Мәмтимин Һошур

Мәмтимин Һошур

Мәмтиин һошур – Уйғур һазирқи заман әдәбийатидики көзгә көрүнгән вә муһим орунни игилигән йазғучилардин биридур. У асаслиқи проза саһәсидә муһим әсәрләрни вуҗудқа кәлтүрүп, Уйғур һазирқи заман әдәбийатиниң тәрәққийатида бәлгилик төһпә қошқан. У һазир җуңго йазғучилар җәмийитинң әзаси.

Қисқичә һайати
Йазғучи Мәмтимин Һошур 1944-йили ғулҗа шәһиридә туғулған. 1962-Йили ғулҗа шәһәрлик 3-оттура мәктәпни, 1967-йили шинҗаң университетиниң тил-әдәбийат факолтетини пүттүргән. 1968-Йилидин 1972-йилиғичә ғулҗа шәһәрлик бағвәнчилик мәйданида қайта тәрбийидә болған, 1972-йилидин 1975-йилиғичә ғулҗа шәһири кепәкйүзи йезисида хәлқ ишлири кадири, 1975-йилидин 1979-йилиғичә ғулҗа шәһәрлик шәһәр қурулуши идарисидә тәшвиқат кадири қатарлиқ хизмәтләрни ишлигән.

Йазғучилиқ һайати
Мәмтимин Һошур 1979-йилидин 1995-йилиғичә «или дәрйаси» жорнилида муһәррир, баш муһәррир, или областлиқ йазғучилар җәмийитиниң кәспий йазғучиси вә муавин рәис қатарлиқ вәзипиләрни өтигән.

1995-Йилидин 2006-йилиғичә шинҗаң Уйғур аптоном районлуқ йазғучилар җәмийитиниң рәиси болған.

У һазир җуңго йазғучилар җәмийитиниң һәйәт әзаси, йазғучиниң «алма» намлиқ тунҗи һекайиси 1965-йили «шинҗаң гезити» дә елан қилинған. 1978-Йилидин һазирғичә мәмликәт ичидики һәрхил мәтбуатларда 120 парчидин артуқ һекайә, повест, әслимә вә әдәбийат, тарихқа аит илмий мақалилири, «қум басқан шәһәр» намлиқ романи елан қилинди һәмдә асаслиқ һекайилириниң һәммиси дегүдәк хәнзучиға тәрҗимә қилинип елан қилинған.

«Савақдашлар» намлиқ повестлар топлими өзбек тилиға, «айхан» намлиқ һекайиләр топлими қазақ тилиға, «ит етиш», «гөркар» намлиқ һекайилири қирғиз тилиға тәрҗимә қилинип қазақистан, өзбекистан қатарлиқ әлләрдә нәшр қилинған (мәнбә- Мәмтимин Һошурниң «қум басқан шәһәр» намлиқ роман).

Китаблири вә әсәрлири
Униң һазирғичә нәшрдин чиққан китаблири:

«Нәй авази» – (һекайиләр топлими, шинҗаң хәлқ нәшрийати)
«Кона – йеңи ишлар» – (һекайиләр топлими, Милләтләр Нәшрийати)
«Салам, һисам ака» – (повестлар топлими, шинҗаң йашлар – өсмүрләр нәшрийати)
«Бу чүш әмәс» – (һекайиләр топлими, шинҗаң хәлқ нәшрийати)
«Нозугүм» – (повест, моңғул тилида, шинҗаң хәлқ нәшрийати)
«Йиллар шундақ өткән» – (биографийилик қиссә, шинҗаң хәлқ нәшрийати)
«Өлүккә хәт» – (һекайиләр топлими, қәшқәр Уйғур нәшрийати)
«Он икки муқамниң или варийанти» – (илмий әсәр, шинҗаң хәлқ нәшрийати)
«Айхан» – (һекайиләр топлими, қазақ тилида, шинҗаң хәлқ нәшрийати)
Шинҗаң хәлқ нәшрийати йәнә униң һекайә, повестлиридин таллап «Мәмтимин Һошур талланма әсәрлири <1>, <2>, <3>» дин ибарәт үч китабни нәшр қилди. Йеқинда йәнә униң «қирлиқ истакан» хәнзу тилида (йашлар – өсмүрләр нәшрийати) , «от кәткән дәрйа»(хәлқ нәшрийати) қатарлиқ һекайә топламлири елан қилинди. Бир қисим һекайә вә повест топламлири мәмликәтлик вә аптоном район даирисидики һәрхил мукапатларға еришти.

