Алим Әһәтниң Бейҗиңдики Оқуғучилар Билән Сөһбити

Алим Әһәт

2011- Йили 11- айниң 30- күни кәч саәт (бейҗиң вақти) йәттидә мәркизий милләт универестетиниң алаһидә тәклип қилиши вә орунлаштуриши билән уйғурсофт шеркитиниң баш дериктори, шинҗаң унверситетиниң оқутқучиси, уйғурчә йезиқ киргүзгүч «әлкатип» ни барлиққа кәлтүргүчи пәхирлик Уйғур оғлани Алим Әһәт әпәнди Уйғур компийутерчилиқ саһәси бойичә мәркизий милләтләр универестети залида кәң оқуғучилар билән сөһбәт өткүзди. Сөһбәткә бейҗиңдики һәрқайси алий мәктәпләрдә оқуйдиған Уйғур оқуғучилар келип қатнашти.

Әлкүйи ширкитиниң орунлаштуриши билән әлкүйи мухбири ликсийә залиға барғанда сөһбәт ликсийәси башлиништин бурун чоң екранда алим әһәд әпәнди тонуштурулған мәхсус филимләр қойуливатқан болуп, савақдашларниң униңға болған һөрмәт туйғуси, қизиқиши вә чушәнчиси ашурулди. Ликсийгә бу мәктәпниң Уйғур тил-әдәбийат факултитиниң оқутқучиси молланийаз малим рийасәтчилик қилған болуп, у башта алим әһәд әпәндимни бир қетим тонуштуруп чиқти.

Алим әһәд әпәндим ликсийә бешида: « байамқи тонуштурушни көрүп, мән өзүм шуму әмәсму дәп ойлап қалдим… силәрниң қайси нуқтиларға қизиқидиғиниңларни билмәймән, лекин аңлисам силәрни суал сорашқа бәк маһир дәйду, бу гәп растму йалғанму? Бир аздин кейин мән испатлап бақмақчи …» дегән йумурлуқ сөзлири билән көпчиликни күлдүрүп, хушал кәйпийат ичидә көпчиликни сөзлимәкчи болған мәзмунға башлап кирди. У авал учур техникиси, учур дәври, компийотир вә шуниңға алақидар мәзмунлар вә Уйғур йезиқини компийотир муһитида қоллинишни әмәлгә ашуруш җәрйани вә бу җәрйанда қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләрни сөзләп өтти вә бу җәрйанда дуч кәлгән қейинчилиқлирини образлиқ тәсвирләп :« турмушимизда қийинчилиқлар даим учрап туриду, қийинчилиқ оттурға чиққанда тоғра чүшинишимиз, тоғра муамилә қилишимиз вә бәхт туйғусида болишимиз лазим. Йеңи мәсилиләрниң оттуриға чиқиши адәмни тәпәккур йолиға башлайду.» Дәп көпчиликни таллиған нишандин ваз кәчмәй давамлиқ тиришиш, қийинчилиқлардин қорқмай дадил алға илгирләшкә риғбәтләндүрди.

