Қурбан Мамут

Қурбан Мамут

Төһпикар журналист Қурбан Мамут 1950-йили, кучар наһийәси беһишбағ йеза, бостан кәнтидә туғулған. 1968-Йили наһийәлик 1-оттура мәктәпни пүттүрүп, 1972-йилдин 1976-йилғичә шинҗаң университети әдәбийат факултетида оқуған. 1976-Йилидин 1984-йилғичә шинҗаң хәлқ радийо истансисида мухбир, муһәррир болуп хизмәт қилған, 1985-йилидин башлап «Шинҗаң мәдәнийити» Журнилида мәсул муһәррир, баш муһәррир болуп ишләп 2011-йили  пенсийәгә чиққан.

Қурбан Мамут «Шинҗаң мәдәнийити» Журнилида мәсул хизмәттә болған бу җәрйанда у Уйғур зийалийлири ичидики сәрхил қәләмкәшләрниң Уйғур мәдәнийити, тарихи, сийасий вә иҗтимаий тәрәққийати һәққидики бир йүрүш надир әсәрлирини таллап мәзкур журналда елан қилған.

Журналист Қурбан Мамут ака узақ йиллиқ журналистлиқ һайатида уйғурларниң миллий ойғинишини изчил рәвиштә өз хизмитиниң баш нишани қилип тиклигән. Өзи ишләватқан «Шинҗаң мәдәнийити» Журнили таки шаир бәгмәт йүсүп мәсул муһәррирлик вәзиписини өтигичә болған арилиққичә уйғурлар тоғрулуқ әң йеңи, мол мәзмунлуқ вә йуқири сәвийәлик мақалә-әсәрләр елан қилинидиған миллий мәвҗутлуқ журнилимиз иди. Қурбан Мамут журналға мақалә таллаштин тартип, мақалиләрдики сөз, җүмлә, һәтта имлағичә өзи биваситә қол тиқип ишләйдиған интайидин әстайидил журналист иди.

«Шинҗаң мәдәнийити» – Қош айлиқ универсал әдәбий журнал болуп, Уйғур аптоном районлуқ мәдәнийәт назаритиниң башқурушида нәшр қилиниду, бу журнал 1951- йили «аммиви кулуб» дегән нам билән нәшр қилинишқа башлап, 1980 – йилдин тартип нами һазирқи намға өзгәртилгән вә кейинки йилларда әдәбий әсәрләргә алаһидә орун берип кәлгән. Аз болмиған әдәбий әсәрләр мушу журнал сәһипилири арқилиқ җамаәтчилик билән йүз көрүшкән.


Қурбан Мамут
Қурбан Мамут
Қурбан Мамут
Қурбан Мамут
Қурбан Мамут
Қурбан Мамут
Қурбан Мамут
«Шинҗаң мәдәнийити» журнили
Қурбан Мамут
Қурбан Мамут
Қурбан Мамут
Қурбан Мамут
Қурбан Мамут
Қурбан Мамут
Йалқун Рози, Қурбан Мамут вә Абдуқадир Җалалидин
Йалқун Рози, Қурбан Мамут вә Абдуқадир Җалалидин
Қурбан Мамут
Қурбан Мамут

UYGUR.COM