2006-Йили 6-айда униң «или хәлқ нахшилириниң тарихий байани» намлиқ китаби Милләтләр Нәшрийати тәрипидин нәшр қилинди.


«Тарим» пәрвишидики Мәмтимин Һошур
Абдурешит осман
(Ғулҗа шәһәрлик 3-оттура мәктәп)

Йиллар немә дегән тез өтиду, мана қараң, «тарим» жорнили 1950-йили нәшир қилинип, кәң оқурмәнләрниң қәлб бостанини суғирип келватқиниға һәш-пәш дегүчә 66 йил болупту. 66 Йил қаримаққа бирдәмлик кәчмиш шамал йаки санимаққа аддий сан болғини билән, у өз бешидин 66 баһар, 66 йаз, 66 күз, 66 қишниң аҗайип кәчмишлирини бирму бир өткүзүп, турмуш һекмәтлирини сәнәт йүксәкликигә көтүрүп, бәдиий камалити билән әл-авамни сөйүндүруп кәлгән 66 йилдур.

«Тарим» жорнилидин ибарәт бу зәмзәм булақ 66 йилдин бери пәқәт сәккиз йилла соғулуп қалғанни һесабқа алмиғанда («тарим» жорнили «мәдәнийәт зор инқилаби» ниң тәсири билән 1966-йиллиқ 4-сандин нәшир қилиништин тохтап қилип, 1974-йили 1-сандин башлап қайта нәшир қилинишқа башлиған) бир қетимму соғулуп бақмиди. Бәлки бу булақниң сүйи аққансери техиму улғийип, техиму мәвҗ уруп, өз қойнини-бағрини техиму йашартип, бәәйни гүл-чечәккә пүркәнгән бағу-бостанлиққа айланди. Шундақ «тарим» жорнили 2016-йили нәқ 66 йашқа кирди, биз униң 66 йиллиқ сәһиписни бирму бир варақлап бақсақ, униң үнчә-мәрвайит билән лиқ толған тәктигә йәниму терән шуңғуп бақсақ, униң гүл-чечәкләргә пүргәнгән бағу-бостанлирини қанғичә сәйлә қилип бақсақ, униң тәкти-әсраридин «һәммә гүлләр тәкши ечилиш, һәммә еқимлар бәс-бәстә сайраш» тәк партийиниң әдәбийат –сәнәт фаңҗенида баштин-ахир чиң турғанлиқидәк һәқиқәтни байқаймиз.

