Йүсүпҗан Йасин
Мани дини йәнә маничилик йаки манихезм дәпму атилиду. Милади 3- әсирниң ахирида иранлиқ мани тәрипидин йаритилған бу динниң шу вақитқа қәдәр билингән пүткүл дин системилириниң һәқиқий бир сентизи икәнлики алға сүрүлмәктә. Мани дини әслидә зәрдүшт дуализми, бабилонийә фолклори, буддизм әхлақ чүшәнчиси вә христиан әқидилириниң бирикишидин һасил болған бир тиҗарәт динидур. Бу диндики түп чүшәнчә икки әзәлий амилниң, йәни йахши вә йаманниң, йоруқлуқ вә қараңғулуқниң зиддийити вә урушидин ибарәт болуп, бу икки амилниң һәр бириниң айрим йаратқан нәрсилири вә айрим маканлириниң барлиқи, иккисиниң оттурисидики уруш тәбиий һалда йахшилиққа символ болған йуруқлуқниң ғәлибиси билән ахирлишидиғанлиқи тәкитлиниду. Шуниң билән бирликтә маниниң диний тәлиматида инсан роһиниң тәңри билән ортақ тәрипи барлиқи, әмма қараңғулуқ күчиниң йардәмчиси болған бәдән (вуҗуд) роһниң инсанниң ички дунйасидики йүксилишини чәкләйдиғанлиқи, бу мәнпи- сәлбий күч билән урушуш вә ахирида бу азаптин қутулуш үчүн, инсанларниң бу маддий дунйадин мумкин қәдәр йирақ турушиниң лазимлиқи тәкитлиниду. Бу җәһәттин дин тарихи тәтқиқатида мани дини бир хил диний дуализм (икки мәнбәчилик) сүпитидә синипландурулиду.
Маниниң әсли исминиң нимә икәнлики мәлум әмәс. «Мани» дегән исм униңға һөрмәт йаки үнван нами сүпитидә бирилгән. «Мани» дегән сөзниң мәнбәси арамичә «йуруқлуқ» дегән мәнини билдүридиған «мана» сөзигә бағлиниду. «Мани» сөзиниң толуқ мәнисиниң «йурутқучи» икәнлики омумән қобул қилинмақта. Шу сәвәптин, мани динида йуруқлуқ вә ай муқәддәс дәп қарилиду. Бу дин һәм шәрққә һәм ғәрбкә қарап наһайити тез сүрәттә тарқалған. Шималий африқа, испанийә, франсийә, шималий италийә вә балқанда миң йилдәк тарқақ вә қәрәлсиз һалда мәвҗутлуқини давамлаштурған. Һалбуки, униң һәқиқий тәрәққийати шәрқтики тупрақларда, йәни мисопатамийә, бабилонийә, иран, шималий һиндистан, оттура асийа, тибәт вә шималий җуңгода мәйданға кәлгән.
