Ана Тилниң Карамити

Ана тилниң карамити

Чиңғиз Айтматов (қирғизистан)
Махмутҗан Ислам тәрҗимиси
Шаир рәсул һәмзатов дағстан тағлиқ районидики көп хил тоғрисида өзигә хас йумурлуқ тил билән мундақ изаһат бәргәниди: әйни чағда,худа бу йәрдики милләтләргә тил тәқсим қиливатқанда, шиддәтлик шивирған чиқип кәткәникән. Шуңа худа алдирап - тенәпла бу йәргә әрштин һәр хил тиллар қачиланған бир тағарни ташлиғаникән. Дағстандики тилниң бир - биридин зор дәриҗидә пәрқлиқ болуши бурун бу йәрдики милләтләрни бир - биридин бәкла айривәткән. Гәрчә улар мәниви җәһәттә вә турмуш шәкли җәһәттә бир - биригә йеқин болсиму, әмма қошна тағ җилғилирида әмәс, бәлки охшашмайдиған қитәләрдә йашиғандәк турмуш кәчүргән. Шималий кавказниң шәрқ тәрәпигә җайлашқан бу йәрдики һәр бир авулниң өзигә хас тили бар. Бу тиллар түрки тиллар, кавказ тиллири, иран тиллири һәтта йәһуди вә сурийан тиллириға четилиду, қошна авулларниңму тили билән охшашмайду, бир - биригә йеқин кәлмәйду, уларниң томуриму охшашмайду. Рәсул һәмзатов«бурун дағстанниң тарихи пичақ билән ойулған йезиқта хатириләнгән, 20 - әсиргә йәткәндила дағистанда пәй қәләм болған» дәйду. Әмма, дунйадики һәр қандақ бир елипбәдин дағистан тилидики барлиқ тавушларни ипадилигүдәк бир йүрүш һәрп тапқили болмайду. Шуңлашқа совет һөкүмити қурулған дәсләпки йилларда, дағистандики тиллар үчүн йезиқ иҗад қилишта, рус тили һәрплири үстигә алаһидә һәрп вә шәртлик бәлгиләрни қошуш арқилиқ һәрп йаритилған. Бүгүнки күндә, икки милйонға йеқин дағстан хәлқи оттуз нәччә хил тил ишлитиду. Дағстанда бәш хил йезиқта гезит - журнал, әдәбий әсәрләр нәшир қилиниду. Йалғуз авар тилидила әмәс «булар шу җайдики нопус әң көп милләт, нопуси сәккиз йүз миңдин ашиду», йәнә тат «булар пәқәт он бәш миңла» тилида китап нәшир қилиниду.
Әмма, шуниңға қаримастин, дағистанда өз тили билән шеир йазидиған шаирдин икки миңи бар. Дунйаниң һәмма җайлирида бар аз санлиқ милләтләр мәсилиси нуқтисидин ейтқанда, бирла адәмниң мәсилиси чағлиқ бир иш, әмма, кониларниң сөзи бойичә, өтүкни ким кийгән болса шуниң пути ағирийиду, дәрдини өтүк кийгән адәмла билиду, дегәндәк сани әң аз милләтләрниң мәсилиси әң зор, әң муһим болиду, бәзидә бу мәсилә техи адәмни биарам қилиду. Бу йәрдә дейиливатқан мәсилә аз санлиқ милләтләрниң миллий мәдинийитиниң истиқбали мәсилиси. Бу алди билән дунйадики аз санлиқ милләтләрниң тили мәсилисигә берип тақилиду. Чүнки тил болмиса, уларниң мәниви байлиқини раваҗландуруштин сөз ачқили болмайду. Миллий мәдәнийәтниң әң асаслиқ амили болған тил, шу вақитниң өзидила йәнә миллий мәдәнийәтни раваҗландурушниң вастиси болиду. Һәр қандақ милләтниң тилини хәлқниң әқил - парасити йаратқан, у тәңдиши йоқ аҗайип мөҗизә болуп, униң йоқилиши әң зор зийандин башқа нәрсә әмәс, нурғун тиллар йоқилиду һәм йоқалди, уларни қайта тирилдүрүшниңму зөрүрийити йоқ, улар мәвҗут болған дәврму кәлмәскә кәтти, әмди мәвҗут тилларни қәдирләш, асраш керәк, улар пүткүл инсанийәтниң ортақ байлиқи. Дунйа тилдин тәшкилләнгән мәвҗудат алимидә мәвҗут болуп туриду. Тарихта тилдин тәшкилләнгән екологийә пәйда болған. Тил екологийиси худди тәбиәт екологийисигә охшашла наһайити мурәккәп вә назук бу йәрдә прагматизмлиқ нуқтиийнәзәргә әмәл қилишқа болмайду, прагматизмлиқ нуқтиийнәзәр аптоматлаштуруш ишлирида ишләйду, уни мәдәнийәт ишлириға тәбиқлашқа болмайду. Бундин башқа, чоң милләтләрниң тили ушшақ милләтләрниң тилини бара - бара чәткә қақидиған вә асмилатийә қилидиған әһвалму бәзи - бәзидә көрүлүп қалиду.