«Тарим» жорнили аптоном районимиздики әдәбий жорналлар ичидики бир «ана» жорнал. Бу«ана» әйни йиллардики нурғун әдәбийат һерисмәнлириниң әдәбий иҗадийәт бөшүки болған. «Тарим» жорнилидин ибарәт бу җапакәш, ақкөңүл, қәйсәр«ана» нурғун талант игилирини өзиниң иллиқ қойнида йениккинә әлләйләп, пәпиләп қатарға қошти.
Әйни йилларда «тарим» жорнили Мәмтимин Һошурға охшаш нурғун әдәбийат һерисмәнлириниң қолдин қолға өткүзүп оқуйдиған бирдинбир оқушлуқи, иҗадийәт бөшүки вә бәйгә мәйдани болғаниди. Бу һәқтә йазғучи Мәмтимин Һошур «тарим» жорнили нәшир қилинғанлиқиниң 40йиллиқиға атап йазған« ‹тарим› бәдиий йетәкчим» намлиқ мақалисида мундақ дәп йазиду: « ‹тарим› жорнилиниң һәр бир йеңи санини қолумға алғинимда, худди бир қәдинас достум, йеқин сөһбәтдишим билән учришип қалғандәк хушал болуп кетимән. ‹Тарим› жорнилиниң зади қайси заманлардин башлап нәшр қилинғанлиқини, бу ‹достум›билән тонушқанлиқимниң қачандин башланғанлиқини әслийәлмәймән. Бу жорнал маңа әзәлдинла мәвҗуттәк билиниду. Мән бу жорналсиз турмушимизни, миллитимизниң омумй мәниви һайатин көз алдимға кәлтүрәлмәймән. Ишқилип, мән есимни тапқандин бери бу жорнални кишләрниң қолида көрәттим. Оттура мәктәпниң босуғисиға қәдәм қойғандин башлап уни мәктәп қираәтханисиниң жорналларни қойидиған тәкчисидин издәйдиған болғанидим. Бу жорнал көп варақдалғачқа, патла петидин чүшүп йеңи вақтидикигә қариғанда көпүп, сәмирип қалғандәк болуп қалатти. Андин қираәтханимизниң тиршчан хизмәтчиси жорналниң йиртилған йәрлирини қаттиқ қәғәздә чаплап, бир қанчә санлирини бир қилип түпләп қойатти. Бу униң оқуғучилириниң көплүкиниң, қәдирликиликиниң бәлгиси иди. Жорнални ечишим биләнла әтрапимдики һәммә немини унтуйттим-дә, униң ичидики шеир, қошақларға мәһлийа болуп, һекайә, чөчәкләрниң вәқәликлири ичигә кирип китәттим. Кейин мәктипимиздә әдәбийат куржуки тәшкилләнди. Куржуктики асаслиқ өгиниш матирийалимизму «тарим» (әйни йиллардики «шинҗаң әдәбийат -сәнити» ) жорнили иди. Мениң бу жорналниң илһами билән йазған дәсләпки шеирлирим «пионерлар гезити» (һазирқи «шинҗаң өсмүрлири» ) гә бесилди. Кейинчә бир икки нәсирий әсирим «шинҗаң гезити» дә елан қилинди. «Тарим» жорнилиға әсәр йаздиған кишләрни мән катта йазғучи, шаирлар дәп биләттим. Немишқидур, уларниң көпинчисини чачлири шалаңлиған, көзигә парқирақ гирвәклик көзәйнәк тақиған. Алдиға сәл еңишип маңидиған, оруқ, егиз бойлуқ адәмләр сийақида көз алдимға кәлтүрәттим. Шуңлашқимикин оқуғучилиқ мәзгилимдә ‹тарим› жорнилиға әсәр әвәтишкә задила җүрәт қилалмайттим.
‹Мәдәнийәт зор инқилаби› мәзгилидә ‹тарим› жорнили бир қанчә йил нәшр қилиништин тохтап қалди. Жорналниң һелиқи тиришчан кутупхана хадимлири билән ихласмән муштирлири чаплап, түпләп қойған кона санлири биздәк һәвәскарларниң техиму қәдирләп, қолдин қолға елип оқуйдиған қиммәтлик оқушлуқи болуп қалди.» («Тарим»жорнили 1990-йиллиқ 9-сан).

