Халидә Исраил, 1952- йили 10- айда қәшқәр шәһридә туғулған. 1959- Йилидин 1969- йилиғичә ақсу, хотән қатарлиқ җайларда башланғуч, оттура мәктәпләрдә оқуған. 1971- Йилидин 1972- йилиғичә «хотән гезити» дә ишлигән . 1972- Йилидин 1975- йилиғичә сабиқ мәркизий милләтләр иниститотиниң тил факолтитида оқуған. Оқуш пүттүргәндин кейин «шинҗаң гезити» идарисигә тәхсим қилинған. Һазир шу орунда муһәррир болуп ишләватиду. Һазирғичә Халидә Исраилниң «қумлуқ чүши», «таш шәһәр» қатарлиқ һекайә- повестлар топламлири нәшир қилинған.
Халидә Исраил 1985- йилдин башлап әдәбий иҗадийәткә киришкән. У гойа бирдинла бәрқ уруп чечәклигән баһар гүлидәк наһайити қисқа вақит ичидила өзиниң аз, әмма саз болған, китабханлар қәлбини ләрзигә салалиған әсәрлири билән әдәбийатимиз мунбиридә өзигә мунасип орун алди.
У 1985- йили елан қилған тунҗи һекайиси – «еһ, һайат» тин башлап һазирғичә «ана», «ойғиниш», «әң гүзәл хатирә», «йилтиз», «һаңгирт көли», «қумлуқниң чүши», «у көзләр», «рәңдар қуйун», «баһарда йағқан қар», «орбита» қатарлиқ санақлиқла һекайә, повестлири билән нөвәттики Уйғур прозичилиқида тәсири зор йазғучиларниң бири болуп қалди. Бир қисим һекайә, повестлири хәнзу тилиға тәрҗимә қилинип, йахши баһаларға еришти. Муһим әсәрлири «қумлуқниң чүши» дегән нам астида топлам қилинип қайта нәшр қилинди.
Йеқинқи йиллардин буйан, Уйғур әдәбийатида апторлар қошуни күнсайин зорайған, һәр хил жанирдики әсәрләр көпләп йезилған болсиму, лекин китабханлар һәқиқий йахши көридиған, әсәрлири зор ғулғула қозғиған йазғучилар наһайити аз, Халидә Исраил дәл мушу типтики санақлиқла йазғучиларниң биридур.
Биз Халидә Исраилниң иҗадийәт йолиға нәзәр ташлиғинимизда мундақ бир алаһидә әһвални һес қилимиз: униң иҗадийәт қәдими нисбәтән кейин ташланған 1985 – йилдин бурун әсәрлири елан қилинмиған, ундақта у тасадипийла намәлум бир ғайиви күчтин илһамлинип йазғучи болуп қалдиму? Китабханлар немә үчүн униң һәммила әсәрлирини шунчилик йақтуруп оқуйду? Әлвәттә бундақ болушниңму мәлум асаси бар. Халидә Исраил бир сәнәткарға хас сәвричанлиқ билән реал турмушни узун муддәт көзәткән, миллий әдәбийатимиз вә дунйа әдәбийатидики мунәввәр әсәрләрни қетирқинип тәтқиқ қилған вә һайат, җәмийәт, шундақла әдәбийат тоғрисида тәпәккур қилған. Алдирап нам чиқиришни мәқсәт қилмай, узун күнләр билән җимҗит түнләрни җапалиқ издинишкә, өзидә алаһидә бәдиий дит йетилдүрүшкә сәрп қилған. Шуниси ениқки, дунйа әдәбийат тарихидики һәрқандақ бир мәшһур әсәр тасадипийла мәйданға кәлгән әмәс. Бәлки униң мувәппәқийити кәйнигә сансизлиған җапалиқ издинишләр билән үн – тинсиз төккән қан – тәрләр йошурунған. Шуңа, биз Халидә Исраил қисқиғинә вақит ичидила қолға кәлтүргән бәдиий мувәппәқийәтлириниң әмәлийәттә узун муддәтлик йошурун чениқиш, йәни тәййарлинишниң нәтиҗиси икәнликини чоңқур һес қилимиз. Чүнки, Халидә Исраилниң әсәрлири ичидә нисбәтән аддий, пишшиқлаштин өтмигән, бәдиийлики төвән әсәрләр йоқ дейәрлик. У гойа узақ муддәтлик тимтаслиқтин кейин туйуқсизла чеқилған чеқиндәк шавқунсиз илгириләватқан Уйғур прозичилиқида өз җилвисини намайан қилди. Аддий, әмма һәқиқий «адәм»лик һес – туйғуға, мурәккәп, қелипсиз һәм зиддийәтлик характергә игә персонажлири, ривайәттәк садда вә гүзәл услуби, дәбдәбисиз, әмма инсан вуҗудиниң әң чоңқур, әң пинһан вә әң назук роһий түгүнлирини сүрәтләп берәләйдиған чөчүк тили билән китабханлар қәлбини ләрзигә салалиди … қисқиси, хәлқ халайдиған әсәрлири билән хәлқ көңлини майил қилди.