Наһайити рошәнки , һазир бир хиллаштуруш, аз санлиқ милләтләр мәдәнийитиниң артуқчилиқ вә алаһидиликлирини йоққа чиқиришқа қизиқип қалған пикирләрму бар. Бундақ пикирләргә нисбәтән, биздә сәгәк калла болуши керәк, бундақ пикирләрдә мәсилиниң маһийити бурмиланған. Бир - биригә йар - йөләк болуш, бир - биригә мәнпәәт йәткүзүш принсипи үчүн бирлишиш керәк, әмма һәр қайси милләт вә уларниң мәдәнийити бәзи җәһәтләрдә өз алаһидиликини сақлиши керәк. Навада бу алаһидиликләр керәксиз қилинса, у һалда бир - биригә йар - йөләк болуш, бир - биригә мәнпәәт йәткүзүш дегәндин һечнимә қалмайду, бирлишишниң зөзүрлүкиму йоқилиду. Мән чоңқур ишнимәнки, реаллиқта аз санлиқ милләтләр вә уларниң муһим тилни сақлап қелишниң һәмдә шараит йаритип мушу тилларниң өзгә милләтләрниң мәниви вә маддий турмушидики йеңи нәрсиләрни қобул қилишни илгири сүрүшниң, шараит йаритип тилиниң ички раваҗлиниш йоли йәни дунйадики илғар тилларниң тәқрибилиригә бивастә йаки вастилик тайинип өз тилимизни үзлүксиз бейитиш йоли арқилиқ аз санлиқ милләтләр тилини техиму мукәммәлләштүрүшниң толуқ имканийити бар. Елимизниң тәҗрибилири бу нуқтини испатлиған. Совет иттипақида чоң - кичик йүз нәччә милләт бар. Улар атмиш йил бурун өз ихтийарлиқи билән бирлишиш асасида бирликкә кәлгән совет дөлитини қурған. Биз өтүп кәткән узақ йиллардила таллаш мәсилисигә дуч кәлгәнидуқ: йүксәк дәриҗидә раваҗланған тилни ишлитиш керәкму йаки бирликтә мәвҗут болуп туруш йолиға йәни илғар милләтләрниң тилидин пайдилинип, өз миллитимизниң тилини улар билән бир қатарда раваҗландуруш йолиға маңимизму? Әлвәттә, тамамән мол әдәбийат вә илмий әнәниси бар, йүксәк дәриҗидә раваҗланған тилға өтүп , иҗадийәт билән шу тилда шуғуллиниш, өз миллитимизниң тилини раваҗландуримиз дәп җапа чәкмәслик йолиға меңиш, шүбһисизки, наһайити йәңгил иди. Бундақ әркин таллаш адәмни мәһлийа қилатти.