Мәмтимин Һошур 1965-йиллири шинҗаң университетида оқуватқан чағлирида « алма »намлиқ тунҗи һекайси «шинҗаң гезити» дә елан қилинған. «Ахирқи синақ», « қизниң қәлби» намлиқ һекайилирини елан қилиш имканйити болмай, йашлар арисида қолйазма һаләттә тарқилип кәткән. 1966-Йили «мәдәнийәт зор инқилаби» башлинип, әдибләрниң бешиға нурғун җапа-мушәққәт, бесим-рийазәт, азаб-күлпәтләр чүшкән. Мәмтимин Һошур «йезиқчилиқ йеқин йолайдиған иш әмәскән!» Дәп қәләмни ташливәткән. 1978-Йилидин кейин вәзийәттә чоң йахшилиниш болған. «Или гезити» ниң Турсун Летип, турсун зеридин, мөмин сәпири, малик кевир қатарлиқ муһәррирлири Мәмтимин Һошурни һекайә йезишқа үндигән, илһам –мәдәт бәргән. Мәмтимин Һошур 1978-йилдин кейин қолға қайтидин қәләм елип « гүлдәстә» намлиқ бир һекайә йазған. Бу һекайә «или гезити» дә елан қилинған. Хәнзучиға тәрҗимә қилинған. «Шинҗаң гезити» дә қайта бесилған. Мәмтимин Һошур бу һекайиниң илһами билән «җәңчи», «йол»,« нәй авази», «оқутқучи», « җухар гүли», « үч түп көчәт», «устам», « икки парчә хәт» ,… қатарлиқ һекайиләрни йазған.

1978-Йили кәчкүздә или вилайити ғулҗа шәһридә әдәбий иҗадийәт йиғини ачқан. Бу йиғинға «тарим» жорнили тәһррир бөлүмидин Қаһар Җелил алайтән кәлгән. Шу чағда «тарим» жорнили тәһррир бөлүминиң мәсули муһәммәт шавдун Қаһар Җелил ғулҗиға меңишниң алдида Мәмтимин Һошурниң әдәбий иҗадийәт әһвалини сүрүштуруп беқишини, әгәр Мәмтимин Һошур халиса ишчи-деһқан-әскәр аптур қатарида «тарим» жорнили тәһррир бөлүмигә килип бир нәччә ай ишләш тәклипини йәткүзүп қойушни таплиған. Бу һәқтә төһпикар жорналисит, әдиб муһәммәт шавдун « мән вә или аптурлири» намлиқ мақалисидә мундақ дәйду:

– «…. Шундақ күнләрниң биридә йолдаш Қаһар Җелилни ғулҗиға камандурупкиға әвәтидиған болдуқ. Әйни чағда‹ алма› дегән һекайини йезип әвәткән Мәмтимин Һошур бирдинбир һекайә йазған истудент болғачқа, униң һекайисиниң нами билән өзиниң исми есимдә қалғаникән. Бир күни бирсиниң өйидә ғулҗидин кәлгән бир әдәбийат һәвәскари билән параңлишип қелип: --«мәдәнийәт зор инқилаби» башлиништин бир йил илгири шинҗаң унверситетида оқуйдиған Мәмтимин Һошур дегән бир ғулҗилиқ бала «алма» дәп бир һекайә йазғаникән.Шу һекайидин қариғанда, униң қәлимидин үмид бар иди. Пат-пат шу балини әсләймән. У бармиду? Болса нәдиду? -Дедим. Һелиқи киши уни билдиғанлиқи, ғулҗа шәһәрлик шәһәр мәмурийити қурулуш идарисидә ишләйдиғанлиқини ейтти. Мән бу күтүлмигән учурни аңлап хуш болғанидим. Қаһар Җелил ғулҗиға маңидиған чағда униңға вәзипә тапшуруп, ғулҗиға барғандин кейин Мәмтимин Һошурни издәп тепишни, әгәр у халиса, ишчи-деһқан-әскәр аптор қатарида тәһррир бөлүмигә тәклип қилип бир нәччә ай ишлитишни таплидим. Қаһар җилил қайтип келип, Мәмтимин Һошурниң идариси рухсәт қилса өзиниң тәһррир бөлүмгә келишни халайдиғанлиқини ейтти. Мән дәрһал алақә йаздуруп, Мәмтимин Һошурниң идарисигә әвәттим. Узақ өтмәй Мәмтимин Һошур тәһррир бөлүмимизгә кәлди, мән уни нәсирий әсәр тәһррирләшкә орунлаштурдум» («тарим» жорнилиниң 2014-йиллиқ 5-сани, 144-, 145-бәтләр).