Милади 276- йили мани өлтүрүлүп узун өтмәй, униң шагертлиридин марамуниң йитәкчиликидә соғдийанида[*] бир мани ибадәтханиси қурулған. Милади 6- әсирдин бурун бу ибадәтхана вә униң җамаити мисопатамийәдики баш ибадәтханидин айрилип чиққан вә шималий йипәк йолидики шәһәрләрдә өзлириниң ибадәтхана тәшкилатлирини қуруп, буниң васитиси билән мани динини шәрққә тарқитишқа башлиған. Ибадәтхана мәркизи соғдийанидики сәмәрқәнд шәһридә қурулған иди. Бониңдин башқа турпанда вә шәрқий асийаға тарқитиш мәркизи болған кәңсу (гәнсу) диму мани ибадәтханилири қурулған. Мани диниға мәнсуп кишиләрму христиан мисйонирлириға охшаш таң сулалисиниң қобул қилишиға еришип, пайтәхт лойаңда маканлашқан(1). Милади 762- йили Уйғур ханлиқиниң қушуни таң сулалисиға йардәм бирип, лойаң шәһрини исйанчиларниң қолидин тартивалған чағда, бөгү қаған мани дини муртлири билән учришип, мани динини қобул қилған. Бөгү қаған орхун вадисидики пайтәхтигә қайтқанда, мани динини пүткүл Уйғур ханлиқида тарқитиш үчүн өзи билән биллә төт нәпәр мани муртини елип кәткән. Шуниңдин кейин мани дини Уйғур ханлиқиниң дөләт дини қилип җакарланған. Қарабалғасун абидисидә бу қаған «маниниң көрүниши», «заһаги мани» дәп тәрипләнгән. Хәнзучә «мушө», соғдичә «можак», пәһливичә «може» дәп аталған йуқири дәриҗилик бир мани раһиби Уйғур мәмликитидә йеңи дөләт дининиң рәиси сүпитидә йәрләштүрүлгән(2). Мани дини Уйғур ханлиқида йуқири етибарға иришкәндин кейин, бабилдики мани патриги сүпитидә қобул қилинған «дин падишаһи» уйғурларниң бу динға болған садақитини махтиған вә әр– айал диндарларни мани динини тарқитиш үчүн бу мәмликәткә әвәткән(3).
Мани дининиң дөләт дини қилип бикитилиши билән мани роһаний синипиниң сийасий тәсири тезликтә йуқири өрлигән вә ханлиқниң муһим ишлирини бир тәрәп қилиш мәсилисигә арилишидиған дәриҗигә берип йәткән. Мәсилән, шу дәвргә аит бир хәнзучә һөҗҗәттә «уйғурларниң һөкүмәт мәсилилиридә даим мани раһиплири билән мәслиһәтлишидиғанлиқи» билдүрүлгән(4).
Бөгү қағанниң мани диниға кириши уйғурлар арисида ривайәткә айланған. Бу ривайәтләр мәйли уйғурларниң сәлтәнәти йоқалғандин кейин болсун, йаки мани дини тарихқа айланғандин кейин болсун давамлиқ сөзлинип турған, ахирида иран тарихчиси җувәйни тәрипидин қәләмгә елинған.
Бөгү қағанниң мани динини немә сәвәбтин қобул қилғанлиқи һәққидә мәнбәләрдә һечқандақ бир учур болмиғанлиқи үчүн, биз пәқәт бу һәқтә йүргүзүлгән бәзи тәсәввурларни оттуриға қойуш биләнла чәклинимиз. Қағанниң бу һәрикитиниң түрлүк сәвәплири болуши мумкин. Соғдилар лойаңда қағанға өз дини һәққидә сөз ачқанда, қаған бәлким бу диндин кәскинлик билән мулайимлиқниң әң йахши шәкилдә бирләштүрүлгәнликини көрүп йәткән болуши мумкин. Буму хәлқиниң мәдәнийәт сәвийисини йүксәлдүрүш билән бир вақитта урушчи (җәңгивар) бир хәлқниң башчиси сүпитидә улардин күтидиған интизам вә итаәтни бозмайдиған мукәммәл бир васитә иди. Болупму мани дининиң вуҗудқа вә маддий нәрсиләргә нәпрәт һәм йиргинш нәзири билән қариши әскири характергә игә қағанни җәлп қилған болса керәк.