Абләт Нурдун
Парс илханийә ханлиқиниң баш вәзири, улуғ тарихшунас рәшиддин фәзлуллаһ (1247- 1318-йиллар) ниң баш муһәррирликидә 14- әсирниң башлирида олҗайту ханниң тапшуруқи билән йезилған «җамиут-тәварих» («тарихлар топлими») мәзмуни мол, һәҗми чоң, катта тарихий әсәр. У оттура әсирдики һәрқайси мәмликәтләр вә милләтләр, болупму моңғул вә елимизниң шималидики қәдимки милләтләр тарихини тәтқиқ қилишта мәнбәлик рол ойнайдиған нурғун қиммәтлик материйалларни өз ичигә алған. Алайлуқ, «Уйғур» дегән нам — «уйушмақ», «иттипақлашмақ», «һәмкарлашмақ» дегән мәниләрни билдүриду, дегән мәлумәт тунҗи қетим мушу китабта қәйт қилинған.
«Җамиут тәварих» дунйа тарихи әйни мәзгилдики мәркизи асийадики һәрқайси милләтләр тарихдин башқа, йәнә оң ғәрптики «пәрәңләр» (ғәрбий йаврупалиқлар) дин тартип, әң шәрқтики хәнзуларниң тарихини өз ичигә алған пүткүл дунйаниң тарихи булуши керәк, дегән йетәкчи идийә асасида йезилған.
«Җамиут тәварих» мәзмун җәһәттин төт қисимға бөлүнгән булуп, 1- қисми «моңғул тарихи», 2- қисми «асийа йаврупа әллири тарихи», 3- қисми «нәсәбнамиләр, 4- қисми «җуғрапийлик тәзкириләр» дин ибарәт. Буларниң ичидә «моңғул тарихи» әң қиммәтлик, чүнки буниңға асас болған биринчи қол тарихи материйалларниң тулиси бурунлар йуқилип кәткән. Униңдики «қәбилиләр тәзкириси», «чиңгизхан әҗдадлири һәққидә қиссә», «чиңгизхан һәққидә қиссә» қатарлиқ мәзмунларни рәшиддин шәхсән өзи йезип чиққан. Бу җәрйанда у Мәһмуд Кашғәрийниң «түрки тиллар дивани», 13- әсирдә өткән парс тарихшунаси җувәйниниң «тарихи җаһан кушай» (дунйани бойсундурчилар тарихи), әрәб тарихшиунаси ибнул әсирниң «тәварихи камил» (омуми тарих) қатарлиқ әсәрләрдин, илханийә ордисиниң алтун сандуқида сақлинидиған «алтун дәптәр (алтун дәстур)» қатарлиқ орда архиплиридин, шундақла һәр милләт алимлири вә тарихни пишшиқ билидиған шәхисләрниң ағзаки байанлиридин пайдиланған. Рәшиддин пүтүн китабниң омуми муқәддимисидә мундақ дәйду: «тарихшунасларниң бурчи — милләтләр тоғрисида йезилған хатириләр, тарқилип йүргән сөз-чөчәкләрдин китабларға йезилғанлирини йаки ағзаки байан қилғанлирини әслий мәниси буйичә шу милләттә омумлашқан китаб вә есил затларниң сөзлиридин елип байан қилиштин ибарәт … буйруққа бинаән «җамиут- тәварих» ни йезип чиқишта мушу китабта шәрһләнгән сөзләрни һечқандақ өзгәртмидим, башқидин йазмидим, өзүм билгәнчә түзәтмидим. Чүнки, һәрқайси милләтләрниң мәшһур китаблирида көрүлгән хатириләр шу милләткә тәвә һәммә адәм хәвәрдар ағзаки ривайәтләр һәм шу милләтниң нопузлуқ алимлири, билимлик кишлириниң өз қарашлири буйичә байан қилған нәрсиләр иди».
Бу әсәр оттура әсирдә парс тилида йезилған барлиқ әсәрләрниң мунәввәр үлгиси булуп, услуби аддий, тәсвири җанлиқ, тарихи вәқәләр, вә пакитлар адди тил билән әйнән хатириләнгән, униңдики нәзм түсини алған мол мәзмунлуқ охшитишлар билән тәмсилләр әсәрниң шәклигә маслаштурулған һалда дәл җайида ишләнгән.
Бу мақалидә «җамиут- тәварих» ниң һазир сақлиниватқан асаслиқ он нәччә хил қолйазма нусхиси вә нәччә йүз йилдин буйанқи рәтлиниш, тәтқиқ қилиниш, һәрқайси тилларға тәрҗимә қилиниш вә шәрһлиниш әһвали қисқичә тунуштурилиду.
