Уйғур Классик Әдәбийати Тәтқиқатиниң 40 Йили Вә Униңға Баһа

Уйғур классик әдәбийати тәқиқатиниң 40 йили вә униңға баһа

Иқбал Турсун

1.  Уйғур классик әдәбийати вә бу һәқтә елимиздики дәсләпки тәтқиқатлар

Қәдимки земиндики хәлқниң ниҗатлиқ күриши, һайатлиқ издинишлириниң намайәндиси болған Уйғур классик әдәбийати — Уйғур хәлқиниң билиш тәрәққийатиниң образлиқ инкаси. У әҗдадларниң дунйақариши, кишилик турмуш, җәмийәт тонуши, әдәбий, мәдәний һайат җәрйанлиринилаипадиләп қалмай, бир пүтүн Уйғур мәдәнийәт тарихиниң қатлимини, пәлсәпә,истетик қараш, тәбиәт, иҗтимаийәт нәзәрийиви сәвийисиниму намайан қилиду.Шуңа роһийәт гадайлиқтин тәқдири ниҗадлиқ йолини издәп кетиватқан хәлқимизузақ биһушлуқтин кейин, өз йилтизи, роһийитини әҗдад қәдәмлириниң упримас тамғилири болған йазма абидиләрдин издимәктә.

1949-Йилиниң алди-кәйнидә, Уйғур классик әдәбийат мираслирини қезиш, топлаш, рәтләш вәдәсләпки қәдәмдә тәтқиқ қилиш хизмити башланди. 1951-Йили тунҗи қетим «шинҗаң әдәбийат-сәнити» журнили тәсис қилинип, шу чағдики шинҗаң Уйғур әдәбийат тәрәққийатини әкс әттүрүш билән биллә, мәлум нисбәттә Уйғур классиклириниң диванлиридин парчилар берилди һәм бир қисим классиклар қисқичә тонуштурулди. 1956-Йили елимиз әдәбийат-сәнитидә «һәммә гүлләр тәкши ечилиш, һәммә еқимларбәс-бәстә сайраш» йөнилишиниң оттуриға қойулиши Уйғур классик әдәбийатини қезиш, топлаш вә тәтқиқат хизмитидә йахши муһит йаратти. Шу йили «нургезити»ниң 13-ийун санида гуаңтйән намлиқ бир апторниң «Уйғур классик әдәбийати һәққидә сөһбәт» намлиқ мақалиси елан қилинди. Бу азадлиқтин кейинмәмликәтлик мәтбуатта елан қилинған классик әдәбийат тоғрисидики тунҗи мақалә болди. Шу гезитниң 9-сентәбир санида уйғурлар тонуштурулғандин кейин,Абдушүкүр Муһәммәтимин 1956-йили «шинҗаң иниститути» журнилиниң 3-санида «уйғурхәлқиниң 11-әсирдики икки бүйүк алиминиң хатириси» намлиқ мақалисида мәһмуд кашиғәри, йүсүп иас һаҗип һәққидә мәлумат бәрди. 1957-Йили «шинҗаң гезити» ниң21-ийун санида професор фең җйашең «Уйғур тарихиға даир бир қанчә мәсилә»намлиқ мақалисини елан қилғандин кейин, «Уйғур тарихиға даир материйаллартоплими» (1958, 1981-йил Милләтләр Нәшрийати, 1-, 2-том) китабида уйғурларниң тарихи, етник мәнбәси, тил-йезиқи, мәдәнийити вә қәдимки әдәбийати һәққидәнисбәтән әтраплиқ учур бәрди. 1959-Йили «әдәбийат билимлири»ниң 6-санида ваңйөниң «гүлшәндики бир тал қизилгүл-Уйғур әдәбийати тоғрисида қисқичәтонуштуруш» намлиқ мақалиси бәзи йеңи мәсилиләрни оттуриға чиқарди. «Шинҗаң әдәбийати» да молла билалниң «чаңмоза» дастани, молла шакирниң «зәпәрнамә»,низариниң «рабийә-сәидин» қатарлиқ дастанлар вә парчилар тонуштурулди. Бумәзгилләрдики тәтқиқатниң сани аз, аддий изаһ йаки тонуштуруш һалитидәболсиму, у шинҗаңдики милләтләр әдәбийати тәтқиқатиниң 20-әсирдикиәгри-тоқай йоли билән тарих сәһнисигә чиққанлиқини, өзиниң йоруқ кәлгүси истиқбалини әлгә җакарлиғаниди. Мәмликәт ичидики қериндаш милләтләртәтқиқатчилири вә шинҗаңдики Уйғур тәтқиқатчиларниң дәсләпки тәтқиқат нәтиҗисни йавропаниң өткән әсир вә бу әсирниң дәслипидә бир қәдәр йахши материйал асаси селип бәргәнликидин айрип қариғили болмайду. Чүнки, классик намайәндиләр вә нәмуниләр билән дәсләп тонушқан илим әһлилиримиз дәврниң тилшунаслири сүпитидә, әрәб, парс, рус тиллири арқилиқ ғәрбниң тәтқиқати билән тонушқан, әстайидил өгәнгән. Шуңа өз нөвитидә йавропа әллиридики Уйғур әдәбийати тәтқиқатиниң муқәддимисини азрақ қистуруп өтүш артуқчәболмиса керәк.