Йазғучи Халидә Исраилниң өзгичә бәдиий маһарити униң тунҗи һекайиси – «еһ, һайат» тин башлапла ипадилинишкә башлиған. Аптор бу һекайисидә кишини һәйран қалдуридиған аҗайип-ғарайип вәқәләрни йазған әмәс, бәлки наһайити аддий, кишиләр тәрипидин айалларниң ғәйвәтлири дәп аталған «кус-кус» параңлар арқилиқ һайатлиқниң кишиләр таза зән селип кәтмәйдиған, асанла һес қилалмайдиған назук тәрәплирини устилиқ билән сүрәтләп бериду.
Дәрвәқә, һайат гүзәл, униң пинһан чоңқурлуқлириға инсанларниң татлиқ тәбәссуми билән аччиқ көз йеши йошурунған болиду. Йазғучи аришаңдин ибарәт бу һайатлиқниң кичиккинә булуңни тутқа қилип, бир тәрәптин, аришаңниң муңлуқ өтмүшини сөзлисә, йәнә бир тәрәптин, көзлиридин йашлиқ нурлири чақнап турған йаш чокан гүлчеһрәниң дохтур қасимға болған муһәббитини тәсвирләйду.
Мундақчә қилип ейтқанда, пүткүл һекайә бир гүзәл шеирға йаки йеқимлиқ музикиға охшайду, униңда мукәммәл сйужит қурулмиси вә «өлчәмләштүрүлгән» персонажлар образи йоқ. Йазғучи бир маһир қәләм игисигә хас сәзгүрлүк билән турмушниң наһайити аддий вә «тутамға чиқмайдиған» тәрәплирини йуқири бәдиий маһарәт билән сүрәтләп бериду.
Һекайидә турахун бовайниң гойа чүшкә охшаш бир – биригә тутишип кәткән уланма һекайилири бизгә һайатлиқниң мәңгү үзүлүп қалмайдиған үзүлмәс еқимидики тәсвирләп бәргили болмайдиған чүчүк картинилирини көрситип бериду.
Аришаңға кәлгәндин кейин йаш чокан гүлчеһрәниң қәлбидә ойғанған муһәббәт униң кесилини сақайтиветиду. У башқичила бир адәмгә айлинип қалиду … йәнә бир тәрәптин, аришаңдики һәннива кишиләр униңға қизиқиду. Айаллар һава анидин қепқалған күндашлиқ вә рәшик азаби билән гүлчеһрәгә һәм өчлүк, һәм қизиқиш ичидә қарайду, әрләр өз назакити вә айалларға хас наз – хулқи билән һәммә әркәкләрниң вуҗудини ләт қиливатқан бу йеқимлиқ чоканға һәвәс билән қаришиду … –
Демәк аришаң өз нөвитидә бир җәмийәт, шундақла һайатлиқ дунйаси. Йазғучи кичиккинә аришаңдин ибарәт бу көзнәк арқилиқ турмушниң хилвәт бошлуқлириға йошурунған аччиқ хушаллиқ билән шерин азабни толуқ ечип бериду, муһәббәтниң улуғлуқини, гүзәлликниң һәммини мәптун қилидиғанлиқини, аддий турмуш қайнимиға мурәккәп һайат кәчүрмишлириниң муҗәссәмләнгәнликини көрситип бериду.