Бөгү қағанниң будда дини йаки башқа бир динни әмәс, бәлки мани динини таллишиниң башқа бир сәвәби сәдичинниң җәнубидики таң сулалисиға қарши ханлиқниң мәвҗутлиқини (мустәқиллиқи)ни қоғдаш йолидики әндишиси болса кирәк. Чүнки хәнзулар бу динға нәпрәт билән қарайтти. Мани дининиң таң сулалисидики тәрәпдарлири көп әмәс иди, һәтта падишаһму бу динни чәклигән иди. Бөгү қағанниң таң сулалиси вәлиәһдигә тутқан позитсийәси билән адди хәнзу хәлқигә қилған зулумлири ениқ көрситип биридуки, қағанниң таң ханиданини һалакәттин қутулдуруш үчүн қилған һәрбий йардими йәнила бу сулалиниң тәсирини чәкләп турушни мәқсәт қилған иди. Қаған мани динини қобул қилиш арқилиқла таң сулалисини анчә нәзәргә елип кәтмәйдиғанлиқини вә таң сулалисиниң өз дөлити үстидики сийасий вә мәдәнийәт тәсириниң түвәнләйдиғанлиқини көрсәтмәкчи болған.Бөгү қаған үчүн соғдиларниң малийә күчи һәммидин муһим иди. Қағанниң сийасий күчи зор дәриҗидә өзиниң вә қәбилисиниң иқтисади үстүнликигә бағлиқ иди. Соғдиларниң динини қобул қилип, улар билән иттипақ түзүш бу мәқсәтни әмәлгә ашуруштики муһим йол иди. Йәнә башқа малийә мәсилилиридин бири шу идики, соғдилар ғәрбтики әлләр билән болған тиҗарәттә, таң сулалисиниң йипәк маллирини алтун вә күмүшкә охшаш буйумларға алмаштурушқа маһир иди. Қағанму бу тиҗарәткә еһтийаҗлиқ иди(5).
Бөгү қағанниң мани динини қобул қилип дөләт дини қилип бикитиши таң сулалисидики мани дининиң тәқдиригә күчлүк тәсир көрсәткән. Бу чағда күч- қудрити барғансири күчийиватқан Уйғур ханлиқи оттура вә шәрқий асийада мани дининиң бирдинбир қоғдиғучисиға айланған. Уйғур әлчилири бир қанчә қетим (милади 770-,771-,807- йиллири) таң сарийида оттура түзләңликтә йәрләшкән вә йәрләшмәкчи болған мани дини аһалилирини муһапизәт қилиш вәзиписини үстигә алған. Милади 768– йилидин етибарән Уйғур қағани таң сулалиси падишаһидин оттура түзләңликтә мани дини һәққидә вәз ейтиш үчүн бир қарарнамә чиқарғузған. Уйғур пуқралири үчүн хебийниң (һазир хенәндә) җиңҗо шәһридә, җйаңсуниң йаңҗу шәһридә, җеҗйаңниң шавшиң дегән йеридә вә җйаңшиниң нәнчаң шәһридә мани ибадәтханилири бина қилинған. Милади 807- йилидики Уйғур әлчиси лойаң вә тәййүән шәһәрлиридиму мани ибадәтханилириниң қурулушиға рухсәт қилишни тәләп қилған. Таң сулалиси тәвәсидики мани ибадәтханилириниң қурулушини Уйғур устилири биваситә назарәт қилған. Бу ибадәтханиларда диний ишлар билән мәшғул болған уйғурлар оттура түзләңликтә маканлишип қалған. Таң сулалиси тәвәсидики манихест уйғурлар өзлириниң ибадәтханилири намиға зор байлиқ вә пул топлашқа башлиған. Мани ибадәтханилири шу қәдәр көп пул топлиған идики, милади 820- йили таң сулалисида манихест уйғурларға қарши исйан көтүрүлүшкә тас қалған. Милади 840– йили Уйғур ханлиқи ағдурулғандин кейин, таң сулалисида илгири кеңийиш пурситигә еришкән мани диниму қаттиқ зәрбигә учриди. Милади 843- йили таң сулалисиниң падишаһи бир пәрман чиқирип, мани ибадәтханилириға қарашлиқ барлиқ йезилардики аилиләрниң күмүш буйумлирини ениқлап чиққан. Болупму таң сулалиси пайтәхтиниң ичи вә сиртида йуқири орунға иришкән уйғурларниң кәмәр вә баш кейимлириниму мусадирә қилишни буйриған. Бу вақитта мани ибадәтханилиридики рәсим вә китапларму йиғип көйдүрүлгән. Пайтәхттики вә мани ибадәтханилиридики уйғурлар дәрһал бир йәргә йиғдурулған вә чәт шәһәр вә йезиларға сүргүн қилинған. Уйғурларниң бир қисми таң сулалиси тәвәсидин қечип китишкә мәҗбур болған. Милади 843- йили пәқәт пайтәхтниң өзидила 72 мани ибадәтханиси тақивитилгән(6).