Бирақ, бундақ таллаш өз миллитимизниң мәдәнийитини сулғунлаштуруп, қурутуп қоймасму? У миллий мәдәнийитимизниң дәвр роһи җәһәттә муһим илгириләшләргә еришишни илгири сүрәләрму? Әң муһими, бу хил һаләт тарихниң «йаритиши» ға уйғун болуп, наһайити мурәккәп, наһайити көп хил дунйаниң ортақ пайда - мәнпәитигә айлиналамду? Қени, ким инсанийәтниң мәдәнийәт хәзинисидә немиләрни сақлашниң йахши, немиләрни сақлашниң йаман болидиғанлиқиға һөкүм қилалайду? Бу мәсилә тоғрисида даим ойлинишқа, «қоллаш» йаки «қарши туруш» ни дәңсәп көрүшкә тоғра келиду. Тилни таллайдиған чағда, әркин таллашниң мумкинчиликигә вә би ргражданниң хәлқ алдида өтәшкә тегишлик бурчиға һүрмәт қилиш зөрүрлүкини унтумаслиқ керәк. Чүнки хәлқ бизни беқип чоң қилған һәмдә өзиниң . Әң қиммәтлик байлиқи болған тилни бизгә ата қилған. Биз ана тилниң карамитигә апирин - тәһсин ейитмай туралмаймиз. Биз пәқәт балилиқ чағлиримиздин башлап игилигән ана тил биләнла адәм қәлбиниң әң чоңқур йәрлиридики миллий ғурур булиқини ачалаймиз: ана тил биләнла хәлқ тәҗрибилиридин туғулған шеир арқилиқ йүрәк - қәлбләргә мадар - дәрман берәләймиз, пәқәт шундила әсли - нәслимиздин тартип қоллинип келиватқан аҗайип мөҗизилик, мәзмуни деңиз - окйанлардин чоңқур ана тилдин естетик зоқ алалаймиз. Пәқәт балилиқ дәврдила ана тилни һәқиқий чүшинәләймиз, пәқәт балилиқ дәврдила өзимиз билән әтрапимиздики адәмләр, қатлам - тәбәқиләр вә мәлум мәдәнийәт оттурисида зич мунасивәт барлиқини һес қилалаймиз. Демәкчимәнки, һечболмиғанда өзүмниң тәҗрибисигә асасән шундақ дейәләймәнки, бир адәм балилиқ дәвридә өзи адәттә учришип турған икки хил, бәлки униңдинму көпрәк тилни маһийәт җәһәттин чоңқур игилийәләйду, гәп бу тилларниң баштила униңға өз тәсирини көрсәткәнликидә, мән үчүн ейтқанда, рус тили ана тилдин, йәни қирғиз тилидин төвән турмайду. Қирғиз тили балилиқ чеғимдила ана тилим болған, буниңдин кейинму у мениң өмүрлүк ана тилим. Өзгә милләтләрниң йүксәк дәриҗидә раваҗланған мәдәнийәт нәтиҗилиридин толуқ пайдиланмисақ, биз көп хил милләтләрниң мәниви мәдәнийитини раваҗландуралмаймиз. Мана бу бизниң иккинчи хил йолни таллишимиздики сәвәб, бу йол мүшкүлрәк, әмма мол нәтиҗилик йол, биздики үчтин бир қисим милләтләрниң йезиқи йоқ иди, кейинчә уларниң йезиқи болди. Шуңа совет әдәбийати сәксән нәччә милләтниң әдәбийатидин тәшкил тапти.Бу әмәлийәт милләтләрниң мәмурий районлирида, тамамән баравәрлик принсипи асасида өз тилини ишлитишни йолға қойушниң бир унумлик чарә әкәнликини йолуқ испатлиди. Мән бу йәрдә рус тилиниң толи тоғрисидиму сөзләп өтмәкчимән, рус тили вастичи, тарихта, һәр қайси милләтләр әдәбийатиниң бүйүк қирғақлирини әң дәсләп туташтурған көврүк. Һалбуки, бу милләтләр техи йеқиндила бир - бириниң мәвҗутлуқини билишмәйтти. Мәдәнийәт җәһәттики пәрқиму наһайити зор иди, һәммисиниң бир - бириниңкигә охшашмайдиған адәт вә әнәнилири бар иди. Өз ара пәқәтла чүшинәлмәйдиған тил ишлитәтти. Рус тили көп милләтлик совет җәмиийитидики милләтләрниң алақә - тилиға - йеңи «мәдәнийиләштүрүш» билән мәдәнийәтниң бир - бирини илгири сүрүшигә түрткә болидиған тилға айланди.