Халидә Исраилниң 1988 – йили елан қилинған «йилтиз» намлиқ һекайисиму хели мувәппәқийәтлик йезилған әсәр һесаблиниду. Һекайә башлиниши биләнла аптор алий мәктәпни пүттүрүш алдида турған дилара билән адилниң муһәббитини тәсвирләшни асас қилғандәк қилсиму, лекин һекайиниң асасий темиси башқа йәрдә, йәни һекайидә адилниң туғулуп өскән йурти – тәклимакан бағридики хилвәт, намрат йезиниң турмуши әкс әттүрүлгән.
Ислаһат вә ечиветиш сийасити йолға қойулғандин буйан Уйғур әдәбийатида йеза турмушиға беғишланған әсәрләр хелила көп йезилди. Бирақ, бу түрдики әсәрләрниң көпинчисидә бейишқа башлиған деһқанларниң хушаллиқи, партийиниң сийаситигә болған миннәтдарлиқи, бейиғандин кейин қандақ йахши ишларни қилип бәргәнлики қатарлиқ йүзә вәқәләр вә турмушниң айрим қисимлирила әкс әттүрүлди. Деһқанлар һайатиниң ташқи постила сүрәтлинип, ички қисми, негизлик зиддийәтлири, хушаллиқ вә һәсрити, қайғу – әлими вә әрздади әкс әттүрүлмиди.
Шуниси ениқки, бир милләтниң әдәбийати шу милләтниң хушаллиқи билән күлкисини әкс әттүрүш билән бир вақитта йәнә шу милләтниң азаби билән йиғисиниму әкс әттүрүши лазим. Өз миллитиниң йиғисини йиғлап, күлкисини күләлмигән әдәбийат китабханлар тәрипидин қобул қилинмайду.
Йазғучи Халидә Исраил бу һекайисидә өзигә хас услуб билән тәклимакан бағридики Уйғур йезилириниң һәқиқий реаллиқини ечип бәргән. Қурғақ муһит, җапалиқ шараит, әсир – әсирләрдин буйан қумлуқ билән болған пүтмәс – түгимәс елишиш, хилвәт, пинһан муһитта дунйа билән болған алақиләрдин айрилип қелиш, диний асарәтниң қаттиқ искәнҗисигә учраш җәрйанида Уйғур деһқанлириниң характеридә башқа хәлқләргә охшимайдиған, тәклимакан муһитиға хас болған, тинимсиз паҗиәләргә йандашқан вә өз характеридин һалқип кетәлмәйдиған алаһидилик шәкилләнгән.
Бу хил алаһидилик қумлуқ роһи (йаки тәклимакан роһи) билән чәмбәрчас гирәлишип кәткән.
Биз йазғучиниң биваситә турмуш тәсвирлиридинла әмәс, һәтта тәбиәт вә мәнзирә тәсвирлиридинму Уйғур деһқанлириниң сап, садда, сөйүмлүк шуниң билән биргә һәр қәдәмдә өз аҗизлиқидин ғалиб келәлмәйдиған роһини һес қилғандәк болимиз. Биз төвәндики қурларни оқуғинимизда өзара гирәлишип кәткән бу икки хил роһиниң бу әсәрдики ипадисиниң тәсиридин зоқлинимиз вә қайил болмай туралмаймиз.
Шундақ, қумлуқ җансиз, һессийатсиз, типтинч, әмма у пүтүн дәрд – әлимини, ғәзәп нәпритини, шадлиқи вә муһәббитини ичигә чоңқур йошурған.
У пәрдаз қилишни билмәйдиған сәһра айаллиридәк садда, безәксиз, көрүмсиз, әмма униң ич – бағри пүтмәс – түгимәс хәзинә …
Демәк, «йилтиз» һекайиси өзгичә услуб билән Уйғур йезилириниң әсли қийапитини җанлиқ, тәсирлик сүрәтләп бәргән. Аптор һекайидә хушаллиқни әмәс, аччиқ көз йашни, типикләштүрүлгән муһитни әмәс, бәлки сидам турмушни тәсвирләйду, шу арқилиқ гойа үгдәп йатқан тәклимакан барханлиридәк җимлиққа көнүккән, шүкри – қанаәткә өгәткән, шавқунлуқ турмушқа, гүзәл кәлгүсигә вә дунйави өзгиришләргә пәрвасиз, шуниңдәк роһий буруқтурмилиққа мәһкум болған деһқанлиримиз үстидә қайта ойлинишқа чақириду.
