Раһилә Давут 1966- йили 5- айда үрүмчидә зийалий аилисидә туғулған. 1983- Йили 9- айдин 1987- йили 7- айғичә шинҗаң университетиниң әдәбийат факултетида толуқ курста оқуған. 1987- Йили 9- айдин 1990- йили 7- айғичә шинҗаң университети әдәбийат факултетида хәлқ еғиз әдәбийати кәспи бойичә аспирантлиқта оқуған. 1994-Йили 9- айдин 1995- йили 7- айғичә бейҗиң педагогика университетида билим ашурған. 1995- Йили 9- айдин 1998- йили 7- айғичә бийҗиң педагогика университетида фолклор кәспи бойичә доктор аспирантлиқта оқуған вә «уйғурларниң мазар мәдәнийити үстидә тәтқиқат» намлиқ докторлуқ диссертатсийәсини мувәппәқийәтлик тамамлап, докторлуқ унваниға еришкән. 1998- Йилидин башлап, шинҗаң университети филологийә институтида оқутқучи болуп ишлигән. 1999- Йили дотсентлиқ унваниға еришкән. 2002- Йили фолклор илми бойичә магистир аспирант йетәкчиси салаһийитигә еришкән. 2003- Йилидин 2004- йилиғичә америкиниң пинсилванийә университети фолклор тәтқиқат мәркизи вә индийана университети оттура асийа тәтқиқати факултетида билим ашурған.
Раһилә Давут филологийә институтиниң аспирант вә толуқ курс оқуғучилириға «фолклор һәққидә омумий байан», «җуңго вә чәт әл фолклор тарихи», «хәлқ еғиз әдәбийати һәққидә омумий байан», «фолклор илминиң әмәлий тәкшүрүш усули», «муқамшунаслиқ», «диншунаслиқ», « фолклор темисида мәхсус лексийәләр» қатарлиқ дәрсләрни өткән.
Раһилә Давут 2000- йилидин һазирғичә дөләтлик иҗтимаий пәнләр фонди тәтқиқат түрлиридин «Уйғур әнәнивий мәдәнийитини сақлаш, давамлаштуруш вә сиҗил тәрәққий қилдуруш», «Уйғур ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслирини қоғдаш мәсилиси үстидә тәтқиқат», «хәлқ дастанлирини қоғдашниң конкрет чарә-тәдбирлири үстидә тәтқиқат»; шинҗаң университети тәтқиқат түрлиридин «Уйғур хәлқ муқам мәшрәплири үстидә тәтқиқат», «уйғурларниң мазар мәдәнийити үстидә издиниш» қатарлиқ тәтқиқат түрлирини мәсул болуп тамамлиған. Буниңдин башқа, хәлқаралиқ тәтқиқат түрлиридин «түркий тиллиқ хәлқләр дастанлирини топлаш, рәтләш вә нәшр қилиш», дөләтлик нуқтилиқ тәтқиқат түрлиридин «җуңгодики милләтләр әдәбийатиниң өз-ара мунасивити вә тәсири» қатарлиқ тәтқиқат темилириға қатнашқан. Униң һазирғичә хәнзу йезиқида «Уйғур мазарлири үстидә тәтқиқат», Уйғур йезиқида «Уйғур мазарлири», «дунйа милләтлири» (бирлишип ишлигән) қатарлиқ китаблири нәшр қилинған. Дөләт ичи вә сиртидики нопузлуқ жорналларда 20 дин артуқ мақалиси елан қилинған. Униң «сериқ уйғурларниң шиҗу-хаху дастани үстидә тәтқиқат» намлиқ мақалиси аптоном район бойичә иҗтимаий пәнләр тәтқиқат нәтиҗилирини баһалашта 2- дәриҗилик мукапатқа, «Уйғур мазарлири үстидә тәтқиқат» намлиқ китаби аптоном район бойичә иҗтимаий пәнләр тәтқиқат нәтиҗилирини баһалашта «надир әсәр» мукапатиға вә шинҗаң университетиниң тәтқиқат нәтиҗилирини баһалашта 1- дәриҗилик мукапатқа еришкән.
Раһилә Давут җуңго мәмликәтлик йашлар бирләшмиси, җуңго йашлар пән-техника мутәхәссислири җәмийити, җуңго диншунаслиқ җәмийити, җуңго фолклор җәмийити, җуңго хәлқ әдәбийат-сәнәтчиләр бирләшмиси, җуңго Уйғур тарих-мәдәнийәт тәтқиқат җәмийити қатарлиқ җәмийәтләрниң әзаси.












