлиған.

Рәшид Рәһмәти Арат 1933- йили маарип министирликиниң тәкливи билән түркийигә келип, истанбул үниверситетиниң әдәбийат факултитида түрк тили вә әдәбийати курсисиға профессорлуққа тәйинләнгән. Шуниңдин кейин әдәбийат факултетиниң түркологийә бөлүмидә ишлигән. 1934- Йили фуад көпрүлү парламент әзаси болуп сайланғандин кейин Рәшид Рәһмәти Арат йәнә түркийат иниститотиниң мудири болған. Бу вәзиписи 1950- йилиғичә давамлашқан. 1949-1951- Йиллар арисида бир мәзгил лондун үниверситетиниң шәрқ тиллири мәктипидә тәклиплик профессор сүпитидә дәрс өткән. 1958- Йили 4- айниң 26- күни ординарйүс профессор болған.

Рәшид Рәһмәти Арат 1942-йили түрк тарих қуруминиң әзалиқиға тәйинләнгән. Йәнә хәлқара шәрқшунаслиқ җәмийитиниң секретари вә бу җәмийәт тәрипидин нәшир қилинидиған «шәрқшунаслиқ» жорнилиниң тәһрир һәйитиниң әзаси иди.

Түркийә түркологийисиниң қурулуши вә йилтиз тартишида аратниң бүйүк бир әҗри бар. В. Баңкауп тәрипидин қурулған селиштурма түрк тили тәтқиқатини түркийигә елип кирип омумлаштурған вә толуқ бир тәрәққийатқа ириштүргән киши Рәшид Рәһмәти Арат иди. У бу саһәдә шинаси текин, талат текин, саадәт чағатай вә нури йүҗә қатарлиқ тәсири күчлүк нурғун оқуғучиларни йитиштүрүп чиққан. Бүгүнки күндә бу илим тармиқи түркийә түркологийисидә асасий орунда турмақта. Түрк(түркий)тилиниң бир қанчә дәври вә саһәсини йурутуп бәргән бирмунчә әсәрлири билән бирликтә түрк трансикрипсйон йезиқиниму Рәшид Рәһмәти Арат иҗат қилған. Болупму түрк тилиниң тарихий тәрәққийатиниң пасилини сизип бәргән әсири түркологийә тәтқиқатлирида изчил тәтбиқланмақта.

Рәшид Рәһмәти Арат түрк тилиниң омумий тарихий тәрәққийатини вә омумлашқан шивилирини дунйа бойичә әң йахши билидиған алим. У қәдимки түркчиниң, җүмлидин уйғурчиниң әң бүйүк мутәхәссиси, Уйғур йезиқини оқуш вә йезишни дунйа бойичә әң йахши билидиған түрколог. Һәқиқәтән, түркологийә униң үчүн мубарәк вә улуғ бир илим саһәсигә айланған. У йавропалиқ түркологларниң әң бүйүклириниң йүзигә тикилип туруп, «түркологийә силәр үчүн бир кәсип вә түрмуш өткүзүшниң бир вастиси, лекин биз үчүн һәр нәрсидур» дәйти вә уларниң бу саһәдики йәңгиллик билән қилған һөкүмлиригә әсла йол қоймайтти.

Рәшид Рәһмәти Арат давраңсиз, әмма һәқиқий мәнидики йүксәк вәтәнпәрвәр киши иди. У, түрк миллити(түркийләр)гә кишиләр асанлиқчә қилалмайдиған катта илмий әмгәклири билән хизмәт қилған. Йавропа илим дунйасиниң христианлиқ вә түрк дүшмәнлики пурап турған тәрәплири билән әң кәскин күрәш қилған. «Ислам енсиклопедийиси» ни мушундақ бир сүзгүчтин өткүзүп, уни түрк тәпәккуриға уйғунлаштурған вә униңға бир түрк енсиклопедийиси роһини ата қилған киши Рәшид Рәһмәти Араттур. Демәк, түркчә «ислам енсиклопедийиси» ниң мәйданға килиши Рәшид Рәһмәти Аратқа тайанған. Арат түркийә илим — пининиң ғурури болған бу әсәргә роһи җәһәттикигә охшаш, шәкил җәһәттинму өлчәм вә мукәммәликни беғишлиған иди. У бу катта қамусқа өз имзаси билән бир мунчә маддиларни йазғандин башқа йәнә сансизлиған әсәрләрни тәрҗимә қилип киргүзгән. Рәшид Рәһмәти Арат толиму күчлүк муһәббәт билән бағланған бу әсәр униң тәтқиқат ишлирида әң муһим орун тутқан иди.

Рәшид Рәһмәти Арат худди катта әсәрләрни оттуриға чиқириш үчүн йаритилған адәмдәк чоңқур бир тәтқиқат иқтидариға игә иди. У қолға алға һәр қандақ бир мәсилә вә темида башқилар қайтидин бир нәрсә дейишкә орун қалмайтти. Түрк һоқуқ вә һакимийәт пәлсәписиниң әң бүйүк әсири болған «қутадғу билиг» дәл униң әҗри билән дунйаға өзини қайта тунутқинидәк, «оғузнамә» қәдимки түрк шеирлири «әтәбәтул һәқайиқ», «бабурнамә», «турпан текистлири» (6-вә7- томлири) ни йәнә у тәййарлап илан қилған иди.

Шәрқтә сахалиндин тартип ғәрптә истанбулға қәдәр болған җайларда йашайдиған барлиқ түркләрниң күлтүр вә мәдәнийитини тәтқиқ қилиш вә уни дунйаға тунутушни, бу арқилиқ түрк бирликини йаритишни мәқсәт қилған <<түрк күлтүрини тәтқиқ қилиш иниститути>>ниң паалийәтлиригә қизғин иштийақ билән иштирак қилған Рәшид Рәһмәти Арат бу иниститутни өзиниң идиалидики муәссисә сүпитидә қарап, униң тәрәққийати үчүн җан–дил билән йардәм қилған. Бу иниститут қурулған күндин башлап униң идарә ишлири вә илмий җәмийәтлиридә паал вәзипә өтигән вә илмий тәтқиқат ишлириға давамлиқ қатнашқан.

Түркләрниң илми һайати вә миллий шәрипи үчүн бүйүк әҗир сиңдүргән рәшид рәһмити арат 1964- йили 11- айниң 29- күни аләмдин өткән. Униң мадди һайат дәрихи 64 йил йашап қуруғини билән мәнивий һайат дәрихи болса түрк дунйаси ичидә мәңгү йаширип туриду.

Түркологийиниң, җүмлидин униң муһим бир тармиқи болған уйғуршунаслиқниң тәрәққийати үчүн көп әҗир сиңдүргән бу бүйүк алимниң һайати вә илмий паалийити һәққидики билишимиз әслидә болушқа тигишлик көләмдин толиму йирақ қалди. Мәдәнийәт тарихимиз вә тилимизға чин көңлидин садиқ болуп ишлигән бу алимниң һайат сәргүзәштлирини бурунла тунуштуруш вә униң илмий әмгәклири ичидики уйғурларға аит әсәрләрни тәрҗимә қилип хәлқимизгә сунуш зөрүр иди. Болупму <<қутадғу билиг>>тәк катта әсәрләрни һәқиқий салаһийити билән қайта оттуриға чиқарған бу алим ашу әсәрниң мирасхорлири болған уйғурлар тәрипидин һәқлиқ бир баһаға иришиши керәк иди. Бу әлбәттә алимниң әзиз хатирисигә болған һөрмитимиз вә тәшәккуримизниң бир бәлгиси һесаплинатти. Лекин, һазирға қәдәр бундақ бир тема қолға елинмиди. Илмий муһитимизму униң исмини пәқәт мундақла бир тилға елип өтүп китиш биләнла купайилинип кәлди. Әпсус әслидә түркологийә тәтқиқатида бу алимниң алдида пәқәт бир һәвәскар йаки бир оқуғучи сүпитидә тәриплинишкә тигишлик болған вамберий, радлоф, самейловеич қатарлиқ бир түркүм алимлар болса түрк тили тәтқиқатида бирмунчә хаталиқларни садир қилғиниға қаримай түркологийиниң бүйүк устазлири сүпитидә тунутулди. Бүгүнки күндә биздә һәр бир киши көрүш пүрситигә иришкән <<қутадғу билиг>>, <<оғузнамә>>, <<әтәбәтул һәқайиқ>> вә <<бабурнамә>> қатарлиқ әсәрләрдин иптихарлиқ билән сөз ечиватқан чеғимизда бу әсәрләрниң талай әсирләрдин кейин қайта дунйаға килишидә Рәшид Рәһмәти Аратниң қанчилик меһнити вә әҗри сиңгәнликини толуқ һес қилалмидуқ, һес қилған болсақму буни анчә тилға елишни халимидуқ. Һәтта алимниң буниңдин 20 нәччә йил бурун уйғурчиға өрүлгән һәм 1989- йили шинҗаң иҗтимаий пәнләр акадимийиси тәрипидин нәшир қилинип ички қисимда тарқитилған <<чәтәл алимлири – қутадғу билиг һәққидә>> намлиқ мәҗмуәгә киргүзүлгән <<қутадғу билиг>>кә аит бир мақалисиниңму кәмтүк вә начар тәрҗимә қилинғанниң үстигә нурғун мәзмунлириниң әсли пикиргә зит тәрҗимә қилиниши Рәшид Рәһмәти Аратниң биздики қутадғу билиг тәтқиқатчилири тәрипидин тәнқид қилинишиға сәвәпму болған иди. Бу әлбәттә кишини толиму ечиндүридиған бир әһвал.

Түркийидә осман фикри сәртқайа алимниң илгири илан қилинған барлиқ әсәрлирини топлап чоң һәҗимлик китап қилип нәшир қилишта наһайити чоң күч чиқарди. Нәтиҗидә алимниң осман фикри сәртқайа тәрипидин дәстләпки қәдәмдә тәййарланған бир йүрүш әсәрлири 1987- йили түрк күлтүрини тәтқиқ қилиш иниститути тәрипидин <<мақалилар>>(1- җилд) дегән намда нәшир қилинди. Бу китапта Рәшид Рәһмәти Аратниң һайати вә илмий паалийәтлири тунуштурулуш билән бирликтә әсәрлириниң омумий тизимлики вә 90 ға йеқин әсириниң толуқ текисти бирилгән. Уйғурларға алақидар әсәрлириму көпрәк мушу китапта учрайду. Тәтқиқат органлири тәрипидин тәтқиқат қилинмақчи болған һәр қандақ бир темигә мунасивәтлик барлиқ мәнбәләр қандақ маһийәткә игә болушидин қәтий нәзәр толуқ топлинип андин тәтқиқ сүзгүчидин өткүзүлүши әқәлли бир саватқа айланған бүгүнки күндә Уйғур илим саһәсидә Рәшид Рәһмәти Аратниң мунасивәтлик әсәрлириниң көрүлмәслики, Уйғур оқурмәнлириниң бу алимниң тәтқиқат мивилиридин толуқ бәһир алалмаслиқи кишини бәкму ечиндүриду. Бу бүйүк алимниң әсәрлирини уйғурчиға тәрҗимә қилиш әслидә шинҗаң иҗтмаий пәнләр акадимийиси вә җуңго Уйғур тарихи вә мәдәнийити тәтқиқат җәмийитигә охшаш илмий органлар вә җәмийәтләр тәрипидин тәшкиллик һалда ишлинидиған муһим бир илмий әмгәк иди. Лекин, түрлүк сәвәпләр түпәйлидин бундақ бир тема һазирға қәдәр қолға елинмиди. Әлбәттә бу хусусий бир арзу болуштин һалқиған бир илмий метод мәсилисидур. Шу вәҗидин мән Уйғур муһитини бу алимниң мунасивәтлик әсәрлиридин хәвәрдар қилиш мәқситидә униң қолумға чүшкән әсәрлирини уйғурчиға өрүп илан қилишни өзүмниң илмий паалийәтлириниң бири қилип таллидим. Әлбәттә бу йолда илмий қудритим йәткән вә нәшрийат имканийәтлири йар бәргән даиридә тиришимән. Түвәндә оқурмәнләргә сунулғини алимниң 1947- йили түркийидә илан қилинған «қутадғу билиг» ниң мәтин нусхисиға йазған кириш сөзидур. Уйғурчә тәрҗимиси болса бу әсәрниң 1979- йили түрк тил қуруми нәшрийати тәрипидин нәшир қилинған 2- басмисиға асасән ишләнди. Уйғурчиға «қутадғу билиг – кә кириш» дегән мавзу билән өрүлгән бу мақалә әслидә 11 кичик мавзудин тәшкил тапқан болуп, униң ичидики 11- мавзу «қутадғу билиг» ниң баплар мундәриҗисидин ибарәт болғачқа һәм бу мундәриҗә «қутадғу билиг» ниң уйғурчә нусхисида аллиқачан оқурмәнләр билән йүз көрүшкәчкә, тәрҗимә давамида уни қисқартишни лайиқ таптуқ. Шуни әскәртиш керәкки, бу мақалә лйубиң тәрипидин хәнзучиғиму тәрҗимә қилинип,1991- йили шинҗаң хәлқ нәшрийати тәрипидин нәшир қилинған «қутадғу билиг тәтқиқатиға даир тәрҗимә мақалилардин талланмилар» (1- қисим) намлиқ китапта илан қилинған. Тәрҗимә давамида мақалиниң түркчә вә хәнзучә нусхилирини бирму — бир селиштуруп көрүшни унутмидуқ. Нәтиҗидә мәлум болдики, лйубиң мақалини наһайити идитлиқ вә әстаидил һалда тәрҗимә қилғандин сирит, әсәрниң пикир қурулмисиға садиқ болуп, апторниң қәлимигә мәнсуп һәрқандақ бир ибарә, термин вә башқа аталғуларни әйни шәкли билән алған. Бизму тәрҗимимиздә лйубиң қолланған бу методни тәдбиқ қилдуқ .

– Уйғурчилштурғучидин

1- «Қуадғу билиг» вә түркологийә

Түрк тили вә әдәбийатидикигә охшаш түрк күлтүр тарихиниңму әң катта әсәрлиридин бири болған «қутадғу билиг» техи қол тәккүзүлмигән бир абидә һалитидә алдимизда турмақта. Йалғуз «қутадғу билиг» ниңла әмәс, униңдин бурун йаки униңдин кейин йезилған бир мунчә әсәрләрниңму бүгүнгә қәдәр һәр ким тәрипидин ишәнчилик һалда пайдилинилидиған бир шәкилдә рәтләнмигәнликиниң тәбиий сәвәплири бар. Бу сәвәпләрдин бири айрим дәвр вә күлтүр муһитлирида түркләр вуҗудқа кәлтүргән бу хил әсәрләрниң тоғра оқулиши вә чүшинилишини тәминләйдиған асасларниң һазирға қәдәр йахши һазирланмиғанлиқидур. Филилогийиниң башқа саһәлиригә нисбәтән хелила йеңи бир илим тармиқи болған түркологийә қисқа мәзгил ичидә тиз илгирилигән болсиму, бу саһәдә техичила чечилаңғу һаләттә туриватқан тәтқиқатларниң нәтиҗилирини көздин кәчүрүп асанла мураҗиәт қилинидиған әл китаплирини вуҗудқа кәлтүрүшкә техи пурсәт тапалмиди. Өз саһәсидики тәтқиқатларни тәшвиқ қилидиған вә рәткә салидиған бир тәшкилатқа игә болмиған бу илим тармиқиниң тәрәққийати көпинчә пидакарлиқ билән ишләйдиған вә сани наһайити чәклик болған алимларниң шәхсий ғәйрәт вә имканийитигә бағлиқ болуп қалди. Башқа муһим сәвәпләрдин бири түркологийә саһәсидә бир тәрәптин өз тармақлири, йәнә бир тәрәптин түркологийә билән наһайити йеқиндин мунасивәтлик болуши зөрүр болған илим тармақлири арисида зич һәмкарлиқниң қурулмиғанлиқидур. Бу саһәдики тәтқиқатларни рәтләш ишини үстигә алған тармақлардин бу хусустики чүшәнчә вә алақини бираз күчәйтишни арзу қиливатқан чеғимизда пүтүн илим дунйасиниңму улардин мушуни күтиватқанлиқини әслитип өтүш орунлуқтур.

<<қутадғу билиг>>ниң әрәб йезиқи билән йезилған нусхилири пәқәт кейинки йилларда толуқлинип нәшир қилинди. Бу әсәр үстидә бүгүнгә қәдәр елип берилған тәтқиқатларға асас болған нусхиниң кейинки дәвр Уйғур йезиқи билән йезилған болушиму униңдин кәң даиридә пайдилинишқа тосалғу болди. Әсәрни тунҗи қетим оқуш вә тәрҗимә қилиш тәҗрибилириму түркологийиниң хели дәстләпки басқучиға вә таза толуқ болмиған бир тәййарлиқ дәвригә тоғра кәлди. Бу дәстләпки тәҗрибиләрниң әң муһими болған радлофниң нәшир нусхисида қоллинилған алфабәниң, йәни муһит тәрипидин адәтләнмигән бир алфабә вә трансикрипсйон системисиниң әсәр йезилған тилниң фонетикисиға зит болушиму йалғуз васитилиқ һалда алақидар болған муһитниңла әмәс, бәлки йәнә мушу саһәдә ишлигәнләрниңму бу әмгәкниң мәһсулидин пайдилинишини қийинлаштурди. Шу вәҗидин бу тәтқиқатларму худди әсәрниң нусхилириға охшаш кәң оқурмәнләр топидин йирақта қалди вә илим муһитидиму өз әһмийити билән мунасип бир итибарға иришәлмиди. Шуниң билән әсәр һәққидә һазирға қәдәр билгәнлиримиз әсли мәтинниң тәтқиқатиға әмәс, көпинчә у хил йаки бу хил мунасивәтләр билән парчә – парчә һаләттә елип берилған тәтқиқ нәтиҗилиригә тайанғанлиқи үчүн бу саһәдә оттуриға қойулған пикирләр бир бирини толуқлимиғандин башқа көпүнчә хата вә бир биригә зит бир маһийәтни ипадә қилди. Көпинчә әсәрни сирттин тәрипләш вә мавзусини ениқлашта көрүлгән һәм бир бирини тутмиған бу пикирләр әсәрниң ички қиммити һәққидә қандақ тәсәввур вә чүшәнчиләр билән учришидиғанлиқимизни пәрәз қилишқа йитәрликтур дәп қараймән.

«Қутадғу билиг» ниң мушундақ бир чәттә унтулуп қелишиниң сәвәплиридин бири әсәр йезилған дәврниң мәйли сийаси йаки күлтүр тарихи җәһәттин болсун, түрк – ислам муһитиниң наһайити муһим бир басқучини тәшкил қилғиниға қаримай, бүгүнгә қәдәр тамамән намәлум һаләттә қалғанлиқидур. Бүгүнки күндә түрк тарихиниң һич бир дәвриниң һәқиқий мәниси билән йоритилғанлиқини, маддий вә мәнивий байлиқлириниң тарихий пасил ичидә тәртиплик бир шәкилдә йәрләштүрүлгәнликини вә нәтиҗилириниң өзидин бурунқи вә кейинки дәврләргә бағланғанлиқини оттуриға қойуш мумкин әмәс. Буларниң нә ана мәнбәлири қедирип көздин кәчүрүлгән болсун, нә бу дәврниң күлтүр мәнбәлири һәр ким пайдилиналайдиған бир һалға кәлтүрүлгән болсун. Бу хил вәзийәттә қолға чүшкән һәр қандақ бир әсәрни вә униң билән бағлинишлиқи болған мәсилиләрни муһит вә тарихй пасил ичидә тәтқиқ қилиш қейин, һәтта имкансиздур. Нәтиҗидә бу йолда елип берилған тәтқиқатларму көпүнчә шәхсий мулаһизиләрниң пасилидин һалқийалмай, мүҗмәл қиммәтләрни ипадә қилиштин илгириләп китәлмиди.

