Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити

Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити

Уйғур Әдәбий Тилиниң Изаһлиқ Луғити
(Алтә Томлуқ Нәшири)

Түзгүчиләр: Аблиз Йақуб, Ғәнизат Ғәйурани, Зайит Һевел, Исмаил Қадир, Һәмдулла Абдурахман, Аблиз Әмәт, Пәрһат Нур

Нәшир қилғучи: Милләтләр Нәшрийати

Нәшир қилинған вақти: 1990-1998

Әсәр түри: луғәт

Китаб тили: уйғурчә

Һөҗҗәт шәкли: PDF

Әсәрни төвәндики улинишлардин сақливилиң:
1-Том: а, ә, б, п
1-Улиниш (сүзүк), 2-Улиниш, 3-Улиниш

2-Том: т, җ, ч, х
1-Улиниш (сүзүк), 2-Улиниш, 3-Улиниш

3-Том: д, р, з, ж, с, ш, ғ, ф
1-Улиниш (сүзүк), 2-Улиниш, 3-Улиниш

4-Том: қ, к, г, ң, л
1-Улиниш (сүзүк), 2-Улиниш, 3-Улиниш

5-Том: м, н, һ, о, у, ө, ү
1-Улиниш (сүзүк), 2-Улиниш, 3-Улиниш

6-Том: в, е, и, й
1-Улиниш (сүзүк), 2-Улиниш, 3-Улиниш


Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити (тор лоғити)


Һазирғичә нәшр қилинған Уйғур тилиниң изаһлиқ луғәтлири һәққидә қисқичә чүшәнчә:

1. «Уйғур Әдәбий Тилиниң Изаһлиқ Луғити» Тилимизниң һазирғичә түзүлгән изаһлиқ луғәтлири ичидә сөзлүкләр әң көп, сөзлүкләр вә уларниң асаслиқ варийантлири толуқ киргүзүлгән луғәт болуп, униңда енсиклопедийәлик луғәтләрдә болушқа тегишлик шәртләр әкс әттүрүлгән. Бу луғәт нәшр қилинғандин кейин аптоном районимизда бирмунчә йеңи изаһлиқ луғәт түзүлүп нәшр қилинди. Буниңға шинҗаң хәлқ нәшрийати нәшр қилған бир томлуқ «Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити» (қисқартилмиси), «Уйғур тилиға чәттин киргән сөзләрниң изаһлиқ луғити» Шинҗаң университети нәшрийати нәшр қилған алтә қисимлиқ «Башланғуч мәктәп оқуғучилири үчүн Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити» Үч қисимлиқ «толуқсиз оттура мәктәп оқуғучилири үчүн Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити» қатарлиқларни мисал қилишқа болиду. Демәк, алтә томлуқ «Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити» һазирға қәдәр түзүлүп нәшр қилинған изаһлиқ луғәтләрниң ана луғитидур.

2. Бир томлуқ «Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити» (қисқартилмиси). Бу луғәт шинҗаң хәлқ нәшрийатида 1999– йили 10– айда нәшр қилинған. Униңға тилимизда кәң қоллиниливатқан 50 миңға йеқин түп, йасалма, қетилған сөзләр вә бир қисим турақлиқ ибарә, сөз бирикмилири, Уйғур һүнәр–кәсип аталғулири, дийалект сөзлири киргүзүлгән. Бу луғәт алий, оттура мәктәп вә техникомларниң оқутқучи–оқуғучилири, ахбарат–нәшрийат хадимлири вә Уйғур тилиға қизиққучиларниң ихчам, қолайлиқ һәм мукәммәлрәк бир луғәткә болған еһтийаҗи көздә тутулуп, йуқириқи алтә томлуқ «Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити» ни толуқлаш, түзитиш асасида түзүп чиқилған. Лекин, мәзкур луғәтниң алтә томлуқ «Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити» дин алаһидә пәрқи шуки, алтә томлуқ «Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити» асасий җәһәттин түп вә йәккә сөзләрни өз ичигә алған болсиму, кәң мәнилик сөзләрниң башқа варийантлириға изаһ берилмәй, айрим–айрим изаһ берилгән асаслиқ сөзләмгә һавалә қилинған.

