Алим Әһәт, йумшақ детал инженери, уйғурсофт ширкитиниң қурғучиси, шинҗаң университети математика вә система пәнлири иниститутиниң оқутқучиси болуп, у 1973- йили 6- айниң 14- күни шайар наһийәсидә туғулған, 1980- йилидин 1991- йилиғичә шайар наһийәлик 1- башланғуч вә 1- оттура мәктәптә оқуған, 1991- йили 9- айда шинҗаң университети математика факултети һесаблаш математикиси кәспигә қобул қилинған, 1995- йили 7- айда шинҗаң университети математика факолтети һесаблаш математикиси кәспини пүттүргән. 1995- Йили 9- айдин 1996- йили 7- айғичә бейҗиң тәбиий пән вә санаәт пәнлири университетида билим ашурған, 1996- йили 9- айдин башлап һазирғичә шинҗаң университети математика вә система пәнлири иниститутида оқутқучи болуп ишләватиду. У «қоллинишчан математика» кәспидә аспирантлиқ оқуш тарихи, йумшақ детал инженерлиқ кәспидә магистирлиқ унвани (2009), чоң мәлумат вә учур қезишта инженерлиқ кәспкарлиқ салаһийәткә игә. Униң учур техника саһәсидики тәтқиқат йөнилиши тәбиий тилни бир тәрәп қилиш болуп, Уйғур, қазақ, … қатарлиқ тил-йезиққа мунасивәтлик нурғун йумшақ деталларни лайиһәлигән, һәқсиз тарқатқан вә мәһсулатлаштуруп базарға йүзләндүргән. У һазир мәмликәтлик йашлар бирләшмиси IT йашлар бирләшмә достлуқ җәмийитиниң әзаси, шинҗаң Уйғур аптонум районлуқ йашлар бирләшмиси йаш пән-техника хизмәтчилири җәмийитиниң әзаси.

Алим Әһәт
Алим Әһәт, уйғурсофт ширкитиниң қурғучиси вә йумшақ детал иҗадийәтчиси болуп, уйғурларниң йумшақ детал базири үчүн йеңи вә қолайлиқ мәһсулатларни ишләпчиқириш үчүн тиришмақта. У акиси йасин әһәт билән һәмкарлишип 1997- йили 6- айда «компйутер инглиз тили» намлиқ китабини нәшр қилдурған. Шинҗаң университети нәшрийати тәрипидин нәшир қилинған бу китабқа учур техникисиға мунасивәтлик 1000 җүмлә, 3000 ға йеқин сөз-ибарә вә аталғу киргүзүлгән. Шинҗаң университетида компйутер вә математика пәнлиридин дәрс бериду. Қоллинишчан математика кәспидә аспирантлиқ, йумшақ детал инженерлиқ кәспидә магистирлиқ унваниға еришкән болуп, йумшақ детал лайиһәләшни наһайити йахши көриду.
Алим әһәд 17 йешидила компйутер пирограммиси йезишқа башлиған болуп, 25 йилдин артуқ йумшақ детал лайиһәләш тәҗрибисигә игә. У ++C/C қатарлиқ нурғун пирограмма лайиһәләш тиллирини пухта билиду, шундақла өзи қол селип нурғун әмәлий мәһсулатларни лайиһәләп базарға йүзләндүргән. 1998-Йили 6-айниң 14-күни (йәни 24 йешида) «уйғурсофт» ширкитини қуруп һазирғичә давамлаштуруп келиватиду.

Алим Әһәт
Алим Әһәт, 2008-йили 11- айда «иттипақ мәркизий комитети», «санаәт вә учурлаштуруш министирлиқи», «мәмликәтлик йашлар бирләшмиси» қатарлиқ орунлар тәрипидин төтинчи нөвәтлик «җуңго йумшақ детал саһәсидики 10 мунәввәр шәхс» ниң бири болуп тәқдирләнгән. У ғәрбий шималдики бәш өлкә вә аптоном район ичидә мушу шәрәпкә еришкән тунҗи вә бирдинбир киши болуп қалди. Униңдин башқа йәнә 2011- йили 4- айда бейҗиңдики «җуңго иқтисад гезити», «җуңго йашлар гезити» қатарлиқ нопузлуқ ахбарат васитилири тәрипидин «җуңгониң пәхри, 12- нөвәтлик җуңго һазирқи дәврдә йеңилиқ йаратқан 10 мунәввәр шәхс» ниң бири болуп баһаланған. 2012- Йили 12- айда, микрософт Windows қатарлиқ 30 ға йеқин йумшақ деталларни орган тәрәптин Уйғур тилиға тәрҗимә қилип йәрликләштүргән, 6000 ға йеқин компйутер аталғулирини бирликкә кәлтүргән. Алим Әһәт 2015-йили 9-айда теңшүн торида «Алим Әһәт теңшүн дәрсханиси» (alim.ke.qq.com) ни қуруп, пирограмма лайиһәләш тиллириға мунасивәтлик дәрсләрни сөзләп кәлмәктә.