«Һаңгирт» көли йазғучиниң 1990- йили елан қилған йәнә бир бөсүш характерлик һекайиси һесаблиниду.
Һекайә һаңгирт көлидики гойа гүзәл бир ривайәткә охшап кетидиған икки сәбий балиниң сеһирлик һекайисидин башлинип, тәдриҗий һалда реал турмушқа қайтиду. Балилиқ чағлирида һаңгирт көлидә биллә суға чөмүлүп гойа шох қумчақлардәк пилтиңлап ойнап қәлбидә мәңгү унтулмас гүзәл балилиқ хатириләрни қалдурған бу икки бала турмуш рәһимсизлики түпәйлидин бир – биридин айрилип кетиду. Бирақ, уларниң қәлбидики хатирә гойа һаңгирт көлиниң тиниқ сүйигә охшаш мәңгү сақлинип қалиду. Аридин узақ йиллар өткәндин кейин улар тасадипий учришип қалиду вә балилиқ чағлиридики һессийат бирдинла муһәббәткә айлиниду. Зөһрә үчүн һаңгирт көлидики гүзәл һайат қайтидин башлиниду. Муһәббәт уни азаблиқ, әмма шерин туйғуларға әсир қилиду … бирақ тәлпүнүш ичидики гүзәл һайат узаққа бармайду. Кишилик турмуштики йеңи паҗиәләр, трагедийилик тоқунушлар униң сап муһәббитини қандақ ойғатқан болса шу пети һаңгирт көлиниң сүйигә дәпнә қиливетиду.
Зөһрә ахир тәқдиргә бойсунуп, өзи йахши көрмәйдиған йәнә бир әргә йатлиқ болиду. Шундақтиму у йәнила вуҗудидики кичиккинә үмид билән тиришип тирмишиду. Муһәббәттин су ичмигән көңлини кәсипкә беғишлайду. Кәсиптин өзигә тәсәлли издәйду. Бирақ, арқа – арқидин келиватқан зәрбиләр, турмуштики соғуқчилиқлар униң ахирқи тиришчанлиқлириниму хоритишқа башлайду. Дәл мушундақ күнләрниң биридә у өз өйидә тунҗи сөйгән кишиси йүсүпни көриду вә қайтидин роһий изтирап ичигә чөкүп қалиду. Өзини чирмап турған роһий кишәнләрдин ваз кечиш керәкму? Шундақ, у қолдин кәткән бәхти вә муһәббити үчүн һәммидин ваз кечиш қарариға келиду, у өз характеридин ғалиб келиду вә бу аилини ташлап кетиду, гәрчә зөһрәниң әң ахирқи тәқдири трагедийигә айланған болсиму, лекин муһәббәтлик вуҗудиниң исйанкарлиқини ипадә қилиду.
Һекайидики пүткүл байанлар бизгә бир хил чинлиқ туйғуси бериду. Болупму персонажлар характеридики турақсизлиқ, мурәккәплик вә зиддийәтлик амиллар әсәрниң бәдиий чинлиқини намайан қилишта күчлүк рол ойнайду. Биз әсәрдики үч персонажниң һәммисигә нәзәр салсақ, улардики охшаш болмиған мурәккәпликләрни байқаймиз. Йүсүп билән әхмәттин ибарәт бу икки образниң қайсисини йахши көрүп, қайсисиға нәпрәтлинишимизни биләлмәймиз, уларға башта һесдашлиқ қилсақ, ахириға берип нәпрәтлинимиз, йазғучи наһайити устилиқ билән персонаж йаритиштики әнәниви қелипни бузуп ташлап, өз персонажлири йүсүп билән әхмәтниң өз характеридин һалқип кетәлмәйдиған тәрәплирини көрситип бәргән.