Қараханийлар дәври үчүн һазирғичә мураҗиәт қилинидиған әң йахши тәтқиқат сүпитидә бартолдниң буниңдин йерим әсир илгири йазған түркистан һәққидики әсири(<<моңғул истиласиға қәдәр түркистан>>)[1][1]алдимизда турмақта. Буниңда бир мунчә мәсилиләр муҗмәл болсиму, шу вақитқа қәдәр мәлум болған мәнбәләрдин әң йахши бир шәкилдә пайдилинилған. Муәллип бу әсиридә көпрәк қараханийлар дөлитиниң ғәрб қисми һәққидә тохталған вә бизниң бу йәрдә әсли диққитимизни тартқан шәрқ қисми һәққидә болса хелила илгири йазған бир мақалисини[2][2]тилға елиш билән купайиләнгән. Әпсус, бу мақалигә иришиш мумкин болмиди. Мәвҗут мәнбәләрниңму бу дөләтниң тарихи һәққидә наһайити аз мәлуматни өз ичигә алғанлиқи көрүлмәктә. Шәрқ тарихчилири көп тохталған һөкүмдарларниң тәхттә олтурған йиллири вә нәсәплириму бу дәвр үчүн толуқ ениқланмиди. <<қутадғу билиг>> тәқдим қилинған тавғач улуғ буғра қара хан әбу әли һәсән бинни сулайман арслан қараханниң қараханийлар һөкүмдарлири җәдвилидә орниму йоқ. Бу затниң узун бир дәвр давамлашқан һөкүмдарлиқи ашу дәвргә аит болуп, бу пәқәт йәркәндә түзүлгән әрәбчә бир мәһкимә вәсиқиси арқилиқ ениқланди.[3][3] Бу вәсиқә билән бирликтә йәркәндә тепилған вәсиқиләрниң сани он бәш парчә болуп, көпинчисиниң вақти йезилған вә һиҗрийә 474-529(1081-1135) йиллирида түзүлгән. Бу вәсиқиләрниң йәттә парчиси әрәбчә, йәттә парчиси түркчә(буниң ичидә төт парчиси әрәб йезиқида, үч парчиси Уйғур йезиқида йезилған) иди. Әрәбчә йезилғанлири арисидики бир парчә вәсиқидә шаһитларниң имзасиниң Уйғур йезиқи билән йезилғанлиқи мәлум. Қараханийларниң дәстләпки дәврлири үчүн муһим мәлуматни өз ичигә алғанлиқи билдүрүлгән әбул фазил муһәммәд ибн һүсәйин бәйһәқи(386- 470 = 996- 1078)ниң әсиридин техичә пайдилинидиған әһвалда әмәсмиз. Бу дәриҗидә қараңғу һаләттә қалған бир дәвр үчүн нә қәдәр муһим икәнлики өзлигидин мәлум болған бу әсәр вә вәсиқиләрниң бүгүнгә қәдәр тәтқиқат сиртида қелишини илим намида изаһлаш қейин. Қараханийлар тарихи биз үчүн йалғуз бир түрк дөлитиниң тарихи болуш җәһәттинла әмәс, һәммидин бәкрәк пүтүн түрк миллитиниң өз тарихий тәқдиригә йеңи бир нишан көрситидиған йеңи бир күлтүр чәмбирикигә киргәнликиниң маддий вә мәнивий асаслирини айдиңлаштуруп бириш җәһәттинму муһимдур.

2- Қараханийлар вә униң қошнилири билән болған мунасивәтлири

Қараханийлардин исламийәтни тунҗи болуп қобул қилған вә қәшқәрдә тунҗи түрк – ислам дөлитини қурған абдулкәрим сатуқ буғра қараханниң мәйли кишилики йаки исламийәтни қобул қилиши һәққидә болсун, мәнқибәләр(тарихий шәхсләр һәққидики һекайәт- т)дин башқа бир нәрсә билмәймиз. Бу мәнқибәләрниң әң қәдимкиси абдул ғафирниң қәшқәр тарихиға аит әсиридин нәқил кәлтүргән җәмал қарши(әбул фазил бин муһәммәд)ниң һиҗрийә681- йили(1282) қәшқәрдә йазған <<мүлһәқатус сураһ>> дегән әсиридә хатериләнгән. Буниңға асасланғанда, сатуқ буғрахан исламийәтни қараханийларниң һемайисини тиләшкә мәҗбур болған саманийлар ханиданиға мәнсуп шаһзадә насирниң тәсири астида 12 йаш чеғида қобул қилған вә 25 йашқа киргәндә қараханийлар тәхтигә чиққан. Сатуқ буғрахан һиҗрийә 344-йили(955) аләмдин өткән вә қәшқәрниң шималидики артиш(артуч)қа дәпнә қилинған. Ибнүл әсир һиҗрийә 349- йили(960) нопуси интайин көп бир түрк топиниң исламийәтни қобул қилғанлиқини байан қилиду. Тарихий хатириләрниң таза ениқ әмәсликини нәзәрдә тутуп, бу вәқәләрни бирләштүрүп қариғанда түнҗи түрк — ислам дөлитиниң қурулуши йаки мәвҗут ислам мәркәзлириниң күчийиши үчүн зөрүр болған асасниң һазирланғанлиқини тәсәввур қилиғили болиду. Шәрқий түркистан(шинҗаң—т), болупму қәшқәрниң вә униң әтрапидики җайларниң йеқин шәрқ билән йирақ шәрқ оттурисида муһим бир өткәл ноқтиси болуши вә бу райунларда исламийәттин бурун тарқалған динларниң тарихи нәзәрдә тутулса, бу йәрләрниң ислам дунйаси билән болған мунасивити техиму қәдимки дәврләргә тақалғинидәк, исламийәтниң бу йәрдә өз җамаитини хелила илгири шәкилләндүргәнликини қобул қилиштиму артуқчә иккилинишкә орун қалмайду.

Қараханийлар дөлитиниң әсли мәркизи қәшқәр (орду кәнд) болуш билән бирликтә дөләтниң дәстләпки дәврләрдә шималда баласағун(қоз орду)ға қәдәр кеңәйгәнликини вә бу йәрниң қараханийларниң әң муһим кишилиридин бири болған һарун тәрипидин иккинҗи пайтәхт қилип бикитилгәнликини көримиз. Кейинчә дөләт ғәрпкә қарап кеңәйгән мәзгилдә вә ғәрбий қисимниң мәркизи сәмәрқәндкә көчүрүлгәнгә қәдәр мушу йәрләрниң арисиға җайлашқан өзкәнд муһим бир идарә мәркизигә айланди. 11- Әсирдә аһалиси түркләр билән соғдилардин тәшкил тапқанлиқи мәлум болған баласағун( қоз орду, йәрлик аһалилар тәрипидин қуз улуш кейинчә қуз балиқ дегән намлар биләнму аталған) Мәһмуд Қәшқәриниң әсиридә шөһрәтлик вә мәшһур бир шәһәр сүпитидә учрисиму, шәһәрниң әсли орнини тәйин қилишта қейинчилиққа дуч кәлмәктимиз. Буниң тараз(талас, бүгүнки әвлийа ата)ниң шәрқий шималида болуши йаки тоқмақ шәһригә тоғра келиши еһтималға йеқин. Һәр һалда чу дәрйасиниң җәнубий қисмида икәнлики ениқтур. Өзкәнд һәққидә Мәһмуд Қәшқәриниң әсиридә бирилгән мәлумат башқа мәзмунларға нисбәтән хелила аз.[4][4]

Түркләрниң нисбәтән кичик тармақлирини өз ичигә алған вә тәбиий һалити җәһәттин муһапизәт қилинидиған бу муһим ноқтилар қараханийларниң қолиға өткәндә дөләтниң кеңийиш пилани мәвҗут вәзийәткә асасән тәбиий һалда ениқ көрүлүшкә башлиди. Қараханийларниң шәрқтин бәкрәк ғәрпкә қарап бурулушиниң сәвәбини бу сулалиниң ислам дунйаси билән болған бағлинишлиқи вә саманийларниң аҗизлиқи сәвәбидин ғәрбий түркистан ишлиригә арилишишниң техиму қолай болғанлиқидин башқа йәнә бу дәврләрдә түрк қәбилилириниң ғәрпкә қарап көчкәнлики биләнму изаһлаш мумкин. Һазирға қәдәр асасий бәлгилири билән ениқланмиған болсиму, түрк қәбилилири оттурисидики мәвҗут миллий бағлинишниң наһайити күчлүк болуши вә ғәрпкә қарап илгирилигән түрк қәбилири ичидә қараханийларға рәқип болалиғудәк йәнә бир түрк дөлитиниң техи қурулмиғанлиқи бу қәбилиләрниң бирла түрк дөлити мәркизигә бағлиниш имканийитини асанлаштурди. Түрк миллий әнәнисигә вәкиллик қилған қараханийларниң саманийларға нисбәтән бу тарқақ җамәәтләрни тизла өзигә қаритиши наһайити тәбиийдур. Қәшқәрниң тәбиий бир ички һойлиси болған хотәнниң ишғал қилинишиму хели кейинки вақитқа қалған иди.

Түрк дөләтлири түрк қәвмий тәшкилатидин үстүн туруш билән бирликтә ашу қәвмий тәшкилат асасида қурулғанлиқи сәвәбидин буларниң һич бирисидә һәқиқий бир идари мәркизи тәсис қилинмиған иди. Дөләтниң айрим бөлгилириниң ички вә ташқи идарә ишлирида наһайити кәң салаһийәт билән ханидан әзалириниң идарә қилишиға тапшурулиши вә бу бөлгиләрниң дуч кәлгән әһвалларға қарап бир биридин наһайити пәрқлиқ бир сүрәт билән тәрәққий қилиши әсли мәркәзниң әһмийитини көп қетим аҗизлатқан йаки әмәлдин қалдурғинидәк, дөләт рәһбәрликидики варислиқ мәслисиниму бир талаш– тартиш темисиға айландурған вә йилларниң إтиши билән сани артип барған рәқипләрни бир биридин һәр вақит хәвпсирәйдиған һаләткә кәлтүрүп қойған. Бу хил вәзийәттә, болупму аридин күчлүк бир шәхс оттуриға чиқип өз һакимийитини башқиларға қобул қилдуралмиған дәврләрдә дөләтниң омумий мәнпәәтини мудаипә қилиш қейинлашти, һәтта бу мумкин болмайдиған һалға келип қалди. Тәрипини қилип бир мунчә гәп қилишқа болидиған вә өз дәвридә қәвмий тәшкилат асасиға тайанған түрк миллий қурулмиси җәһәттин пайдисиз болмиған бу хил идарә қилиш шәклиниң, болупму ташқи дүшмәнләр билән давамлиқ мунасивәттә болуш һалитидә турған дөләтләр үчүн апәтлик бир нәтиҗини биридиғанлиқини дейишниңму һаҗити йоқтур. Қараханийлар дөлитиниң нисбәтән қисқа бир мәзгил давамлишишида вә қәдимий күлтүр саһәлиридә қурулғанлиқиға қаримай, түрк күлтүр тарихида өзидин күтүлгән нәтиҗиләрни бирәлмигәнликидиму бу хил муқимсизлиқниң чоң бир тәсири болғанлиқи ениқ. Шундақтиму қараханийлар ғәрпкә қарап маңған түрк қәвмлириниң рәһбәрлики башқа бир түрк ханидани болған сәлчуқларға өткәнгә қәдәр буларниң миллий хусусийәтлирини қоғдаш шәкли арқилиқ өзиниң тарихий вәзипилирини орундиди .

Қараханийларниң ғәрбий түркистан ишлириға тунҗи қетим арилишиши һарун(383 /993)ниң баласағундин башлиған һәрбий йүрүши билән башланди. Һарун маврәүннәһридә һечқандақ бир күчлүк қаршилиққа учримай бухараға қәдәр илгирилиди вә бу йәрдә аллиқачан аҗизлишип кәткән саманийларниң қошунини мәғлуп қилип, 992-йили бухарани нуһ(һиҗрийә 387- йили/милади997- йили аләмдин өткән)ниң қолидин тартивалди. Лекин бу тунҗи ғәлибидин пайдилинилмиди. Һарунниң кесәлгә дучар болуши билән қараханийлар қошуни чекинди. Саманийларниң аҗиз һалити вә қараханийларниң һуҗуми кейинчә саманийларниң орнини алған ғәзнәвийләрниң баш көтүришигә пайдилиқ вәзийәт йаратти. Һиҗрийә 367- йили(977) ғәзнә әмири дәп илан қилинған сәвүг тигинму һиҗрийә 386- йили қараханийлардин насир(һиҗрийә 403- йили/милади1012- 1013-йиллири аләмдин өткән)ниң өзкәндтин атланған қошунимаврәүннәһригә киргән вақитта нуһ тәрипидин йардәмгә чақирилди. Сәвүг тигин билән насир оттурисида түзүлгән келишимгә асасән сир дәрйа һавзиси қараханийларниң идарә қилишиға өтти. Сәвүг тигин болса аму дәрйасиниң җәнубидики бүтүн өлкиләрниң һәқиқий һөкүмраниға айланди. Нуһниң өлүмидин кейин насир урушсизла бухарани ишғал қилди(389/999). Лекин, насир қараханийлар қошунини бир қанчә қетим мәғлубийәткә учратқан саманийлардин әбу ибраһим исмаил(395/1005) билән йәнә бир мәзгил уруш қилди.

Шуниңдин кейин саманийлар мәсилиси һәл болди, ғәрбий түркистанда икки түрк һөкүмдари бир бири билән қаршилишишқа башлиди. Бир тәрәптин түркистандин бәкрәк һиндистан билән мәшғул болған ғәзнәвийләрниң, йәнә бир тәрәптин мәркәзгә бәк садиқ болмиған бу бөлгиләрниң бешидики өз ханадан әзалириға анчә ишәнмигән қараханийларниң өз әһвалини йахши чүшинип аридики достлуққа әһмийәт бәргәнликини көримиз. Мәһмуд ғәзнәви (389-421 = 999-1030)ниң насирниң қизи билән той қилиши бу йахши мунасивәтни туғқанчилиқ алақиси арқилиқ күчәйтти. Насирдин кейин униң орниға чиққан тоған(һиҗрийә 408-йили/милади 1017- 1018- йиллири аләмдин өткән)му мәһмудниң иттипақчисиға айланғинидәк, униң қериндиши вә тәхт вариси арсланхан(һиҗрийә 416 -йили/милади 1025- йили аләмдин өткән) дәвридиму бу йахши мунасивәт давам қилди. Мәһмуд өзиниң чоң оғли мәсудни арсланханниң туғқанлиридин бир қизға өйләндүрди. Келин бәлхтә катта мурасим билән қарши елинди. Қараханийлардин сәмәрқәнд хани йүсүп қадирханниң тоғанханниң өлимидин кейин арсланханни итирап қилишни халимиғанлиқи сәвәбидин мәсилини һәл қилиш үчүн мәһмудқа мураҗиәт қилинғанлиқини көримиз. Шуниңдин кейин қараханийлар дөлитиниң тәхтигә чиқип күчлүк нопузи арқилиқ ханиданниң башқа әзалириға өз һакимийитини мәҗбури итирап қилдурған йүсүп қадирхан 1019-йили мәһмуд биләм көрүшти. Нәтиҗидә икки дөләт оттурисидики иттипақдашлиқ мунасивити техиму күчәйди. Қараханийларниң ханидан әзалири арисидики ички низадин пайдиланмақчи болған мәһмуд һиҗрийә 416-йили(1025) сәмәрқәнд әтраплириға қәдәр кәлгән вақитта икки һөкүмдар қайта көрүшүп оттуридики мәсилиләр һәққидә кеңишип, зийапәт бириш вә һәр икки тәрәп бир биригә көп соға тәқдим қилиш арқилиқ ишни наһайити чирайлиқ һәл қилди. Кейинчә толуқ иҗра қилинмиған бу келишим қараханийларниң ханидан әзалири арисидики бәзи ихтилапларниң һәл қилинишиға аит(маврә үннәһрини әли тигинниң қолидин тартивелип йүсүп қадирханниң иккинҗи оғли йағанға өткүзүп бериш, қадирханниң қизини мәһмудниң иккинҗи оғли муһәммәдкә вә мәһмудниң қизини йағанға йатлиқ қилиш) мәзмунларниму өз ичигә алатти.

Мәһмуд һиҗрийә 421- йили(1030) аләмдин өткәндин кейин, кичик оғли муһәммәд униң орниға чиқип қисқа вақит тәхттә олтурди. Униң орниға мәсуд чиққандин кейинму оттуридики мунасивәт бурунқидәк давамлашти. Мәсуд 1031- йили тәхткә чиққанлиқини билдүрүш вә бурунқи достлуқини давамлаштуруш истикидә қәшқәрдики йүсүп қадирханға бир әлчиләр өмикини әвәтти. Бу әлчиләр өмикиниң вәзипилири ичидә қадирханниң қизини мәсудқа вә қадирханниң оғли буғра тигинниң қизиниму мәсудниң оғли мәвдудқа йатлиқ қилиш һәққидики арзуму бар иди. Лекин, бу музакириләр йүсүп қадирханниң өлүми( /4231032)сәвәбидин бираз узунға созулди. Мәсуд әнәнини орундаш үчүн қәшқәрдики буғра тигин сулайман арсланхан(һиҗрийә 425- йаки 448 -йили/милади 1034- йаки 1056-йили аләмдин өткән)ға дадисиниң өлүмигә тәзийә билдүридиғанлиқини вә униң тәхткә чиққанлиқини тәбрикләйдиғанлиқини уқтурди. Әлчиләрму вәзиписини муваппиқийәтлик тамамлап һиҗрийә 425 – йили1034 ) ғәзнәгә қайтти. Мәвдүдниң лайиқи йерим йолда аләмдә өткән. Әмма мәсудниң лайиқи ғәзнәгә саламәт улушип, у йәрдә катта мурасим вә тәнтәнә билән қарши елинған.

Һәр икки тәрәп үчүн муһим болған бу иттипақ вә достлуқ ипадилиригә қаримай, бу икки дөләт оттурисида бәзидә сәвәплири таза ениқ болмиған урушлар(һиҗрийә 396- йили/милади 1006- йили мәһмуд һиндистанға йүрүш қилғанда насирниң нишапур, тус вә бәлхни ишғал қилиши вә мәһмудниң арқиға қайтиши билән еғир мәғлубийәткә учриши, һиҗрийә 398-йили/милади 1008- йили йәнә бир дәһшәтлик урушниң йүз бириши вә ниһайәт һиҗрийә 410- йили/милади1019- йили арсланхан билән қадирханниң бирликтә мәһмудниң мәмликитигә һуҗум қилиши) йүз бәргән болсиму, буниң аридики мунасивәтни өзгәриткидәк бир характир алмиғанлиқи көрүлиду.

Қараханийларниң өз ичидики ихтилапи күчәйгәнсери мәркәзниң техиму бәкрәк аҗизлашқанлиқи вә ғәрбий түркистан ишлириға пайдилиқ бир һәрикәттә болалмиғанлиқи мәлум. Мәсуд мәһмудниң қизиниң тәхткә варислиқ қилиш мәсилисигә арилишишидин қорқғанлиқи үчүн уни йағанға биришни халимиғинидәк, ели тигингә қарита сийаситиниму өзгәрткән вә өзигә қарши һәрикәткә өткән сәлҗуқлар билән болған урушта йардәм қилиш шәрти билән ели тигинниң оғли алп тигин билән келишишниң лазимлиқини һис қилған. Шуниң билән мәсудниң оғли сәид алп тигинниң сиңлиси билән вә мәһмудниң туғқанлиридин бири болған насирниң қизиму алп тигин билән той қилған.

