Абдуқадир Җалалидин

Абдуқадир Җалалидин

Абдуқадир Җалалидин 1964-йили қәшқәрдә туғулған. 1982-Йили 9-айдин 1986-йили 7-айғичә қәшқәр пидагогика иниститутида оқуған. 1986-йили 7-айдин 1988-йили 9-айғичә шинҗаң тәҗрибә оттура мәктипидә оқутқучи болған. 1988-йили 10-айдин 1990-йили 7-айғичә шинҗаң маарип иниститути илмий тәтқиқат орнида илмий журнал муһәррирликини үстигә алған. 1990-йили 8-айдин 2009-йили 11- айғичә шинҗаң маарип иниститутиниң филологийә шөбә иниститутида оқутқучилиқ қилған. 1993-Йили 1-айда лекторлуқ унваниға еришкән. 1998-Йили 11-айда муавин пироффисорлуқ унваниға еришкән. 2004-Йили 11-айда проффисорлуқ унваниға еришкән. 2005-Йили 7-айда шинҗаң маарип иниститути филологийә шөбә иниститутиниң пәнний саһәдики башламчиси болуп баһаланған. 2009-Йили 11-айда шинҗаң пидагогика университитиға йөткилип килип, аспирант йитәкчиси болған.

Абдуқадир Җалалидин нурғунлиған шеир, мақалә, тәрҗимә әсәрләрни йезип нәшир қилдурған болуп, көпинчиси уйғурлар талишип оқуйдиған әсәрләргә айланған. Бир қисим әсәрлири даңлиқ аваз артислири тәрипидин авазлиқ әсәргә айландурулған. Абдуқадир Җалалидин иҗадий әсәрләрдин башқа йәнә даңлиқ йазғучи никколо макйавиллиниң «Һөкүмдарлар дәстури» Намлиқ әсирини хитай тилидин Уйғур тилиға тәрҗимә қилған болуп, мәзкур китабму әң базарлиқ китаблар қатаридин орун алған. Абдуқадир Җалалидин мәйли уқу-оқутуш ишлирида болсун, мәйли әсәр йезишта болсун, наһайити җан көйдүрүп ишлигән болғачқа, көп қетим мунасивәтлик орунлар тәрипидин мукапатланған.

«Һөкүмдарлар дәстури» Намлиқ китаб Уйғур карханичилар арисида наһайити қизғин алқишқа еришкән. Карханичилар мәбләғ чиқирип Абдуқадир Җалалидин әпәндини қәшқәр, хотән, корла, куча қатарлиқ шәһәр вә районларда игилик тикләш вә аилә тәрбийәси һәққидә лекисийә сөзләп беришкә тәклип қилған. Абдуқадир Җалалидин әпәндиниң лекисийәсини аңлашқа келидиғанлар һәр кәсип һәр саһәдин бар булуп, йазғучиниң тәсир даириси кеңийишкә башлиған.


Иҗадий вә тәрҗимә әсәрлири

2010-Йили 10-айда шинҗаң хәлқ нәшрийати тәрипидин нәширдин чиққан «Абдуқадир Җалалидин мақалилири топлими» намлиқ мақалиләр топлими;

2005-Йили 3-айда шинҗаң хәлқ нәшрийати тәрипидин нәширдин чиққан «Өзини издәш бусуғисида Намлиқ мақалиләр топлими»,

1995-Йили қәшқәр Уйғур нәшрийати тәрипидин нәширдин чиққан «әқил - парасәт мивиси вә шәйтан» намлиқ мақалиләр топлими,

1993-Йили шинҗаң йаш - өсмүрләр нәшрийати тәрипидин нәширдин чиққан «соқуватқан йүрәк» намлиқ шеирлар топлими,

2001-Йили хәлқ нәшрийати тәрипидин нәширдин чиққан «бошлуқ» намлиқ шеирлар топлими қатарлиқлар бар.


Уйғур Күтүпханисидики Абдуқадир Җалалидин әсәрлири топлими:


Еришкән мукапатлар

1998-Йили үрүмчи шәһәрлик әдәбийат - сәнәтчиләр бирләшмиси тәрипидин «» йазғучи дегән шәрәпкә еришкән.

1998-Йили шинҗаң маарип иниститути тәрипидин «илғар шәхс» болуп баһаланған. 1999-Йили хәнзу әдәбийати факултитидики илмий мақалә баһалашта 1-дәриҗигә еришкән.

2000-Йили аптоном районимиздики мунәввәр кәспий техник хадим болуп баһаланған.2000-Йили маарип иниститутиниң «үч маарип» хизмитидики илғар шәхс болуп баһаланған.

2001-Йили маарип иниститутидики мунәввәр оқутқучи болуп баһаланған. 2001-Йили аптоном район бойичә мунәввәр оқутқучи болуп баһаланған.

2002-Йили үрүмчидә үткүзүлгән мәмликәтлик 12-нөвәтлик нахша топлаш паалийитидә йазған текисти 2-дәриҗилик мукапатқа еришкән.

2003-Йили аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити тарқатқан алий мәктәп оқутуш нәтиҗә мукапатиниң 3-дәриҗилик мукапатиға еришкән.

2004-Йили шинҗаң хантәңри әдәбийат мукапатиға еришкән.

2005-Йили аптоном район бойичә илғар хизмәтчи болуп баһаланған.

2006-Йили аптоном район бойичә мунәввәр кәспий техник хадим болуп баһаланған.


Абдуқадир Җалалидин
Абдуқадир Җалалидин
Абдуқадир Җалалидин
Абдуқадир Җалалидин
Абдуқадир Җалалидин
Абдуқадир Җалалидин
Абдуқадир Җалалидин
Абдуқадир Җалалидин
Абдуқадир Җалалидин
Абдуқадир Җалалидин шеирлиридин үзүндиләр
Абдуқадир Җалалидин
Абдуқадир Җалалидин сөзлиридин үзүндиләр
Абдуқадир Җалалидин
Абдуқадир Җалалидин сөзлиридин үзүндиләр
Абдуқадир Җалалидин
Абдуқадир Җалалидин шеирлиридин талланма
Абдуқадир Җалалидин
Абдуқадир Җалалидин вә айали
Абдуқадир Җалалидин
Абдуқадир Җалалидин вә қизи
Абдуқадир Җалалидин
Абдуқадир Җалалидин вә Йалқун Рози қатарлиқлар

UYGUR.COM