Тарихтин мәлум болғинидәк, Уйғур мәдәнийити вә классик әдәбийат тәтқиқати дунйашәрқшунаслиқ вә оттура асийа хәлқлири мәдәнийәт тәтқиқатиниң асасий қисми сүпитидә ғәрб түрколог –уйғуршунаслири тәрипидин 19-әсирниң дәслипидәбашланған. 1812-Йили германийәлик клафорт «Уйғур тил вә әдәбийатиға даирмақалиләр топлими»да Уйғур тили-әдәбийати һәққидә тунҗи қетим еғиз ачқандин кейин аста-аста Уйғур әдәбийати ғәрб алимлириниң диққитини тартти. Йавропаалимлиридин данийәлик томсун 1893-йили «орхон вә йәнсәй абидилириниң дәсләпки изаһлиниши» (‹данийә ханлиқ акадимийисиниң мәлумати›ға бесилған)намлиқ илмий доклати билән пүтүн данийә ханлиқ академийисидә зилзилә қозғап үч йил өткәндин кейин, «орхон абидилириниң оқулуши» (филландийә оралилмий җәмийити мақалиләр топлими) дегән әмгики арқилиқ бу тәтқиқатқа йолачти. Томсинниң мәңгү ташларни оқуп изаһлиши ғәрб алимлирини таң қалдуруп,оттура, мәркизий асийа мәдәнийәт тәтқиқатиға зор иштийақ қозғиди. 1898-Йилид.Позидинов «уйғурларниң тарихий очерики»ни, 1909-йили һ .Виткар «шинҗаңдики түркий хәлқләрниң тили» мақалисини елан қилғандин кейин, йапонийә тәтқиқатчиси йү тйәнхиң 1923-йили «таң дәвридики уйғурлар үстидә тәтқиқат»,рус алими к. А. Бороков 1925-йили «Уйғур тили дәрслики», 1931-йили совет татар алими з. Бәшри «Уйғур әдәбийати тоғрисида» қатарлиқ илмий әсәрләрниелан қилди.