(Шәндуң җинән шәһиридә мукапат тапшуруп елиш мурасими)
2008-Йили 11-айда, иттипақ мәркизий комитети, санаәт вә учурлаштуруш министирлиқи, мәмликәтлик йашлар бирләшмиси тәрипидин төтинчи нөвәтлик «җуңго йумшақ детал саһәсидә 10 мунәввәр йаш»ниң бири болуп баһаланди. «Шинҗаң йашлири» журнили 2009- йиллиқ 1- санида тонуштурулди. Шинҗаң телевизийә истансиси «бүгүнки сөһбәт», «көңүлдики сөз», «пән вә маарип », «мәдәнийәт бостани», «иқтисад көзники»,….Қатарлиқ пирограмма гурупписи Алим Әһәт билән компйутер билимлири тоғрисида нурғун зийарәт вә сөһбәтни елип барди.

(Шинҗаң телевизийә истансиси бүгүнки сөһбәт пирограммисида)
Алим Әһәт, 1991- йили шинҗаң университети математика вә система пәнлири иниститути (әслидики математика факолтети) һесаблаш математикиси кәспигә қобул қилинған. У математика кәспигә аит билимләрни өгәнгәндин сирт йәнә «компйутер қаттиқ вә йумшақ детал техникилири» ни өзликидин өгәнгән. Кейин, программа лайиһиләштә тезла көзгә көрүнүп, 1993-йили 10-айда, шинҗаң университети профессор һошур ислам йетәкчиликидики 863 тәтқиқат гурупписиға киргән һәмдә дөләт вә аптоном район дәриҗилик тәтқиқат түрлиригә қатнашқан. Бу җәрйанда, UDOS уйғурчә мәшғулат системиси, көп тиллиқ йезиқ тәһрирлигүч, уйғурчә тавуш бириктүрүш вә тонуш системиси қатарлиқларға қатнишип, коллектип һәмкарлиқ роһини йетилдүрүп, йумшақ детал ечишта мол тәҗрибә вә әмәлий қол селип ишләш иқтидарини пухта йетилдүргән. 1995- Йили 9- айда, шинҗаң университети тәрипидин бейҗиң тәбиий пән вә санаәт пәнлири университети компйутер қурулуш иниститути (әслидики 9- факолтети) ға компйутер билимлиридин билим ашурушқа әвәтилгән. Оқуш пүттүргәндин кейин, шинҗаң университети математика факолтетиға оқутқучилиққа елип қелинған. 1998- Йили6- айда, үрүмчи қизил байрақ йоли компйутер базирида, шинҗаңда тунҗи болуп уйғурчә, қазақчә вә қирғизчә йумшақ детал ширкити-үрүмчи Уйғур софт компйутер ширкитини қурған.

Алим Әһәт
Алим Әһәтниң йумшақ детал вә башқа саһәләрдики нәтиҗилири
Биринчи: «Уйғур софт әлкатип»
1998-Йили 10-айда, уйғурчә, қазақчә вә қирғизчә TrueType хәт нусхисини йасап, «Уйғур софт әлкатип» (ALKATIP) ни базарға салған. У Windows муһитидики тунҗи уйғурчә, қазақчә вә қирғизчә фонт вә киргүзгүч болуп, шинҗаң учур алмаштуруш саһәсидә йетәкчилик рол ойниған. Униң сетилиш миқдари йилдин-йилға ешип, кәң омумлашқан. Шинҗаң йумшақ детал саһәсидә «уйғурчә йумшақ детал маркиси» ни йаратқан.
