UYGUR.COM
Китабханлар сәмигә
«Уйғур Кутупханиси» ға қойулған әсәрләрниң көпинчиси вәтинимиздики рәсмий нәшрийатлар тәрипидин нәшр қилинған әсәрләр болуп, бу әсәрләр миллий мәвҗутлуқимизни давамлаштурушниң қиммәтлик мәнбәси һесаблиниду. «Уйғур Кутупханиси» әзиз хәлқимизниң қиммәтлик байлиқи һесаблинидиған бу әсәрләрниң пайдилинишқа қолай болуши вә йоқилип кәтмәслики үчүн уларни хәлқимиз арисиға кәң тарқитиш мәқситидә халис хизмәт қилиду. Кутупханимиздики һеч бир әсәр тиҗарий мәнпәәт үчүн ишлитилмәйду.
Кутупханимиздики әсәрләр, әсәр нами, мәзмуни вә апторлирини асас қилған һалда түргә айрилди. Һәрп тәртипи бойичә түргә айришта, әсәр исми вә аптор исминиң баш һәрплири асас қилинди. Әсәрләрниң көпинчиси әсәр нами, аптори вә мәзмуни бойичә бир йаки бир қанчә түргә тәвә қилинди.
Китаб учурлири, әсәрләрниң түргә айрилиши вә улинишларға мунасивәтлик хаталиқлар болса әскәртип қойушиңизни, кутупханимиз һәққидики тәклип вә тәнқидлириңизни елхәт арқилиқ йәткүзүшиңизни, шундақла сиздә башқиларниң пайдилинишиға әрзийдиған әсәрләр болса бизгә йоллап беришиңизни чин дилимиздин үмид қилимиз.
i n f o @ u y g u r . c o m