Елимиздә 30-йиллардин тартип Уйғур әдәбийати һәққидә тәтқиқат башланди. 1937-Йили ваңрефий «йүйгуң журнили» ниң 7- җилд 4- санида «Уйғур наминиң өзгириши һәққидә» намлиқ мақалисини елан қилғандин кейин, 1946-йили лочувәнниң «уйғурларниң җуңго әдәбийат тарихидики орни», полатниң «уйғурларниң тарихи вә қәдимки мәдәнийити» намлиқ мақалилири «мәркизи гезит» тә елан қилинди. Археологийилик дәлилниң аҗизлиқи, классик қолйазма, тарихий материйалларниң йоқ дейәрликидин бу һәқтики издинишләр та 60-йилларниң ахириғичә йәнила тонуштуруш, аддий сават характеридә иди. Ғәрбниң нисбәтән гәвдилик нәтиҗилири уларниң шинҗаңдики бир қанчә қетимлиқ археологийилик тәкшүрүштә йавропамузийилирини түркүм-түркүмләп Уйғур йадикарлиқлириға толдуривәткәнлики, асасий материйалларни қолға киргүзгәнликигә бағлиқ иди. Шуңа азадлиқтин елгири бутәтқиқат чәт әлләргә селиштурғанда биздә җанлиналмиди.50 -Йиллардин 70-йилларғичә Уйғур әдәбийат тарихи тәтқиқати уйғурлар бесип өткән тарихий йолға йандашқан һалда,мәдәнийәт вә әдәбийат омомий нуқтидин бир қетим баһаберилишкә башлиди.Тил- йезиқ , хәлқ еғиз иҗадийти, йазма нәмуниләрниң тема,сйужет җәһәттин изаһланди.Классик әдәбийатниң қәдимки мифологийә , епосчилиқ дәвридин та исламийәткичә болған қәдимки дәвир әдәбийатида Уйғур ханлиқидәвридики мәңгү ташларни һесабқа алмиғанда хәлқ иҗадийти, поезийә асасий орунда туриду.Бу басқучта омомән барлиқ әдәбийат- сәнәт паалийти көпинчәмуәййән диний әқидигә мустәһкәм бағланғанлиқтин, қәдимки дәвирниң қийапититарим вадисидики қәдимий харабилар һәм хәлиқниң турмуши, аммиви сорун паалийәтлиридә сақлинип қалған.Тәңритеғиниң җәнуб- шимали етики, тағбағрилидин охшашмиған дәврләргә мәнсуб йадикарлиқларниң тәкшүрүп испатлинишичә булардики түрлүк динй намайәндиләр қәдимки Уйғур әдәбийатиниң асасиймәзмунлиридин болуп кәткән.Әмдила җанлинишқа йүзлиниватқан классик әдәбийат тәтқиқатиниң йоли тосалғусиз болмиди.1958- Йилидики солчиллиқ сийаситиниң һәддидин ешиши билән йәрлик милләтчиликкә қарши туруш тәтүр қуйуни тәтқиқатқанурғун пешкәлликләрни кәлтүргәндин сирт, бу саһадә теришип ездиниватқан пешқәдәм тәтқиқатчиларға чидиғусиз азаб елип кәлди.. пәқәт 61-йилидин башлап бир нәччә йилда шинҗаңдики гезит-журналларда молла билал, абдурәһим низари, гумнам шеирлири тонуштурулди. 1960-Йил хәнзучә «шинҗаң әдәбийати»ниң 5-санидахуҗиңхуа, гең шиминниң «түркий тиллар дивани вә униң аптори» намлиқ мақалә,«шинҗаң гезити»ниң 1963-йил 25-феврал санида губавниң «йүән дәвридики уйғурнәсри ғәзәлчиси сәвнич қайа» намлиқ мақалә елан қилинди. Буниңдин тәтқиқатниң наһайти аз икәнликини көривалғили болиду. «Мәдәнийәт зор инқилаби»ахирлашқичә болған он нәччә йил ичидә сийасий муһитниң еғир булғиниши,идеологийиниң қаттиқ тизгини астида классик әдәбийат тәтқиқати худди башқаилимләргә охшашла еғир паләч һалға чүшүп қалди. Та 80-йилларғичә кишиләрни бу һәқтә йүрәклик пикир қилалмайдиған һалға чүшүрүп қойди. Турмуш вә өзини тонуш еңи әмдила бихлиниватқан хәлқимиз өзлириниң бу мәниви байлиқини тонуп иптихарлиқ билән қолға алғиниға узақ болмай, тарихта йәнә бир қетим мислисиз дәриҗидә вәйран қилинди. Ноқул сийасий шоар билән пүтүнләй инкар қилинди. Шуниң билән 70-йилларниң ахириғичә бәзибир илгириләшләр болсиму, әмма Уйғур классик әдәбийати тоғрисида йезилған мәхсус әсәр һәм нәширгә тәййарланған бирәр классик әсәр барлиққа кәлмиди.