У Уйғур компийутерчилиқи һәққидә тохтулуп, учур техникиси 80-йилларда шәхисләр компийутири мәйданға кәлгәндин кейин андин уйғурлар турмушиға сиңип киришкә башлиғанлиқини чүшәндүрди, алим әпәндиниң бәргән мәлуматиға асасланғанда, 1985- йили 12- айда Уйғур йезиқи компийутирға киргән болуп, тәрәққийати кәйни- кәйнидин тезләшкән. Һазирқи ишлитиватқан әрәп йезиқи асасидики Уйғур йезиқимиз болса, 90-йилларда әрәп дөләтлиридә компийотирға әрәп йезиқини киргүзүштә анчә илғарлиқ шәкилләнмигән дәвирдила, компийотирға киргүзүштә хелила йоқури сәвийә йаритилған, һәтта аваз арқилиқ хәт киргүзүш дәриҗисигиму йәткән. Шу дәвир тоғрисида тохтилип алим әпәнди йәнә дәсләптә компийотирға «кона йезиқ» ни киргүзүш қийинчилиқиға дуч кәлгәчкә бир қисим кишиләрниң йезиқимизни әмәлдин қалдуруп, латин йезиқи ишлитиш йаки болмиса компийотир тахтисида 26 һәрп конупкиси болуш алаһидиликигә бойсунуп, уйғурчә бир қисим һәрпләрни компийотир йезиқида ипадилимәй ташливитиш тәклипини бәргәнликини ейтти. Буниңға җавабән алим әпәнди:«мәқсәт тоғра ,әмма йөнилиш тоғра болмиған, әгәр ‹компийотирға уйғунлаштуралмидуқ, йезиқ алмаштурайли› дәп алмаштурса киргүзүш һәл болған билән нурғун саһәдә үзүлүп қелиш, нөлдин башлашқа тоғра келиду, чүнки йезиқимиз адәттики йезиқ әмәс, у миң йиллардин бойан мәдәний һайатимизға һәмраһ болуп келиватқан йезиқ, азирақ техникилиқ қийинчилиққа учирапла уни алмаштурайли дәп алмаштурувитишкә болмайду. Инсан қийинчилиққа һәр вақит дуч келиду. Турмуш, үгүнүштә қейинчилиқниң оттуриға чиқишиға әгишип, өзлиримизни бәхитлик һис қилсақ болиду, чүнки җиқ адәм ишләйдиған тема тапалмайватиду. Қейинчилиқниң чиқиши адәмни йеңи тәпәккурға башлайду. Бир қийинчилиққа учрисақ бирла йолға исиливилип имкансизлиқ йаратмай, йандаш қолайлиқ һәл қилиш йоллирини издәш керәк. Уйғур йезиқини компийотирға киргүзүшимизму мушундақ бир җәрйан. Дунйада шунчә ишқа әсқитиватқан компийутирниң Уйғур йезиқини қобул қилалмаслиқи, хәтни солдин әмәс оңдин йезиш мәсилисини һәл қилалмаслиқи мумкин әмәс. Шуниси ениқ болсунки компийутир иҗад қилинишидинла униң тили енглиз тили әмәс еди. Шуни ениқ муәййәнләштүрүшкә болидуки :бу бизниң йезиқимиздики мәсилә әмәс бәлки өзимиздики мәсилә.» Дәп чүшәнчә бириши һәммәйләнни сөйүндүрди вә тил-йезиқимиз тәтқиқатидики бәзи аварчилиқтин қичиш әмәс бәлки урунуп, тоғурлаш мәсулийтимизгә илһам болди.
Шуни қошумчә қилип өтүш керәкки, алим әпәндиниң сөзләш җәрйанида пәқәтла йат тил арилаштурмай, йеник, чүшинишлик вә наһайити раван һәм шундақла меғизлиқ вә чүшинишлик сөзлиши һәммәйләнниң униң нутуқ қабилийти вә белим қурулмисиға болған қайиллиқини қозғиди. Соралған суалларға нисбәтән сөһбәткә қатнашқучилар алим әпәндиниң җавабини аңлап, чоңқур мәмнунийәт туйғуси ичидә узаққичә алқиш йаңратти.

Бир суал сориғучи униңдин сизниң шәхсийитиңизгә берип тақилидиған суалдин бирни сорисам, һазир дөләт мәмурлиқиға имтаһан беридиғанлар наһайити көп, буниңға селиштурғанда сиз башқилар бир өмүр тапқан пулни бир йилда таписиз, мушу һәқтә сөзләп бәргән болсиңиз? Дегән соалға алим әһәһ мундақ җаваб бәрди:

--- Әзәлдин һичким мәндин мундақ суал сорап бақмиған, йумшақ диталға нисбәтән ейитқанда риқабәт кәскин, лекин буниң иқтисади үнүмини йаритиш һәқиқәтән йахши. Силәр чәтәлгә чиқип билим ашурушни ойлишип бақсаңлар болиду. Әқлий мүлүк һәрқандақ җайда етирап қилиниду. Пул һәққидә белгәйтис мундақ дегән: «адәмниң пули 100 милйонға йәткәндә қиммитини йоқитиду». Пул типиш адәттики турмушни қамдаш болмастин бәлки бәлгилик пул тапқандин кейин җәмийәткә вә әтраптикиләргә төһпә қошушни ойлишип беқиш керәк.

Безниң йезиқимиз һичқандақ гунаһкар әмәс, компийутирға Уйғур йезиқини киргүзәлмәслик йаки йөнилиш мәсилисини һәл қилалмаслиқ әмилийәттә биздики мәсилә.

Биз қийинчилиқтин мәңгү қутулалмаймиз, бу һалда йахши роһи һаләтни сақлап қейинчилиқни бәхт дәп тонуш керәк. Қейинчилиқ бәк чоң болса күчимиз йетидиған кичик тармақларға бөлүп аз-аздин һәл қилсақ тамамән болиду, әмма ваз кечишкә болмайду.

