Намаз Оқуш Қаидиси

Рәсимлик намаз оқуш қаидиси

Рәсимлик намаз оқуш қаидиси

Түзүп тарқатқучи: KUTUPHANA.UYGUR.COM

Тарқитилған вақти: 2022

Бәт сани:

Китаб тили: уйғурчә

Һөҗҗәт шәкли: PDF

Китабларни бу йәрдин сақливелиң

1. Бамдат намизи (1MB)

2. Пишин намизи (тәййарлиниватиду)

3. Әсир намизи (тәййарлиниватиду)

4. Шам намизи (тәййарлиниватиду)

5. Хуптән намизи (тәййарлиниватиду)

Намаз сүрилирини бу йәрдин сақливелиң

1. Фатиһә сүриси (MP4-3MB)
2. Фил сүриси (MP4-2MB)
3. Қурәйиш сүриси (MP4-2MB)
4. Маун сүриси (MP4-3MB)
5. Кәвсәр сүриси (MP4-1MB)
6. Кафирон сүриси (MP4-3MB)
7. Нәср сүриси (MP4-2MB)
8. Тәббәт сүриси (MP4-2MB)
9. Ихлас сүриси (MP4-1MB)
10. Фәләқ сүриси (MP4-2MB)

Намаз сүрилириниң мәниси

1. Фатиһә сүриси
Наһайити шәпқәтлик вә меһрибан аллаһниң исми билән башлаймән. Пүтүн һәмдусаналар, йәни шүкүр вә миннәтдарлиқ туйғулири аләмләрниң йеганә йаратқучиси болған аллаһқа хастур. Аллаһ наһайити шәпқәтлик вә меһрибандур. Қийамәт/һесаб/җаза/дин күниниң игисидур. Аллаһ бизни тоғра болған оттура йолға, йәни инам қилинғанларниң йолиға башлиғучидур, азған вә бу сәвәбтин азабқа дучар болидиғанларниң йолидин қоғдиғучидур. Ибадәт қилидиған вә илаһий мәдәт тиләйдиған бирдинбир илаһимиз аллаһтур.

Фатиһә сүриси, ислам динини илан қилиш, шундақла инсанни қул қилғучиларға, исламийәттин бурунқи итиқатларға, җәмийәтни малиманчилиққа вә заваллиққа башлап ортақ мәнпәәткә зийан кәлтүридиған өрп-адәтләргә, наһәқчиликләргә, адаләтсизликкә қарши көрәш қилиш чақириқидур. Инсанийәт тарихиниң әң бүйүк инқилабини башлитиш чақириқидур.

Айәттә тилға елинған «шәпқәтлик» (раһман) ибарисини һәммә нәрсини сөйгү, шәпқәт, алдин бекитилгән өлчәм вә қанунийити билән йаратқан вә қоғдайдиған дегән мәнидә, «меһрибан» (рәһим) ибарисини чәксиз сөйгү вә мәрһәмити билән һәқ вә һоқуқниң тәқсиматида адил болған, йәни сөйгү вә мәрһәмәткә лайиқ болғанлар билән җазаға лайиқ болғанларға тегишликини бәргән дегән мәнидә чүшинишкә болиду.

Айәттики һәмдусаналар, йәни шүкүр вә миннәтдарлиқ туйғулири пәқәт ағзимизда ейтилған «аллаһқа шүкүр» шәклидики қуруқ-қуруқ шүкүр ейтиш әмәс бәлки аллаһ йаратқан мәвҗудатларға бирәр төһпә қошуш шәклидики әмәлий һәрикитимиз болуши керәклики сәбә сүрисиниң 13- айити, зумәр сүрисиниң 7- айити вә тәкасур сүрисиниң 8- айитидә алаһидә тәкинләнгән.

Айәттә тилға елинған қийамәт/һесаб/җаза/дин күни һәм бу дунйадики һайатимизда һәм мәһшәр күнидә тонуп йетәләйдиған бир аллаһ, бир дин вә бир инсанлиқ чүшәнчисигә еришидиған, пүтүн инсанлар бу илаһи һәқиқәтләрни тонуп йетип һалак болуш вә һесаб беришкә өзини тәййар һис қилишқа башлиған бир күндур.

Намазда чоқум оқумисақ болмайдиған фатиһә сүрисини пәқәт тәләппузи биләнла оқуп болди қилмастин, бәлки һәр қетим оқуғанда мәнисини чүшүнүп вә идрак қилип туруп оқушни әмәлгә ашуралисақ андин бу сүриниң һекмити һайатимизға йетәкчи болалайду.

(Давами тәййарлиниватиду …)