2. Уйғур классик әдәбийат тәтқиқатиниң утуқи вә униңға баһа

Партийәмәркизи комитети 3-омумий йиғини елимиздики һәр милләт хәлқиниң әдәбийат-сәнәт иҗадийитигә йеңи йол ечип бәрди. 4-Нөвәтлик мәмликәтлик әдәбийат-сәнәтчиләр йиғинида «әдәбийат-сәнәтни хәлқ үчүн хизмәт қилдуруш,сотсийализим үчүн хизмәт қилдуруш» йөнилиши оттуриға қойулғандин кейин,әдәбий иҗадийәт вә нәзәрийә тәтқиқатиға қисмән болсиму әркинлик шәкилләнди;әдәбийат, тарих тәтқиқатидики «чәкләнгән район»лар бузиветилди. Тәтқиқаттики қатмаллиқ, тәқлидчилик, шоарвазлиқ хаһиши қисмән болсиму идеологийә чәклимисиниң бойунтуруқидин азад қилинди. Буниң билән классик мирасларға варислиқ қилиш, униң есил җәвһәрлирини, илғар роһини бүгүн үчүн хизмәт қилдуруш,бүгүнки иҗадийитимизгә өрнәк қилиш тәшәббуси билән классик әдәбийат һәққидики ғулғула қайтидин муназирә сәһнисигә чиқти, ахири өзиниң тарихий ақлинишиниң муқәррәрликини испатлиди. 70-Йилларниң ахиридин башлап буһекмәтләр ғәзинисини ечиш вә җәмийәткә тонуштурушта хушаллинарлиқ утуқларқолға кәлтүрүлди. Қәдимки мифологийә дәври, тәбиәт етиқадчилиқидин таки тәнқидий реализимлиқ әдәбийат йилтиз тартқан 19-әсирниң ахириға қәдәр иккимиң йилдин артуқрақ тарихқа игә классик әдәбийат бир қетим оттуриға қойулуп рәткә турғузулди вә дәсләпки қәдәмдә тәтқиқ қилинип баһа берилди. 80-Йилларниң кириши билән йүксәк мәҗбурийәт түрткисидә өзимиз йашиған земинни, роһимиз йетилгән тупрақ вә йилтизимизни издәп қәдимий изларда қалған йазма йадикарлиқлар,қолйазма, һөҗҗәтләр, классик диванлар арқа-арқидин йиғивелинди. Дунйаниң һәрқайси җайлиридики музейларда сақлиниватқан надир әсәрләрдин бәзилириниң фоту нусхилири елип келинип ишләнди. Бу классик әдәбийат тәтқиқатида пухта,ишәнчлик материйал асаси йаритип бәрди. Шуниң билән 1980-йили шинҗаңда тунҗи қетим «Уйғур әдәбийатиниң қисқичә тарихи» (программа шапиграф) тәййарлинип музакиригә қойулди. 1982-Йили «Уйғур классик әдәбийати тарихи тезислири» (в.Ғупур, ә. Һүсийин) билән төт томлуқ «Уйғур классик әдәбийат тарихи» (а.Сабит, қәшқәр оқутқучилар билим ашуруш мәктипи бастурған) намлиқ чоң һәҗимлик тәтқиқат мевиси аптоном районимиздики классик әдәбийат тәтқиқатиниң дәсләпки нәтиҗилирини намайан қилди вә алий, оттура мәктәп дәрсликидә қолланмилиқролиниму ойниди. Әйни чағда тәтқиқатимиз аз вә тейиз һаләттә турған,материйаллар чәклик болған шараитта бу икки әсәр Уйғур классик әдәбийатини хели чоңқур, әтраплиқ вә сестимилиқ шәрһиләп рәсмий пән сүпитидә җәмийәткәтонутқаниди. Бу мәзгилдә йәнә ғәрбий шимал милләтләр иниститутида нәширқилинған хәнзучә «Уйғур әдәбийатиниң қисқичә тарихи» (ли гошйаң түзгән) билән1983-йили қазақистан пәнләр академийиси уйғуршунаслиқ тәтқиқат иниститутидатүзүлгән «Уйғур әдәбийатиниң қисқичә тарихи» қатарлиқ китабларму уйғурклассик әдәбийатиниң мәмликәт ичи вә сиртидики йеңи утуқлиридин болуп қалди.Аридин узақ өтмәй «Уйғур классик әдәбийат тарихидин очериклар» (шәрипидинөмәр, 1985-йил) әдәбийат һәққидики йеңи мәсилиләрниң кәңлики, нисбәтән чоңқурлуқи, тарих, мәдәнийәт вә әдәбийат тәрәққийатиниң бирләштүрүлүп бәзийеңи қарашларни оттуриға қойғанлиқи билән бу тәтқиқатниң қәдимини илгирисүрди. «Уйғурларда классик әдәбийат» (шәрипидин өмәр, 1988-йил) вә «уйғурклассик әдәбийат тарихидин тезис» (Ғәйрәтҗан Осман, өзлүкидин өгиниш үчүнтүзүлгән), «фараби вә униң пәлсәпә сестимиси» (Абдушүкүр Муһәммәтимин),«тарихий мирас-қутадғубилик һәққидә муһакимә вә байан». Буниңдин башқа советта нәшир қилинған «Уйғур классиклар иҗадида дастан жанери» (батур әршидинимов)қатарлиқлар классик әдәбийат тәтқиқатиниң усул, даирә, нәзәрийивилик җәһәттин хелила чоңқурлашқанлиқини ипадилиди. Болупму классик әдәбийат иддийә тәтқиқати йеңилиққа йүзлинип, қәдимки Уйғур әдәбийати вә исламийәттин кейинки оттура әсир дәври бир қәдәр чоңқурлашти..