«Җамиут тәварих» ниң бүгүнгичә сақлинип қалған парисчә қолйазма нусхилири төвәндикичә:
1. S нусха. Бу нусха түркийниң истанбул шәһиридики топкапи сарийи кутупханисида сақланған. Китаб нумури 1518. Тешиға «һеҗирийә 717- йили 8- айниң ахири (миладийә 1317- йили 11- айниң бешида) бағдатта көчүрүлгән» дәп йезилған. Буниңдин бу нусхиниң рәшиддин һайат вақтида көчүрүлгәнликини билгили болиду. Бу нусха «җамиут- тәварих» ниң 1- қисми «моңғул тарихи» ниң һәммә мәзмунини өз ичигә алиду, хети наһайти рәтлик вә очуқ. Бу һазирғичә сақлиниватқан» җамиут- тәварих» ниң 1- қисмини өз ичигә алған парисчә қолйазма нусхилар ичидики әң қәдимий вә әң мукәммәл нусхидур.
2. A нусха йәни ташкәнт қолйазма нусхисидур. Бу нусха өзбекистан җумһурийити пәнләр академийиси шәрқ қолйазмилири бөлүмидә сақланған, китаб номури 1620, рәтлик көчүрүлгән, лекин көчүрүлгән йили иниқ әмәс. Российә алими бартолд алдинқи әсирниң башлирида бу нусхини көрүп, көчүрүлгән вақтини 15- әсирдин кейин әмәс дәп һесаблиған. Сабиқ совет алими ромаскивич вә ели задиләр бу нусхиниң көчүрүлгән йили 14- әсиргә тоғра келиду, дәп қариған. Бу нусхиниң алаһидилики шуки, униңда моңғул ханлириниң исми парисчә йезилипла қалмай бәлки чағатай һәрипи билән моңғулчиму қошулуп йезилған. Ромаскивич билән ели задиләр бу нусха S нусха билән бәкла охшишип кетиду, иккси бир нусхини мәнбә қилған болуши мумкин дәп қариған.
Бу нусхиму пәқәт «җамиут- тәварих» ниң 1- қисминила өз ичигә алған. Шуниңдәк унңға ғазанханға аит қириқ қиссәниң ахирқи бир қисми кәм, он вариқи (пүтүн қолйазминиң тәхминән %40 ) кейин ( тәхминән 17- әсирдә ) толуқлап көчүрүлгән.
3. L нусха- лондон бүйүк бретанийә музийида сақланған Add 7268 номурлуқ лондон қолйазма нусхиси. Бу нусха «җамиут тәварих» ниң 1-, 2- қисимлири, йәни һазир сақлиниватқан «җамиут тәварих» ниң тулуқ мәзмунини өз ичигә алиду. Бу нусха рәтлик көчүрүлмигән, нурғун җайлирида тавуш бәлгилири чүшүп қалған, көчүрүлгән вақти һеҗирийә 837- йили (милади 1433-йили) ға тоғра келиду.
4. C нусха- ленинград салиткоп шидирин аммиви күтүпханисида сақланған 1.3.V номурлуқ қолйазма нусха. Бу нусха «җамиут- тәварих» ниң 1-, 2- қисимлириниң мәзмунини өз ичигә алиду. Бу нусха бәк йиртилип пучулуп кәткән, нурғун варақлири йоқалған, һиҗирийә 810- йили 1- айниң 15- күни (миладийә 1407-йили 6- айниң 22-күни) көчүрүлгән.
5. I нусха, иранниң теһран музейида сақланған қолйазма нусхсидур. Бу нусха тулиму чирайлиқ, нәпс көчүрүлгән һәм тавуш бәлгилири җайида қойулған. Һиҗирийә 1004-йили 9-айниң 27-күни пәйшәнбә (миладийә 1596- йили 25- май) көчүрүлгән.
6.P нусха- париж дөләтлик кутупханида сақланған, нусха нумури 254. Бу нусха «җамиут-тәварих» ниң 1-, 2- қисимлирини өз ичигә алиду, лекин баштин-айиғи вә оттурилири кәмтүк, пәқәт елханийә тарихи қисмила хели тулуқ, көчүрүшлириму хели рәтлик. Көчүрүлгән вақти иниқ әмәс. Франсийә алими блочет буни 14- әсирдә көчүрүлгән дәп қариған. Лекин ромаскивич, ели задиләрниң қаришичә, бу нусхиниң илгири көчүрүлгән нусхилар билән охшимайдиған җайлири көп. Еһтимал у 16- әсирдә көчүрүлгән болуши мумкин.