Зөһрә һекайидики баш персонаждур. Униң пүткүл характери муһәббәт, үмид, паҗиә ичидә хушаллиқ билән азаб өзара гирәлишип кәткән муһитта йаритилиду. Йазғучи инсан характериниң зиддийәтлик, турақсиз вә қелипқа чүшмәйдиған тәрәплирини йуқири бәдиий маһарәт билән зөһрә образини йаритишқа сәрп қилиду.
Болупму зөһрәниң психик характерини вә роһий давалғушлирини инчикилик билән йорутушқа әһмийәт бериду һәм униң роһийитидики кичиккинә өзгиришләрниму нәзәрдин сақит қилмайду, зөһрә узун муддәтлик роһий буруқтурмилиқтин кейин, чөчүп ойғинип өз характери үстидин ғалиб келиду, аилә, җәмийәт, әхлақ вә қаидә – йосун қатарлиқ рамкиларни бирақла ирғитип ташливетип, муһәббәткә еришиш йолини талливалиду. Шуңа, зөһрәниң паҗиәгә вә трагедийигә йолуққан ахирқи тәқдирини оқуғинимизда, униңға болған һесдашлиқимиз һәссиләп ашиду … у сап муһәббәткә еришәлмәйду, үсти – үстиләп оңушсизлиққа дуч келиду. Лекин, у бир инсан бәһримән болушқа тегишлик сап муһәббәткә еришиш үчүн тинимсиз уруниду, исйанкарлиқ роһини ипадә қилиду.
Халидә Исраилниң йүксәк бәдиий маһарити «қумлуқниң чүши» намлиқ повестида техиму гәвдилик ипадиләнгән, «қумлуқниң чүши» йазғучиниң йүксәк бәдиий мувәппәқийити вә иҗадийитиниң йуқири пәллиси сүпитидә китабханлар тәрипидин қизғин алқишланди вә сөйүп оқулди.
Һәммигә мәлумки, реализмлиқ роһ нәччә миң йиллардин буйан Уйғур әдәбийатидики асасий еқим болуп кәлди, гәрчә бу хил әһвал классик әдәбийатимизда һазирқи заман әдәбийатимиздикидәк рошән көрүлмисиму, лекин йошурун вә васитилик ипадиләнди. Мана мушундақ роһ Халидә Исраилниң қәлими астида һәвзихандин ибарәт «қан вә гөши» бар образда йүксәкликкә көтүрүлди.
Повестниң башлинишидин тартип ахирлашқичә болған җәрйан гойа бир гүзәл ривайәткә йаки ақ чачлиқ момайларниң ағзидин чиқип сәбий балиларниң қәлбигә қуйулуватқан сеһирлик чөчәккә охшайду, бирақ биз әсәрниң тәрәққийатидин һечқандақ ғәлитилик, бимәнилик вә сахтилиқ һес қилмаймиз.
Дәрвәқә, «қумлуқниң чүши» повести хәлқимиз ичидә тарқилип келиватқан һәвзихан ривайитигә асасән йезилған, бирақ аптор әсәрни йезиш җәрйанида бу ривайәткә көп күч сәрп қилип, қайта – қайта пишшиқлап ишлигән вә бәдиий йүксәкликкә көтүргән. Ривайәтләрдики уқумлашқан вә қелиплашқан һәвзихан образини җанлиқ, ишинәрлик вә китабханларниң бәдиий һәзими көтүргүдәк дәриҗидә йорутуп бәргән.
Әсәр башлиниши биләнла бизниң көз алдимизда йалтирап турған қум барханлири ичигә оралған хилвәт йезиниң гүзәл мәнзириси намайан болиду, аптор аҗайип сипта, назук вә аддий тәсвирләр арқилиқ тәклимакан қойнидики бу бостанлиқниң қийапитини худди кино лентисидәк көз алдимизға кәлтүриду, шуңа биз әсәр оқуватқинимизда гойа йеқимлиқ бир музика аңлаватқандәк йаки шеир оқуватқандәк бир туйғуға келип қалимиз.