Уйғурларниң қәдимки мифологийисидин башланған классик әдәбийат тарихи Уйғур хәлқиниң тарихий тәрәққийатиға бағланған һалда раваҗланған болуп, иҗадийәт услуби,миллий тәпәккур шәкли, бәдиий маһарәт қатарлиқларда өзигә хасалаһидиликләрни шәкилләндүргән. Бу алди билән һәр бир дәвр мәһсулатиниң шу җәмийәт зиддийәтлириниң образлиқ тәсвирий көрүнүши болғанлиқиға бағлиқ, шундақла һәр бир дәвр иҗадийити шу һайаттики тарихий, иҗтимаий маһийәтни гәвдиләндүриду. Уйғур классик әдәбийати қойуқ шәрқ әнәнисини сақлиған, шәрқ әдәбий услубиға игә, көп хил диний әқидә, көп хил мәдәнийәт һадисилириниң тәсиригә учриған, шундақла көп хил йезиқта хатириләнгән әдәбийат. У тарим,алтай, или вадилириниң әвзәл җуғрапийилик шараити, уйғурларниң йипәк йолитүгүнидә йашап шәрқ-ғәрб оттурисида мәдәнийәт йәткүзгүчи, күчәйткүчилик рол ойниғанлиқидәк җәрйанда көп қатлам қурулмини һасил қилған.

Йәнәбир тәрәптин, әдәбийатниң төрәлмиси һесабланған иптидаий дин- тутемчилиқ мәзмуни сиңгән мифлардин қәһриманлиқ епос дәвригичә қәдимки заруастер, шаман,мани динидин буддизим мәдәнийәт-сәнитигичә, оттура түзләңлик тәриқәтчиликиниң әхлақ мизани, нистори-христиан дининиң инсан тоғрисидики тәрғибатидин шәрқ ислам пәлсәпә сестимисиғичә бир изчил еқим сүпитидә оттура асийамәдәнийитиниң бир-бирини тәқәзза қилидиған чоң мәдәнийәт чәмбирикини шәкилләндүргән. Уйғур әдәбийати әнә шу чәмбирәк ичидә болған. Униң бәдиий ипадиләш сәнити, истетик қуввити йуқири, иддийиси илғар, тили гүзәлболсиму, классик әдәбийатта әнәничилик, нәзәрә қилиш изчил давамлишип,мустәқил сйужет вә типлиқ нәсрий әсәр иҗадийити һәм нәзәрийиви муһакимәәсәрлири аз болған. Шундақтиму әнәничилик вә сйужитқа нәзәрә қилиш охшимиған шәхсләр, дәврләрдә өз хаслиқини йоқатмиған. Классик әдәбийатимизниң муқәддимиси йирақ шәрқ мифлиридики ғайиви образлардин, йәниқәдимки дин вә униң тәшәббуси сөзләнгән муқәддәс дәстурлардики тәвсийиләргәмәнбәдаш болған қәһриманлиқ епослиридин ечилди. Униңда әҗдадлиримизниңҗасарити, тәбиәтни күйлиши, садда һайаттики муһәббәт туйғулири, турмуш гүзәлликигә интилишлири әкс әткән. Йезиқ дәвригә кәлгәндә, әҗдадлиримизниң атилиқ сәлтәнәтлик һайати, һәрбий йүрүш, дөләт қуруш, шәһәр-қәләләрни бинақилиш, чарвичилиқ, көчмәнчиликтин муқим олтурақ игиликигичә көчүш, деһқанчилиқ, қол һүнәрвәнчилик, металчилиқ, ишләпчиқириш әһваллири шу дәвргәхас тәпәккур һәм писхик тәрәққийатини ипадиләп бәргән. «Оғузнамә», ширақ,тумарис, батур тәңриқут, бөкүхан ривайәтлиридин дәдә қорқут, әфрасийафқичә;мәңгү таш текистлири, қәдимки шеир-қошақлардин қоҗу Уйғур шеирийитигичәуйғурларниң иҗадийәт писхикисини иҗадийәт йолиниң башлиниши, миллийликини шуқәдәр җанлиқ, йарқин сүрәтлигән. Әмма мәдәнийитимизниң қәдимки басқучиға тәәллуқлуқи билән улар саддилиқтин халий болалмиған, әлвәттә. Йазмамирасларниң сани техиму аз иди. Шу җәһәттин бу һәқтә издәнгәндә диний етиқад, фолклор, етнографийә, инсаншунаслиқ вә җәмийәтшунаслиқ нуқтисидин инчикә тәтқиқ қилиш муһим.

