Турғун Алмас – 1924- Йили 10- айниң 30- күни қәшқәр конишәһәр наһийиси дөләтбағ йезисиниң тарбоғуз кәнтидә намрат аилидә дунйаға кәлгән.
У 1934- йилидин 1939- йилиғичә, булақсу райони өркәш йеза башланғуч мәктипи билән қәшқәр конишәһәрдики нурбеши башланғуч мәктипидә оқуди. 1939- Йили 9- айдин 1942- йили 8- айғичә, үрүмчидики сабиқ өлкилик педагогика мәктипидә, 1956- йили 6- айдин 1957- йили 6- айғичә, лушүн әдәбийат институтида оқуди.
Дәсләпки һайати вә иҗадийәтлири
Турғун Алмас 40- Йиллардин башлапла рус, франсуз, инглиз классик йазғучилири вә совет йазғучилириниң әсәрлири билән тонушушқа башлиған болуп, униң иҗади паалийитиму ашу йилларда башланған. Турғун Алмасниң иҗадий паалийити шеирийәттин башланған болуп, 1941- йили елан қилған «қайтмаймиз» намлиқ шеири шаир иҗадийитиниң тунҗи мевиси һесаблиниду. Турғун Алмас 1942- Йили 8- айда, сабиқ өлкилик пидагогека мәктипини тамамлиғандин кейин, қарашәһәр наһийисиниң дәнзил йезисидики башланғуч мәктәпкә мудир болди. 1943- Йили гоминдаңчиларниң һәқиқәткә қарши төһмәт билән толуп-ташқан «нутуқ» лириға қарши чиққанлиқи вә йашлар арисида гоминдаң әксийәтчилириниң фашистик диктатурисиға қарши дадил тәшвиқат елип барғанлиқи үчүн, гоминдаң даирилири тәрипидин қолға елинди.
Бу бир мәзгиллик түрмә һайатида у «тутқун», «ғериб момай», «җәмилә», «азадлиқ мәшили», «икки тамчә йаш», «чопан» қатарлиқ шеирларни йезип, өзиниң азадлиққа болған тәшналиқини вә күнләрниң биридә азадлиқ теңиниң атидиғанлиқиға болған күчлүк ишәнчисини ипадилиди. Турғун Алмас 1946- Йилниң бешида қамақтин бошитилғандин кейин, өз йурти қәшқәргә пийадә йетип берип, қәшқәр конишәһәр наһийисидики бирбашланғуч мәктәпниң уқутқучилиқиға миңбир мушәққәттә еришкән. Шаир бу мәзгилдә «тәнлирим йапрақ», «йашлиқим», «ана тупрақ үчүн» қатарлиқ йалқунлуқ инқилабий шеирларни йезип, хәлқ аммисини гоминдаң әксийәтчилиригә қарший күрәш қилишқа чақирди. Униң «тәнлирим йапрақ» намлиқ шеири хәлқ арисида нахша қилип ейтилип, шинҗаңниң һәммә йәрлиригә таралди.
1946- Йиили 6- айниң 15- күни, «11 маддилиқ битим» (гоминдаң даирилири билән үч вилайәт вақитлиқ һөкүмити оттурисида түзүлгән битим) елан қилинғандин кейин, шинҗаң хәлқи (асасән гоминдаң һөкүмранлиқидики йәттә вилайәт хәлқи) ниң һайатида қисқа муддәт өмүр сүргән демократийә, тинчлиқ мәзгили башланди. Турғун Алмас бу вақитта қәшқәрдики оқутқучи йетиштүрүш курсиға мудир, қошумчә қәшқәр дарилмуәллиминниң тәртип мудири болуп тәйинләнди. Бу мәзгилдә шаир өзиниң «үмидлик хийал», «җәнуб садаси», «муңлирим» қатарлиқ шеирлири арқилиқ хәлқни гоминдаң фашистлириниң мустәбит һакимийитини ағдуруп ташлашқа чақирди.
1947- Йили 5- айда, әхматҗан қасими, җаң җиҗуңлар җәнубий шинҗаңни көздин кәчүрүш үчүн қәшқәргә кәлгәндә, Турғун Алмас үч кишидин тәркиб тапқан хәлқ вәкиллири тәркибидә җаң җиҗуң билән сөһбәт өткүзүп, хәлқниң һәққаний мәйданини ипадилиди. Әхмәтҗан қасими қатарлиқлар үрүмчигә қайтқандин кейин, гоминдаң һөкүмранлиқидики районларда ақ террорлуқ йәнә әвҗ алди. Мана шундақ хәтәрлик пәйттә шаир «сатқунға өлүм» намлиқ җәңгивар шеирини йезип, җйаң кәйшини вә униң шинҗаңдики миллий ғалчилирини ашкара думбалиди.
Гоминдаң даирилири 1947- йили 7- айниң 21- күни кечиси, қәшқәр дарилмуәллиминни қоршап, турған алмасни тутқун қилип, сабиқ гоминдаң 42- җүниниң қәшқәр йеңишәһәр наһийисидики һәрбий қамақханисиға қамиди. Гоминдаң сорақчилири шаирни қаттиқ қийин- қистаққа елип, вәһшийләрчә қийнап бойсундурушқа урунған болсиму, лекин уни қилчә тиз пүктүрәлмиди. У солақта йатқан чағлиридиму «гүзилим» қатарлиқ шеирларни йезип, өзиниң инқилабий үмидварлиқи билән сунмас ирадисини намайан қилди.
Җуңго хәлқ азадлиқ урушиниң омумйүзлүк ғәлибигә йүзлиниши, үч вилайәт инқилабий һөкүмитиниң қәтий тәлипи вә хәлқ аммисиниң күчлүк бесими нәтиҗисидә, гоминдаң әксийәтчилири 1949- йили 4- айниң 8- күни шаирни қамақтин бушитишқа мәҗбур булди. Турғун Алмас Шуйили 8- айда ғулҗиға келип таки азадлиққичә «алға» гезитидә тәһрир болуп ишлиди.