Мәмтимин Һошур «тарим» жорнилида елан қилинған тунҗи һекайиси «оқутқучи» ниң қандақ елан қилинғанлиқи, «тарим» жорнили тәһррир бөлүмидә қандақ чиниққанлиқи һәққидики ишларни әсләп, « ‹тарим›- бәдиий йетәкчим » намлиқ мақалисидә мундақ дәйду: « … җудунлуқ күнләр өтүп 1978-йилға кәлгәндә, қолумға қайта қәләм елип йазған тунҗи һекайәм- ‹гүлдәстә›‹шинҗаң гезити› дә елан қилинди. Арқидин ‹или гезити› гә ‹җәңчи›, ‹йол›, ‹нәй авази›,… қатарлиқ һекайилирим бесилди. Шу йили кәчкүздә или вилайити ғулҗида иҗадийәт йиғини чақирди. Бу йиғинға ‹тарим› жорнили тәһрир бөлүмидә мәсул болуп ишләватқан йолдаш муһәммәт шавудун Қаһар Җелилға мениң иҗадийә әһвалимни өгинип беқишни таплиғаникән. Қаһар Җелил мән билән тонушуп, «оқутқучи» дегән бир парчә һекайәмни елип кәтти. Бу һекайә «тарим» жорнилида бесилған тунҗи әсирим болуп қалди. Бу худди «тарим»ниң муһәрирлири мени«тарим» жорнилиниң ишикидин өзлири башлап әкирип қойғандәкла иш болди. Һазир ойлисам, жорнал муһәрирлириниң төвәндики аптурларни байқап, йетәкләп меңишиму муһим иш икән » («тарим» жорнили 1990-йиллиқ 9-сан).

Йазғучи Мәмтимин Һошур «тарим» жорнилида «оқутқучи» намлиқ һекайисини елан қилип әдәбий иҗадийәт қизғинлиқи ашқан. Йазғучи Мәмтимин Һошур шундин кейин «тарим» жорнилиниң нопузи йуқири, әсәр таллаштики өлчими қаттиқ дәп тонуп, өзигә йуқири тәләп қойуп, әдәбий иҗадийәттә изчил йуқири өрлиди. Әң йахши йезилған дәп қариған әсәрлирини «тарим» жорнилиға әвәтишкә алдириди. Нәтиҗидә йазғучи Мәмтимин Һошур оқурмәнләр йақтурған йахши әсәрлириниң көпинчисини« тарим» жорнилида елан қилди. Йазғучи Мәмтимин Һошур «тарим» жорнили тәһррир бөлүми өзи ачқан вә «тарим» жорнили тәһррир бөлүми билән һәр қайси йәрлик жорнал тәһррир бөлүмлири берлишип ачқан әдәбий иҗадийәт муһакимә йиғинлириға изчил қатнишип, йазғучи, шаирлар билән тонушуш, турмуш өгиниш, устаз әдибләрниң әдәбий иҗадийәт тәҗрибә, савақлирини өгиниш пурситигә иришти. Нәтиҗидә йазғучи Мәмтимин Һошур тәдириҗи һалда, әдәбий иҗадийәт қошуниниң үмидлик тайанч күчкә айланған, әдәбий иҗадийәткә болған қизиқиш-һәвиси һәссиләп ешип, бүгүнки заман Уйғур әдәбийатимиздики орни тәдириҗи муқимлашқан.