Һиҗрийә 430 – йили(1039) маврәүннәһриниң һөкүмранлиқи насирниң оғли ибраһимниң(бөри тигин, һиҗрийә 460 – йили/милади 1068 – йили аләмдин өткән) қолиға өтти. Мәсудниң иттипақдиши болған алп тигингә қарши һәрикити сәлчуқлар тәрипидин қоллашқа иришкән вә қараханийлар тәрипидинму қаршилиққа учримиған ибраһим дәстләптә қараханийларниң бир вассалидәк һәрикәт қилди, лекин узун өтмәй бу районни айрим бир дөләт һалитигә кәлтүрүвалди. Бу ишта сәлчуқларниң 1040 -йили мәсуд ғәзнәвийни мәғлуп қилип хорасанда һакимийәтни қолға елишиниңму пайдиси болди. Бу вәзийәт анчә узун давамлашмиди, ғәзнәвийләрниң орнини игилигән сәлчуқларму маврәүннәһридә һакимийәт үчүн уруш башлиди. Ибраһимниң өлүмидин кейин, униң орниға чиққан шәмсүл – мүлк(һиҗрийә 472- йили /милади 1080-йили аләмдин өткән)ниң дәвридә сәлчуқларниң һуҗуми көпәйди. Ниһайәт мәликшаһ( һиҗрийә- 485йили / милади 1092- йили аләмдин өткән)ниң қилған һәрбий йүрүшидин кейин шәмсүл – мүлк сәлчуқларни өзигә мәтбу дәп итирап қилди. Қараханийлардин йүсүп қадирханниң оғуллири тоғрул билән һарунниң бу вәзийәттин пайдиланмақчи болуп шәмсул – мүлк үстигә йүрүш қилғанлиқи вә икки қараханийлар дөлити оттурисида хоҗәнтниң чегра қилип бикитилгәнлики мәлум. Шәмсүл- мүлкниң орниға иниси хизир(һиҗрийә 473- йили/милади1081- йили аләмдин өткән) вә униң орниға оғли әһмәд(һиҗрийә 488- йили/милади1095- йили аләмдин өткән) тәхткә чиққан. Әһмәд дәвридә маликшаһ һиҗрийә 482 – йили(1089) бухарани ишғал қилип, йәнә бир қетим сәмәрқәндкә қарап йүрүш қилған вә өзкәндкә қәдәр илгириләп барған. Бу мунасивәт билән қәшқәр хани өзкәндкә кәлгән вә икки һөкүмдар оттурисида мәликшаһқа пайдилиқ бир килишим түзүлгән.

Ғәрбий қараханийларниң тарихи шуниңдин кейин сәлчуқлар билән чиң бағлинип кәтти. Бу йәрдә һөкүм сүргән қараханийлар сәлчуқларниң беқиндиси сүпитидә һәрикәт қилатти. Шундақтиму ғәрбий түркистанда һайат даим тинчлиқ ичидә өткән әмәс. Бу йәрдики вәзийәтни өзигә пайдилиқ һалда оңшаш үчүн мәйли мәликшаһ йаки сәнҗәр болсун сәлчуқлар бир қанчә қетим сәмәрқәндкә қарап йүрүш қилишқа мәҗбур болди. Бу дәврдә мәмликәтни идарә қилған әң муһим киши сулайман оғли муһәммәд арсланхан( һиҗрийә 525/милади 1131- йили аләмдин إткән) иди. 1109- Йили ички муқимлиқни йаратқан муһәммәд арсланхан дәвридә бу йәрләр 20 йил хатириҗәмликкә иришти. Сәнҗәрниң إлүмидин кейин(552 /1157) маврәүннәһрини һөкүмранлиқ астиға алған харазимшаһлар дәвридиму вә ғәрбий қараханийларниң ахирқи вәкили осман(һиҗрийә 610 – йили /милади 1213- йили аләмдин өткән) ниң дәвригә қәдәр бу вәзийәттә чоң бир өзгириш болмиған болса керәк.

Қараханийларниң әсли мәркизи болған қәшқәр, баласағун, өзкәнд вә бу шәһәрләргә қарашлиқ бөлгиләрниң тарихи ғәрбий қараханийлар тарихиға нисбәтән хелила қараңғу. Ислам тарихчилириниң әсәрлиридә қараханийлар һәққидә буларниң إзидин бәкрәк ислам дунйаси билән болған мунасивәтлири сәвәби билән мәлумат бирилгән. Шу сәвәплик, бу тарихчиларниң әсәрлиридә ислам дунйасиниң мәркизигә йеқин болған вә у йәрдики вәқәләргә иштирак қилған ғәрбий қараханийлар һәққидә хели көп мәлумат учрисиму, бу мәркәздин йирақ болған вә у йәрдики вәқәләр билән алақиси наһайити аз болған шәрқий қараханийлардин сөз ечилмиған иди. Бәзидә тасадипий учрайдиған хатириләрдә бирилгән мәлуматму көпүнчә хата вә қалаймиқандур. Бир пүтүн қараханийлар дөлитиниң башчиси сүпитидә тунулған ахирқи һөкүмдар йүсүп қадирханниң оғли вә тәхт вариси сулайман арсланхан болди. Йуқирида тилға елинғинидәк, қәшқәрдә һиҗрийә 433-йили(1034) бу салаһийәттики сулайман арсланхан билән мәсуд ғәзнәвий арисида иттипақ түзүлди. Насир оғлу ибраһим(бөри тигин)ниң маврәүннәһридики һәрикити нәтиҗисидә қараханийлар дөлити шәрқ вә ғәрптин ибарәт икки қисимға бөлүнүп кәтти. Лекин, ибраһимниң дәвригә йаки һич болмиғанда сулайман арсланханниң өлүмигә қәдәр ғәрбий қисимниң қәшқәр һөкүмдарини дөләтниң рәиси сүпитидә итирап қилишни давамлаштурғанлиқи иһтималға йеқин.

Йүсүп қадирханниң вапатидин кейин, униң қәшқәрдә чоң оғли сулайман арсланхан(буғра тигин), тараз(талас), исфиҗаб вә шаш(ташкәнд)та кичик оғли мәһмуд(муһәммәд) буғрахан(йаған тигин) вә өзкәндтә башқа икки оғли туғрул билән һарун һөкүмранлиқ қилди. Бу мәркәзләр оттурисидики мунасивәтләрниң қандақ шәкилдә давам қилғанлиқини көрситип биридиған ениқ мәлуматлар болмисиму, қолланған үнванлириға нәзәр селинса қәшқәр ханиниң башқа мәркәзләрниң һإкүмранлири тәрипидин башчи сүпитидә тунулғанлиқи қобул қилиниду. Шәмсүл- мүлккә қарши елип берилған вә қараханийларниң шәрқий вә ғәрбий қисми оттурисида хоҗәндни пасил қилип бикитиш билән ахирлашқан һәрбий йүрүш һәр һалда туғрул( һиҗрийә 467- йили/милади 1074- 1075- йиллири аләмдин өткән) билән һарун(һиҗрийә 496- йили/ милади1103 – йили аләмдин өткән) тәрипидин елип берилған. Исфиҗаб вә униң әтрапидики җайларға һөкүмранлиқ қилған мәһмуд буғрахан вә униң варислириниң көпүнчә ғәрбий қараханийлар тәвәси билән алақидар ишларда болғанлиқи мәлум. Бу аилигә мәнсуп болғанлардин мәһмудниң нәвриси қадирхан җәбраил һиҗрийә 495 – йили(1102) маврәүннәһрини ишғал қилди вә сәлчуқлар зиминиға қәдәр илгириләп бирип, тирмизни алди. Лекин бу шәһәр әтрапида йүз бәргән урушта сәнҗәр тәрипидин мәғлуп қилинип өлтүрүлди. Ашу аилидин болған муһәммәд арсланханму ғәрбий қараханийларниң тәхтидики әң муһим кишиләрдин биригә айланған иди.

Қәшқәрдә һөкүм сүргән сулайман арсланхан вә униң тәхт варислири һәққидиму мәлуматлар наһайити аз. Һиҗрийә 423- йили (1032) дадисиниң орниға чиққан сулайман арсланханниң һиҗрийә 448 – йили(1056)ға қәдәр һөкүм сүргәнлики иһтималдур. Қолимизда мәвҗут хатириләрдә сулайман арсланхандин кейин йәнә түвәндики һإкүмдарларниң исмлири бирилгән: 1- һәсән бинни арслан, 2- әһмәд бинни һәсән, 3- ибраһим бинни әһмәд, 4- муһәммәд бинни ибраһим, 5- йүсүп бинни муһәммәд, 6- муһәммәд бинни йүсүп. Булардин һәсән бинни арслан(һиҗрийә 496- йили/милади 1103- йили аләмдин өткән)ға һиҗрийә 462 – йили(1069- 1070 ) йезилған <<қутадғу билиг>> тәқдим қилинғинидәк, йәнә ашу һөкүмдар дәвридә һиҗрийә 474- йили(1082) йаки 496- йили(1101) йәркәндә түзүлгән бир мәһкимә вәсиқисиму мәвҗут. Әһмәд бинни һәсән һиҗрийә 496- йили(1103) тәхткә чиққан болса керәк. Бу һөкүмдарниң 1105- йили мәһмуд бинни абдүл җәлилүл кашғәри дегән бир кишини хәлифә мүстазһир биллаһниң һозуриға әлчи қилип әвәткәнликини вә хәлипиниң униңға <<нурүддин дәвлә>> үнванни бәргәнликини билимиз. Ашу һөкүмдар һиҗрийә 522- йили(1128) қәшқәрдин бир күнлүк йирақлиқтики җайда қарахитайларни мәғлубийәткә учратқан болсиму, бу ғәлибигә мунасип һалда қарахитайларниң һуҗумини тохтиталмиди. Қарахитайлар өзигә пайтәхт қилған баласағунни урушсизла вә бу йәргә һөкүмранлиқ қилғучиниң рәқиплиригә қарши йардәмчи сүпитидә тәклип қилиши нәтиҗисидә қолға киргүзгәнлики тоғра болсиму, қараханийларниң өз ичидики ихтилаплириниңму күчәйгәнликини һөкүм қилишқа болиду. Қәшқәрниң бир мәзгил қарахитайларға қаршилиқ көрсәткәндин кейин йеңи һөкүмранларға бойсунушқа мәҗбур болғанлиқи шүбһисиз болсиму, әпсус буни айдиңлаштуруп биридиған мәлумат қолимизда йоқ. Шәрқий қараханийларниң һөкүмдарлар тизимликидә тилға елинған ибраһим бинни әһмәд билән муһәммәд бинни ибраһим һәққидә һичқандақ бир хатирә болмиғинидәк, йүсүп бинни муһәммәдниң һиҗрийә 601-йили(1204), муһәммәд бинни йүсүпниң болса һиҗрийә 607-йили(1210-1211) аләмдин өткәнликидин башқа мәлуматқа игә әмәсмиз.

Йуқирида қараханийларниң қошнилири, болупму ғәзнәвийләр билән болған мунасивәтлиридики бу икки ханидан оттурисидики никаһ мәсилиси һәққидә тохталдуқ. Бу мунасивәтләрниң бәлким қандашлиқ чүшәнчиси билән елип берилғанлиқи вә тарихта хатириләнгинидәк пәқәт бу хил рәсмий садақәттин ибарәт әмәсликини тәсәввур қилиш қейин әмәс. Дөләт рәислириниң вә улуғларниң балилири билән бирликтә башқа бир мунчә шәхсләрниңму буниңға охшаш аилә мунасивәтлири арқилиқ бағланғанлиқи мумкиндур. Болупму таҗдар вә таҗсиз шаһзадиларниң мушундақ сарайларда тәрбийә көрүп дәстләпки һайат дәрсини елиши түрк муһитида көп көрүлгән вәқәләрдин бири иди. Бу сарайлар оттурисида рәсмий вә ғәйрий рәсмий йосундики даимлиқ зийарәтләр вә миһмандарчилиқлар болуп туратти. Шаһзадиларниң йенида туридиған шәхсләр, рәсмий вә ғәйрий рәсмий әлчиликләр вә зийарәтләр, һәр икки тәрәпниң өз муһитида адәткә айланған маддий вә мәнивий байлиқни өзи билән биллә елип йүрмәкчи болуши вә йеңи муһитта иришкәнлирини туғқан вә йеқинлириға көрситиш арзуси шүбһисизки рәсмий соғатлар тизимликигә кирмигән бир мунчә күлтүр матирийаллириниң бир тәрәптин йәнә бир тәрәпкә өтишигә сәвәп болған. Бу хил шәкил билән һәр икки муһитта иштийақ билән оқулған әсәрләрниңму бу хил надир соғилар арисида болуши тәбиийдур. Буниңдин башқа қараханийларниң һәм саманийлар һәм ғәзнәвийләр билән болған уруш вә тинчлиқ мәзгиллиридики мунасивәтлириниң, ниһайәт ихтисад вә тиҗарәт мунасивәтлириниң күлтүр алақиси ишида һәр йәрдә вә һәр дәврдә ойниған ролини қәдимий тиҗарәт йолиниң бу муһим түгүн ноқтисидиму техиму асан ойниғанлиқи тәбиийдур. Бағдадқа қәдәр барған вә мәшһур әсирини шу йәрдә йазған Мәһмуд Кашғәри бу хусуста бир айримлиқ болмастин бәлки бу хил мунасивәтләрниң күчийиши үчүн бир мисал болиду. Буниң қарши тәрәптиму әйни шәкилдә давам қилғанлиқини асанла һес қилғили болиду.

Қәшқәр вә униң әтрапидики җайларниң бу хил мунасивәтләрни йалғуз ғәрп биләнла әмәс, бәлки йәнә шәрқ биләнму көпрәк давам қилдурғанлиқи ениқтур. Исламийәттин бурунқи түрк күлтүр саһәлиридә олтурақлашқан уйғурларниң қәшқәр билән әсирләр бойи давам қилдурған йеқин мунасивитини бирдинла өзүп ташлиғанлиқини тәсәввур қилғили болмайду. Қәшқәр тәвәсидә исламийәтниң тарқилиши билән йеңи мусулманларниң, болупму буларниң руһаний гуруһиниң башқа динларға қарита техиму қаттиқ муамилидә болуши мумкиндур. Лекин инсанлар арисидики мунасивәтләрни рәткә салидиған асасларға һеч йәрдә, болупму түрк тарихида пәқәт диний көз билән қаралмиғанлиқиму испатлашқа муһтаҗ болмиғудәк дәриҗидә ениқтур.

3-Қәшқәр һөкүмдари һәсән бинни сулайман

<<қутадғу билиг>> тәқдим қилинған бу қәшқәр һөкүмдари әсәрниң пәрғанә нусхисида <<хақанүл- әҗәллүл- мүәййәд насирүл- һәққи вәд- дин тавғач улуғ буғра қарахан әбу әли һәсән бин арслан хан>>(улуғ, илаһи қудрәт арқилиқ һемайә қилинған, һәқ вә динниң йардәмчиси хақан тавғач улуғ буғра қарахан әбу әли һәсән бин арслан хан) вә әйни дәвргә аит болуп йәркәндә түзүлгән әрәбчә бир мәһкимә вәсиқисидә үнван вә нәсәби техиму ениқ қилинип, <<әл- хақанүл- әҗәллүс сәййидүл- мәликүл- мүәййәдүл- музәффәрүл- мәнсур иззүд- дин мүшәййидүд- дәвләтил- қаһирә вә бурһанүл- милләтил- баһирә вә кәһфүл- үммәтит- таһирә ғийасүл- муслимин мәликүл- мәшриқи вәс- син тавғач буғра қарахақан әбу әлиййинүл- һәсән бин сүлайман арслан қара хақан мүҗтәбә халифәтүллаһи вәлиййи вә әмирил- мүминин >>(улуғ, илаһи қудрәт билән һемайә қилинған музәппәр вә ғалип падишаһ, динниң шәрипи, қудрәтлик дөләтниң қурғучиси вә нурлуқ милләтниң йитәкчиси, пак үммәтниң панаһгаһи, мусулманларниң ниҗаткари, шәрқ билән чинниң һөкүмрани, мөминләрниң әвлийаси вә әмири болған аллаһниң хәлиписиниң сәрхили хақан тавғач буғра қара хақан әбу әли һәсән бин сулайман арслан қара хақан) шәклидә хатириләнгән.

Йүсүп қадирханниң оғли вә тәхт вариси буғра тигин сулайман арсланханниң һиҗрийә 448-йили(1056)ға қәдәр һөкүм сүргәнлики тоғра болса, ундақта бу һөкүмдар 24 йил қәшқәр тәхтидә олтурған болиши керәк. Буниңға асасән, бу йәрдә бизниң бәкла диққитимизни тартқан оғли вә тәхт вариси һәсәнниң дәври үчүн шу тарихни көрситишкә болиду: йүсүп <<қутадғу билиг>>ни тәқдим қилған һиҗрийә 462- йили(1069-1070) һәсәнниң һөкүмранлиқиниң 14-йилиға, йәркәнд мәһкимә вәсиқиси түзүлгән һиҗрийә 474- йили(1082) йаки һиҗрийә 494-йили(1101 ) йили болса 24- йаки 45- йилиға тоғра келиду(вәсиқә зидиләнгәнликтин йилнамидики бир санниң <<йәтмиш>> йаки <<тоқсан>> икәнликини ениқ оқуғили болмиди. Бу йилнамилардин бирини кәскин қилип бикитиш үчүн бу вәсиқә билән бирликтә тепилған башқа 14 вәсиқиниң тәтқиқ вә нәшир қилинишини күтүш керәк) һәсәнниң қәшқәр тәхтигә чиққан вақтида қанчә йаш икәнликини пәрәз қилиш қейин. Митал пулларға асасланғанда, униң бир мәзгил таразда һөкүм сүргәнлики мәлум. Бу митал пуллар еһтимал һәсәнниң дадисиниң һайат чеғида бу әтрапларға һөкүмранлиқ қилған дәвригә аит болуши, шуниңдәк тәхткә чиққандин кейинки вақитқа аит болушиму мумкин. Тәхткә чиққан вақитта анчә йаш әмәслики пәрәз қилиниватқан бу һөкүмдарниң 1103- йили өлгәнлики һәққидики қараш тоғра болса, ундақта униң 47 йилдәк узун вақит тәхттә олтурғанлиқи вә хелила қерип аләмдин өткәнлики мәлум болиду. 1089-Йили сәлчуқлардин мәликшаһ билән өзкәндтә бир килишим түзгән қәшқәр һإкүмдариму һәсән болуши керәк.

Һәсән һөкүмранлиқиниң 10- йиллири әтрапида қараханийларниң әсли зимини болған шәрқий түркистан(шинҗаң-т)ниң ислам вилайәтлири билән шималдики баласағун вә тараз бөлгилирини һакимийәт астиға елип, қаидә – низамни йолға қойуп, йахши бир һөкүмдар киши сүпитдә шөһритини әтраптики мәмликәтләргиму йайған иди. Бу дәврдә ислам дунйасиниң шәрқидә йүз бәргән һәрикәтләр, ғәзнәвийләрниң йоқилиши, сәлчуқлар һакимийитиниң бу районда баш көтүрүшкә башлиши вә маврәүннәһридики қараханийлар ханидан әзалириниң өз ичидики урушлири билән нормал һайат өз йолидин чиққан бир дәврдә қәшқәр арқа – арқидин йүз бәргән урушлардин бизар болған алим вә мутәпәккурларниң нәзиридә арзу қилинған раһәт бир макан һесапланса керәк. Йәркәндә түзүлгән мәһкимә вәсиқисидә исми учрайдиған мушу әтрапниң һөкүмрани вә қазиси болған шәйх қази вә имам әбу бәкир муһәммәд бин абдус- сәмәд бин исмаил әл- Бухариниңму бу дәврдә ашу хил туйғу билән мушу йәрләргә қәдәр келип мәмурийәткә еришкән шәхсләрниң тунҗиси вә ахирқиси әмәслики еһтималдур.

4-Қараханийлар дәвридә йезилған әсәрләр

Қараханийлар дәвридики түркләрниң пикир вә сәнәт һайати һәққидә мәлумат биридиған һечқандақ бир әсәргә игә әмәсмиз. Оттура асийа тарихиға аит мәнбәләрни наһайити әстаидиллиқ билән көздин кәчүргән бартолд қараханийлар тәвәсидә йезилған әсәрләрдин пәқәт бир қанчисиниң намини тилға алиду. Буниң бири мәҗдүд-дин муһәммәд бинни әднанниң түркистан вә хитай тарихиға аит әсири болуп, бу ибраһим бинни насир(һиҗрийә 460- йили/милади 1068- йили аләмдин өткән)үчүн йезилған иди. Әсәр бизгә қәдәр йитип киләлмигән. Әсәрниң түркистанға аит қисмидин әвфи (һиҗрийә 630- йили/милади 1233- йили аләмдин өткән) пайдиланған вә қараханийлар сулалисиниң дәстләпки бовиси қарахан һәққидики әпсанивий мәнқибәни нәқил кәлтүргән. Хитай тарихи қисмидин болса шүкруллаһ зәкиниң <<бәһҗәтуттәварих>>(тәхминән һиҗрийә 861- йили/милади 1457- йили йезилған) дегән әсиридә сөз ечилиду. Йәнә бир әсәр муһәммәд бинни әли әл-катиб әл- сәмәрқәндиниң << әғразуссийасә фи илмир-рийасә>> дегән әсири болуп, бу мәсуд бинни әли үчүн(488-490/ 1095-1097) йезилған. Бир нусхиси дәвримизгә қәдәр йитип кәлгән бу әсәрдә [5][5]сәлчуқлардин сәнҗәр(һиҗрийә553- йили/милади1157- йили аләмдин өткән)ни өз ичигә алған нурғун падишаһларниң тәрҗимиһали көпүнчә қисқа бир һекайә шәклидә байан қилинған. Әсәрниң мәсуд дәвригә аит вәқәләрни өз ичигә алған қисми әң муһимдур.