Иккинчи: «Уйғур софт луғити»
«Уйғур софт луғити 2005» (хәнзучә-уйғурчә)
«Уйғур софт луғити 2007» (инглизчә-хәнзучә-уйғурчә)
«Уйғур софт луғити 2008» (инглизчә-хәнзучә-уйғурчә вә әрәбчә)
Шинҗаң Уйғур аптоном районлоқ партиком, хәлқ һөкүмитиниң «қош тиллиқ оқутуш хизмитини зор күч билән қоллаш қарари» оттурға чиққандин кейин, шинҗаңниң һәрқайси җайлирида хәнзу тили оқутуши күчәйтилип, қош тиллиқ оқутуш йуқири долқунға көтүрүлди. Райунимиздики аз санлиқ милләт оқуғучилириниң хәнзу тили сәвийисини йуқири көтүрүш аптоном районниң муһим хизмәтлириниң биригә айланди. Мушундақ ғайәт зор йошурун базарда әпчил, толуқ вә мәзмуни йеңи луғәт йумшақ детали ишләш дәврниң җиддий тәққәзасиға айланди.
«Уйғур софт луғити» дә хәнзу тили хәт луғити, сөзлүк луғити вә турақлиқ ибарә луғити қатарлиқлар муҗәссәмләштүрүгән болуп, униңға киргүзүлгән мәзмунлар толуқ, тәпсилий вә әтраплиқ. У илгири- ахир 26 нәпәр хадимниң (2001-йили 4-айдин 2005-йили 4-айғичә) төт йиллиқ әҗир-меһнәт тәригә пүтүп чиққан универсал луғәт болуп, дөләт ичидә мушу саһәдики бошлуқни толдурди.
Үчинчи: «Уйғур софт корректори»
Уйғур софт корректори нөвәттә, дөләт ичидики бирдинбир, қоллинишчанлиқи күчлүк болған кәспий корректорлуқ йумшақ детали. У ахбарат-нәшрийат вә ишхана аптуматлаштуруш саһәсидә қоллинишқа еришип, мақалиниң имла сүпитини йуқири көтүрүпла қалмастин, хаталиқниң алдини алалайду, һәмдә хизмәт үнүмини йуқири көтүрүп, хадимларниң әмгәк сиҗиллиқини төвәнлитиду.
Бир мақалигә адәм арқилиқ корректорлуқ қилғанда 4-5 қетим көрүшкә тоғра келидиған болуп, униңға кетидиған вақитму көп, чиқимму йуқири болғандин сирт йәнә хаталиқтин сақланмақ қийин болуп, нурғун чәклимигә егә. Йуқири үнүмдики имла хаталиқини тепиш вә түзитиш йумшақ деталини тәтқиқ қилиш, адәм арқилиқ корректорлуқ қилғандики чәклимиләрни толуқ һәл қилип, хаталиқлардин сақлинип, хизмәт үнүмини йуқири көтүриду, вақит вә зөрүр болмиған чиқимларни теҗәп бериду.
Мәркизий тәрҗимә идариси, мәркизий Милләтләр Нәшрийати, мәркизий хәлқ радио истаниси, мәркизий милләтләр университети, ш у а р хәлқ һөкүмити, ш у а р йуқири сот, үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси, үрүмчи шәһири һәр қайси районлуқ сот, тәптиш мәһкимиси вә сақчихана, үрүмчи шәһәрлик җ х идариси, бир қисим нәшрийат вә оттура-башланғуч мәктәп, …қатарлиқлар «Уйғур софт әлкатип», «Уйғур софт луғити», «Уйғур софт корректори» қатарлиқларни ишләтмәктә.
Төтинчи: башқа нәтиҗиләр
1. «Компйутер вә турмуш» журнили:
Алим Әһәт ширкәт қурғандин кейин, уйғурларниң аз санлиқ милләт компйутер йумшақ детали базирини ечиш үчүн, алди билән компйутер билимлирини омумлаштурушниң зөрүлүкини, бу җәһәттә чоқум бир журнал болушниң лазимлиқини һес қилди. Униң теришчанлиқи нәтиҗисидә, мәмликәт бойичә аз санлиқ милләтләр ичидики тунҗи компйутер һәвәскарлири журнили-«компйутер дунйаси» нәширдин чиқти. 2002-Йили 10-айда, дөләт ахбарат баш мәһкимиси тәрипидин нами «компйутер вә турмуш» қа өзгәртилип, «дөләт ичидә ашкарә бир туташ тарқитилидиған журнал» қилип тәстиқланди һәмдә үрүмчи шәһәрлик әдәбийат-сәнәтчиләр бирләшмиси«тәңритағ» журнили тәһрир бөлүми тәрипидин давамлиқ чиқирилип кәлди. Нөвәттә, униң тиражи 15 миңға йәтти.