Йазғучи мәмтими һошур 1990-йилларда «тарим» жорнилида арқа-арқидин « бурут маҗраси» (« тарим »жорнили 1991-йиллиқ 1-сан), «қирлиқ истакан» («тарим »жорнили 1991-йиллиқ 8-сан), « мусапирлар қавиқида» (« тарим »жорнили 1991-йиллиқ 4-сан), « алтун чишлиқ ит» (« тарим » жорнили 1993-йиллиқ 10-сан), «өлүккә хәт» («тарим» жорнили 1992-йиллиқ 4-сан), «чар хораз» («тарим» жорнили 1995-йиллиқ 8-сан), «хасийәтлик қар» («тарим» жорнили 1993-йиллиқ 4-,5-сан), «ойғақ туруп көргән чүшләр» («тарим» жорнили 1998-йиллиқ 4-сан , «дап» («тарим» жорнили 1998-йиллиқ 7-сан), «қум басқан шәһәр» (романдин парчә) («тарим» жорнили 1996-йиллиқ 8-сан) қатарлиқ бир түркүм мунәввәр әсәрләрни елан қилип, Уйғур пирозичилиқдики алдинқи қатардики йазғучи дәп тәрипләнди. Мәмликәт ичи вә сиртиғиму бирақла тонулди.

Демәк, йазғучи Мәмтимин Һошур «тарим» жорнили арқилиқ мәшһур йазғучиға айланди. Өз нөвитидә «тарим» жорнили тәһрир бөлүмиму йазғучи Мәмтимин Һошурға вә униң әдәбий иҗадийтигә алаһидә әһмийәт бәрди. 1990-Йили йазғучи Мәмтимин Һошурниң «бу чүш әмәс» намлиқ һекайиси ш у а р тунҗи нөвәтлик «‹тарим› әдәбийат мукапати» ға, 1992-йили «өлүккә хәт» намлиқ һекайиси ш у а р бойичә «‹тарим›әдәбийат мукапати»ға 2001-йили « бурут маҗраси» намлиқ һекайиси ш у а р бойичә «тарим» жорнили қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш паалйитидә «алтун той» мукапатиға еришти.

Йазғучи Мәмтимин Һошур «тарим» жорнилиниң 1997-йиллиқ 1-санидин таки 2006-йиллиқ 4-саниғичә тәһрир һәйити болған. «Тарим» жорнили 1985-йили ш у а р қурулғанлиқиниң 30 йиллиқини тәбрикләш паалийти йүзисидин тәсис қилған «бизниң әдиблиримиз» мәхсус сәһиписидә «шадлиқ беғишлайдиған йол» («тарим» жорнили 1987-йиллиқ 4-сан) дегән мавзуда тонуштурди. Йәнә «тарим» жорнилиниң 2004-йиллиқ 8-сан муқависниң 2-бетидә йазғучи Мәмтимин Һошурниң сүрити берилгән. «Тарим» жорнили қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш паалйитидә йазғучи Мәмтимин Һошур «тарим» ниң бүгүнки тәқдири үчүн баш қатуруш һәммәйләнниң ортақ мәҗбурийити» дегән темида нутуқ сөзлиди. Нутуқ текисти төвндикичә:

– Һөрмәтлик рәһбәрләр, әдиб достлар!
– Биз бүгүн ‹тарим› журнили дунйаға кәлгәнликиниң 50 йиллиқини қутлуқлаш үчүн бу йәргә җәм болдуқ. «Тарим» журнили улуғ җуңхуа хәлқ җумһурийтимиз билән тәң дегүдәк дунйаға көз ечип йерим әсирлик узун мусапини бесип, кәң әдибләрни өз әтрапиға үнүмлүк уйуштуруп, әдәбийат қошунимизни барғансери улғайтип, сотсийалистик қурулуш сепидики һәр саһә аммиға үзлүксиз мәниви озуқларни ата қилип, бүгүнки бу пәллигә йетип кәлди. «Тарим» журнилиниң 50 йиллиқ мусаписи- партийимизниң ‹барчә гүлләр тәкши ечилиш, һәммә еқимлар бәс-бәстә сайраш› фаңҗенида, ‹әдәбийат-сәнәтни хәлқ үчүн, әдиблиримиз үчүн, сотсийализим үчүн хизмәт қилдуруш› тоғра йөнилишидә чиң турған, әдиблиримиз үчүн кәң маһарәт көрстиш мәйдани һазирлап бәргән, йаш күчләр үчүн тәрбийилиниш мәктипи болған, бүгүнки заман Уйғур әдәбий тилиниң шәкиллиниши вә Уйғур әдәбийатиниң бүгүни үчүн пухта асас йаратқан шанлиқ мусапә.