Әсәрдики зиддийәт – тоқунушларниң өткүрлүки персонажлар характериниң мурәккәплики, трагедийә түсиниң қойуқлуқи мәзкур повестниң естетик қиммитини зор дәриҗидә ашуриду. Әсәрниң башлиниши билән ахирлишиши трагедийилик бир җәрйанни шәкилләндүргән болуп, биздә мәңгү унтулғусиз тәсират қалдуриду:
Аста – аста һөснигә толуп, бойиға йәткән һәвзихан гүзәл вә тимтас бағ ичидә бир йат әркиши тәрипидин дәпсәндә қилиниду, буниң билән униң йүрикидә мәңгү сақаймас җараһәт қалиду, бирақ күнләр өткәнсери униң йүрикидики бу җараһәт йашлиқ учқунлири билән көмүп ташлиниду. Униң һайатиға йеңи бир киши бөсүп кириду, һәқиқий вапарлиққа вә пак муһәббәткә интилип келиватқан һәвзихан келишкән, вуҗудида әрләргә хас җасарәт вә күч – қуввәт урғуп турған абдуллани йахши көрүп қалиду. Абдулламу һәвзиханниң көйүк отида талай азабларни чекиду. Ақивәт улар мурадиғиму йетиду, лекин бундақ бәхтлик күнләр узаққа бармайду, абдулла бирдинла һәвзиханниң җанҗигәр дости һәмраханни йахши көрүп қалиду – дә, вуҗудида вапасизлиқ, асийлиқ вә рәһимсизликниң борини қутрашқа башлайду.Л узундин буйан вападарлиққа вә чин муһәббәткә пүткүл вуҗуди билән тәлпүнүп кәлгән һәвзихан абдулларниң асийлиқи нәтиҗисидә йүрики ләхтә – ләхтә қанға толиду, күндашлиқ вә рәшик оти униң роһий дунйасини митидәк ғаҗап, әсәбийлик вә ғалҗирлиқ дәриҗисигә елип бариду, нәтиҗидә у кичикидин биллә ойнап чоң болған җанҗигәр дости һәмраханниң қатилиға айлинип қалиду, қараңғу зинданға солинип, өлүмгә һөкүм қилинған һәвзихан әнә ашу дәқиқиләрдә йәнила дости һәмраханни йад етиду вә өз қилмишидин өкүниду.
Демәк, муһәббәт билән трагедийә ичидә долқунсиман тәрәққий қилған әсәр – сйужити китабханларға чинлиқ туйғуси берәләйдиған, һәзими көтүрәләйдиған дәриҗидә сүрәтлиниду, йәнә бир тәрәптин, һәқиқий персонажлар образи йаритилиду.
Биз әсәрдики үч асасий персонажниң һечқайсисидин йасалмилиқ вә шәкилвазлиқ туйғуси һес қилмаймиз, йазғучиниң астида персонажлар образидики қелипбазлиқ бузуп ташлиниду, мәйли һәвзихан болсун йаки абдулла болсун, мурәккәпликкә игә образлардур.
Әсәрниң бешидин тартипла биз һәвзиханниң роһий дунйасидики мурәккәп тәрәпләрни һес қилимиз. У шунчә ақ көңүл, сап вә һәққанийәт туйғусиға игә бир вападар айал болушиға қаримай, йәнә пүткүл айалларға хас болған һессийатчанлиқ, күндашлиқ қатарлиқ роһий амилларғиму игә айал, муһәббәт айалларниң көзини қариғу қилип қойиду, күндашлиқ гойа бир йалқунға охшаш уларни әсәбийлик дәриҗисигә елип бариду.
Демәк, һәвзиханму һава анимиздин тартип йәр шариға муһәббәт вә мулайимлиқ беғишлаватқан сансизлиған айалларға охшашла өз характериниң чәклимиликлиридин һалқип чиқип кетәлмәйдиған образдур. Шуңа, биз һәвзиханниң күндашлиқ түпәйлидин дости һәмраханға пичақ салғинини көргинимиздә, униңға нәпрәтлинишниң орниға һесдашлиқ қилимиз, йазғучи әсәрдә инсан характериниң рамкиға чүшмәйдиған, қелипқа селинмайдиған көп қирлиқ, турақсиз алаһидиликлирини һәвзихан билән абдулла образини йаритишта ипадә қилған. Шуңа, биз һәвзихан образини мукәммәлләшкән вә тәгкили болмайдиған илаһ йаки мәбуд сүпитидә әмәс, бәлки вуҗуди ойғақ, оң мүрисидә пәриштә, сол мүрисидә шәйтан қарап турған, томурлирида иссиқ қанлар ғуйулдаватқан һәқиқий адәм сүпитидә һес қилимиз. Йазғучиниң бәдиий мувәппәқийитиму дәл мушу йәрдидур.