Ана тилға пишшиқ болса тил үгүнүш қолай болиду. Уйғурчида енгилизчиға охшайдиған 2500 дәк сөз бар. Демәк ана тилға пишшиқ адәм буларни үгәнмисиму болиду. Мушундақ селиштурма қилип пайдилансақ җиқ үнүм алалаймиз.

Адәм өзидики байлиқни байқашқа маһир болиши керәк. Қилалмаймән десәк мәңгү қилалмаймиз. Теришсақла еришидиған еһтималлиқму һәргиз нөл болмайду.

Һүнәрвәнни уста қилған униң җабдуқ, саймини. Һүнәрвән йахши болуп, саймини йахши, иддийси тоғра болмиса, һүнәр қилсиму нәтиҗиси йахши чиқмайду.

Шәйиләрдики мәсилини һәл қилиш чарисини тапидиғини каллидур, у идийәни барлиққа кәлтүриду. Иш қилғанда идийә наһайити муһим.

Көз, қулақ, қол, пут һәммиси иккидин, әмма еғиз бир, униң үстигә еғизниң ичигә чиш шәклидә 32 йасавул қойулуп чәкливитилгән, шуңа көп көрәйли, көп аңлайли, пут-қолимизниму көп ишлитәйли әмма аз сөзләйли.

20 Йаштин бурун адәмдә чоқум бир кишилик нишан тиклиниши керәк. Әгәр нишан ойлимиса йаки турақсизлиқ қилса вақит бикар зайа болиду.

Мән үчүн әң еғир келидиғини өз әмгикини өзи йоқ қилиш. Өз әмгикини өзи зайа қилиш һәқиқәтән бәк ечинишлиқ иш. Ахирға чиқиралмай зайа қилидиған әмгәкни қилмаслиқ керәк. (Чәтәл тилини бирәр йил үгүнүп йерим йолда ваз кечиш дегәндәк…)

Дунйадики нурғун аләмшумул мәсилини һәл қиливатқан компийутирни бизниң 32 һәрпимизниң мәсилисини һәл қилалмапту десә мәсилә кимдә? Бүгүнгә кәлгәндә Уйғур тил-йезиқи компийотирға йахши ишлимәйдикән дейишкә пәқәт имканийәт қалмиди.

Вақтимизни әтираплиқ ишқа сәрп қилип, кичик ишлардиму пайдилиқ тәрәпни қобул қилишқа теришсақ чоқум йахши нәтиҗә чиқиду.

Башқа тилни чүшүнүш сәвийимиздиму мәсилә йоқ әмма аңлитиш, пул елиш машиниси, йанфон қатарлиқларниң уйғурчилишиши адәмгә иптихар һәм илһам болидикән.

Йашлиқта немә иш қилса йаришиду әмма адәм қериғанда андин вақитниң қәдиригә йетиду.

Йомшақ детал ишләш бир милләтни әмәс бәлки мәдәнийәт, техника күчи вә мулазимәтни асас қилиду.

Избасар тәрбийләштә, адимийлик пәзилити йахши болса техникиси төвәнрәк болсиму толуқлап кәткили болиду әмма пәзилити йахши болмиса апәт болиду.

(Уйғур иликтирон саһәсидики риқабәткә қарита) биз риқабәтләшмәй өзимизгә хас йолни тепишимиз мумкин. Әмма биз йелтизимиз бир һәр шахқа бөлүнүп көклигән дәрәхкә охшаймиз, мәйли қандақ көкләйли хәлққә сайә берәлисәкла болди.

Биз мәңгү оқуғучи вә издәнгүчи.

«Адәмниң пули 100 милийонға йәткәндә, пул қиммитини өзликидин йоқитиду.»-Бел гәйтис

Адәм бир нәрсини тама қилип йашимаслиқи, ғәйрәт қилип бақай, синап бақай, қелип бақай дәп сус ойлимаслиқи керәк.

Төвәнгә әмәс йоқуриға қарап ентилиңлар.

Илаҗсиз қалғанда, адәмни езидиған, һесдашлиқини қозғайдиған дәриҗигә чүшүп қалмай, пилан үчүн йашап беқишқа теришиш керәк. Чүнки һәммә адәмниң өзиниң ризиқи болиду.

2011- Йили 12- айниң 1- күни

Мәнбә: әлкүйи тори

UYGUR.COM