Турғун Алмас
1950- Йилидин кийинки һайати вә иҗадийәтлири
Азадлиқтин кейин, 1950- йилидин 1953- йили 7- айғичә, қәшқәр вә үрүмчидә җамаәт хәвпсизлик саһәсидә мәсул хизмәтләрни ишлиди. 1953- Йили 7- айдин 1990- йилиғичә шинҗаң Уйғур аптоном районлуқ әдәбийат- сәнәтчиләр бирләшмисидә тәһрирлик, тәрҗиманлиқ , әдәбий иҗадийәт вә тарих тәтқиқатчиси болуп хизмәт қилди.

Турғун Алмас вә зийа сәмәди әпәндиләр (алдинқи рәт солдин оңға). 1955-Йили бейҗиң.
Турғун Алмас Әдәбий иҗадийәткә киришкәндин буйан, әдәбийатниң һәрқайси жанирлирида нурғунлиған әсәрләрни йазғандин ташқири, уйғурәдәбийати тарихи вә Уйғур тарихиға даир хели көп әсәрләрни йазди. Турғун Алмасниң «тарим шамаллири», «таң сәһәр» намлиқ шеиртопламлири, «қизил байрақ» повести, «пичақ» драмиси нәшрқилинди. Һәмдә «қизил байрақ» намлиқ повисти 1955- йили шинҗаңда өткүзүлгән әдәбий әсәрләрни баһалашта 1- дәриҗилик мукапатқа еришкәндин ташқири хитай, инглиз, рус тиллириға тәрҗимә қилинди. «Пичақ» драмиси «җуңго шиҗүй» нәшрийатида 1958- йили хәнзучә айрим китаб болуп нәшр қилинди.
Турғун Алмас Әдәбийат вә тарих тәтқиқатиға даир 40 парчә илмий мақалә йазди, бу мақалиләр «тарим», «шинҗаң мәдәнийити», «шинҗаң йашлири», «шинҗаң маарипи», «қәшқәр педагогика институти илмий жузнили», «қәшқәр әдәбийати», «миллий йазғучилар» қатарлиқ журналларда елан қилинди. Турғун Алмас хәнзу тил- йезиқини мукәммәл билгәндин ташқири, рус, түрк тиллириниму йахши билиду.

Оңдин солға: Османҗан Савут, долқун йасин, Абдуреһим Өткүр, Турғун Алмас, турди самсақ
Турғун Алмас Һайатида баш тәтқиқатчи, җуңго иҗтимаий пәнләракадемийиси оттура асийа тәтқиқат җәмийитиниң әзаси, җуңго йазғучиларҗәмийитиниң әзаси, шинҗаң Уйғур аптоном районлуқ әдәбийат- сәнәтчиләр бирләшмисиниң һәйәт әзаси, җуңго йазғучилар җәмийити шинҗаң Уйғур аптоном районлуқ шөбисиниң һәйәт әзаси, «қутадғубилиг» илмий тәтқиқат җәмийитиниң һәйәт әзаси қатарлиқ хизмәт вә иҗтимаий вәзипиләрдә болған.
Тарих тәтқиқатлири
Турғун Алмас 1980- Йилидин башлап «һонларниң қисқичәтарихи», «Уйғурлар», «Уйғур идиқут ханлиқи», «түркләр», «Қәдимки уйғурәдәбийати» Қатарлиқ тарихий әсәрләрни йазди. Униң «Һонларниң қисқичә тарихи» Намлиқ әсири германийиниң һамборг шәһиридә немис тилиға тәрҗимә қилинип нәшр қилинған болса, «қәдимки уйғурәдәбийати» намлиқ әсири сәуди әрәбистанда әрәб тилиға тәрҗимә қиилнип нәшр қилинди.

Турғун Алмас
Һайатиниң йеримидин көпрәк қисмини җапалиқ әдәбий иҗадийәт вә илмий тәтқиқат ишлириға беғишлиған бу пешқәдәм тарихчи вә шаир 2001- йили 9- айниң 11- күни кесәл сәвәби билән 77 йешида үрүмчидә вапат болди.
Мәнбә: Турғун Алмас, «Уйғурлар», 1989, Шинҗаң йашлар – өсмүрләр нәшрийати