Тарим журнили дунйаға кәлгән әйни йилларда мәмликитимиздә техи йеңи җуңгуниң аз санлиқ милләт тилида чиқидиған әдәбий журналлирини қандақ ишләш, қандақ башқуруш җәһәтләрдә тәййар үлгиләр йоқ иди. ‹Тарим› йол ечип илгириләшкә җүрәт қилған башламчи журнал. У әйни йилларда ачқан ‹қериндаш милләтләр әдәбийати›, ‹дунйа әдәбийати›, ‹хәлқ еғиз әдәбийати›, ‹классик әдәбийаттин парчилар›,… қатарлиқ сәһипилири билән бүгүнки ‹дунйа әдәбийати›, ‹мирас›, ‹шинҗаң сәнити›, ‹булақ›, ‹әдәбий тәрҗимләр› журналлири үчүн асас йаратқан; шундақла партийә 11-нөвәтлик мәркизий комитети 3-омумий йиғинидин кейин арқа-арқидин дунйаға кәлгән һәр қайси йәрлик әдәбий журналлар үчүн журналчилиқта дәсләпки өрнәк болған ана журнал.

Шу узун йилларда‹тарим› журнилида ишлигән җапакәш муһәррирлиримиз, әдиблиримизниң әсәрлири үстидә үнчиқмай, нам-нишан қоғлашмай, әҗир билән төкүп, қанчә җансиз әсәрләргә һайатий күч бәхш әтти, қанчә йаш күчләрни қатарға қатти, қанчә намсиз шәхисләрни һөрмәт сәһнисигә чиқарди. Мән барлиқ әдиблиримизгә вакалитән ‹тарим› журнили үчүн җапалиқ әҗир сиңдүрүп вапат болған муһәррирлиримизни сеғиниш билән әсләймән; ‹тарим› журнилида ишләп дәм елишқа чиққан вә һазирғичә журналда ишләватқан барлиқ пешқәдәм муһәррирлиримиздә алий һөрмәт билдүримән. Шу узун йилларда мунәввәр әдиблиримиз өзиниң қайнақ һессийат, арзу-үмид, әдәбий иҗадийәттики йеңи издинишлирини ‹тарим› ниң сәһиписигә төкүп, қәһриманлиримизниң аҗайип образини, заманимизниң есил картинилирини сизип чиқти. Оқурмәнлиримиз һайат, турмуш тоғрисидики ой-хийаллириға шу әсәрләрдин җаваб тапти; мәниви тәшналиқини ‹тарим› ниң өркәшләп турған еқинидин су ичип қандурди. ‹Тарим› журнилиниң йерим әсиридин буйанқи миллитимизниң мәниви мәдәнйитини толуқлаш җәһәттә қошқан төһписни һечқандақ маддий қиммәт билән өлчигили болмайду.