Униңдин башқа Халидә Исраилниң йеқинқи йиллардин буйан елан қилған иҗтимаий әхлақ вә муһәббәт темилириға беғишланған бир қисим әсәрлириму бизниң диққитимизни өзигә тартиду. Болупму «рәңдар қуйун», «орбита», «баһарда йағқан қар», «у көзләр» қатарлиқ әсәрлири шу җүмлидиндур, йазғучи бу әсәрлиридә җәмийитимиз дуч келиватқан бир қисим реал мәсилиләрни, миллитимизниң вуҗудида бих сүргән кесәлликләрни җанлиқ персонажлар образи арқилиқ ечип ташлиған вә китабханларни ойға салған. Болупму «рәңдар қуйун»ниң бу җәһәттики бәдиий мувәппәқийити кишини қайил қилиду.
Хуласә қилғанда, йазғучи Халидә Исраилниң әдәбий иҗадийитидики муһим алаһидиликләрдин төвәндики нуқтиларни көрситиш мумкин:
Биринчи, персонажлар образини йаритишта әнәниви қелипларни бузуп ташлап, инсан характериниң рамкиға чүшмәйдиған, турақсиз, өзгиришчан, мурәккәп, тинчсиз вә көп қирлиқ һаләтлирини ечип бәрди. Униң тунҗи һекайиси «еһ, һайат»тики гүлчеһрә образидин тартип, «һаңгрт көли»дики зөһрә, йүсүп вә әхмәтләр: «қумлуқниң чүши»дики һәвзихан, абдулла вә һәмраханлар, «рәңдар қуйун» дики айшәм билән һамидларниң образиға қәдәр һәммиси гөши вә устихини бар персонажлардур, биз бу персонажлардин аддийлиқ ичидики мурәккәпликни, омумийлиқ ичидики хаслиқни, психик һалитидики тохтавсиз өзгиришләрни һес қилимиз. _
Иккинчи, тәбиәт йаки мәнзирә тәсвири билән персонажларниң роһий һалитини өзара гирәләштүрүветиду йаки тәбиәт билән инсанни биргәвдә қилип йуғуруп ташлайду. Биз дунйа әдәбийат тарихидики һәрқандақ бир мәшһур әсәрни оқуғинимизда, униңдики интайин назук вә инчикә болған роһий һаләт тәсвирини байқаймиз. Мәсилән, һемиңвайниң «бовай вә деңиз» намлиқ мәшһур әсиридә кишини һәйран қалдурғудәк вәқәлик йоқ, бирақ аптор белиқчи бовайниң деңиздики бир кечилик паалийити давамида инсан билән тәбиәт (деңиз) оттурисидики һәм бир – бири билән тинимсиз күрәш қилидиған һәм бир – биригә бағлинидиған ички мунасивәтни ечип бериду. Белиқчи бовайниң характери деңиз тәсвири ичидә тәдриҗий ашкарилиниду. Халидә Исраилниң әсәрлиридиму мана мушундақ өзгичә маһарәт өз ипадисини тапқан. Мәсилән, «һаңгирт көли»дә әсәр башлиниши биләнла гойа бир йеқимлиқ музикидәк сүрәтләнгән көл тәсвири бизни чәксиз һайаҗанға салиду, биз зөһрәниң һессийатидики давалғушлар билән һаңгирт көлиниң қаттиқ йамғурдики чайқилишлириниң өзара гирәлишип кәткәнликини, тәбиәтниң һәрбир тиниқида инсан һессийатиниң әкс етиватқанлиқини байқаймиз, униңдин башқа «қумлуқниң чүши» повестидики һәвзиханниң мурәккәп һессийати билән чәксиз қумлуқ тәсвиридики өзара бағлиниш, «рәңдар қуйун»дики чүшниң тәкрарлиниши; «баһарда йағқан қар»дики әкбәрниң шамалда қепқалған һалити вә қилған хийаллири дәл бу хил бәдиий маһарәтниң йарқин ипадилиридур.