Таң сулалиисиниң мани диниға вә Уйғур мани мухлислириға қаттиқ зәрбә биришиниң икки түрлүк сәвәби бар иди. Бири, мани дининиң таң сулалиси тәвәсидә тиз кеңийиши Уйғур ханлиқиниң сийасий вә һәрбий күчиниң үстүнлүкигә тайанған иди. Икки мәмликәт оттурисидики 80 йилдәк давамлашқан сода ишлирида уйғурлар зор пайдиға иришип, таң сулалисини иқтисадий җәһәттин қаттиқ һалсиритип қойған. Йәнә келип таң сулалиси тәвәсидә уйғурларниң һемайиси билән қурулған мани ибадәтханилириму тиҗарәт дуканлиридәк орунға айлинип зор байлиққа игә болған. Таң сулалиси бу әһвалниң тезрәк ахирлишишини арзу қилатти. Йәнә бири, әйни вақитта таң сулалисида будда дини һөкүмран орунда туратти. Мани дини болса Уйғур ханлиқиниң һәрбий күчигә тайинип таң сулалисида кейңийиш пурситигә иришкән, бу будда дини үчүн бир хәвп һесаплинатти. Шуңа, шу вақитқа қәдәр Уйғур қағанлиридин қорқуп җим турған буддистлар Уйғур ханлиқиниң ағдурулишини бир пурсәт дәп билгән вә дәрһал өч алмақчи болған.
Бөгү қағанниң мани диниға кириши вә уни Уйғур ханлиқида дөләт дини қилип бикитиши уйғурларда бир қетимлиқ кәскин диний ислаһат шәклидә оттуриға чиққан вә бурунқи етиқад вә әнәниләргә шиддәтлик уруш илан қилинған. Қара балғасун абидисидики бөгү қағанниң «қапартма йаки буйақ билән сизилған шәйтан рәсимлирини вәйран қилиңлар. Қан дәрйасиға айланған вә вәһший адәтләргә толған бу мәмликәт, көктат билән озуқлинидиған бир әлгә, җинайәткә толған тупрақлар йахшилиқ һөкүмран урунда турған бир әлгә айлансун»(7) дегән сөзлиридин униң мани әқидиси бойичә Уйғур җәмийитиниң мәдәнийитини қайтидин қурмақчи болғанлиқини билишкә болиду. Лекин, мани дини Уйғур ханлиқида милләтниң пүткүл әзалириниң ортақ етиқадиға айлиналмиған, униң үстигә етиқад мәсилисидә һөкүмранлар қатлимида өткүр зиддийәтниң келип чиқишиға сәвәп болған. Бөгү қағанму ахири ашу зиддийәт нәтиҗисидә өлтүрүлгән. Бу һаләт Уйғур ханлиқиниң сийасий вә һәрбий һайатиға наһайити йаман тәсирләрни көрсәтти. Мани дининиң асасий әқидә вә пиринсиплири уйғурларниң даимий һәрикәтчан болған иҗтимаий тәртипи вә паал һаләттә үтидиған күндилик турмуши билән пүтүнләй зит болған бир маһийәткә игә иди. Бу динниң әқидисигә көрә, кәчлик тамақтин башқа вақттики тамақни йийиш чәклинәтти. Бу динни қобул қилғанлар даим көктат билән озуқлинип, қәтий сүт ичмәйтти. Һалбуки сүт вә гөш орхун уйғурлириниң асаслиқ йимәклики иди. Чоң мани раһиплири һичқандақ бир һәрикәт билән шуғулланмайтти, кичик раһиплар болса дин тарқитиш үчүн давамлиқ кезип йүрәтти. Һәқиқәтән, мани дини йаки манихизим содигәрләргә вә шәһәрликләргә хас дин иди. Чарвичилиқни асас қилған турмуш усулиға вә тәбиәтниң түрлүк мүшкүлатлириға қарши күрәш қилиш роһиға уйғун кәлмәйтти. Шуңа, бу динниң Уйғур пайтәхтидики қаған, қағанниң қол астидики бәгләр вә кичик зийалилар гуруһидин башқа уйғурларниң