2. Лондонда илмий зийарәт:
2001- Йили 1- айда, әнглийә шәрқий лондун университетиниң профессори майкел. С. Болтер (Michael C Boulter) әпәндиниң тәклипигә бинаән лондунға берип, шәрқий лондун университетида үч айлиқ илмий зийарәттә болуп, униң тәтқиқат темисиға қатнашти. Профессор Michael йазған《Extinction, Evolution and the Endof Man》намлиқ китабта Алим Әһәтниң тәтқиқат нәтиҗилири алаһидә тилға елинди.
3. «2007Һәмкарлиқ» йиғини:
Үрүмчи қарлуқ ширкити, Уйғур иҗадийәт тори, америка алма (җуңго) ширкити қатарлиқлар билән бирликтә, тунҗи нөвәтлик йумшақ детал иҗадийәт (һәмкарлиқ 2007) йиғинини пиланлап, шинҗаң университети чоң залида илмий докилат йиғини өткүзди. «Уйғурчә йумшақ детал ечиш техникси вә базар истиқбали» һәққидә доклат берип, кәң оқуғучиларниң алқишиға еришти.
4. Азсанлиқ милләт алаһидә еһтийаҗлиқ мәһсулатларни ишләпчиқириш нуқта қилинған кархана дөләт «10-бәш йиллиқ пилан» вә «11-бәш йиллиқ пилан» мәзгилидики, аз санлиқ милләт алаһидә еһтийаҗлиқ мәһсулатларни ишләпчиқириш нуқта қилинған кархана шәрипигә еришип кәлмәктә.
Бәшинчи: һәмкарлиқ тәтқиқат түрлири:
1. Бейҗиң дайаң ширкити билән һәмкарлишип ишлигән уйғурчә, қазақчә вә қирғизчә телевизийә йезиқ системиси.
2. Үрүмчи кадирлар идариси унван баһалаш системиси(хәнзучә)
3. Чеңду субей ширкити билән һәмкарлишип ишлигән уйғурчә, қазақчә вә қирғизчә телевизийә йезиқ системиси.
4. Шинҗаң тил-йезиқ комитети, шинҗаң «алтун тил» сода ширкити билән һәмкарлишип ишлигән «Уйғур киши исимлирини хәнзучә киргүзүш системиси»
5. Шинҗаң рүйли ширкити билән һәмкарлишип ишлигән «шинҗаңдики айродромларда ишлитидиған инглизчә, хәнзучә, уйғурчә тавуш бириктүрүш системиси йәни радио аңлитиш йумшақ детали»
6. Җуңго сода-санаәт банкиси билән һәмкарлишип, Уйғур йезиқидики тунҗи ATM системиси.
7. Шинҗаң кечуаң ширкити билән һәмкарлишип, уйғурчә йезиқтики тунҗи рәқәмлик телевизийә қобуллиғуч системиси.
Шинҗаң Уйғур аптонум райони көп милләт вә көп хил мәдәнийәт арилашқан җай. Уйғуртил-йезиқи дөләт ортақ тил-йезиқи билән районимизда бирликтә қоллинилиду. Башқа милләт тил-йезиқи шу милләт аптономийилик орунлирида мәдәнийәт, маарип, пән-техника, ахбарат, нәшрийат саһәлиридә қоллинилиду. Уйғур, қазақ вә қирғиз тил-йезиқида учур бир тәрәп қилиш, шинҗаң Уйғур аптонум райони учур қурулушиниң муһим тәркиби қисими.
Алим Әһәтниң баш лайиһәси вә барлиқ хадимларниң ортақ теришчанлиқи нәтиҗисидә, үрүмчи Уйғур софт компйутер ширкити әлкатип, луғәт, корректори вә оқутуш йумшақ деталлирини ишләп, шинҗаң Уйғур аптоном райониниң уйғурчә, қазақчәвә қирғизчә учурлаштуруш еһтийаҗини қандурди. Асаслиқ мәһсулатлири вә муһим техниклири базар вә һөкүмәт тәрипидин бирдәк етирап қилинип, почта-телеграф, пул-муамилә, електронлуқ һөкүмәт ишлири қатарлиқ саһәләрдә қоллинилип толуқ муәййәнләштүрүлди. Һазир, «Уйғур софт» ширкити шинҗаңда тәсири бар йумшақ детал ширкәтлириниң биригә айланди.