Чүнки у адәм сани әң көп милләтниң, һөкүмран синипниң иқтисад вә барлиқ саһәләрдә үстүнлүк алған бир чоң милләтниң тили иди. У бир тәрәптин елимиздики башқа азсанлиқ милләтләрниң тилиға тәсир көрсәтсә, йәнә бир тәрәптин өз ара тәсир көрситишиш давамида өзини үзлүксиз түрдә бейитти. Һазир биз шундақ җакалийалаймизки, биз инсанийәт тарихида мисли көрүлмигән, биликкә кәлгән, көп милләтниң тилини ишлитидиған совет мәдәнийитини бәрпа қилдуқ. У елимиздики барлиқ чоң кичик милләтләрниң әң есил нәтиҗилирини өз ичигә алған. Бу милләтләр та бүгүнгә қәдәр тәпәккүр, писхика вә турмуш қатарлиқ җәһәтләрдә өзлиригә хас алаһидиликини сақлап кәлмәктә. Бу, совет мәдәнийити һәммини өз ичигә алған, интирнатсионализимлиқ мәдәнийәт болупла қалмастин, бәлки һәр хил миллий шәкилләрни өз ичигә алған мәдәнийәттүр. Бу хил мәдәнийәттики интирнатсонализимлиқ йеқиндин буйанқи мәлум тәшвиқатларда дейилгнидәк миллий мәдәнийәтниң орниға қатмал шәкилләрни дәсситиш болмастин, бәлки имканқәдәр пүткүл җәмиийәтниң идийиви бирлики асасида барлиқ милләтләрниң мәдәнийити вә тилини раваҗландуридиған интирнатсионализимдур. Биз милләтләрниң миллий алаһидиликлирини сақлаш вә уни раваҗландуруш арқилиқ пәрқләрни тамамән йоқитиветиш вә миллий мәдәнийәтни истила қиливетиш хаһишиға тақабил туримиз. Бу миллий мәдәнийәтләр аллиқачан өз орнини игиләп болған, шуңлашқа уни йоқитиветиш хаһиши кишиләрдә дунйа мәдәнийитиниң истиқбалиға нисбәтән әндишә пәйда қилип қойиду. Мениңчә, алийҗанап гуманизм «инсанпәрвәрлик» вә әхлақниң әһмийити сотсийалиситик милләтләр мәдәнийитиниң бирлишиш җәрйанида, һәр бириниң өз индивидуаллиқиниң йоқалмайдиғанлиқида, уларниң әзәлдин бар алаһидиликлириниң йоққа чиқирилмайдиғанлиқида, һәр қайси милләтләр мәдәнийитиниң үзлүксиз бейитидиғанлиқида, мукәммәллишидиғанлиқи вә равақлинидиғанлиқида, йошурун шәртләрни қазидиғанлиқида ипадилиниду. Бундақ шәртләр һәр қайси милләтләрниң вуҗудида мәвҗут шәртләрла болуп қалмастин, бәлки милләтләрниң есил әнәнә, мәниви мираслиридин, узун муддәт давамида җуғланған тарихий тәҗрибилиридин биваситә варислиқ қилиниған шәртләрдур.