ичигә кәң тарқилишиниң мумкинчилики тулиму түвән иди. У бөгү қағанниң аилисини мәркәз қилған бир сарай дини сүпитидә раваҗланғаниди. Әмәлийәттиму бөгү қаған мани динини қобул қилип икки әсирдин кейин турпанға кәлгән ваң йәнди турпан уйғурлириниң чарвичилиқ турмушида йашаватқанлиқини тилға алған. Шундақ чүшинишкә болидуки, уйғурлардин болған мани раһиплири мәмликәт ичидин бәкрәк сиртқи әлләрдә паалийәт елип барған. Бу арида Уйғур қағаниниң таң сулалиси пайтәхтидә мани ибадәтханисиниң қурулуши үчүн тәшәббуста болушниң сәвәбиму дәл мушу иди. Бу арқилиқ зиһний паалийәткә өткән уйғурлар мани динини тарқитиш баһаниси билән мәдәнийәт мәркәзлири арисида даим қатрап турған(8).
Мани дини уйғурларниң ичидә айрим бир даиридә тарқалған. Уйғурлар ғәрбкә көчкәндин кейинму идиқут ханлиқида йәнә шу даирә ичидә чәкләнгән вә милади 13- әсиргичә давамлашқан. Кәңсу ханлиқида болса мани дини 100 йилға йеқин муһапизәт қилинған. Униңдин кейин бу диндин ваз кечилгән.
Гәрчә мани дини уйғурлар арисида чәклик даиридә тарқалған болсиму, һөкүмдарниң шу динда болуш сәвәби билән сийасий һемайигә иришкәчкә, бир пүтүн җәмийәткә тәсир көрситиш дәриҗисигә берип йәткән. Мани дини уйғурлар арисида икки хил тәсир пәйда қилған. Бири, инсанниң биваситә тәқдиригә әмәс, йуруқлуққа әһмийәт билән қарайдиған, маддий еһтийаҗларни нәзәргә алмайдиған, пәқәт зиһний сәвийәдила чәклинип, сийасий вә иҗтимаий өзгириш йасашни мәхсәт қилмайдиған мани дининиң һәрикәтсизликни, гөш йимәсликни вә урушни чәкләйдиған пәһризлири уйғурларниң характеригә мас кәлмигән. Әрәп вә иран мәнбәлиридиму көрситилгинидәк, бу һаләт уйғурларниң ирадисини бошитип, уларниң җасарәт вә җәңгиварлиқини чәклигән. Бу тоғрисида җаһизи мундақ йазған: «түркләр зиндилик дини (мани вә будда дини) гә киргәндин кейин, урушларда мәғлуп болушқа башлиди. Түркләрниң әң қәһриман қәбилиридин болған тоққуз оғузлар (уйғурлар) буниң бир мисалидур. Һалбуки, тоққуз оғузлар қарлуқ түрклиридин сан җәһәттә нәччә һәссә аз болған тәқдирдиму, даим урушта уларни мәғлуп қилатти. Нәзаманки, зиндилик динигә киришкә башлиди, бу зиндилик дини инсанларни қол бағлап туруш вә мулайимлиққа дәвәт қилишта христиан динидин нәччә һәссә йаман тәсирләрни пәйда қилди. Шуниң билән уларниң қәһриманлиқ вә җасарәт туйғулирини йоқитип, тартинчақ қилип қойди.»(9) Бу ноқтини Мәһмуд Қәшқәри билән муһәммәд авфинниң йазғанлириму испатлап бириду. Йәнә бири, мани дини уйғурларниң мәдәнийлишишиниң муһим васитиси болуп қалған. Мани дининиң уйғурларға көрсәткән тунҗи тәсири һөкүмдар үнванлирида көрүлгән. Әслидә уйғурлар һакимийәтниң мәнбәсини һонлар вә көктүркләргә охшаш көк тәңригә бағлайтти. Мани дининиң тәлиматида ай муқәддәс дәп қарилатти. Шуниңдин кейин Уйғур қағанлири һакимийәтниң мәнбәсини айға бағлап чүшинидиған болди, үнванлириғиму «ай» дегән