Әслидики қараханийларниң мәркизидә йашиған алимлардин пәқәт бирисиниң әсәрлири мәлум. Бу алим әбул – фүтуһ абдулғафир (йаки абдулғаффар) бинни һүсәйнил -алмаийүл кашғәри(һиҗрийә 486- йили/милади1083- йили аләмдин өткән)дур. Муәллипниң дадиси оғлиниң өлүмидин кейин һиҗрийә 486- йили(1093) аләмдин өткән. Муәллипниң қәшқәр тарихи һәққидә йазған әсиридин җәмал қарши пайдиланған. Йәнә бир әсири <<муҗәмүш-сүйуһ>> сәманиниң әсиридә тилға елиниду. Дадиси баласағунлуқ болуп, өзи алмалиқта туғулған җәмал қарши һиҗрийә681- йили(1282) әл- җәвһәриниң <<әс- сиһаһ фил- луға>> намлиқ луғитини <<әс- сураһ>> дегән нам билән әрәбчидин парсчиға тәрҗимә қилған. 14 – Әсирниң башлириға кәлгәндә буниңға әрәбчә бир илавә (<<мүлһақатус-сураһ>>) қошулған. Бу илавида җәмал қарши бәзи оттура асийа сулалири, болупму бу йәрдә мәшһур болған шәйһ вә алимлар һәққидә мәлумат бәргән. 16- Әсирниң муәллиплиридин муһәммәд һәйдәр җәмал қаршини баласағунға тәрәпдар болған киши дәп әйиплигән. Җәмал қарши һәр бир шәһәрниң муһим кишилирини тилға алғанда, сәмәрқәндликләрдин 10 кишини аз саниған болсиму, баласағунлуқларни шу қәдәр көп көрсәткән идики йалғуз бирла шәһәрдә әйни дәврдә шу қәдәр көп муһим шәхсниң җәм болғанлиқини муһәммәд һәйдәр тоғра тапмиған иди. Лекин бу әсәрниң бүгүнгә қәдәр йитип кәлгән нусхисида бу хил мәзмун йоқ, һәтта баласағунму тилға елинмайду. Бу йәрдә муәллип баласағунлуқ болуш сүпити билән пәқәт өз шәйхи шәмсүд-дин әййуб билән униң оғли рүкнүддин әһмәдни тилға алиду. Мана бу мәлуматлардин җәмал қаршиниң әсириниң толуқ нусхисиниң дәвримизгә қәдәр йитип киләлмигәнликини йаки муһәммәд һәйдәрниң униңға мунасивәтлик һалда тилға алған әсәрниң техичила қолға чүшмигәнликини оттуриға қойушқа болиду.

Бартолд қараханийлар дөлитидә тарихқа аит анчә көп әсәр йезилмиған, дегән пикирдидур. Болупму буниңға шәрқ тарихчилириниң бу саһәгә аит барлиқ мәлуматларни иранда йезилған әсәрләрдин алғанлиқини дәлил қилип көрситиду. <<қутадғу билиг>> шаири йүсүпниң бүйүк түрк һөкүмдари тоңа алп әр(әфрасийаб) һәққидики мәлуматни иран мәнбәлиридин өгәнгәнликини байан қилишиму буниңға илавә болиду(280-282- бейитләр). Тарихқа аит болғанларниң сиртидики әсәрләр һәққидики мәлуматимиз техиму аз. Йүсүпниң <<қутадғу билиг>>дә һәр бир пурсити кәлгәндә пикирлиригә мураҗиәт қилған шәхсләр билән исимлирини тилға алмиған дөләт адәмлириниң сөзлири хәлқ арисида тарқилип йүридиған ағзаки нәқилләргә охшимиғинидәк, Мәһмуд Кашғәриниң әсиридә көрилидиған әдәбий парчиларниңму һәммиси хәлқ әдәбийат мәһсули болмиса керәк. Мәһмуд <<түрк шаириниң исми>> дәп тәриплигән чучу бәлким көпрәк чүшәнчә биришниң лазими болмиған мәлум бир шәхс болуши мумкин. Түрк миллитиниң түрлүк дәврлири һәққидә мәлумат биридиған әң муһим әсәрләр бүгүнгә қәдәр тасадипий әһвалда тепилған әсәр сүпитидә байқалмақта. Орхун абидилири билән биз һазирға қәдәр наһайити аз бир қисмини көрүш имканийитигә иришкән бүйүк Уйғур әдәбийати мушу шәкилдә мәлум болди. Лекин, әмдиликкә кәлгәндә түркләрниң сийасәт, әдәбийат вә омумән қилғанда күлтүр тарихиниң йоритилиши үчүн мушундақ тасадипийлиқни көтүп туруш тоғра әмәс. Бир тәрәптин қәдимки түрк күлтүр мәркәзлири даирисидә пиланлиқ һалда қидиришни давамлаштуруш зөрүрий бир вәзипә болғинидәк, йәнә бир тәрәптин дунйа кутупханилириниң чаң – тузаңлири ичидә әйни тәриздә елип берилидиған пиланлиқ тәтқиқатлардинму наһайити муһим нәтиҗиләрниң қолға килидиғанлиқини дейишниң һаҗити йоқтур.

5- Йүсүп хас һаҗиб

Йүсүп билән мәһмуд бир дәвр вә бир муһитта йитишкән түрк зийалилириниң вәкиллиридур. Әсәрлирини бир биридин йирақта йазған, бир бирини тунимиған вә билишмигән болсиму, иккилиси охшаш материйал үстидә ишләп бир бирини толуқлиған. Болупму мәһмуд тил саһәсидә дәври үчүн оргинал вә илғар бир филолог чүшәнчиси билән издәнгән вә нисбәтән йеңи болған селиштурма тил тәтқиқати тарихида муһим орун тутқан бир түрк алимидур. Мәһмудниң диққити йалғуз тил саһәси билән чәкләнгән әмәс. У түрк миллити вә түрк мәмликәтлири һәққидики тарихий мәлуматларға сәл қаримиғинидәк, өз дәври үчүнму қиммәтлик тәкшүрүш испатлириға игә иди. Түрк дунйасиниң муһим бир қисмини кезип, түрк хәлқиниң турмуш усулини көргән, өзи биваситә көрмигән түрк қәвмлири вә мәмликәтлири һәққидә мәлумат топлиған, кәң земинға тарқалған бу қәвмләрниң олтурақлашқан йәрлирини бир хәритидә ениқ көрсәткән вә айрим түрк қәбилилириниң бир бири билән болған мунасивитини тәтқиқ қилған. Әсиридә һәр қандақ бир сөзниң дәлили үчүн көрсәткән әдәбий парчилар йалғуз бу мәқсәт билән топланған нәрсиләр болмастин, зөрүр болғанда мураҗиәт қилидиған вә қолида бар болған әсәрләрдин елинған болуши мумкин. Мәһмудниң йазғанлиқи сөзлинидиған, лекин бүгүнгә қәдәр мәлум болмиған гираматика китабидин башқа йәнә бөләк әсәрлириниңму барлиқини пәрәз қилиш орунлуқтур. Мәһмудниң бизгә қәдәр йитип кәлгән әсиридин униң көпүнчә түрк миллий қурулмисиниң ташқи қисми билән алақидар болғанлиқи көрүлиду. Йүсүп болса бу миллий қурулминиң ички қисми һәққидә тохталған. У миллитиниң тарихи вә түрк пикир мәһсуллирини пиишшиқ биләтти һәмдә нөвити кәлгәндә булардин наһайити көп пайдиланған. У түркләрниң иҗтимаий тәшкилатини толуқ биләтти. Бәлким өлгәнгә қәдәр ашу тәшкилат ичидә хизмәт қилишни давамлаштурған болуши мумкин. Йүсүпниң әсири бир қарашқила биваситә һалда дөләт тәшкилати билән мунасивәтликтәк көрүлсиму, шаир әсиридә тәҗрибидин кәлгән илмий мукәммәллики арқилиқ җәмийәтни тәшкил қилған шәхсләр вә буларниң җәмийәт ичидики орни вә вәзипилирини көрситишкә техиму көп орун аҗратқан иди.

<<қутадғу билиг>> йезилған дәвр вә муһитниң иҗтимаий қурулмиси, һәм айрим шәхсләрниң, айрим синип вә гуруһларниң билим вә пикир сәвийилири билән бу саһәдә түркләрниң өзлири тәрипидин тәрәққий қилдурулған хусусийәтләр вә қошна милләт вә күлтүр даирлири билән болған мунасивәтлириниң әсәрдики тәсирлири һәққидә кейин әсәрни тәһлил қилған чағда айрим тохтилимиз. Йүсүп бу мәсилиләргә бәзидә булар үчүн аҗратқан айрим бапларда биваситә вә бәзидә васитилиқ һалда тохталған. Әсәрниң асасини тәшкил қилған камил инсан уқуминиң тәрипидин башқа йәнә бир мунчә пәзиләтләр бар. Буниң ичидә һәр түрлүк билимгә иришиш, йәни оқуш, йезиш, хәттатлиқ, барлиқ йезиқни вә барлиқ тилларни билиш, шеир йезиш, бәлағәт, һесап вә геометирийә үгиниш, астрономийә илмигә пишшиқ болуш, тибабәтчиликтин хәвәрдар болуш, чүшкә тәбир бириш қатарлиқ өз дәвриниң илим тармақлирини тәшкил қилған мавзулар болғинидәк, түрк муһитиға хас овчилиқ, қушчилиқ, оқчилиқ, чөгән вә шаһмат ойунлириға охшаш маһарәтләргә аит темиларму бар. Бәзидә буларниң көп қисминиң йалғуз бирла шәхскә мәркәзләшкән болушиму тәләп қилиниду. Йүсүп буларни бәзидә айрим бир билим тармиқи сүпитидә характерләндүриду, бәзидә буларниң иҗтимаий һайаттики әмәлий қоллинилиши һәққидә тохтилиду. Йүсүп зийалий вә мутәпәккур бир шәхс сүпити билән өз дәври вә муһитида иришкили болидиған барлиқ билим вә пикирләрни игиләшкә тиришқинидәк, буларниң бир қисмиға биваситә иришкәнликиму тәбиийдур. Әсәрдә қоллинилған аталғуларға қариғанда, илим тармақлириниң бир қисминиң әрәбчә вә парсчә әсәрләрдин пайдилиниш йоли билән иришилгәнлики мәлум. Йүсүпниң әрәбчә вә парсчә билгәнлики вә ислам дунйасини алақидар қилған билим тармақлири билән әдәбийатқа әгишип маңғанлиқи әсәрниң тәһлилидин асанла мәлум болидиғиниға охшаш, китапта бу муһитниң қәдимки түрк материйаллирини тәшкил қилған бурханчилиқ(буддизм) күлтүри вә пәлсәписиниму билидиғанлиқини көрситидиған аламәтләрму аз әмәс. Болупму билим нәзәрийисидә бурханчилиқ пәлсәписиниң тәсири көрүлмәктә. Әмәлдарларда, болупму дөләт рәислиридә һазирлиниши лазим болған хусусийәтләрдә йүсүп билән ислам дунйасиниң тунҗи вә бүйук пәйласопи фараби(950- йили аләмдин өткән) арисида наһайити қойуқ бир йеқинлиқ бар иди.[6][6] Шаирниң нәсилдаш һәм вәтәндиши болған фарабиниң әсәрлирини чоңқур тәтқиқ қилғанлиқини вә униң пикирлирини һәр қандақ кишидин техиму йахши игилигәнликини қобул қилиш мумкин. 10- Вә 11- әсирләрниң муһим вәкиллиридин болған бу икки мутәпәккурниң әсәрлирини селиштурма тәтқиқ қилиш бу йеқинлиқниң қайси дәриҗигә йитип баридиғанлиқини көрситип биридиғиниға охшаш, түрк пикир һайатиниң тәрәққийатини шәрһийләп биришкә йариғудәк муһим нәтиҗиләрниму бириду.

Йүсүп өз исмини әсиридә пәқәт бир қетим тилға алиду(6627 – бейит). Униң тәрҗимиһали һәққидә билидиғанлиримиз <<қутадғу билиг>>ни оқурмәнләргә тәқдим қилиш мәқсити билән кейин илавә қилинған нәзмий вә нәсрий муқәддимиләрдә бирилгән мәлумат билән чәклиниду. Буниңдин мәлум болушичә, шаир баласағун—қозорду ‏(Aвә Cнусхиларниң көчүргүчилири бу исимни билмигән)да туғулған. Исил бир аилигә мәсуп болуп, илми, пәзилити, зүһди вә тәқвадарлиқи билән җәмийәттә әң йүксәк һөрмәт мәртивисигә иришкән бир заттур. Әсирини баласағунда йезишқа башлиған, кейин қәшқәргә берип у йәрдә тамамлиған вә тавғач қара буғра ханлар ханиниң һозурида оқиған. Һөкүмдар шаирниң қәләм қуввитигә қайил болуп, униңға һөрмәт көрсәткән вә йениға елип униңға <<хас һаҗиб>> дегән үнванни бәргән. Шу вәҗидин исми <<йүсүп хас һаҗиб>> йаки <<йүсүп улуғ хас һаҗиб>> дегән нам билән мәшһур болған.

Әсәрниң ичидә шаирниң тохталған темилиридин һайатиниң бәзи тәрәплирини бираз ениқлашқа йаки пәрәз қилишқа мумкин болсиму, толуқ бир тәрҗимиһалини мәйданға кәлтүрүшкә тәбиийки имканийәт йоқтур. Он сәккиз айда йазған әсирини һиҗрийә 462- йили(1069-1070) тамамлиғанлиқи вә әсәрни йезишқа башлиған вақитта 50 йашларда икәнликигә нәзәр селинса, йүсүп һиҗрийә 410- йили(1019) әтрапида туғулған болиду. Өлүми һәққидә мәлуматимиз йоқ. Әсәрниң илавә қисмида өзи һәққидә сөз ачқанда қериғанлиқини, һайатини инсанларға хизмәт қилиш билән өткүзүп тәңригә ибадәт қилишқа кичиккәнликини тилға алғанлиқидин хелила узун өмүр көргәнликини һес қилишқа болиду.

Әсәрниң мәтни толуқ мәлум болмай вә әсәрдә учрайдиған темилар үстидә мумкин болған барлиқ тәһлил йүргүзүлмәй туруп, айрим – айрим парчилардин һәр қандақ бир нәтиҗини чиқиришқа урунуш кишини хата йолға башлайду. Әмәлийәттиму бүгүнгә қәдәр елип берилған бәзи тәҗирибиләрдинму буни көрүп йитимиз. Бу еһтийат дәрвазисини учуқ қойуш шәрти билән <<қутадғу билиг>>тә <<қут>(саадәт, иқбал, дөләт) қа символ болған айтолди билән <<уқуш>>(әқил)қа символ болған өгдүлмишниң кишиликидә шаирниң өзини тәсвирлигәнликини ейталаймиз. Әсәрдин бу иккиси һәққидә үгәнгәнлиримиз йүсүпниң шәхсийити һәққидә билидиғанлиримизға мас килиду. Тәбиийки, бу селиштурмида әсәрдики һәрикәтләрниң тәрәққийати вә һәрикәткә иштирак қилған шәхсләрниң ойниған роли сәвәбидин зөрүри болған пәрқләрни нәзәргә елиш керәк. Һәр түрлүк пәзиләтләргә игә болсиму, лекин өз муһитида бу пәзиләтләрдин пайдилинилмиғанлиқи үчүн вақтини бош өткүзгән айтолди бир күни һөкүмдар күнтуғдиниң йахшилиқини, хусусийитини вә өз әтрапиға пәзиләтлик адәмләрни топлиғанлиқини аңлап, униң хизмитигә кириш вә униңға пайда йәткүзүш нийити билән узун вә мушәққәтлик бир сәпәргә атлинип, һөкүмдар туридиған шәһәргә йитип бариду. Йениға алтун еливалғанлиқидин униң бай икәнликини вә һөкүмдарниң хизмитигә кириш арзусиниң йалғуз пайда– мәнпәәткә ириш мәқсити билән әмәс, бәлки униңға һәқиқәтән хизмәт қилиш истики билән болғанлиқи мәлум. Бу сайаһәт вә йат шәһәрдики дәстләпки күнләр шаир тәрипидин наһайити тәбиий бир усул билән һес қилинип йезилған. Бу қисимда айтолдиниң сайаһити һәққидики тәсвир билән бу сайаһәткә сәвәп болған пикир шаирниң биваситә һалда өз һайати вә тәҗрибисидин чиқирилған болуши мумкин. Бу һөкүмдар тәхиткә чиқиштин бурун таразда һөкүмранлиқ қилған мәзгилләрдә шаирниң униң билән учришип уни йеқиндин туниғанлиқи вә кейин тәхткә чиққанда униң йениға барғанлиқиму еһтималға йеқиндур.

Китапта айтолдиниң шуниңдин кейинки хусусий һайати һәққидә мәлумат йоқ. Пәқәт қерип өлүм йеқинлап кәлгәндә әмдила йашлиқ басқучиға қәдәм қойған оғли мәйданға чиқиду. Гәрчә <<оғул>> тәбири әсәрниң бәзи йәрлиридә омумән кичикләргә хитап қилиш үчүн қоллинилған болсиму, 186- 190 – бейитләрдә бу сөзни йүсүпниң өз оғли мәнисидә чүшинишму мумкин. Шаирниң тарқақ йаки мәркәзлик һалда өз роһий һалитини чүшәндүридиған парчилар билән өгдүлмишниң һайатиниң ахирқи басқучлири селиштурулма қилинса, өгдүлмишниң тәсвиридиму йәнә йүсүпниң өзини тепиш мумкин. Болупму һайатиниң ахирқи басқучлириға кәлгәндә өгдүлмишниң өзини еғир бир нәпс һесаплиридин өткүзүп, дунйа ишлирини ташлап ибадәт билән мәшғул болуш һәққидики арзуси шаирниң әсириниң ахирида өзи һәққидә ейтқан сөзлиригә тамамән мас келиду.

Шуниң билән бирликтә <<қутадғу билиг>>ни бир отобиографик әсәр дәп қарайдиған чүшәнчигә бәнт болуп кәтмәслик керәк. Әсәрдә тәсвирләнгән һайат арқилиқ идиализ қилинған шәхсләрниң шаирниң дәвридин бурунқи бир заманға аит икәнлики ениқ. Йүсүп бу шәкилдә идиал шәхсләрдин тәшкил тапқан җәмийәт вә дөләтни көз алдида җанландурғандин кейин өзиниң дәвридин әләмлик шикайәт қилиду вә әсиридә бүйүк бир хусусийәт сүпитидә көрсәткән һәрикәт вә чүшәнчиләрниң әмдиликтә йоқалғанлиқини сөзләйду(6427-6428- бейитләргә қараң: <<у чағда улар гәр дейилсә адәм, бүгүнки хәлқ нимә, қени ейт бу дәм. И алим, биз инсан икәнмиз әгәр, гумансиз пәриштә ерурләр улар>>). Әсәрниң йезилишидики әсли мәқсәтниң инсанларни шаир тәсәввур қилған идиал бир һайатқа ириштүрүштин ибарәт икәнлики ениқтур.