Муназирә әң көп мәркәзләшкән басқуч дәл қараханийлар Уйғур ханлиқи (870-1212) динбашланған оттура әсир дәври һесаблиниду. Ғәрбкә үч линийә бойичә көчкән уйғурлар тәңритағ, тарим вадисида әзәлдин йашап кәлгән қериндашлири биләнбирлишип айрим-айрим һалда қараханийлар ханлиқи, идиқут Уйғур ханлиқи,гәнҗу ханлиқлирини қурғандин кейин бу бипайан земинда уйғурларниң сийһсий, мәдәнийһайати, җәмийәт түзүми, турмуши, әдәбийат-сәнитидә пәрқлиқ алаһидиликләр шәкилләнди. Болупму қараханийлар хани султан сутуқ буғрахан 943-йили исламдинини дөләт дини қилип бекиткәндин кейин қараханийлар билән мусулман болмиған Уйғур ханлиқи һәм районлириниң мунасивити техиму кәскинләшти. Мәдәнийәт вәәдәбийатму зор дәриҗидә пәрқләнгән һалда раваҗланди. Идиқут ханлиқида буддадини әқидиси қойуқ сиңгән поизийә вә тәрҗимә-шәрһичилик әдәбийати зормувәппәқийәткә еришип «чистани илик бәг», «икки тегин һекайиси», «майтирсимит», «алтун йаруқ»қа охшаш мәшһур тәрҗимә нәмунилири мәйданға кәлди. Қараханийлар әдәбийатида болса қәдимки қәһриманлиқ, муһәббәт темисидин пәлсәпә-әхлақ, дидактик мәзмун асасий орунға өтти. Уйғур әдәбийатиниң биринчи алтун дәври һесабланған бу басқучта уйғурларниң дунйаға мәшһур тилшунас алими мәһмуд кашиғәри вә униң «дивани луғәтит түрк», мутәпәккур, пәйласопЙүсүп Хас Һаҗипниң инскилопидик пәлсәпиви дастани «қутадғубилик», әбу насирфараби (870-950)ниң бир йүрүш гуманистик пәлсәпә сестимиси, әһмәд йүкнәкиниң«әтәбәтул һәқайиқ» дидактикиси, оттура әсир гуманистик иддийисиниң байрақдари әлшир нәваи (1441-1501) ниң «хәмисә» түркүмидики дастан вә лирикғәзәллири барлиққа кәлди. Та бүгүнгичә қараханийлар әдәбийат-сәнитиниң бир алтун дәвр болушидики мәнбәниң немилики;бу дәвр әдәбийатидики идиалниң немә үчүн дидактик әхлақ темисини,гуманизим ғайисини мәркәз қилғанлиқи, униң ислам калами билән шәрқ пәлсәпә иддийиси оттурисида қандақ мунасивәтниң барлиқи мәсилилири икки ханлиқ әдәбийат алаһидилики тәтқиқатчилириниң нәзиридин чәттә қалди йаки шәһәрмәдәнийити дәври нуқтисидинла тәтқиқ қилинди. Мениңчә оттура әсир Уйғур әдәбийатини тәтқиқи қилғанда униң раваҗлинишидики мәнбәни җуғрапийиви амил,иқтисадий асас, диний тәсир, ички- ташқи күч вә шәрқ-ғәрб мәдәнийәталмаштуруш тарихи нуқтилиридин издәш керәк. Чүнки оттура әсир шараитида уйғурларниң ислам динини қубул қилиши, ислам идиологийиси, әрәб мәдәнийәт вә әдәбийат әнәнисиниң тәсир көрситиши, «қуран» тәрғибати биринчидин,уйғурларниң дунйа қариши, турмуш вә мәдәнийитидә характерлик бурулуш йасиди.Иккинчидин, қәдимий чарвичилиқ, көчмән һайаттин шәһәр һайатиға көчүп олтурақмәдәнийәт бәрпа қилди; көп тәрәплимә алақә җәрйанида әслий йәрлик миллий паалийәтләр билән түрлүк динларниң қалдуқ тәсири өзара гирәлишип уйғурнәзрийиви тәпәккурини бир балдақ йуқири көтүрди. Үчинчидин, йипәк йолиниң аватлишишини илгири сүрди. Хәлқимиз йәрлик һайаттин дунйави алақигә кирип, шәрқ-ғәрбтәпәккуриниң йеңилиқини иҗадий өзләштүрүп өзлирини бейитти.

Йеқинқи он йиллиқ утуқларни төвәндики бир қанчә нуқтилардин көрситиш мумкин:.