сөз қошулди. Мәсилән, «ай тәңридә қут болмиш күлүг билгә қаған» дегәнгә охшаш(10). Уйғурлар ғәрбкә көчкәндин кейин мани етиқади уйғурлар йашиған райунларда астрологийәлик тәрәплири билән алдинқи орунға өтти. Миладийә 6- әсирдин бурун турпанға вә миладийә 8- әсирниң кейинки йеримида орхун вадисида мани динини тарқатқанлар соғдилар иди. Мани дини турпанға тарқалғандин кейин, соғди йезиқи буйәрдики уйғурлар тәрипидин қобул қилинған вә ашу йезиқ асасида йеңи бир Уйғур йезиқини иҗад қилған. Уйғурларда мани дини дөләт дини қилинғандин кейин, ашу йезиқ билән бир миллий әдәбийатни шәкилләндүрүп раваҗландурған. Шуниң билән иранчидин бирмунчә мани дини текистлири, сансикртчә, тохричә йаки хәнзучә будда текистлирини тәрҗимә қилған. Шундақ қилип уйғурлар башқа түрк вә моңғул қәбилилиригә нисбәтән наһайити чоң тәрәққийатқа иришкән вә чиңгизхан дәвригә қәдәр бу қәбилиләргә устаз болуп кәлгән. Мани дини содини әла биләтти, бу әһвал ханлиқниң иқтисадий тәрққийатиниң йеңи йүзлинишигә маслашти. Шуниңдин кейин уйғурларниң хәлқара содиси йәниму раваҗланди. Мани дини пәрһизлиридә териқчилиқ пәзиләт дәп қарилип, гөш- йағ вә сүт билән озуқлиниш мәний қилинғачқа, чарвичилиқ вә овчилиқ қилидиған уйғурлар ачлиқтин өлүп кәтмәслик үчүн йешил етизларни пәрпа қилишқа мәҗбур болған. Буниң билән игизликтә деһқанчилиқ раваҗлинишқа башлиған. Тинч, муқим олтурақлишиш тарихи тизләшкән. Бу вақитлардин башлап орхун вадисида чоң шәһәрләр қурулушқа башлиған. Йәнә келип бу шәһәрләрниң қурулушида соғди вә хәнзу мимарчилиқиниң тәсирини қобул қилди. Мани дининиң өзигә хас бир сәнити бар иди. Маниниң өзиму рәссамлиқ билән шөһрәт қазанған. Оттура асийада тепилған мани текистлирини йирақтин бир қарапла биливалғили болиду. Чүнки мани текистлири әң йахши рәң билән әң мукәммәл ақ қәғәзгә әң гүзәл йезиқ билән йезилған. Бу динни қобул қилғанлар буниң биләнла чәкләнгән әмәс, йазмиларни гүзәл минйатур (қистурма рәсим) билән бизигән. Уйғур мани дини муһитида оттуриға чиққан минйатур сәнити милади 9- әсирниң алдинқи йеримида ғәрбий асийаға көчүп барған Уйғур сәнәткарлириниң тәсиридә ислам минйатурчилиқиниң мәнбәсини тәшкил қилған. Лекок билән грүнведел тәрипидин елип берилған тәкшүрүшләрдә мани сәнитигә аит әсәрләрму тепилди. Бир мунчә фрәскләр (там рәсимлири) вә йипәккә сизилған рәсимләрниң манихестләргә аит икәнлики рәсимдики кишиләрниң ақ кейимидин вә бешиға кийгән бөкидин мәлум болуп турмақта. Бу рәсимләрдин бири маниға вәкиллик қилиду. Қисқиси, уйғурларниң урушчилиқ характерини йуқитишиға вә аста- аста тәқдир- қисмәткә баш игип пассип позитсийәни қобул қилишиға мани дини сәвәпчи болған(11). Лекин, уйғурларниң йезиқ, әдәбийат, билим, сәнәт, тиҗарәт, деһқанчилиқ вә мимарчилиқ саһәлиридики нурғун утуқлириму бу динни қобул қилиш нәтиҗисидә мәйданға кәлгән(12).