Әлвәттә, бу оңайла орунлинидиған аддий җәрйан әмәс. Биз бу җәрйанни орунлаш үчүн ғайәт зор, бәзидә хелила җапалиқ әҗир сиңдүрдуқ һәмдә бурун задил көрүлмигән бәдиий тәпәккүрни раваҗландуруш йолида һармай - талмай тиришчанлиқ көрситип вә издинип ортақ тәҗрибини қолға кәлтүрдуқ. Биз турмушни деаликтикилиқ тонуш, нурғун қалдуқ идийиләрни вә өсүп йетилиш давамидики «балилиқ кесили» ни йеңиш җәрйанини баштин кәчүрдуқ, совет иттипақидәк ғайәт зор, көп милләтлик дөләтни раваҗландурушта, миллий мунасивәт җәһәттә даим дегүдәк йеңи җәрйан вә йеңи мәсилиләрниң көрүлмислики мумкин әмәс. Бир нәччә йилдин буйан бәзи иттипақдаш җумһурийәтләрдә башқа милләт гиражданлириниң сани наһайити тез көпәйди, уларниң өз тили, мәдәнийәт вә турмуши җәһәттә өзигә хас алаһидә тәлипи бар, мана бу бизниң йуқириқи сөзимизни толуқ чүшәндүрүп бериду. Милләтләр турмушиниң даириси барғансери кеңәймәктә, турмуш һәр саәт, һәр минутта өзгәрмәктә. Биз узундин буйан қойуқ миллий пураққа игә дәп қарап кәлгән алаһидиликләр турмуштин вә кишиләрниң еңидин барғансери йоқап, мәдәнийәт җәһәттә бизниң алға илгирилишимиздики тосалғуға айлинип қалди. Аримиздики охшашмайдиған миллий алаһидиликләрни пәрқләндүрүшни тилға алғинимизда, биз һаман дегүдәк турмушимиздики мушундақ көплигән нәрсиләрниң биздәк тәқдири, идийә сестимиси бир болған, бир дәврдә йашашватқан адәмләрни йеқинлаштуридиғанлиқини толуқ мөлчәргә алалмай қалимиз. Қатламларни, конкрет муһитни, кәсипниң түрлирини, әң муһими, йеңи адәмләрниң писхик һалитини мөлчәрләшниң зөрүрлүкини билиш керәк. Совет кишилириниң дунйа қараш, писхик һаләт вә һәрикәт җәһәттики өзгиришни әң чоңқур өзгириш. Гәрчә биз башқа - башқа милләтләргә вәкиллик қилсақму, әмма турмушқа болған қарашта, турмушни селиштурушта, баһалашта вә турмушқа қойған өлчәмдә ортақлиқимиз бар. Мениңчә, аз санлиқ милләтләр мәдәнийитини раваҗландуруш җәрйанида, йеңи, заманиви милодийә «асаслиқ күй» вә йеңи идийиви еқимни алқишлаш керәк. Булар әслидики миллий шәкилләрни бейитиду, униң даирисини кеңәйтиду. Әлвәттә, буниң шәрти бар. Бу шәрт у хил заманиви милодийә вә йеңи идийиви еқимниң өз миллитимизниң тилидин өзигә мувапиқ ипадиләш шәклини тапалаш - тапалмаслиқидур. Һазир биз йеңи йүксәкликкә өрләвәтимиз, аз санлиқ милләтләр ичидә адәмниң йеңи алаһидиликлири үстидә издиниватимиз, бүгүнки турмушни бүгүнки усуллар билән көзитишни өгиниватимиз. Шуңлашқа, миллий шәкилдә һазирқи дәвр түси җәвлан қилишқа башлиди.
Әгәр қаттиқ бекинмичилиқ қилсақ қандақ нәтиҗә болуши мүмкин? У һалда бизниң еришкинимиз маһийәт җәһәттики җа мәдәнийәт болуши мүмкин, чүнки униңда әкс әткини, әң көп болғанидиму шу бир милләтниң алаһидиликиниң бир тәрипила болиду. Башқа милләтниң мәдәнийити билән алмаштуруш болмиса, болупму бир қәдәр тәрәққий тапқан милләтниң мдәнийити билән алмаштуруш болмиса, бу әмәлийәттә шу бир милләтниң мәдәнийитиниң раваҗлиниш мәнбәсини тосуп, , боғуп қойғанлиқтин дерәк бериду. Әгәр «милләт алаһидилики»ни сақлап қелиш әң ахирқи мәқсәт қилинған болса, у һалда мубдақ «алаһидилик » алға басмай бир изда тохтап қелиш, аләмдин бихәвәр өтүш, нәзәр даириси тар болушни кәлтүрүп чиқириду һәмдә шу милләт мәдәнийитиниң сиртқа тарқилишғиму тосқун болиду. Миллий ғурур вә тәкәббурлуқ, наһайти рошәнки, тамамән