Биринчидин,тарихтики һәр қандақ дәвр билән селиштурғанда бу мәзгилдә Уйғур классик әдәбийат тәтқиқатиниң ақ қелиш һалитигә хатимә берилди. Һәр қайси тиллардамәхсус китаб, муһакимиләр йоқлуқтин барлиққа келип барғансери көпийип барди.

Иккинчидин,Уйғур классик әдәбийати һәққидики муназириниң җанлиниш мәнзириси шәкилләнди.Аптоном районимиз тәвәси вә хәнзучә һәр дәриҗилик әдәбий вә илмий журналлар,гезитләрдә наһайти нурғун мақалиләр оттуриға чиқип, илгирики аддий тонуштуруштин нисбәтән чоңқур нәзәрийивиликкә көтүрүлди. Омумий тәһлилдинмәхсус тәтқиқатқа қарап йүзләнди.

Үчинчидин,Уйғур классик әдәбийатиға аит қолйазма, тарихий материйал,вәсиқә-һөҗҗәтләр, диванлар кәйни-кәйнидин нәшир қилинишқа башлиди. «Булақ»журнили нәшир қилинған он йилдин артуқ вақиттин буйан классик әсәрлиримиздин нурғун тонуштуруп, бу үзүлмәс булақтин етилип чиққан фонтан билән тәшнадилларни қандурди..

Төтинчидин, классик әдәбийаттин ибарәт бу мунбәт тупрақни ечиш, пайдилиниш җәрйанидапешқәдәмләр изидин йетишкән муәййән сандики оттура йаш, йаш тәтқиқатчилар вәбир қисим йеңидин киришкән һәвәскарлар сепи барлиққа кәлди. Бу саһәдә йол ечипбәргән пешқәдәм устазлиримиздин ним шеһит, Әһмәд Зийаи, Ибраһим Мути,Абдуреһим Өткүр, абдушүкүр турди, Имин Турсун, Уйғур сайрани, Мәмтимин Йүсүп, абдушүкүр мәмтимин, шәрипидин өмәр қатарлиқлар билән биллә йәнәАбдуреһим Сабит, қасим ариш, Ваһитҗан Ғопур, әсқәр һүсийин, абдукеримрахман, һаҗи йақуп, маһмуд зәйиди, җүнәйд бәкри қатарлиқлар классик әдәбийат мәсилилириниң омумий мусаписини йорутуп бериш вә чоңқурлаштурушта күч чиқарди.Бу саһәдә издинип нәтиҗә йаритиватқан тәтқиқатчилиримизму күнсайин көпәймәктә.Улар Аблимит Рози, һимит мәхсут, һаҗи әхмәт, мәмәтимин қурбан, мәхмутнизам, Ғаппар Рози, Ғәйрәтҗан Осман, йармуһәммәт таһир, Исмайил Төмүрқатарлиқларниң нәтиҗисиму өзгичә қиммәткә игә. Классик әдәбийат тәтқиқатиниң чоңқурлашқанлиқиниң зөрүр бир асаси классик әсәрләрни көпләп тонуштуруш болса, йәнә бири археологийә җәһәттин дәлилләштин ибарәт. Уйғур қәдимки әдәбийатини археологийә мәдәнийити билән бирләштүргән асаста тарим мәдәнийәт тәтқиқатчиси-археологлиридин хуаң венби, Қурбан Вәли, абдуқәййум хоҗа,исрапил йүсүп, долқун қәмбири, сабит әһмәт, ришит хоҗа қатарлиқларниң тәтқиқатиму алаһидә көрүнәрлик болди. Классик әдәбийатни тилшунаслиқ нуқтилиридин тәтқиқ қилиш йәнә бир муһим тәрәп. Бу саһәдә хәмит төмүр,Мирсултан Османов, Рәвәйдулла Һәмдулла, аминә ғаппар, нәсрулла йолболди,абдуруп полат, абдурешит йақуп, Аблимит Әһәтниң әмгики гәвдиликтур. 40 Йилөткән бүгүнки күндә Уйғур классик әдәбийати пүтүн мәмликәттики алаһидә биртәтқиқат түригә айланди. Нурғунлиған қериндаш милләтләр тәтқиқатчилири бусаһәдә тегишлик әҗир сиңдүрди. Улардин фең җйашиң, җи шәнлиң, гең шимин, субихәй, ли гошйаң, го бав, лйу бин, ху җиңхуа, вей лйаңтав, лаңйиң, ваң бав, лйуйоң қатарлиқларни тилға елишқа болиду. Шинҗаң Уйғур аптоном районлуқ«қутадғубилик тәтқиқат җәмийити», «Уйғур он икки муқам тәтқиқат җәмийити»,«Уйғур классик әдәбийат тәтқиқат җәмийити» қурулуш билән классик әдәбийат тәтқиқатиға сәһнә вә йахши пикирлишиш шараити һазирлиди. Шундақла буниңдин кейинму ғайәт зор утуқларни қолға кәлтүргүси..