Йүсүп тәқвадар бир мусулмандур. У аллаһниң барлиқиға вә бирликигә әқилгә мураҗиәт қилмай, чин қәлбидин ишиниду. Аллаһ инсанни таллап йаратқан вә униңға әң бүйүк пәзиләтләрни бәргән. Һәр бир йахшилиқ вә йаманлиқ аллаһдин келиш билән бирликтә инсан нимини териса шуни алиду. Ибадәт қилиш лазим, лекин бу өз алдиға бир ғайә әмәс. Инсанниң йахшилиқи униң җәмийәткә пайдилиқ болған йаки болмиғанлиқи билән өлчиниду. Бу темида өгдүлмиш билән одғурмиш арисида болуп өткән сөһбәт диққәт қилишқа әрзийду. Өлүм уқуми инсанларни йахши йолға башлаш үчүн әң муһим амиллардин биридур. Йахши вә йаман адәмләр үчүн әҗир вә җаза сүпитидә җәннәт билән дозақтин бәкрәк, бу дунйадики инсанларниң улар һәққидә бәргән һөкүми муһимдур. Йахши нам қалдуруп өлүш вә өлгәндин кейин бу йахши намниң сайисида йашашни давам қилдуруш дәл инсан үчүн әң йүксәң ғайидур вә әсли мукапат мушудур.

Йуқиридиму көрситип өтилгинидәк, йүсүп өз дәвриниң әң кәң мәнидики бир алими вә мутәпәккуридур. Униң әскири гуруһ билән алақиси болмиғанлиқи бу гуруһ һәққидә тохталғанда қолланған ипадиләш усулидин ениқ көрүлүп турмақта. Йүсүп мәйли шаир йаки мутәпәккур сүпити билән болсун, өз әһмийитини толуқ һес қилип йәткән вә буни иптихар билән ипадә қилиштин йирақ турмиған. Китапниң беғишлима қисмида (112-115-бейитлар) әсәрниң әбәдийлики һәққидә сөзлигәнлиридин униң қанчилик ишәнчидә болғанлиқи аридин тоққуз әсир өткәндин кейин буниң һазир һәр ким тәрипидин тәстиқлиниши билән айдиңлашти. Униң шәхсийитиниң қудритини көрситиш үчүн буму йитәрлик бир дәлилдур. У йалғуз әсирини тәқдим қилған вә заманниң өтиши билән унтулуп китидиған һөкүмдариға йеңидин бир һайат беғишлап қалмай, бәлки йәнә өзиниң сөйүнүп туруп қолланған бир тәбири билән ейтқанда, түрк тарихиниң муһим бир дәври үчүн өчмәс бир мәшәл йаққан иди.

6- «Қутадғу билиг»

«Қутадғу билиг» — исмидинму мәлум болғинидәк (қут – ад – ғу бил – и-г), инсанға һәр икки дунйада толуқ мәниси билән бәхтлик болуш үчүн зөрүр болған йолни көрситиш мәқсити билән йезилған бир әсәрдур. Бир бири билән интайин зич мунасивәтлик болған шәхс, җәмийәт вә дөләт һайатиниң идиал бир шәкилдә тәртипкә селиниши үчүн зөрүр болған чүшәнчә, билим вә пәзиләтләрниң нимә икәнлики вә буларға қандақ шәкилдә иришкили болидиғанлиқи һәм қандақ қоллинилидиғанлиқи һәққидә тохталған шаир – мутәпәккур бу арқилиқ өз дәвридә күндилик һайатниң үстигә йүксәлгәнләрниң чүшәнчилиригә тәрҗиман болған иди. У бир мунчә кишиләрниң қәтийлик билән тәкитләватқинидәк, өз игилиригә йахши болуши үчүн мәнисиз мәҗази вастилар арқилиқ әхлақ дәрси бәргән қуруқ бир нәсиһәтчи әмәс иди. Йүсүп бу әсири арқилиқ инсан һайатиниң мәнисини тәһлил қилип, униң җәмийәт вә шу арқилиқ дөләт ичидики вәзипиисни көрситидиған бир пәлсәпә, йәни бир һайатлиқ пәлсәписи системисини қурған иди.

Йүсүпниң <<қутадғу билиг>>ни қандақ сәвәпләрниң тәсири билән йазғанлиқи ениқ һалда билинмисиму, әсәрдә буниң сирттин кәлгән бир әмир йаки арзу билән йезилғанлиқини көрситип биридиған бир ишарәтму учримайду. Бу дәврдә оттура асийада ханидан әзалириниң бир биригә қарши урушлириниң күчийиши вә бу ички ғәлийан мәзгилидә һәм айрим шәхсләрниң вәзийитиниң һәм җәмийәт вә дөләтниң улиниң тәврәп кәткәнлики нәзәрдә тутулса, җәмийәтниң асасини тәшкил қилған әхлақ принсиплирини йеңидин тәртипкә селишниң бир зөрүрийәткә айланғанлиқини тәсәввур қилишқа болиду. Йүсүп әсириниң айрим бир бабида шаирларниң вәзиписи өз игилирини мәдһийләш йаки әйипләш ибарәт болуп, хатириси қилдин инчикә, тили қиличтин иттик бу шаирлар билән уларниң халиған нәрсисини бириш арқилиқ йахши өтүшниң вә өзини уларниң тилидин қутулдурушниң мумкинликини тилға алсиму, өзи бу хил шаирлар гуруһидин әмәс иди. Әсәрни көзгә көрүниш, һөрмәт қазиниш вә иһсанға иришиш мәқситидә, йәни йалғуз шәхсий мәнпәәткә иришиш үчүн йазмиған иди. Болмиса йүсүпниң әсириму бир мәдһийә мәҗмуәсигә айлинип қалған болатти. Һалбуки, бу йәрдә шәхсләр билән уларниң игилиридин әмәлийләштүрүш һәр бир дәврдә қийин болған пәзиләт вә пидакарлиқлар тәләп қилинған вә өткән күнләрдики идиал бир җәмийәтниң тәсвири арқилиқ шаир өз дәврини тәнқид қилған. Хусусий арзулар вә өткүнчи мәнпәәтләрни қоғлишидиған инсанлар арисида шаир — мутәпәккурниң оттуриға қойған пикирлирини мудапиә қилиш асан болмиған. Шаир бу әсири арқилиқ <<хас һаҗиб>> йаки <<улуғ һаҗиб>> мәртивисигә иришкән болсиму, бу бәлким һөкүмдарниң шәхсий муһаббити сайисидә болған. Лекин әтрапидикиләрниң йүсүпни бәзидә аччиқ шикайәт қилишқа мәҗбур қилған тил тикини шаирни һич арамида қоймиған иди. Қандақ икәнликини асанла тәсәввур қилғили болидиған мушундақ бир муһиттила әмәс, бәлки бүгүнки күндиму мушундақ бир қараш билән оттуриға чиқидиған бир мутәпәккурниң дуч килидиған зиһнийәт нәзәргә елинса әсәрниң қәлбтин етилип чиққан бир туйғу вә өзи мәнсуп җәмийәткә қарита чоңқур бир мәсулийәт һислири билән йезилғанлиқини тәкитләйдиған чүшәнчә күчийиду вә шаир бир инқилапчи дәриҗисигә көтүрилиду.

Түрк әдәбий тили материйаллириға һөкүмран болған вә униң назук тәрәплирини пиишиқ билидиған һәм бу саһәдә уйғурларниң әнәнисини давамлаштуруп тәрәққий қилдурған шаир әсиридә иран сәнәткарлирини өрнәк қилип аруз вәзнини қолланған. Буниң униң үчүн чоң бир алаһидилик йаки әйип икәнликини һәққидә һәр қандақ бир тәһлил йүргүзүштин бурун(әгәр мушундақ бир мәсилә сөз темисигә айланса) һич болмиғанда дәврдашлириниң әсәрлириниң оттуриға чиқишини көтүш техиму тоғра болиду. Әсәр шаир таллиған йерим һекайә вә йерим символ шәклидә, арилиқта һәрикәтни ипадилигүчи вә изаһлиғучи монологлар һәм җанлиқ тәбиәт тәсвирлири арқилиқ бизәлгән сәһнилири билән бир пүтүн һалда, шундақ мукәммәл бир услуп вә қурулма ичигә урунлаштурулған идики, бу материйалға йәнә башқа қандақ бир шәкил бирилидиғанлиқини тәсәсввур қилишму қийин.

<<қутадғу билиг>>тә шаирниң өзиниң әсли мәқсити болған идиал бир һайат низамини ипадә қилғанда өзи йашаватқан муһит һәққидә қайси дәриҗидә тохталғанлиқи вә һайатниң һәқиқитигә қайси дәриҗидә орун бәргәнлики мәсилисигә кәлсәк, йуқиридиму көрситилгинидәк, әсәрниң һәр җәһәттин тәһлили вә тәтқиқати елип берилғанға қәдәр бу хусуста кәскин бир нәрсә дейиш тоғра болмайду. Бу мәсилә һәққидә ойланғанда, йүсүпниң алди билән бир шаир икәнликини унутмаслиқ керәк. <<қутадғу билиг>> нә вәқәләрни нәқил кәлтүргән бир тарих, нә район вә шәһәрләрни тәсвирлигән бир җуғрапийә, нә дин адәмлириниң иҗтиһатлирини топлиған бир әсәр, нә һөкүмаларниң пикригә тайанған бир пәлсәпә, нә шәйхләрниң һикмәтлик сөзлиригә тайанған бир нәсиһәт китаби болсун. Буниңда тәпсили чүшәндүрүлгән вә тәрипләнгән һичқандақ бир исим учримайду. Бир әдәбий әсәрдин бу хил мукәммәлликни күтүш вә әсәрни айрим саһәләрниң қараңғу ноқтилирини йоритишқа йарайдиған йаки йаримайдиғанлиқи җәһәттин баһалашқа урунуш интайин тар бир қараш болуп һесаплиниду. Йүсүп күндилик һайат қайғулиридин һалқиған вә өз муһитиниң сәвийисидин наһайити йүксәлгән болуш билән бирликтә инсан сүпитидә уму муһитниң бир мәһсулидур. Чүшәнчә вә тәсәввурлирини муһитниң материйаллири арқилиқ ипадә қилиш вә чүшәндүрүш, арзулириниму аңлиғучилар чүшинәләйдиған шәкил вә усул билән ипадиләш мәҗбурийитидә иди. Шаир әсиридә дәврниң услуп вә шәклигә маслишип, өз пикирлирини күчәйтиш үчүн бүгүнки күндикидинму бәкрәк муһитниң пикир мәһсуллириға мураҗиәт қилған иди. Әгәр бу мураҗиәт қилинған шәхс вә әсәрләр бүгүн биз үчүн мәлум бир нәрсини ипадә қилмиса, буниңдики әйип шаирда әмәс, бәлки шу чағдики түрк муһити билән бүгүнкиси оттурисидики сәвийә пәрқидә вә у дәвр һәққидә һичқандақ бир мәлуматқа игә болмиған һәм бәлким бу йолда муһим бир қәдәм басмиған илим муһитимиздидур. Күнләрниң үтиши билән бу хусусларниң техиму йахши йоритилидиғанлиқидин шүбһилинишкә һәққимиз болмиғинидәк, буниңға орунму йоқтур. Әсәрдә түрлүк темиларға аит пикирлири нәқил кәлтүрүлгән вә җәмийәтниң һәр хил қатламлириға мәнсуп болған шәхсләрниң исимлириму учрайду. Бу шәхсләрниң йаки шаирниң дәвридә йашиғанлқи, йаки әсири арқилиқ тунушқанлиқи вә йаки мушуниңға охшаш сәвәпләр билән мушундақ әсәрләрдә исми учрайдиған мәшһур кишиләр икәнлиги шөбһисиздур. Мәсилән, буниң ичидики <<бөкә йавғуси>>(5043,5523), <<ела атлиғи>>(841, 1629, 2319), <<ела беги>>(1779), <<ела әркини>>(4752), <<ил кәнди беги>>(216), (3460), <<улуғ кәнди беги>>(5354), <<өгә буйриқи>>(2941), <<өтүкән беги>>(1962,2682), <<түрк буйриқи>>(1163), <<түрк хани>>(3817), <<уч орда беги>>(1594) <<уч орду хани>>(2966,3815), << йағма беги>>(1758) қатарлиқ нисбәтән ениқ көрситилгән шәхсләр вә <<будун башчиси>>, <<ажун тутғучи>>, <<ажун илчиси>>, <<ажунчи бәг>>, <<илчи бәг>>, <<илчи бүгү>>, <<бүгү бәг>>, <<бүгү билгә бәг>>, <<бүгү илчи бәг>>, <<төрү билмиш әр>>, <<төрү биргүчи>> қатарлиқ има — ишарәт арқилиқ тилға елинған дөләт адәмлиридин сирт, алим, һеким, шаир, муәллим, қумандан, қәһриман, тәҗирибилик қери, роһанийлар гуруһиға мәнсуп затлар, заһид вә башқа бир мунчә кишиләрниң пикирлири сөзлиниду һәмдә әрәбчә әсәрләр(тази тили) билән иран өлүмаси(тәжик билгәси)дин сөз ечилиду. Һөкүмдар ақивәткә символ қилинған одғурмиш билән көрүшкәндин кейин дунйадики һайатниң нимә икәнликини чүшинип, зиммисидики еғир йүкни давамлиқ көтүрүп йүрүшни халимиғанлиқини өгдүлмишкә ейтқанда, бу зат һөкүмдарниң қилидиған ишлрини әслитиду вә униңға йахши нам қазиниш үчүн йеңи бир паалийәт сорунини көрситиду. Мусулманларниң бир биригә қериндаш икәнликини, уларниң ишлириға арилашмаслиқниң лазимлиқини, лекин капирларға қарши һәрикәткә өтүшини, уларниң өй — җайлириға от қойуп көйдүрүшини, оғул – қизлирини әсиргә елишини, маллирини ғәзинигә төкүшини, бутханилирини чеқип, орниға мәсчит селишини вә уларниң арисиға исламийәтни тарқитишини тәвсийә қилиду. Шаир бу арқилиқ қәшқәр һөкүмдарлириниң дөләтниң ғәрбий түркистан ишлириға арилашқудәк әһвалда болмиғанлиқидин көпүнчә шәрққә бурулуп бурқанчи( буддист- т) уйғурлар вә уларниң қошнилириға қарши һәрикәт қилиши вә буниң әйни вақитта диний бир вәзипә икәнлики һәққидики пикирлиригә тәрҗиман болған иди. <<қутадғу билиг>>тики әскирий күч һәққидә йүргүзүлгән тәһлилләрдинму бу дөләтниң наһайити чоң ишларға тутуш қилғудәк бир әһвалда әмәсликини һөкүм қилиш мумкин. Йүсүпниң әсиридә өз дәври вә муһити һәққидә тохталған ноқтиларниң йалғуз бу тасадипий чиқирилған бир қанчә мисал билән чәклинип қалмиғанлиқини әслитип өтүшниңму һаҗити йоқ.

7- «Қутадғу билиг» ниң әсли нусхилири

<<қутадғу билиг>>ниң кейинки тарихиму муһимдур. Китапниң йезилип бир мәзгилдин кейин унутулғанлиқи йаки тар бир муһитниң пайдилиниши биләнла чәклинип қалғанлиқи мәлум. Әсәрниң қиммитини чүшәнгән җамаәт тәрипидин <<қутадғу билиг>> икки қетим тарихниң қараңғу пәрдиси арқисидин йоруқлуққа чиқирилған. Һәр иккили қетимда әсәргә қошумчә қилинған муқәддимиләр ашу муқәддимиләрни йазғанларниң пикир сәвийисини көрситип бәргинидәк, бу муһитларниң әсәр һәққидики қарашлириниму өз ичигә алиду. Кейинки вақитларда йезилған бу қурларда түрк тарихи, болупму күлтүр тарихи үчүн пайдилинишқа болидиған бәзи ноқтиларму бар.

Йүсүп өз әсирини қисқа, әмма чүшинишлик бир шәкилдә тәқдим қилған(350-252):

Китаб ати урдум қутадғу билиг,

Қутадсу оқиғлиқа тутса әлиг.

Сөзүм сөзләдим мән битидим битиг,

Сунуп икки ажунни тутғу әлиг.

Киши икки ажунни тутса қутун,

Қутадмиш болур бу сөзүм чин пүтүн.

(Китап нами қойдум қутадғу билиг,

Қутадсун оқучиға тутсун илиг.

Сөзүм сөзлидим мән, пүтидим битиг,

Сунуп икки дунйани тутсун илиг.

Киши тутса бәхт бирлә икки җаһан,

Бәхтлик болур, бу сөзүм чин һаман.)

Әсәрниң асасини тәшкил қилған төт нәрсә(нәң) билән буларни җанландурған символлуқ шәхсләр шулардур(355-357): 1- күнтуғди- көни төрү(тоғра қанун), 2- айтолди—қут(саадәт, иқбал, дөләт), 3- өгдүлмиш- уқуш(әқил), 4- одғурмиш- ақивәт(һайатниң ақивити).

Китапқа тунҗи қетим илавә қилинған нәзмий муқәддимидә бир тәрәптин әсәрниң өзи вә муәллип һәққидә мәлумат бирилсә, йәнә бир тәрәптин муқәддимини йазғучиниң пикригә көрә әсәрниң әң муһим қисимлири гәвдиләндүрүлгән иди. 77 Бейитлик бу муқәддимини йазған шаир мәйли өзи йаки муһити вә дәври һәққидә болсун ениқ бир пикиргә иришишимизгә йариғудәк бир йип учи билән тәминлимигән. <<қутадғу билиг>>ниң услубини қобул қилған бу шаир әсәрниң асасий пикрини йахши чүшинәлмигән болсиму, үнверсал иқтидарға игә бир сәнәткар иди. Түрк муһитида кейинчә умумлашқан бәзи тәбир вә аталғулар сиртида нәзмий муқәддиминиң тили <<қутадғу билиг>>ниңкигә наһайити йеқин. Бу муқәддимидин бу муһитта бир мунчә түркләрниң <<қутадғу билиг>>ниң мәнисини биваситә чүшинәлмигәнлики вә изаһлашқа тоғра кәлгәнлики, әсәрниң буғрахан вақтида <<хан тили билән>> сөзләнгәнлики вә <<қәшқәр илидә>> йезип пүттүрүлгәнликигә даир байан билән, әрәбчә вә парсчиға муқабил һалда <<бизниң тилимиз>>, өз шеири үчүн <<түркчә>> дегән тәбирләрни қолланғанлиқидин муқәддимини йазған шаирниң қәшқәрниң сиртида йашиған кейинки дәвргә мәнсуп киши икәнлики мәлум. Муқәддимидә <<бу>> дегән алмашниң қоллинилиши қалаймиған болуп, униң ипадисидин кәскин бир һөкүм чиқирилмақчи болса бу ноқтини нәзәргә елиш лазимдур. Муқәддимини йазғучиниң баласағунниң орниға <<қоз орду>> исмини қолланғанлиқиниңму униң дәврини көрситиштә бир йардими болидиғиниға охшаш, муқәддимидә әсәрни характерләндүргән вә әсәр һәққидики муһитниң қарашлирини көрсәткән бейитлардинму бу хусуста пайдилинишқа болиду.

Бу муқәддимигә көрә, әсәр наһайити қиммәтлик мәлуматларни вә һөкүмаларниң сөзлири арқилиқ күчәйтилгән бир мунчә пикирләрни өз ичигә алған, наһайити пайдилиқ вә һичбир зийини болмиған <<әзиз>> бир китаптур. Бу китап һәркимниң ишиға йарайду, болупму һөкүмдарларға(бу йәрдә илиг йаки бәг сөзиниң орниға мәлик тәбирини қолланған) мәмликәт идарә қилиш үчүн бәк зөрүрдур. Буниңда мәмликәт идарә қилиш үчүн лазим болған хусусийәтләр, һөкүмдарниң хәлқ үстидики вә хәлқниң һөкүмдар үстидики һәқлири, хәлқниң итаәтлик болуши үчүн һөкүмдарниң пуқраларға қандақ муамилә қилиши, өзигә кимләрни йеқин вә өзидин кимләрни йирақ тутуши, идарә қилишта қандақ бир сийасәт вә парасәт қоллиниши чүшәндүрилиду. Қошун түзүш вә уруш қилиш усуллири билән дүшмәнни мәғлуп қилиш үчүн қоллинилидиған чариләр көрситилгән. Чин вә мачим һекимлири, шәрқ илидики пүтүн түрк вә чин бу китапниң пайдилиқ бир әсәр икәнлики һәққидә пикир бирликигә кәлгән. Шәрқ султанлири вә мачин бәглириниң һәммиси бу китапни қобул қилған. Мирас қелиш йоли арқилиқ өзлириниң қолиға чүшкән бу әсәрни башқиларға бәрмигән. Бәзи мәмликәт, шәһәр вә сарайларда шу әлләрниң һекимлири өзиниң адәт вә усули бойичә китабқа һәр хил нам бәргән. Йәни чинлиқлар <<әдәбүл– мүлук>>, мачинлиқлар <<әнисүл — мәмалик>>, шәрқ илиниң бүйүклири <<зийнәтүл — үмира>>, иранлиқлар <<шаһнамә>>, туранлиқлар <<қутадғу билиг>> дәп атиған.