Мәнбәләр:
(1) Һанс вилһем хауссиг :‹‹ йипәк йоли вә оттура асийа күлтүр тарихи››, түркчә, 253-,254- бәтләр, 2001- йили, истанбул, өтүкән нәшрийати.
(2) Р. Груссет : ‹‹бозқир империйиси››, түркчә, 130- бәт, 1996- йили, истанбул, өтүкән нәшрийати.
(3) Л. Гомилйиф : ‹‹қәдимки түркләр››, түркчә, 460- бәт, 2003- йили, истанбул, селенга нәшрийати.
(4) Р. Груссет, йуқириқи китап, 130-бәт.
(5) Йашар бәдирхан‹‹исламийәттин бурунқи түрк тарихи вә күлтүри››, түркчә, 155-,156- бәтләр. 2004- Йили, конйа, маарип китабәви нәшрийати.
(6) Б. Өгәл :‹‹түрк күлтүриниң тәрәққийат чағлири››, түркчә, 1- қисим, 107- бәт, 1971- йили, истанбул, миллий маарип нәшрийати.
(7) Һүсәйин намиқ оркун :‹‹қәдимки түрк абидилири››, түркчә, 2- қисим, 233-бәт, 1994- йили, әнқәрә, түрк тил қуруми нәшрийати. Өзқан изги:‹‹уйғурларниң сийасий вә күлтүрәл тарихи››(қанун вәсиқилиригә көрә), түркчә, 19- бәт, 1987- йили, әнқәрә, түрк күлтүри тәтқиқатлири иниститути нәшрийати.
(8) Б. Өгәл: ‹‹түрк күлтүр тарихи››, түркчә, 350- бәт, 2003- йили, әнқәрә, түрк тарих қуруми нәшрийати. Саадәттин гөмәч:‹‹ Уйғур түрклири тарихи вә күлтүри››, түркчә, 86-, 87- бәтләр,2000- йили, әнқәрә, ақчағ нәшрийати.
(9) Зекирийа китапчи:‹‹түркләрниң әрәб тили вә әдәбийатиға қилған хизмәтлири ››, түркчә, 202- бәт, 2004- йили, конйа, йәттә қуббә нәшрийати.
(10) Б. Өгәл :‹‹түрк күлтүриниң тәрәққийат чағлири››, түркчә, 1- қисим, 99- бәт,
(11) Анил чәчән :‹‹түрк дөләтлири››, түркчә, 162- бәт, 2007- йили, әнқәрә, фарк нәшрийати.
(12) Б. Өгәл :‹‹түрк күлтүриниң тәрәққийат чағлири››, түркчә, 1- қисим, 99- бәт,
________________________________________
[*] Соғдийана – оттура асийадики зәрәпшан вә қашқа дәрйа вадилирини көрситиду – а.