 3. Роһий байлиқимизни нур чачқузуш бизниң бурчимиз.

Һазирүч томлуқ «Уйғур классик әдәбийат тарихи» нәширдин чиқиш алдида туриду.Буниңлиқ билән қисмән кишиләр: әмди классик әдәбийатта издәнгүдк темақалмиди дейиши мумкин. Әмма Уйғур классик әдәбийат тәтқиқатиниң йөнилиши,методологийилик принсипи вә сестимисини йеңилимай болмайду. Уйғурәдәбийатиниң омумий тарихи тәсвири, классик әдәбийат нәзәрийиси, классик нәзәрийиви әсәр һәм нәзәрийиви қараш тәтқиқати, еқим-иддийиләр тәтқиқати һазирқи чоң бошлуқтур..

Әдәбийатимиз тарихида әдәбийатниң таза гүлләнгән дәвриму, бир изида тохтап қалған,хараблашқан, ақ қалған дәвриму болған. Бүгүн вә кәлгүси нуқтисидин баһабәргәндә, классик әдәбийат дәрвәқә бүгүнки иҗадийәтниң орнини алалмайдиғанлиқи тәбиий. Әмма бүгүнки дәврдики раваҗланған көп тәрәплимәәдәбийат-сәнәт мәнбәсиз еқин, йилтизсиз гийаһ әмәс, бәлки ашу сәлтәнәтлик қәдимки дәвр әдәбийатиниң тарихий раваҗи вә давамидур..

Вуҗудимиздики унтуливатқан бир роһ нәслини унтуш кесилигә гириптар болған чағда өзҗисмимиз вә роһийитимизниң мәнсубийитиниму унтуймиз-дә, инсанлар топида өзхатирисини йоқатқан трагидийә типлириға айлинип қалимиз. Буниңға йол қойғили болмайду. Әҗдад йолини унтуп мәнбә, булақтин айрилған һалда алдиғилақариған кишиниң йоли өз нишанини йоқатқан кишиниң мәқсәтсиз йаратқан тәқдиригәкөп чағда ортақ болиду. Бу, классик әдәбийат һәққидики издиниш вәтәтқиқатниң түз, аддий байан тәһлилчиликидин қутулалмаслиқи, дәвр, шәхс,темида хаслиқ гәвдиләнмәслики, шундақла әсәр билән нәзәрийиви қарашниң тоғрабирләштүрүлмәслики кишиләрни қизиқтуралмаслиқтики бир сәвәб. Классик әдәбийатни башқа район вә милләтләр әдәбийати билән селиштуруп тәтқиқ қилишбиздики аҗиз һалқа. Классик әдәбийатта тема, дәврләр, шәхс, әсәрләр бойичәмәхсуслашқан тәтқиқат түрлири ечиш тәтқиқатимизниң муһим бир йүзлиниши. Классик әдәбийат нәзәрийиси сестимисини турғузуш тәтқиқатимизниң асаслиқ һәм нуқтилиқ мәқсити. Буниң үчүн классик әдәбийатқа болған тонушимизни чоңқурлаштуруп, униңға четилидиған башқа пәнләрниму өгиниш, китабий нәзәрийиви билим вә әмәлий тәҗрибә тонушини бирләштүрүш керәк. Бир тәрәптин тәтқиқатниң өзидә сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилиш, йәнә бир тәрәптин бусаһәдә қериндашларчә иттипақлиқни қоғдап йүксәк сәмимийәт, илмий мәсулийәт билән һәмкарлишиш лазим. Җүмлидин, чәтәлләр билән тәтқиқат түрлиридә һәмкарлишиш, тәҗрибә алмаштуруш, тәтқиқат нәтиҗилирини тәрҗимә қилип тонуштуруш,муһакимә сорунини көпрәк һазирлап униң мәмликәт ичидики орни, қиммитини толуқ намайан қилиш керәк. Бу саһәдә йуқири мәсулийәтчанлиқ билән издиниш һәммәйләнниң бурчи.

Мәнбә: «шинҗаң кутупханичилиқи» журнилиниң 1994-йиллиқ 4-сани

UYGUR.COM