Буниңдин мәлумки, муқәддимини йазғучи билән униң муһитидикиләр <<қутадғу билиг>>ни көпүнчә бир хил сийасәтнамә дәп чүшәнгән иди. Түркләрниң һәр түрлүк гуруһлири тәрипидин әсәргә бирилгән башқа исимларму буниң мушу хил шәкилдә чүшинилгәнликини көрсәтмәктә. Шуниң билән әсәрниң әслидики инсаний вә адимийәтлик қиммити иккинҗи орунға чүшүрүп қойулуп, китапта көпүнчә тармақ бир орун тутқан мәсилиләрдин бәзилири( мәсилән, әскәрлик ишлири) алдинқи орунға қойулған. Әрәбчә вә парсчә наһайити көп китап йезилған болсиму, шәрқ илидә, пүтүн түрк вә чин мәмликитидә буниңға охшаш бир китапниң униңдин бурун вә униңдин кейин йезилмиғанлиқи һәққидики байандинму бу муқәддимини йазғучиниң вә униң муһитиниң мәдәнийәт җәһәттә анчиму парлақ бир сәвийидә әмәсликигә ишинишкә болиду. Әсәрниң асасини тәшкил қилған төт амилдин үчүнчиси болған <<уқуш>> муқәддимидә <<һирәд>>, төтинчиси болған <<ақивәт>> болса <<қанаәт>> шәклидә учрайдиған болуп, бу әһвал кейинки вақитларда <<қутадғу билиг>> һәққидә издәнгәнләрниң һәммисини хата йолға башлиди. Әсәрниң әң муһим мотифлиридин бирини тәшкил қилған <<ақивәт>>ниң бу йәрдә <<қанаәт>> шәклини елишиниң сәвәби хата оқувелиштин ибарәт болса керәк. Һәр һалда муқәддимини йазғучиниң буниңға йеңи бир мәна бериш истикидә болғанлиқини тәсәввур қилиш мумкин әмәс.

<<қутадғу билиг>>ниң үчүнчи қетим мәйданға чиқирилиши техиму кейинки бир дәвргә аиттур. Бу қетим әсәргә нәзмий муқәддиминиң кәмтүк вә начар бир хуласиси болған бир нәсрий муқәддимә қошулған. Әмма буниң қачан вә қәйәрдә йезилғанлиқи һәққидә һечқандақ бир мәлумат бирилмигән. Тил вә услуб хусусийәтлири бу муқәддиминиң хелила кейинки бир дәвргә аит икәнликидин һечбир гуман қилишқа орун қалдурмайду. Муқәддимини йазғучиниң әсәр вә униң қиммити һәққидә хусусий бир қаришиму йоқ. Әсәрни оқуған вә уни чүшәндүргән кишиниң бу китаптинму әзизрақ икәнлики һәққидики байандин әсәрниң бу дәврдә техиму аз чүшинилгәнликини һөкүм қилишқа болиду. Җуғрапийилик аталғулар вә қәвм намлири бу муқәддимидә техиму аддийлаштурулған. Милләт сүпитидики түрк тәбири пүтүнләй чиқиривитилип, орниға чин, мачин вә мәшриқ тәбирлири қоллинилған. Нәзмий муқәддимидики <<мәлик>> тәбириниң орниға бу йәрдә <<падишаһ>> тәбирини қоллиниш муһим орунға қойулған. Түрлүк әлләрдики әсәргә бирилгән намлар ичидә нәзмий муқәддимидин пәрқлиқ һалда мачин мүлүкиниң һекимлириниң <<айинүл — мәмләкә>> йаки <<әминүл — мәмләкә>>, иранлиқларниң болса <<шаһнамәий– түрки>> йаки <<пәнднамәи — мүлук>> дәп атиғанлиқи байан қилинған. Әсәрдики төт асасий амилниң (бу йәрдә улуғ ағир ул дейилгән) дәстләпки үчи һәм әсәрниң өзидин һәм тунҗи муқәддимидин пәрқлиқ һалда әрәбчә тәбирләр билән(1- адил, 2- дәвләт, 3- әқил) ипадә қилинған, төтинҗиси болған <<ақивәт>> болса нәзмий муқәддимидикигә охшаш бу йәрдиму <<қанаәт>> сүпитдә учрайду. Йүсүпниң туғулған йерини билдүрүш үчүн баласағун исми қоллинилған вә шаирниң бу әсири сәвәби билән алған <<хас һаҗиб>> үнвани бу йәрдә <<улуғ хас һаҗиб>> шәклидә бирилгән.

Бу муқәддимиләрдин <<қутадғу билиг>>ниң 2- вә 3- қетим җанлинишиниң әсәрниң әсли йезилған муһитиниң сиртида барлиққа кәлгәнлики вә бу арилиқта хелила узун бир вақитниң өткәнлики мәлум. Лекин буларни заман вә макан җәһәттин техиму тар бир даири ичигә қойуп ойлаш һазирчә қейин. Һәр икки муқәддимидики җуғрапийилик тәбирләр буларниң қәшқәрниң ғәрбидә йезилғанлиқини билдүрмәктә. Түрк мәмликитиниң шәрқ бөлгилиридә бундақ бир әсәрниң қайтидин диққәтни тартишиға әң уйғун бир йәр сүпитидә түрк күлтүр мәркизиниң әң муһими болған сәмәрқәндни хийалға кәлтүрүшкә болиду. Нәзмий муқәддимидики бәзи йеңи тәбирләр(мәсилән, уқуш орниға һирәд дегәндәк) бу мәркәзниң иран тәсири астида турған дәврини әсләткинидәк, дөләт идарә қилиш, болупму әскәрлик ишлириниң алдинқи орунға қойулишиму муқәддимә йезилған муһитниң таза бихәтәр болмиған, қалаймиқан бир дәвригә тоғра кәлгәнликидин ибарәт бир амил арқилиқ изаһлиниду. Һазирчә бир тәрәптин бу хусусларни айдиңлаштуридиған йеңи һөҗҗәтләрни күтүшкә тоғра кәлсә, йәнә бир тәрәптин муқәддимиләрдә учрайдиған җуғрапийилик тәбирләрниң түрк мәмликитиниң қайси йәрлирини көрситидиғанлиқини вә буларниң қайси дәврдә бир термин характерини алғанлиқиниң түрк тарихчилири вә җуғрапийичилири үчүн муһим бир тәтқиқат темисини тәшкил қилидиғанлиқиниму әслитип өтүшкә болиду.

<<қутадғу билиг>>ниң бүгүн қолимизда мәвҗут һәр үчили нусхиси әсәрниң бу үчүнҗи қетимлиқ рәтлинишигә аиттур. Ашу нусхиларниң бирдин көчүрүлмиси болған қолимиздики нусхилар арисидики пәрқләргә нәзәр селинса, әсәр йезилған вақиттин бир қанчә әсир кейин турғузулған бу йеңи текистләрниң қанчилик дәриҗидә өзгиришкә учриғанлиқини тәсәввур қилиш қейин әмәс. Мәвҗут нусхиларниң бир бири билән болған мунасивәтлири һәққидә һөкүм қилишқа һазирчә балдурлуқ қилсиму, мисир нусхиси билән һерат нусхисиниң пәрғанә нусхисиға нисбәтән бир биригә техиму йеқин икәнликини ейтишқа болиду. Түрк тилиниң 11- әсирдин кейинки тәрәққийат тарихи нәзәргә елинидиған болса бу өзгиришләрниң әсәрниң пайдисиға әмәс, бәлки зийиниға болғанлиқи асанла пәрәз қилиниду. Мәтиндә арилап – арилап учрайдиған вә әсәрниң йезилған вақтида болушқа тигишлик болған бәзи тавуш вә қошумчиларниң кейинки шәкиллири билән арилаш қоллинилишини, қапийә вә вәзин җәһәттики қалаймиқанчилиқ билән әсәрниң омумий шәклигә техиму уйғун болған бәзи тәбирләрниң орниға мувапиқ болмиған йат тәбирләрниң болушини йүсүпниң қәлимидин бәкрәк әсәрниң баштин өткүзгән бу сәргүзәштлиригә мал қилиш техиму тоғра болиду. Буниңға йәнә қолимиздики мәтинни көчүргәнләрниң билип йаки билмәй туруп қошувәткән бир мунчә мунасивәтсиз тәрәплириниму илавә қилиш керәк. Техиму қәдимки дәвргә аит нусхилар, һеч болмиғанда әсәрниң иккинҗи қетим йезилған(көчүүлгән) шәкли қолға чүшкәнгә қәдәр әсәрдә көрүлгән мунасивәтсиз тәрәпләрни шаирниң һесабиға мал қилиш униңға қарита чоң бир наһәқчилиқ болидиғинидәк, түрк тилиниң тарихи тәрәққийат мәсилисигиму керәксиз бир қалаймиқанчилиқ пәйда қилиштин башқа һичқандақ бир пайда елип киләлмәйду.

Йүсүпниң <<қутадғу билиг>>ни йазған вақтида қолланған йезиқ мәсилиси алақидар кишиләр тәрипидин пат – пат сөз темисигә айланди. Бу дәврдә қәшқәр вә униң әтрапидики җайларниң ислам муһити билән болған зич алақиси вә ислам әдәбийатиниң техиму илгири бу йәрләрдә өзигә земин һазирлиғанлиқи нәзәргә елинса, түркләрниң у дәврдә өзиниң миллий йезиқи болған Уйғур йезиқини қоллиниш билән бирликтә әрәб йезиқиниму йат көрмигәнлики қобул қилинду. <<қутадғу билиг>> тәқдим қилинған һөкүмдарниң дәвригә аит йәркәндә түзүлгән мәһкимә қарарлири арисида Уйғур йезиқида йезилған һإҗҗәтләр билән бирликтә әрәб йезиқи биләнму йезилған түркчә вәсиқиләр бар болғинидәк, әрәб йезиқи билән әрәбчә йезилған вәсиқиләрму бар. Бу вәсиқиләрниң бәзилиридә шаһитларниң имзаси Уйғур йезиқи билән йезилған иди. Йүсүпкә кәлсәк, йуқиридиму көрситип өтилгинидәк, шаирниң бу йезиқлардин һәр иккилисини охшашла раван қоллиналайдиған бир һаләттә икәнлики шөбһисиздур. Йалғуз Мәһмуд Кашғәриниң Уйғур йезиқи һәққидә бәргән мәлуматила бу муһитта, болупму рәсмий муамилидә қайси йезиқниң асаслиқ һалда қоллинилғанлиқи мәслисидә кәскин бир һөкүм қилдуридиған маһийәттидур. Мәһмудниң ипадисидин түрк йезиқи дәп аталған Уйғур йезиқиниң шу муһиттики түркләр арисида қәдимдин бери қоллинилип кәлгән башқа йезиқларниң орниға қоллиниливатқан бирдинбир йезиқ икәнлики мәлум. Қәшқәрдин йуқири чингә қәдәр һәммә түрк йуртлирида һөкүмдар вә бәгләрниң йарлиқ вә мәктуплириниң Уйғур йезиқи билән йезилғанлиқиға нәзәр ташланса, һакимийәттиму бу йезиқниң һөкүмран орунда турғанлиқи мәлум болиду. Уйғур йезиқи билән бирликтә қоллинилғанлиқи йуқирида көрүп өтүлгән әрәб йезиқиниң қайси вақиттин башлап һإкүмран орунға өткәнликини һазирчә билмәймиз. Уйғур йезиқиниң болса оттура асийа, алтун орда вә иран тәвәсидики түрк дөләтлиридә 17- әсиргә қәдәр вә бәзи әһвалда фатиһ султан мәһмәд дәвридә истанбулдиму қоллинилиғанлиқи мәлум. Бу әһвалға көрә, <<қутадғу билиг>>ниң һөкүмдарға тәқдим қилинған әсли нусхисиниң Уйғур йезиқи билән йезилғанлиқини қобул қилиш һазирчә техиму тоғра болиду. <<қутадғу билиг>>ниң бизни бу йәрдә алақидар қилған вә бүгүнки күндә қолимиздики мәвҗут нусхиларға асас болған үчүнҗи қетимлиқ йезилишида қоллинилған йезиққа кәлсәк, буниң әрәб йезиқи билән йезилғанлиқида гуман қилинидиған һичқандақ бир тәрәп йоқ. Уйғур йезиқи билән йезилған һерат нусхисиниңму әрәб йезиқи билән йезилған бир нусхидин көчүрүлгәнлики наһайити ениқтур.

8- «Қутадғу билиг» ниң бүгүнки нусхилири

A. Һерат нусхиси: <<қутадғу билиг>>ниң дәвримиздә тунҗи қетим мәлум болған вә шу арқилиқ бу әсәр һәққидики тәтқиқатларға асас салған нусхиси һерат нусхиси болуп, бу әрәб йезиқи билән йезилған бир нусхидин Уйғур йезиға өрүлгән. Күчүргүчиниң хелила тиз вә гүзәл йазалайдиған бир шәкилдә Уйғур йезиқини пишшиқ билидиғанлиқи мәлум. Нусха наһайити еһтийатсизлиқ билән йезилған вә мәлум бир кутупхана йаки шәхс үчүн йезилған болуштин бәкрәк купийә(нусха) қалдуруш пилан қилинған болса керәк. Бир қанчә қетим бейитләрниң мисралириниң орни өзгәртилгинидәк, сөз вә қурлар атлап кәткинидәк, бәзидә бир қанчә қур тәкрарланған, кейин хаталиқ байқилип, мисраларға муәххәр– муқәддәм йаки оң – сол сөзлирини илавә қилиш арқилиқ түзүтилгән. Кәм қурлар үстигә йезилған вә артуқчә йезилған қурлар қалаймиқан бир шәкилдә үстидин сизивитиш арқилиқ өчүрүлгән. Бу нусхиға асас болған әрәб йезиқи билән йезилған нусхисиниңму анчә рәтлик әмәсликини көрситип биридиған бәлгиләр бар. 19- Бәттики 7- қурдин кейин 197– 228 – бейитләр, 180- бәттики 5- қурдин кейин 6304 — 6351- бейитләр вә 184- бәттики 16- қурдин кейин 6521- 6604- бейитләрни өз ичигә алған қисим кәм қалған. Буниң көчүргичиниң диққәтсизлики сәвәбидин бәтләрниң атлап кәткәнликидин болғанлиқи һес қилинидиғинидәк, бу қисимниң әсли нусхидиму кәм болуши иһтималға йеқиндур. 98- Бәтниң ахиридин башлап 2739– 3473- бейитләрни өз ичигә алған бәтләрниң нусха рәтләнгәндин кейин йоқалғанлиқи ениқ. Әрәб йезиқи билән йезилған әсли нусхида чекитләрниң болмаслиқи йаки буларниң қалаймиқан болушидин пәйда болған хаталиқларму һерат нусхисида хелила муһим бир нисбәтни игилигән. Мәлумки, көчүргүчи <<қутадғу билиг>>ниң мәтнини таза йахши оқийалмиған вә Уйғур йезиқиға өригән чағда мәнисини билмәйдиған, болупму созуқ тавушлар бәлгисиз йезилған сөзләрни көпүнчә өз чүшәнчиси бойичә оқиған йаки уларниң шәклинила көчүргән. Бәзи сөзләрниң астиға мәнисини йезип қойушни зөрүр дәп қариғанлиқи вә мушундақ қилған вақтида бәзи хаталиқларни садир қилғанлиқидинму униң текистни таза йахши чүшинип кәтмигәнлики көрүлиду.

Көчүргүчиниң бу нусхиға қошқан әң чоң йеңилиқлиридин бири бир қисим үзүк тавушлар билән созуқ тавушларниң оқулишида өз тәләппузини асас қилғанлиқидур. Көчүргүчиләрдин тил илми вә тилниң тарихи тәрәққийати һәққидә мәлумат күтүш вә уларниң бу саһәдә илмий бир мәсулийәт туйғуси билән ишләйдиғанлиқини пәрәз қилиш тоғра әмәс. Шундақтиму һәр бир көчүрүлмидә көчүргүчиниң дәврниң тил адәтлириниң тәсири астида билип йаки билмәй туруп әсли мәтиндики сөзләрниң бәзилири һәққидә халиғанчә бир шәкилни қоллинишиму омумән көрүлүп туридиған әһваллардур. Бу йәрдә бу мәсилә һәққидә уларни һәқлиқ йаки һәқсиз дәп баһалаштин бәкрәк бүгүнки күндә мушу хил әсәрләр үстидә тәтқиқат елип бериватқанларниң диққитини бу ноқтиға тартиш мәқсити билән тохтап өтүлди. Болупму түрк тилиға охшаш дәвр вә муһитқа асасән әң муһим вә асасий хусусийәтлири техи ениқланмиған бир саһәдә ишләватқанларниң әң лазимлиқ болған тил материйаллириға иришмәй вә түрк тилиниң тарихий тәрәққийати һәққидә бир пикиргә игә болмай туруп, халиғанчә вә мәсулийәтсизлик билән һәрикәт қилиши пайдидин бәкрәк орнини толдуруш қейин болған йаман ақивәтләрниң пәйда болушиға сәвәп болиду. Буниң җанлиқ мисаллиридин бирини <<қутадғу билиг>> һәққидә елип берилған тәтқиқатлардиму көримиз. <<қутадғу билиг>>ниң башқа нусхиларға нисбәтән имла, оқулуш вә чүшәнчә җәһәттин қиммити әң түвән болған бир нусхисиниң тунҗи қетим мәлум болуши вә шу арқилиқ униң дәстләпки тәтқиқатларға асас селиши түрк тил илми үчүн бир бәхтсизлик болған иди. Әпсус хелила күчлүк тәсир көрситиш дәриҗисигә йитип барған бу тәтқиқатларниң илгириләш җәрийанини мисир нусхисиниң мәйданға чиқишиму өзгәртәлмиди.

Һерат нусхисиниң 185- бәт 26- 27- қурлардики <<түкәнди қутадғу(билиг) кидабе терих сәкиз (йүз)қерқ үч йелта қой йел муһәр(р)әм айнең төрти һәрүтә>>(қутадғу билиг китаби тарих сәккиз йүз қириқ үчтә, қой йилида, муһәррәм ейиниң төтинчи күни һератта тамамланди) вә техиму толуқрақ болған 189- бәт 9-14- қурлардики<<терех сәкиз йүз қерқ үчтә қой йел ахири муһәррәм айниң төрт йаңгиси һәрү шәһриндә бидилти>>(тарих сәккиз йүз қириқ үчтә, қой йилиниң ахирида, муһәррәм ейиниң төтинчи көнидә һерат шәһридә йезилди) дегән байанлардин мәлум болғинидәк, һиҗрийә 843- йили 4- муһәррәмдә(1439- йили 6- айниң 14- күни) күчүрүлгән иди. Әсәрниң ахириға (186- бәт 1- қур вә 189- бәт 3- қур) қошулған 38 бейитлик бир қәсидиниң 37- бейитидики

Бу қара сайил адағим әв(в)әл адим ол һәсән

Һәм үчүнчи әл қәбем шәмз ачте рәб һикмәт қане

Дегән мәлуматниң көчүргүчигә аит икәнлики қобул қилинған тәқдирдә, униң һәсән қара саил шәмс дегән киши икәнлики һәм бу қәсидидин, һәм қәсидиниң ахириға қошулған башқа икки бейиттин мәлум болғинидәк, униң әдәбийат билән шулланған вә мәлум дәриҗидә қәләм тәвритишниму билидиған бир зат икәнликини тәсәввур қилишқа болиду. Әсрниң көчүрүлгән тарихиға аит иккинчи байандин кейинки чирайлиқ бир сулус хәт нусхиси билән парсчә йезилған рубаиниң униңға аит болуши гуманлиқтур.