3. «Уйғур тилиға чәттин киргән сөзләрниң изаһлиқ луғити». Мәзкур луғәт 2001– йили 5– айда шинҗаң хәлқ нәшрийатида нәшр қилинған. Униңға җәмий 10 миңдин артуқ сөз киргүзүлгән. «Уйғур тилиға чәттин киргән сөзләрниң изаһлиқ луғити» Уйғур тили тәтқиқатчилириниң тәлипигә асасән алий, оттура мәктәпләр вә техникомлардики оқутқучи – оқуғучи, ахбарат – нәшрийат хадимлири, шундақла һазирқи заман Уйғур тилиға қизиққучиларниң Уйғур тили лексикисиға болған чүшәнчисини техиму чоңқурлаштурушиға йардәм бериш мәқситидә түзүлгән. Бу луғәткә Уйғур тилиға чәт әл тиллиридин тарихта вә кейинчә киргән түп сөз вә һәр иккила тәркибий чәт әл тилиға тәвә болған, йәни сөзниң һәр иккила тәркибий Уйғур тилиға киргәндин кейин йасалған йасалма сөзләрниң һәммиси елинған. Бу луғәтниң түзүлүшигә җәмийәттики һәр саһә затларниң «Уйғур тилиға чәттин киргән сөзләрниң изаһлиқ луғити»ни ишләш һәққидики тәклиплири түрткә болған.

4. «Уйғур килассик әдәбийатидин қисқичә сөзлүк». Мәзкур қисқичә сөзлүк 1986– йили 6– айда бейҗиң Милләтләр Нәшрийатида нәшр қилинған. Буниңға тәхминән 15 миңчә сөзлүк киргүзүлгән. Мәзкур сөзлүктикиләрниң азғина бир қисми қәдимки вә йеқинқи замандики (чағатай дәвридики) түркий сөзләр болуп, көпи әйни заманда қоллинилған әрәбчә – парсчә сөзләрдур. Бу сөзләрниң азғина бир қисми һазирқи әдәбий тилимизда сақлинип қалғандин ташқири, көпи истемалдин қалған. Шуңа, бу сөзләрниң көпидин, болупму әрәбчә – парсчә сөзләрдин мәдәний мирасларни өгиниш вә тәтқиқ қилиш қорали сүпитидә пайдилинишқила болиду. Бу луғәттә килассик әсәрлиримиздә учрайдиған сөзләрниң мәнилирини чүшәндүрүп бериш түп мәқсәт қилинған.

5. «Уйғур тилиниң изаһлиқ фиразиологийәлик бирикмиләр сөзлүки». Мәзкур луғәт 1984– йили 3– айда шинҗаң хәлқ нәшрийатида нәшр қилинған. У маһийәттә кичик һәҗимлик изаһлиқ луғәт болуп, униңға 1700 дин артуқ турақлиқ сөз бирикмиси, идийомлар киргүзүлгән. Униңдин башқа луғәткә киргүзүлгән сөзләрниң ичидә йәнә сөз вә сөз бирикмиси, фиразиологийәлик бирикминиң орнида келидиған турақлиқ сөз бирикмилириму илавә қилинған.

6. «Башланғуч мәктәпләрниң тил–әдәбийат дәрслики үчүн изаһлиқ луғәт». (1-Йиллиқ, 2-Йиллиқ, 3-Йиллиқ, 4-Йиллиқ) Мәзкур изаһлиқ луғәт башланғуч мәктәп оқуғучилириға аталған болуп, 1991– йили 11– айда шинҗаң хәлқ нәшрийатида нәшр қилинған. Униңға 1500 дәк сөзләм киргүзүлгән, уларниң мутләқ көпи башланғуч мәктәпләрниң тил–әдәбийат дәрсликидин талланған. Униңдики сөзләрни изаһлашта шу сөзниң турмушта көп ишлитилидиған асаслиқ мәнилири көздә тутулған. Бу изаһлиқ луғәт өсмүр–балиларниң һәр хил дәрсни йахши өгиниши вә өзләштүрүши, шундақла өз ана тилини йахши өгиниши, униң қаидә–қанунлирини, мол сөз байлиқини, сөзләрниң һәр хил мәнисини тоғра ишлитишигә пайдилиқ, әлвәттә.

7. «Әдәбийат аталғулири луғити». Бу луғәт 1988– йили 7– айда бейҗиң Милләтләр Нәшрийатида нәшр қилинған. Униңда әдәбийатшунаслиқта бурун қоллинилған һәм һазирму қоллиниливатқан, шуниңдәк әдәбийат саһәсидә бирқәдәр омумлашқан әдәбийат аталғулири изаһланған.