Үчинчи, һазирқи заман әдәбийатидики әпсаниви түс билән ривайәт услубиға қайтиштин ибарәт йеңи йүзлиниш Халидә Исраил әсәрлиридә рошән ипадиләнгән
»Қумлуқниң чүши» повести бизгә бир гүзәл ривайәтни әслитиду. Демисиму бу әсәрниң қурулмиси хәлқ арисида тарқилип йүргән һәвзихан ривайитидин өрнәк алған болуп, һазирқи заман кишилириниң мурәккәп роһий дунйасини йорутуп бериштә муһим детал болиду, аптор хәлқимиз арисидики бәзи удум вә етиқад түсини алған сөз – җүмлиләр вә қарашлар билән һәвзихан паҗиәсидин алдин бешарәт бериду, һәвзиханниң аниси қизиниң чечиниң үстигә қайрилип қалғанлиқини көрүп: «чечиниң учи үстигә қарайдиған қиз бәхтсиз болиду» дәйду, әма палчиму һәвзиханға: «исит, секиләк күндаштин өлидикән» дәйду, дегәндәк бу бешарәтләр ахир берип реаллиққа айлиниду, биз буниңдин йазғучиниң бәдиий сәзгүрликини чүшинәләймиз.
Төтинчи, Халидә Исраил өз әсәрлиридә илгири сүрмәкчи болған пикрини уҗур – буҗириғичә йезип һәммини толуқи билән китабханға тапшуруп бәрмәстин, бәлки китабханларға йеңиваштин ойлиниш вә қайта иҗад қилиш пурсити қалдуриду, шуңиму нурғун китабханлар вә обзорчилар Халидә Исраил әсәрлириниң рәңдарлиқи униң қәлиминиң «бехил» лиқида дәйду, әдәбийатимизда барлиққа кәлгән нурғун әсәрләрни оқусақ, бешини көрүпла апторниң немә демәкчи болғанлиқини һес қилип болимиз, бундақ «тәййар аш» сүпитидики әсәрләр есимиздин тезла көтүрүлүп кетиду, бирақ биз Халидә Исраил әсәрлирини оқуп болғандин кейин наһайити узаққичә әсәрдики персонажлар билән биллә, хушал болимиз һәм азаблинимиз, һайаҗан ичидә хийал сүримиз … мана бу апторниң китабханларға қалдурған ойлиниш пурсити вә чәксиз естетик үнмидур.
Бәшинчи, Халидә Исраил әсәрлириниң көпинчиси паҗиә билән суғурулған, трагедийилик тоқунуш вә зиддийәтләр билән толған.
Мәлумки, трагедийилик гүзәллик – гүзәлликниң бир хил йуқири шәкли, дунйа әдәбийат тарихида қәдимки йунан трагедийилиридин тартип һазирқи мудернизим әдәбийатиға қәдәр трагедийә пуриқи қойуқ әсәрләр изчил алқишлинип кәлди, инсанларниң өзиму тохтавсиз тәкрарлинип турған трагедийиләр ичидә өз – өзини раваҗландуруп вә мукәммәлләштүрүп барди, Уйғур әдәбийатида трагедик әсәрләр көп йезилған болсиму, лекин һәқиқий сәнәт қиммитигә игә трагедийилик әсәрләр көп әмәс. Халидә Исраил бир айалға хас сәзгүр көз билән иҗтимаий турмуштики трагедик зиддийәтләрни чоңқур көзәткән, болупму айаллар дуч келиватқан нурғун иҗтимаий паҗиәләрни бәдиий йүксәкликкә көтүрүп, маһирлиқ билән сүрәтләп бәргән, шуңа униң әсәрлиридики һәвзихан образиға охшаш бәдиий образларниң биздә қалдурған тәсирати узаққичә тарқалмайду. Бизгә йиға билән йандашқан муң, шерин азаб, ички изтирап вә паҗиә билән суғурулған шадлиқ бәхш етиду.