‹Тарим› журнили бүгүнки ислаһат долқунида нурғун әдәбий журналлар тәң мәвҗут болуп турған шараитта йеңи хирис, йеңи риқабәтләргә дуч кәлди. ‹Тарим› журнилиниң қәләм һәққиниң төвән болуши, журналниң тәһрират орни билән иқтисадий үнүм һасил қилидиған бесип-тарқитиш орниниң икки тәрәптә болуши ислаһаттин илгирики дәвдин қелип қалған бинормал әһвал, бу һазирқи базар игилики шаритида ‹тарим› ниң өз иқтисадиға өзи мәсул болуп мустәқи раваҗлинишиға тамамән пайдисиз. Йерим әсиридин бери миллитимизниң мәнивийитини толуқлап кәлгән ‹тарим› журнилиниң бүгүнки партком вә хәлқ һөкүмитидики алақидар рәһбирий йолдашлар вә аптоном районлуқ әдәбийат-сәнәтчиләр бирләшмиси партгурупписи бу мәсилини мувапиқ һәл қилиш үстидә акитп издәнмәктә. Бүгүн ‹тарим› ниң 50йиллиқ тойиниң мушундақ дағдуғилиқ өткүзүлүши вә бу мәрикигә дөләт, аптоном район рәһбәрлиримизниң шәхсән өзи келип қатнишип ишлиримизға йолйоруқ бериши партийә, һөкүмитимизниң ‹тарим› журнилиға болған ишәнч, үмидини, кәң әдиблиримизгә болған һөрмәт вә ғәмхорлуқини әкис әттүриду. Мән аптоном районлуқ йазғучилар җәмийитигә вакалитән бүгүнки йиғилишқа қәдәм тәшрип қилған Төмүр Давамәт, абләт абдурешит, исмайил тилвалди башлиқ рәһбәрлиримизгә көптин-көп рәһмәт ейтимән.

Әдиблиримизниң ‹тарим› журнилини әң йахши әсәрлири билән қоллишини, ‹тарим› журнилиниң илгирики йахши әнәнилиригә варислиқ қилип, өз әтрапиға күчлүк әдибләр қошунини җәлп қилип, йеңи дәвр, йеңи әсиргә мунасип журнал болушини үмид қилимән».

«Тарим» жорнили тәһрир бөлүми йазғучи Мәмтимин Һошурниң әдәбий иҗадийтигә аит обзор мақалиларни арқа-арқидин елан қилип, йазғучиниң әдәбий иҗадийәт нәтиҗилирини тонуштурушқа, гәвдиләндурушкә изчил әһмийәт берип кәлди. Мәсилән, Әкбәр Қадир, пәрһат җамалларниң«йазғучи Мәмтимин Һошур билән сөһбәт» («тарим» 1993-йиллиқ 10-сан), Абдуреһим Өткүрниң «йазғучи Мәмтимин Һошурға очуқ хәт» («тарим» журнили 1994-йиллиқ 3-сан), абдусалам абдушүкүрниң«Мәмтимин Һошур һекайилириниң байан шәкли вә персонажлириниң ички дунйаси»(«тарим» журнили 1998-йиллиқ 3-сан), әһәд давутниң « Мәмтимин Һошур һекайилириниң бәзи алаһидиликлири»(«тарим» журнили 2000-йиллиқ 4-сан), хәлчәм решитниң «алтун чишлиқ ит» тин туғулған ой-пикирләр» («тарим» 1996-йиллиқ 6-сан), Исмайил Төмүрниң «‹алтун чишлиқ ит›тоғрисида»(«тарим» журнили1996-йиллиқ 6-сан), керимҗан абдуреһимниң «Мәмтимин Һошур чатма һекайичилиқиниң башлиниши» («тарим» журнили 1998-йиллиқ 9-сан), әркин әмәт торканниң «Мәмтимин Һошурниң әдәбий мувәппәқийәтлири вә әсәрлиридики хаһишчанлиқ тоғрисида» («тарим» журнили 2007-йиллиқ 1-сан), пәридә маликниң «Мәмтимин Һошур билән сөһбәт» («тарим» журнили 2002-йиллиқ 3-сан), қасим сидиқниң «чинлиқниң рәһимсиз йүзи»(«тарим» журнили 2013-йиллиқ 6-сан),… намлиқ мақалә-обзорлири бәс-бәстә елан қилинип «Мәмтимин Һошур тәтқиқати» ниң шәкиллинишнигә асас салди.

Мәнбә: «тарим» жорнили 2016-йиллиқ 5-сан

UYGUR.COM