7. B нусха- сабиқ совет иттипақи пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ тәтқиқат орни ленинград шөбисидә сақланған нусха. Номури 66. Бу нусха толиму қалаймиқан көчүрүлгән, көчүрүлгән вақти һиҗирийә 984- йили 7- айниң 4- күни (милади 1576-йили 9-айниң 27-күни). Бу «җамиут- тәварих» ниң 1- қисминиң һәммә мәзмунини өз ичигә алиду.
8. Австрийә вина кутупханисида сақланған қолйазма нусха булуп, бу йавропалиқ алим карл. Йаин «җамиут-тәварих. Ғазанхан қиссиси» ниң парсчисини нәширгә тәййарлашта пайдиланған нусхиларниң биридур, шундақла «җамиут-тәварих . Аба қағандин киһатуғичә болған илханийлар қисси» ни парсчә нусхисиға селиштурушта асасланған нусхидур.
9. Бүйүк бретанийә империйси һиндистан ишлири министирлики кутупханисида сақланған қолйазма нусха (2828).
10. Германийә мйунхин шәһири баварийә штати дөләтлик кутупханисида сақланған қолйазма нусха (номури 208). 9-, 10- Нусха, карл. Йаин «җамиут- тәварих . Пәрәңләр тарихи» ни парисчиси билән қошуп нәширгә тәййарлашта асасланған әсли нусхидур.
11. Истанбул топкапи сарийи кутупханисидики 1653- номурлуқ қолйазма нусха. Бу нусха һиҗирийә 714- йили 6- ай (миладийә 1314- йили 9- ай) да көчүрүлгән булуп, «җамиут тәварих » ниң 2- қисмини өз ичигә алған. Иран алими даниш фаҗу қатарлиқлар «җамиут тәварих . Исмаилийә мәзһипиниң тарихи» ни нәширгә тәййарлашта мушу нусхиға асасланған.
«Җамиут тәварих » та нурғун қммәтлик тарихи материйаллар болғини үчүн нәччә йүз йилдин буйан дунйадики һәр қайси әл алимлири униң һәрқайси том, қисимлирини қайта- қайта рәтләп тәтқиқ қилди, селиштуруп тоғрилиди, тәрҗимә қилди вә шәрһлиди.
Франсийә алими картемирниң «җамиут тәварих. Һилаку хан қисси» тоғрисидики тәтқиқат әсири 1836- йили нәширдин чиқти. Бу китаб «җамиут тәварих. Һилакухан қисси» ниң париж қолйазма нусхисиға селиштуруп тоғриланған парисчә текистини, франсузчә тәрҗимсини, исим аталғуларниң тәпсилий изаһлирини һәмдә рәшиддинниң һайатий паалийити байан қилинған узун бир парчә кириш сөзни өз ичигә алиду.
«Җамиут тәварих. Қәбилиләр тәзкириси» ниң әтмән тәрҗимә қилған немисчә нусхиси 1841- йили нәширдин чиққан.
1858-1868-Йиллири рус алими берйузин «җамиут тәварих» ниң 1- қисми «қәбилиләр тәзкириси», «чиңгизхан әҗдатлири вә чиңгизхан қисси» лириниң парисчә текистлирини селиштуруп тоғрилиғандин кейин, уларни русчә тәрҗимиси вә изаһатлири билән қошуп сан-петирборгда нәшир қилинидиған «российә империйиси археологийә илими җәмийити шәрқ бөлүми мәҗмуәси» ниң 5-, 7-, 13-, 15- қисимлирида елан қилдурған. «Қәбилиләр тәзкириси» ниң изаһлиқ русчә тәрҗимә нусхиси 1858- йили, парсчә текисти селиштуруп езаһланған нусхиси 1861- йили нәшир қилинған. Чиңгизхан әҗдатлири қиссиси вә чиңгизхан тәхткә чиқиштин илгирики қисссисниң парсчә текисти селиштурма изаһати вә русчә тәрҗимисиниң изаһатлири қушулуп, 1868- йили нәшир қилинған. Чиңгизхан тәхткә чиққандин кийинки қиссисиниң парсчиси билән русчә тәрҗимиси вә изаһатлири қушулуп, 1868- йили нәшир қилинған.
Әсли мәнбә: булақ жорнили