Һерат нусхисиниң анадолуға, аввал тоқатқа, униңдин кейин һиҗрийә 879-йили(1474) истанбулға келиши һәққидә әсәргә кейин қошулған мундақ бир хатирә бар(189-бәт 15-18- қурлар):

<<терехқа сәкиз йүз йидмиш докузта йелан йел бу қутадғу билиги китабне(ни қошумчиси қурниң үстигә йезилған) абдур- рас(с)ақ шәйхсадә бахши үчүн исдамбулта тоқаддин фәнари оғли қази али бидиг йибәриб кәлдүртиләр мүбарәк болзун тәвләт қилзүн миһнәт қидзүн.>>( тарих сәккиз йүз йәтмиш тоққузда, йилан йилида, абдүррәззақ шәйхзадә бахши үчүн фәнари задә қади али истанбулдин мәктуп әвәтип тоқаттин әкәлдүрди; мубарәк болсун, бәхткәлсун, бала– қаза йирақ кәтсун!>>

Османли империйисиниң дәстләпки дәврлиридә анадолу түрклириниң башқа түрк мәмликәтлри билән болған мунасивәтлириниң кейинки дәврләргә нисбәтән зич болғанлиқини билимиз. Түркийә оттура асийа түрк дөләтлири билән сийасий җәһәттин йеқиндин алақидар болғинидәк, һәр икки мәмликәттики илим мәркәзлири вә һәр қайси алимлар оттурисидики мунасивәтләрму бүгүнки күндә тәсәввур қилинғинидинму бәкрәк қойуқ вә әһмийәтлик болған иди. Бир мунчә алимлар у йәрләрдин түркийигә келәтти йаки җәлп қилинатти. Бир мунчә түркләрму илим тәһсил қилиш үчүн анадолудин оттура асийа мәркәзлиригә баратти. <<қутадғу билиг>>ни абдүрәззақ бахши үчүн тоқаттин истанбулға әкәлдүргән фәнари оғли қади алиму оқуш үчүн оттура асийа мәркәзлирини зийарәт қилған алимлардин бири иди. Исмаил бәлигниң <<гүлдәстәи рийази ирфан>>[7][7]дегән әсиридә бирилгән мәлуматларға көрә, мәшһур түрк алими шәмсиддин мәһмәд бинни һамза фәнариниң нәвриси болған алаеддин али бинни йүсүп бали бинни фәнари һерат, бухара вә сәмәрқәндтики тунулған алимлардин дәрс алған. Фатиһ султан мәһмәдниң дәстләпки дәврлиридә йәнә анадолуға қайтип кәлгән вә молла гүраниниң далалити билән бурсадики манастир мәдрисигә мудәррис болуп тәйинләнгән. Һиҗрийә 878- йили(1473 – 1474) у қазиәскәрликкә мәсул қилинған. Һиҗрийә 894- йил(1498) румәлигә сәдрәзәм болған, бир мәзгилдин кейин анадолуға сәдрәзәм болуп тәйинләнгән. Кейинки күнлирини бурсада өткүзгән алаеддин али һиҗрийә 903- йили(1497-1498) вапат болған. Өз дәвриниң бир мунчә илим саһәлиридә нопузлуқ кишигә айланған бу алимниң күчлүк бир әстә сақлаш қабилийитигә игә икәнлики, сансизлиған парсчә вә әрәбчә бейитларни йадқа билидиғанлиқи вә өзиниңму бу саһәдә қәләм тәврәткәнлики тилға елиниду. Мәҗдиниң <<шәқаиқи нуманийә тәрҗүмәси>>(истанбул)ниң 277- 278- бәтлиридә бирилгән қисқа мәлуматта алаеддин алиниң фәнариниң әвладлиридин болмай, униңға болған садақити сәвәбидин бу исми билән аталғанлиқи сөзлиниду.

Османли дөләт тәшкилатида бу түрк мәмликәтлири билән болған рәсмий хәт – чәк алақилирини башқуридиған мәхсус йазғучилар бар иди. Бахши унванини алған бу мәмурларниң әйни вақитта бу мәмликәтләрниң сийасий вә илмий вәзийитини пиишшиқ билидиған вә көпүнчә шу йәрләрдин кәлгән кишиләрдин талланғанлиқи мәлум. Шәйхзадә абдүррәззақ бахшиму фатиһ султан мәһмәд дәвридә мушундақ бир вәзипә билән истанбулда турған кишиләрдин бири иди. Фатиһ султан мәһмәдниң узун һәсәнгә қарши ғәлибилик ахирлашқан йүрүшидин кейин түрлүк мәмликәтләргә әвәтилгән зәпәрнамилар арисидики оттура асийа дөләтлиригә әвәтилиш үчүн Уйғур вә әрәб йезиқи билән 1473- йили 8- айниң 3- күни йезилған йарлиқиниңму шәйхзадә абдүррәззақ бахши тәрипидин йезилғанлиқи мәлум. Ашу зат айасофийа кутупханисида 4757- номурлуқ тизимликтики <<әтәбәтул һәқайиқ>>ниму өз ичигә алған, Уйғур – әрәб йезиқлири билән йезилған бир мәҗмуәни рәтләш вә күчүрүш ишини <<тарих сәккиз сәксән төттә, тоңгуз йилида, зилқадә ейиниң 17- күни шәнбә күндә тамамлиған.>>

Буниңдин һиҗрийә 843- йили(1439) һератта көчүрүлгән бу нусхиниң һиҗрийә 879- йили (1474) истанбулға кәлтүрүлишиниң сәвәп вә нәтиҗилирини чүшинивалғили болиду. Нусхиниң 190- бетидә абдүррәззақ бахши тәрипидин йезилған парчидин кейин, 13- 14- қурлардики <<налбәнт һамзәтин садғун(-ғ-?) Алдуқ молла һайрәт(т)инниң җума мәсҗитиниң йани та ашина(и орниға а билән ахирлашқан)>>(налбәнт һамзәдин сетивалдуқ; молла һайрәддинниң җүма мәсҗити(җамәси) йенида, шаһит хоҗа һаҗи дәлла) дегән хатиридин ишәнчилик бир пикиргә иришиш қейин. Ениқ мәлум болған бир ноқта бар дейилсә, уму дәл әсәрниң сетивелиш йоли игисиниң алмишип турғанлиқидур. Хатиридә нами учрайдиған хоҗа(хваҗә) һайрәддин фатиһ султан мәһмәдниң устази болуп, һиҗрийә 880-йили(1475) вапат болған. Истанбулда шу вақитта бу затниң намида икки мәсчит бар иди. Буниң бири мәсиһ паша районидики қәдимий бир чиркавдин өзгәртилгән мәсчит, йәнә бири болса ункапанида һиҗрийә 874- йили(1669-1670) йили бина қилинған мәсчиттур. Хатиридә тилға елинған мәсчитниң кейинкиси болуши еһтималға йеқин.[8][8]Бу хатириму абдүррәззақ бахшиға аит болуши мумкин. Бәтниң ахиридики қол билән сизивитилгән вә астиға әрәб йезиқи билән <<бахси билгүси>> дәп гирәләштүрүп йезилған уйғурчә имзани бәзи қейинчилиқлар сәвәбидин <<шәйх садә бәлгүчү(?) Шәклидә оқушқа болиду. Абдүррәззақ бахшиға аит болған китапларниң бир қисми айасофийа кутупханисида қойулған. <<қутадғу билиг>>ниң абдүррәззақ бахшиниң мүлклири қатариға өткән йаки өтмигәнлики, әгәр өткән болса нимә сәвәптин башқа китаплири билән бирликтә вәһпә қилинмиғанлиқи һазирчә намәлум. Султан мәһмудⅠдәвридә(1730-1754) абдүррәззақ бахшиға аит китапларниң вәһпә һөҗҗитини йазған әл мүфәттиш әвқап әл һарәмәйн әһмәд шәйхзадә(айасофйа кутупханиси, 4012- вә 4775- нумур)ниң бу затниң әвладлиридин бири икәнлики наһайити ениқ.[9][9]

B. Фәрғанә нусхиси: <<қутадғу билиг>>ниң қолға чүшкән нусхилири ичидики әң муһим болған пәрғанә нусхиси һәққидә, бу нусхини тапқан фитрәт <<маарип вә оқутқучи>>[10][10]мәҗмуәсидә әсәр һәққидә омумий бир мәлумат бириш билән бирликтә бу нусхиниң 145-битиниң факсимилини илан қилған, лекин нусхиниң алаһидиликини тунуштурмиған. Нусха һәққидә бу мақалидин пәқәт бәтлириниң чечилип кәткәнлики, кейин бир йәргә топлинип тикилгәнлики вә төтлүкләрниң алтун сүйи билән йезилғанлиқини билип йитимиз. Бу нусхини 1913- йили нәмәнганда бир шәхсниң хусусий кутупханисда көргән әһмәд зәкий вәлиди тоған( ZOV,ⅩⅩⅡ,312-313) му әсәрниң беғишлима қисмиға аит бир мавзу билән мәтиндики <<қутадғу билиг>> исми учрайдиған қисимдин үч бейитни чүшәндүрүш билән купайиләнгән, лекин нусха һәққидә айрим бир мәлумат бәрмигән. Чүшәнчә бирилгән мавзу вә бейитләрдики пәрқләр һәр һалда еһтийатсизлиқниң мәһсули болуп, буларниң әйни нусха икәнликини қобул қилиш мумкин.

Нусхиниң баш вә ахирқи қисимлири кәм. Қәйәрдә, қачан, ким тәрипидин вә ким үчүн йезилғанлиқи һәққидики хатириләрму бу кәм бәтләр билән бирликтә йоқалған. Йезилған вақти һәққидә билидиғанлиримизму пәқәт пәрәздин ибарәттур. Фитрәт нусхиниң сулус хәт нусхиси билән йезилғанлиқиға қарап, буниң һерат нусхисидин хелила бурун йезилғанлиқини пәрәз қилиш қилиш биләнла купайиләнгән. Әрәб йезиқи мутәхәссиси болған моритз(Ungar.Jahr, йуқирида көрситилгән орун) болса, әрәб һәрплириниң бу хил шәкиллириниң иранда һиҗрийә 6-(12) әсирдә мәйданға кәлгәнлики вә бу шәкилниң сүрийә вә мисирда әййубиләр(569-650 = 1174- 1254) дәвридә қоллинилғанлиқини, лекин үч чекитлик p, jвә gһәрплриниң һиҗрийә 6- әсирдә иранда техи қоллинилмиғанлиқини вә буниң пәқәт һиҗрийә 7- әсирдә анчә – мунчә учрашқа башлиғанлиқини көрситип, пәрғанә нусхисиниң мисир нусхисиға нисбәтән хелила қәдимки бир дәвргә аит икәнликини вә бәлким һиҗрийә 7- әсирдә йезилғанлиқини пәрәз қилиду. Шундақтиму моритзниң әсәрниң йалғуз бирла битиниң тәтқиқатиға тайанған бу пикри өзиниңму тоғра көрсәткинидәк мутләқ әмәс иди. Башқа нусхиларға нисбәтән хелила әстаидил йезилған вә тунҗи қараштила техиму қәдимки бир дәвргә аит икәнлики һес қилинидиған бу нусхиниң тил вә имласида анчә – мунчә башқа нусхиларда болмиған бәзи йеңи шәкилләрму учрайду( мәсилән, айғир, йалавач, дегәнгә охшаш). Нусхиниң тепилған орниға вә тәқдим қилинған һөкүмдарниң исмини атиғанлиқиға нәзәр селинса, буниң шәрқий қараханийларниң әнәнә вә тарихи хелила җанлиқ муһапизәт қилинған бир дәвр вә мәркәздә йезилғанлиқи еһтималға йеқин.

Һерат вә мисир нусхилирида башта нәсрий муқәддимә, униң арқисидин нәзмий муқәддимә, униңдин кейин бапларниң мундәриҗиси, ахирида <<қутадғу билиг>>ниң әсли мәтни йезилған. Пәрғанә нусхисида болса нәзмий муқәддимә йоқ. Нәсрий муқәддимидин кейин бапларниң мундәриҗиси, арқисидин әсәрниң мәтни башлиниду. Нәсрий муқәддимә билән бапларниң мундәриҗиси бирла бәттә болғанлиқиға қариғанда, нәзмий муқәддимини өз ичигә алған қисимниң кейинчә чүшүп қалғанлиқи еһтималдин йирақ. Әгәр нәзмий муқәддимә һәр қандақ бир шәкилдә кейинчә йоқилип кәткән болса, буниң йа нәсрий муқәддиминиң алдида йаки бабларниң мундәрҗисиниң кәйнидә бирилгәнликини тәсәввур қилишқа болиду. Нусхиниң тунҗи бети хелила бозулған(факсимилдики тунҗи бәт нусхиға аит әмәс, кейин мисир нусхисиға асасән толуқланған) вә ахирида 445- бәттин кейин 6232– 6645 – бейитләрни өз ичигә алған тәхминән 30 бәтлик бир бөлүм кәм. Бир – икки бәтни һесапқа алмиғанда нусха наһайити йахши сақланған.

C. Мисир нусхиси: <<қутадғу билиг>>ниң мисир нусхиси 1896- йили қаһирәдики һидив кутупханиси(бүгүнки кирал кутупханиси)ниң шу вақиттики мудири — немис алимлиридин моритз тәрипидин тепилған. Бу кутупхана рәтлинишкә башлинип йәр асти амбарға ташлап қойулған чувук китаплар вә варақ дөвилири көздин кәчүрүлгән чағда <<қутадғу билиг>>кә аит парчиларму топлинип рәтләнгән. Мана мушундақ бир йүрүш тасадипийликләр сәвәбидин бу муһим нусха йоқилип китиш хәвпидин қутулуп қалған. Радлофниң бәргән мәлуматиға қариғанда, бу нусхиниң варақлириниң узунлиқи 35- 36 сантиметир, қурлириниң узунлиқи 18.5 Сантиметир, қур арлиқиниң кәңлики 1.5 Сантиметир иди. Хәтлири очуқ вә асан оқиғили болидиған нәсиһ хәт нусхиси билән йезилған. Нусхиниң бешида вә оттурисида бәзи бәтләр нәмлик тәсиридин бозулған, қалған қисимлири йахши сақланған. Китапниң тепилған чағдики әһвалидинму пәрәз қилишқа мумкин болғинидәк, нусхиниң бәзи қисимлири йоқилип кәткән. 16- (73-454), 24- (587-646), 72-(1504- 1562), 272- (4579-4610), 373-(6245- 6303), 377- (6353-6417) Вә 392- (6632-6645) бәтләрдики бейитлардин кейинки қисим нусхида кәм. Нусха наһайити диққәт билән йезилғанлиқи вә атлап китилгән сөзләр вә бейитларниң орни бәлгә арқилиқ көрситилип бәтниң четигә қошуп қойулғанлиқидин қариғанда, нусха йезилип болғандин кейин қайта селиштурулғандәк қилиду. Рәсимләрдин нусхиниң беғишлима бар бети билән бапларниң башқа бир хил рәңдә, һәтта алтун сүйидә йезилған болишиму еһтималға йеқиндур.

Нусхиниң баш бетидә вә бәтниң йеримидәк чоңлуқтики ичи бизәлгән бир даирә ичидә <<оқиғил силиг>> дегән сөзләр вә бу даириниң үсти вә асти тәрипидә гүзәл бир сулус хәт нусхиси билән <<әл – әмирийәтил – әҗәллийәтил -кәбирийәтил – иззийәти иззәд-дин айдәмирүд – дәвадарүн насири>> дегән ибариләр йезилған. Бу йәрдә тилға елинған айдәмүр наср(693- 741 = 1293-1341)ниң садиқ хизмәтчилиридин бири болуп, дәриҗиму – дәриҗә өсүп дәва мәслиһәтчиликигә қәдәр өрлигән, һаләп вә траблуста наиплиқ (тәхттә һөкүмдар болмиған чағда йаки һөкүмдарниң балилиқ чағлирида униңға вакалитән дөләтни идрә қилиш иш – т) вәзиписни өтигән, кейин мисирда баш қомандан болған. Адил вә кәмтәр дәп характерләндүрүлгән бу айдәмүр 70 йаштин артуқ өмүр көрүп,762-йили(1361) йаки 776- йили (1374) аләмдин өткән. [11][11]

Бу нусхиниң иззәд- дин ай- дәмир әд- дәвадарниң қолидин қисқа бир мәзгил илбуға әл- һасәкил- чәркәсиниң қолиға өткәнлики мәлум(нусхида бу затниң муһирини тәқлид қилиш шәкли билән исминиң йезилғанлиқи мәсилиси үчүн факсимилниң 9-,59-,143-, 219-, 267-,281- бәтләргә қараң). Илбуға султан һәсәнүн насир(748-762= 1347- 1361) дәвридә миң беши, мәҗлис башлиқи вә султанниң муһапизәтчиси болған. Һәсән өлгәндә униң орниға чиққан муһәммәдүл мәнсур(762- 764= 136-1364) ниң атабәйлик вәзиписидә болған вә бу султанни тәхттин чүшүргән. Униң орниға чиқарған шабанүл-әшрәф (764-778=1363-1377) дәвридә һакимийәтни өзиниң қолиға алған бу зат һиҗрийә 768- йили(1367) өлтүрүлгән.[12][12]Бу нусхиниң униңдин кейинки әһвали һәққидә мәлуматқа иришиш үчүн баш бәттики байанлар билән 379- бәттики изаһатни тәтқиқ қилиш лазим. Изаһат рәсимдә йахши чиқмиған. Бәтниң сол– асти тәрәпиниң болуңида кейин илавә қилинған 11- 12- сөзлүк бу изаһаттин тәһминий бир шәкил билән <<… тәбәрдару султанә … әл- һаҗҗү һәлилүнит таи… >> дегән сөзләрни оқуғили болиду.

D . <<қутадғу билиг>>ниң бу үч нусхисидин башқа йәнә айрим– айрим сәвәбләр билән әсәрдики бәзи бейитларниң тилға елип өтүлгәнлики учрайду. Буниң ичидә икки бейит әнқәрә маарип министирликиниң кутупханисидики бир мәҗмуәдә көрүлиду. Бу мәҗмуәниң пәқәт түркчә бейитларни өз ичигә алған бәш битиниң рәсимлири қолумда болғанлиқтин, башқа қисимлирини тәтқиқ қилиш имканийитигә иришәлмидим. Әмма фуад көпрүлү[13][13]бу мәҗмуәни тәтқиқ қилип, бизни алақидар қилған мәсилини айдиңлаштурушқа йарайдиған мәлуматларни бәрди. Муәллип бу мәҗмуәдә әрәбчә, парсчә вә түркчә шеир, һекайә вә мәктуплар билән бирликтә түрк һөкүмдарлириниң әхлақ вә характерлиригә даир мәлумат топлимақчи болған, лекин кейинчә түркчә йезилғанларниң бир қисмини чиқиривәткән. Мәвҗут хатириләрдин мәҗмуәниң ғазиб бинни али бинни қутлуғил җубати тәрипидин рәтлинип, әл- әмирүл муәззәм шәмсүл һәққи вәд-дин муһәммәд биннис сәид сәйфүд-дин айдәмирүл- җубатигә тәқдим қилинғанлиқи мәлум. Әсәрниң ахирида рәтләнгән вақти хатириләнгән болсиму, варақ бозулуп кәткәнликтин йахши оқуғили болмайду(фи әвасити шәввал мин сәнәти … сәбамиәтинил һилалиййә). Ф. Көпрүлүниң тәтқиқатиға көрә, әмир айдәмир һиҗрийә 703- 758-йилларда(1303-1357) иранниң бәзи районлирида һөкүмран болған инҗү аилисиниң ахирқи һөкүмдари әмир шәйх әбу исһақниң баш қомандани болуп, һиҗрийә 755- йили(1354) шираз шәһрини музәффәрийләрниң валиси шаһ султанниң қолидин тартивелиш үчүн елип берилған урушта өлтүрүлгән иди. Мәҗмуәниң муһәммәдниң дадисиниң орниға чиққан дәврдә рәтләнгәнликигә қариғанда, бу һиҗрийә 755- йили(1354)дин кейинки мәлум бир вақитта йезилған болуши керәк.