мәнидаш нәрсә әмәс, алдинқиси өз миллитиниң гуманлинишқа болмайдиған артуқчилиқлиридин пәхирлиниш, әмма уни тепилмас нәрсидәк һәммә йәрдә көс - көс қилип йүрмәсликни көрсәтсә, кейинкиси өзиниң сахта артуқчилиқлиридин мәғрурлинишни, һәтта өзиниң йетәрсизликлирини көрмәскә селиш, һәтта уларни шу милләтниң «артуқчилиқи» қиливелишни көрситиду. Башқа милләтләр билән мәдәнийәт алмаштуруш елеп барғанда ғурур билән тәкәббурлуқниң чәк - чегирисини айривелишқа зор йардими болиду. Тәбиийки, мәдәнийәт алмаштурулса миллий алаһиликләрдә өзгириш болиду һәмдә миллий шәкил пәйда болиду. Улар бир - биригә тәсир көрситиду, бир - бирини қобул қилиду, бир - бирини бейитиду һәмдә вақти өткән кона рамкилардин қутулиду. Әмма, һәр қетим дегүдәк гәп миллийлик үстигә кәлгәндә, немә үчүнки, бәдиий тәпәккүр қайси дәврдә болса, униң шу дәвргә хас иҗтимаий мәниви һаләтни әкс әттүргәнликидин қәтийнәзәр, бизниң көзимиз көпрәк өткәнкини көриду. Йақ, милләтниң өзигә хас алаһидилики әсирләрдин буйан давам қилип кәлгән миллий алаһидиликләрниң йиғинидиси әмәс. Милләтниң өзигә хас алаһидилики дегән бу уқум ичидә әзәлдинла бар болған, вақитниң синақлиридин өткән нәрсиләр, бурунқи дәврләрдә шәкилләнгән тәҗрибиләр болупла қалмастин, бәлки һазирқи дәвр реаллиқида вуҗудқа кәлгән йеңи нәрсиләрму бар. Советниң көп милләтлик мәдәнийитиниң есил нәтиҗилиридә җәмийәтниң, пүткүл инсанийәтниң ортақ улуғ ғайилири бар, һалбуки, уларниң миллийлики интирнатсионализимдин задила айрилмайдиған мунасивәт арқилиқ ипадиләнгән, интирнатсионализм бу йәрдә алаһидә миллий шәкил болуп ипадиләнгән. Уларниң мулайимлиқ билән бирикиши пишип йетилгән сәвийини ипадиләп бәргән. Һалбуки, инсанийәтниң еңи, башқиларниң чүшинишигә еришиш тәшналиқи вә башқиларни чүшиниш үмиди болса мана мушу йәрдин башланған, уларниң мәнбәси мана мушу йәрдә. Мән бүгүнки дунйада нуруғун бәс - муназириләргә сәвәб болған миллий мәдәнийәт мәсилисини тәпсилий шәрһләп өттүм. Һәр бир милләтниң миллий алаһидилики өз мәдәнийитигә «охшашмайдиған қийапәт» билән оттуриға чиқиш имканийитини ата - қилған. Ана йурт билән, өз миллитимиз билән , миллитимизниң турмушидики җиддий мәсилиләр билән болған алақә - мунасивәт гойа һайатий күчкә толған һәмдә мол үнүмлүк сүткә охшаш, миллитимизниң мәдәнийитигә җан, қудрәт беғишлап, уни раваҗландуриду, пүткүл инсанийәт җәмийитиниң кәң земиниға башлайду. Чүнки, һәр бир милләтниң турмушида, уларниң дунйани билиши җәрйанида нурғун ортақ нәрсилири болиду, шуңа миллий нәрсиләрни интирнатсионализмлиқ нәрсиләр билән қариму - қарши қилип қоймаслиқ керәк. Мәсилән, бир қисим асийа, африқа зийалийлириниң йавропаниң мәркәзчиликигә, мәдәний тәпәккүр шәклигә қарита өз қариши бар. Буниң сәвәбини, әлвәттә, чүшинишкә болиду. Чүнки бу нәрсиләр уларниң есигә мустәмликә һөкүмранлиқини, миллий ғуруриға қилинған һақарәтләрни салиду. Әмма, илғар асийа, африқа зийалийлири йавропаниң тәҗибилиридин пайдилинишни аллибурунла башливәткән һәмдә бу арқилиқ өзлириниң миллий мәдәнийитини бейитқан. Улар йавропаниң тәҗрибилирини пүткүл инсанийәтниң байлиқи, йәр шарида йашаватқан барлиқ адәмгә мәнсуп дәп тонуған.
«Дунйа әдәбийатиниң 1988 - йил 3 - санидин» елинди.
(Апторниң хәнзучә «әдәбийат вә сәнәт тоғрисида ойлиғанлирим» намлиқ топлимидин)