Мәҗмуәдики бейитлар шу вақитта <<моңғул йезиқи>> дегән нам билән аталған Уйғур йезиқиға аит қисимда көрүлиду. Бу қисимда аввал Уйғур йезиқиниң шәкиллири, кейин үстидә Уйғур йезиқи билән йезилған, астида әрәб йезиқи билән тәкрарланған түркчә санлар, униң арқисидин <<әтәбәтул һәқайиқ>>қа аит бир төтлүк билән <<қутадғу билиг>>кә аит икки бейит(1139, 1476) бар. Бейитләр тил җәһәттин әслисидин хелила пәрқлиниду. Униңдин кейин пәқәт әрәб йезиқи билән 10 қурлуқ вә мәзмун җәһәттин <<әтәбәтул һәқайиқ>>қа охшап китидиған бир парчә йезилған. Қурлар арисидики кәң арилиқлар һәр һалда кейинчә Уйғур йезиқи билән толдурулуш үчүн ақ қалдурулған болуши мумкин.

E. <<қутадғу билиг>>тикигә охшайдиған йәнә бир бейит сарайчиқта 6-7 метир чоңқурлиқтики йәр астидин қезивелинған бир козиға йезилған. 24 Парчиға бөлүнүп кәткән коза сунуқлири кейин туташтурулуш арқилиқ әслигә кәлтүрүлгән вә уралск һәрбий мозийиға қойулған. 1910-1911- Йилларда козиниң рәсимини тапшурвалған а. Самойловеч[14][14]униң үстидики хәтни оқуп тәрҗимә қилған вә козиниң шәклини толуқ көрситип бәргән. Козиниң игизлики 80 сантиметир, асти қисминиң кәңлики 23 сантиметир, оттура(қосақ) қисминиң айланмиси 60 сантемитир, ағзиниң кәңлики 28.5 Сантиметир болуп, бойун қисмиға йеқин йериниң һәр икки тәрипидә әрәп йезиқи билән

Киши көрки йүз ол бу йүз көрки көз

Бу өз көрки тил ол бу тил көрки сөз

Тақи көрк кишикә билиг һәм һүнәр

Йулуғ қилғу җанни билиглигкә әр

Дегән бейитләр вә бираз асти тәрипидә, йәни козиниң қосақ қисмида икки қур қилип <<бу күпнүң ичиндә йаш қуйар болур>> дегән ибарә йезилған. Бу ибаридин, болупму <<йаш>> сөзидин самойлович бу козиниң ахирәтлик бойумлар билән мунасивәтлик икәнликини тәсәввур қилған вә сарайчиқта алтун орду ханлириниң қәбрилириниң барлиқини әслитип өткән. Бу бейитләрдин алдинқиси <<қутадғу билиг>>тә түркчә мәсәл(ибрәтлик сөз) сүпитидә көрситилгән 274- бейит билән селиштурма қилинмақта. Хелила пәрқлиқ болған бу бейитниң бәлким иккинҗи бейитниму өз ичигә алған башқа бир әсәрдин елинған болушиму еһтималға наһайити йеқиндур. Шуниң билән бирликтә бу бейит <<қутадғу билиг>> нусхилиридиму хелила пәрқлиниду.

9- «Қутадғу билиг» ниң факсимиллири

Һерат нусхисиниң радлоф тәрипидин нәшир қилинған факсимили әсли нусха билән селиштурулса факсимилдә бәзи сизиқларниң өчүрүлгәнлики көрүлиду. Башқа нусхилар мәйданға чиққандин кейин бу хил тазилаш паалийитидин пәйда болған кәмчиликләр әмдиликтә чоң бир тосалғуға айланмайдиған болди. Түркийә тил қуруми бу нусхиниң факсимилини ишлигәндә радлофниң нәширини асас қилған. Нусхиниң әслигә мураҗиәт қилинған болса иди, һәм тоғрилиқ җәһәттин техиму җайида һәрикәт қилинған, һәм бу хил басмиларда ундақ йаки бундақ техникилиқ сәвәпләрдин пәйда болған хаталиқларниң ашу хил сәвәпләр билән техиму көпийишигә имкан бирилмигән болатти.

<<қутадғу билиг>> үстидики издинишләр башланғанда пәрғанә нусхисиниң рәсимлирини қолға чүшүрүшкә һәрикәт қилинди. 1934- Йили түрк тил қурултийиға иштирак қилған самойлович рус пәнләр акадимийисиниң қурултайға қилған бир соғиси сүпитидә бу нусхиниң рәсимини тәқдим қилди. Лекин, вақитниң өтүши билән бу рәсимләр йахши муһапизәт қилинмиған вә факсимлни нәшир қилишқа тутуш қилинғанда қайтидин бир қетим рәсимгә тартиш еһтийаҗи туғулған. Бу қетим рәсимгә тартилғанда әввәлқисидин хелила тар даирлик бир картон(лента) ишлитилгән вә бәтләр мәйли чоң йаки кичик болишидин қәтийнәзәр мушу даирә ичигә сиғдуривитилидиған әһвал көрүлгән. Шуниң билән бәзи бәтләрниң баш тәрипи вә сол қирғиқи рәсмигә чиқмай қалған. Рәсимни тартқанлар икки бәттә мушу йитәрсизликни толуқлашқа тиришқан, 224- бәттә буни муваппиқийәтлик қилған болсиму, 217- бәттә иккинҗи мисраниң тунҗи сөзи болған <<әрәж>> тамамән башқа бир шәкилгә өзгирип кәткән. Башқа бәтләрдә сөзләрниң оқулишини қейинлаштурған вә толуқлаш зөрүр болған бу хил кәмчиликләр бурунқи рәсимләргә асасән пүтүнләштүрүлгән. Факсимил бесилған чағда басма қелипниң чоңлиқи тәңшилип, бәзи бәтләр хелила кичиклитилгән вә текистниң бир қисми басма қелипниң сиртиға чиқирилған.

Пәрғанә нусхисиниң факсимили тәййарланғанда, әсәрниң бәт нумури хата қойулған. Шу сәвәплик, нусхиниң 1- бетиниң ақ қалдурулуши вә нусхиниң ахирқи бети болған 445- бәтниң арқисидики бош бәт <<қутадғу билиг>>кә аит болмиған бир мәтинниң йезилиши үчүн қоллинилған болса керәк, дегән қарашни пәйда қилиду. Бу хил малиманчилиққа имкан бәрмәслик үчүн, бәт нумурлирида 445 – бәтниң орнини 444 – бәт йаки 446 -бәт дәп ойлаш вә нусхини ахирқи бәтниң алди тәрипидә әмәс, бәлки арқа тәрипидә ахирлашқан дәп қобул қилиш керәк.

Мисир нусхиси йезиқи җәһәттин нусхилар ичидики әң йахши болғинидур вә рәсим техникиси җәһәттинму нуқсансиздур. Шуниң үчүн факсимили һичқандақ бир иш қошмай бесилди. Әпсус, факсимилни нәшир қилиш билән мәшғул болғанлар көпүнчә мушу нусха үстидә ишләп, сус көрүнгән һәр бир чикит вә сизиқлар үстидин қәләм маңдурған. Йахши нийәт билән қилинған бу әмгәкниң факсимилгә пайдилиқ рол ойнимиғанлиқини тилға елишниң һаҗитиму йоқ. Буниңға бир мисал сүпитидә 274- бәттики чикитсиз <<т>> билән йезилған <<тадуң>> сөзиниң мушундақ бир түзүтиштин кейин <<ладуң>> шәклигә өзгирип қалғанлиқини көрситиш йитәрликтур. Бу хил ишларда мәтинни йаки йезиқниң алаһидиликини пишшиқ билмәйдиғанларниң бундақ хаталиқларни садир қилип қойуши даим көрүлидиған әһвал болғачқа, әң йахшиси факсилимгә қол тәккүзмәслик керәк. Бу нусхидикигә охшаш факсимилларниң кишиләр иккилинип туруп пайдилинидиған бир һалға кәлтүрүлүши униң нәшридин күтүлгән мәқсәткә зит бир һәрикәт болиду.

Нусхилардики әсәрниң исмини ипадә қилидиған мавзуға кәлсәк, һерат нусхисиниң айрим бир баш бети болмиғанлиқи мәлум. Бу һал бәлким нусхиниң купийә қалдуруш характеридә йезилғанлиқидин болса керәк. Пәрғанә нусхисиниң тунҗи бети йоқалғанлиқтин, нусхиниң бешида әсәрниң исминиң һәр қандақ бир шәкилдә көрситилгән йаки көрситилмигәнликини билмәймиз. Мисир нусхисиға кәлсәк, буниң баш бети мәвҗут, лекин әсәрниң исми болушқа тигишлик йәрдә <<оқиғил силиг>> дегәндәк тамамән башқа бир ибарә көрүлиду.

<<қутадғу билиг>> мәтниниң һерат нусхисиға аит бир қисмини тунҗи қетим нәшир қилған вамберий Уйғур йезиқи билән тиздурған қисимда <<қутадғу билиг>> исминиң мәтбәә һәрплири билән бесилған шәклини елип[15][15]чоңайтқан вә буни қезил рәңлик қилип нәшир нусхисиниң баш бетигә қойған. Радлоф болса ашу нусхиниң ахиридики истанбулда илавә қилинған бир байанда учрайдиған <<қутадғу билиг>> сөзини у йәрдики шәкли бойичә[16][16]чоңайтип, уни өз факсимилиға мавзу қилған. Түрк тил қуруми факсимилларни нәшир қилған чағда, һерат нусхисида көрүлгән бу шәкилни әйнән алғинидәк, пәрғанә нусхисиниң нәсрий муқәддимисидики йезилиш шәклини[17][17]тәқлид қилип чоңайтқан вә буни пәрғанә вә мисир нусхилириниң факсимиллириниң тешиға мавзу қилип бастурған. Задила мувапиқ болмиған бу шәкилниң омумән әнәнигә айлинип давам қилғанлиқи көрүлиду. Буниң оқурмәнләрни һәйран қалдуруш вә хата йолларға башлаштин башқа һечқандақ бир пайдисиниң йоқлиқи ениқ.

10- «Қутадғу билиг» ниң мәтин нәширигә аит изаһлар

«Қутадғу билиг» ниң мәтин нусхисидин пайдилинишни арзу қилғанлар үчүн, түвәндики ноқтиларни алаһидә нәзәрдә тутушниң пайдиси бар.

1- Мәтинни турғузушта истанбул университети әдәбийат факултети тәрипидин һазирланған вә миллий маарип министирлики тәрипидин бастурулған трансикрипсйон системиси[18][18]тәдбиқ қилинди. Түркчә сөзләрниң трансикрипсйонини ишләштә >z>ydтавушиниң шәкил җәһәттин мәтинни өз ичигә алған Уйғур дәври һөҗҗәтлиридин йирақлишип кәтмәслики үчүн z ниң орниға dшәклини ишлитиш мувапиқ дәп қаралди.

2- Мәтинниң түркчә қисми нормаллаштурулди. Чәт тилдин киргән сөзлүкләрниң әсли имласи мәтиндә айрим көрситилди. Сани нисбәтән аз болған бу йат сөзлүкләрни оқушта айрим бир зөрүрийәт болмиған әһвалда түркләрниң бүгүнки күндики тәләппузи асас қилинди. Бу йәрдә чәт тилдин киргән бу сөзлүкләрниң 11- әсирдики тәләппуз шәкиллиригә чиң есивелиштин бәкрәк мәтиндин мумкин қәдәр кәң бир оқурмәнләр түркүминиң асан пайдилиниши нәзәрдә тутулди. Түркчигә һәр қайси дәврләрдә киргән йат сөзлүкләрниң оқулуш мәсилиси үстидә кейин айрим тохтилимиз.

3- Нусхиларда бәзи бейитләрниң рәт тәртиви қалаймиқан. Булар тикистниң раваҗиға қарап түзүтилди вә һәр қайси нусхилардики орниға изаһатму бирилди. Нусхиларниң йалғуз бирисидила болған вә мәтинниң раваҗиға қарап рәткә турғузушта кишини арисалдилиқта қойған бейитлар билән көчүрүштики хаталиқ сәвәбидин бозулған йаки тәкрарланған бейитлар изаһат қисмиға елинди.

4- Мәтиндә хелила чоң бир нисбәтни игилигән вә әсәрниң тәтқиқатидиму муһим бир орун тутидиған төтлүкләрниң мәтинниң башқа қисимлиридин пәрқлинип туруши вә дәрһал көзгә челиқиши үчүн, уни дәстләптә йанту һәрпләр билән тизиш бәлгиләнгән иди, лекин мәтбәәдә буниңға имканийәт болмиғанлиқтин, буларни изаһатта билдүрүп өтүш билән купайилинишкә мәҗбур болдуқ.

5- <<қутадғу билиг>>ниң әслигә аит болған қисим билән буниңға кейин қошулған қисимларни асан айриш үчүн һәр бир қисим айрим бир һәрп билән көрситилди.

A. Нәсрий муқәддимә

B. Нәзмий муқәддимә

C. Бабларниң мундәрҗиси

D. Әсли мәтин

E. Йүсүп тәрипидин йезилған болсиму, шәкил вә мәзмун җәһәттин <<қутадғу билиг>> кә аит болмиған парчилар.

6- Кәлгүсидики тәтқиқатлар вә нәқил елиш ишлирида мәтиндин асан пайдилинидиған имканийәтни йаритиш үчүн бейитлар йуқирида көрситилгән гуруппилар ичидә нумурға турғузулди. Һәр иккилиси йүсүпкә аит болған DвәE қисимларда болса нумур тәртиви үзүлмәй давам қилдурулди. Мәтиндин факсимилгә вә факсимилдин мәтингә дәрһал нәзәр ағдурушта қолайлиқ болуши үчүн ашу нумурларни һичболмиғанда факсимил бәтлириниң астиға қойушни ойлиған болсақму, әпсус буниңға имканийәт болмиди.

7- Мәйли чоң бабларниң йаки кичик мавзуларниң болсун көрситилиш шәкли нусхиларда бир биридин пәрқлиқ болғинидәк, нусхиларниң мундәриҗисидә көрситилгәнләр билән мәтиндә көрситилгәнләрму бир биригә мас кәлмәйду. Бапларға аит мәтинниң бир қисми көпүнчә бабниң мавзулиридин бурун кәлгән вә ахирида айрим көрситилмәй мәзмун алмаштурулған. Мавзуларниң әсли нусхисида болмастин кейин илавә қилинған болушиму еһтималға наһайити йеқиндур. Мәтинни турғузушта нусхиларниң омумий шәклигә мас һалда бап характерини алған чоң мавзуларға рәт нумури берилди, кичик мавзуларму өзигә аит орунға қойулди. Буларниң нусхилардики әһвали изаһатта айрим көрситилди. Баб тәқсимати мәзмунларни толуқ бир шәкилдә өз даирисигә алмиғанлиқтин, бир мәзмунни тәтқиқ қилмақчи болғанларниң йалғуз бап мавзулириғила әмәс, мәзмунниң әслидики баш қисми билән ахириғиму диққәт қилиши зөрүрдур. Бир мавзудин йәнә башқа бирисигә өткәндә пәқәт нусхиларда айрим көрситилмигән йәрләр бир сизиқ арқилиқ ипадә қилинди. Тәтқиқ қилғучиларға бу хусуста бир қолайлиқ болуши үчүн кириш сөз қисминиң ахириға тәһлилий бир мундәриҗә илавә қилинди.

8- Изаһатлардин мумкин қәдәр асан пайдилиниш вә лазимсиз ноқтиларға орун бәрмәслик мәқисити билән, турғузулған мәтиндин пәрқлиқ болған хусусларниң шәклини көрситишкә әһмийәт бирилди вә мәтинниң изаһати билән алақидар болған һәр қандақ бир ноқтиға сәл қаралмиди.

9- Изаһатларда айрим нусхиларни ипадә қилидиған A(һерат), B(пәрғанә) вә C(мисир) һәрплири йенидики рәқәмләр бәтниң қурлирини көрситиду(A22yer, yirC10 — т). Бу йәрдә изаһат қисмини рәқәмләргә көмивәтмәслик үчүн нусха бәтлирини ипадә қилидиған рәқәмләрдин ваз кечилди. Бу өксүклүкниң орнини толдуруш үчүн мәтин бәтлириниң сол йенида нусха бәтлириниң баш қисми вә йуқири тәрәпниң сиртидики болуңдиму бу бәтләрниң давами көрситилди. Буларниң йардими билән изаһатларда көрситилгән қур рәқәмлириниң қайси бәткә аит икәнлики асанла мәлум болиду.

10- Изаһатлардики қирлиқ тирнақ(])ниң сол тәрәпидики қисим әсли мәтинни, оң тәрәптики қисим нусхилардики пәрқни көрситиду (bügü[ A8buğüB11büğü|| — т) . Йомилақ тирнақ ичигә елинған һәрп вә сөзләр мәтиндә болушиқа тигишлик, лекин нусхиларда кәм болған һәрп вә сөзләрни көрситиду. Ашу тирнақ ичигә йәнә изаһлаш зөрүр болған җүмлиләрму елинди. Изаһатларда сөзләрни тәкрарлимаслиқ үчүн мәтинниң икки сөзи оттурисидики қисим үч чикит(…) билән ипадә қилинди.

11- Изаһатға асасий җәһәттин нусхилардики пәрқлиқ сөзләр вә қошумчилар елинған болсиму, гуманлиқ көрүлгән йаки һәр қандақ бир шәкилдә оқуш вә изаһлаш мумкин болған сөзләр арқилиқ җүмлә һалитидә елинған парчилардики сөзләрниң йезилиш шәкли айрим ипадә қилинди.

12- Мәтин вә нусхилардики һәр қандақ бир муһим хусусийәткә диққәтни тартмақчи болғанда, изаһатларниң бу қисми айрим бир қур билән башланди.

Түгиди

——————————————————————————–

——————————————————————————–

[1][1]Turkestan v epohu Mongolskogonaşestviya, Petersburg, 1900; İngl, Turkestan down to the Mongol invasion, GMNS, Ⅴ, London, 1928.

[2][2]Pam. Kn. Semir. Obl., Ⅱ, 102, vd.

[3][3] В. Бартолд: << <<қутадғу билиг>>тә зикри қилинған буғрахан ким>>, е. Денисонниң изаһати, <<түркийат>>, 1925- йили, 1-том, 226-бәт.

[4][4] Өзкәндниң җуғрапилик әһвали, заманимизға қәдәр сақлинип кәлгән тарихий әсәрлири һәққидики мәлумат вә библиографийә үчүн <<түркийат>> жорнилиниң 1- сан, 347- 350- бәтлиригә қаралсун.

[5][5]Cod. Lugd, 904.

[6][6]S. Maksudi Arsal,hukuk felsefesitarihi, İstanbul, 1946, s. 130.

[7][7] Бурса, 1302- йили, 245- 248- бәтләр.

[8][8]Hadikatül cevami, İstanbul, 1281, Ⅰ, 53, 101.

[9][9] Шәйхзадә исми билән аталған башқа шәхсләр үчүн бурсалиқ таһирниң <<османли муәллиплири>> дегән әсриниң 1- том, 334- бәтлиригә қараң.

[10][10] Ташкәнд, 1925, Ⅱ, 68-74 ; бу мақалиниң түркчиси үчүн <<түркийат>>ниң 1927- йил 1-сан, 344- 347- бәтлиригә қараң, нимисчиси үчүн түвәндики әсәргә қаралсун: Ⅵ,H ,1/2, 154-158.. Ungar.Jahrb

[11][11] Ибнүл һәҗәр :<<әд- дүрәрүл – каминә>>, 1- том,429- бәт, 1127- номур.

[12][12] Илбуға әл – һасәкин- насир , ибнүл- һәҗәр, йуқириқи әсәр, 3- том, 438- бәт, 1218- номур.

[13][13] Фуад көпрүлү: <<түрк тили вә әдәбийати һәққидә тәтқиқатлар>>, истанбул, 1934 -йили, 74-83- бәтләр.

[14][14] A.Samoyloviç, Sredneaziatsko-turetskiyanadpisi na glinyanom kuvşine iz Sarayçika, ZVO, 1912, ⅩⅩⅡ, cüzⅠ, s. 038-0447

[15][15]Vambery, Uigurische Sprachmonumenta und das Kutatku Bilik, Innsbruck, 1870, s. 44, str, 14-15

[16][16] Факсимил, 189-бәт, 15- қур.

[17][17] Факсимил, 2-бәт, 7-қур.

[18][18] <<түрк илмий трансикрипсйон йитәкчиси>>, истанбул, 1946-йил.